< Матта 23 >
1 Бу сөзләрдин кейин, Әйса топ-топ халайиққа вә мухлислириға мундақ деди:
2 — Тәврат устазлири вә Пәрисийләр Муса пәйғәмбәрниң [һөкүм чиқириш] орнида олтарған болиду.
3 Шуңа, уларниң силәргә ейтқан һәммә сөзлиригә көңүл қоюп, дегәнлирини қилиңлар. Лекин уларниң қилғанлиридәк қилмаңлар; чүнки улар өзлириниң дегинигә өзлири әмәл қилмайду,
4 Бәлки улар көтирәлмигидәк еғир жүкләрни бағлап адәмләрниң зиммисигә артип қойиду. Амма өзлири бу жүкләрни көтиришкә бирму бармиғини мидирлитишни хушяқмайду.
5 Улар һәммә әмәллирини инсанларға көз-көз қилиш үчүнла қилиду; чүнки улар «айәт қаплири»ни кәң қилип чигивелип, тонлириниң чучилирини узун саңгилитип қойиду;
6 улар зияпәтләрдә төрдә, синагогларда алдинқи орунларда олтиришқа,
7 базарларда кишиләрниң уларға болған [узун] саламлириға вә өзлирини «Устаз, устаз» дәп аташлириға амрақ келиду.
8 Бирақ силәр болсаңлар «Устаз» дәп атилишни қобул қилмаңлар; чүнки силәрниң ялғуз бирла устазиңлар бар вә һәммиңлар қериндаштурсиләр.
9 Йәр йүзидә һеч қандақ кишини «Атам» демәңлар, чүнки пәқәт бирла Атаңлар, йәни әрштә Турғучи бардур.
10 Силәр «муәллим» дәп атилишниму қобул қилмаңлар, чүнки пәқәт бирла муәллим, йәни Мәсиһниң өзи бардур;
11 бәлки араңларда әң мәртивилик болған киши силәрниң хизмитиңларда болиду.
12 Өзини жуқури тутмақчи болғини төвән қилиниду, өзини төвән тутқини жуқури қилиниду.
13 Бирақ һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр әрш падишалиғиниң ишигини инсанларға тақап келиватисиләр! Я өзүңлар кирмәйсиләр, я киришни истигәнләрниң киришигә йол қоймайсиләр.
14 Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр тул аялларниң мал-дуниясини йәватисиләр, шундақтиму башқилар алдида тәқвадар көрүнсәк дәп, узундин-узун дуа қилисиләр. Шуңа, силәр техиму еғир җазаға тартилисиләр.
15 Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр бирла адәмни етиқатиңларға киргүзүш үчүн, деңиз вә қуруқлуқни кезип чиқисиләр. Бирақ у киши киргүзүлгәндин кейин, силәр уни өзлириңлардин икки һәссә бәттәр болған дозақниң пәрзәнти қилип йетиштүрүп чиқисиләр. (Geenna )
16 Һалиңларға вай, әй қариғу йолбашчилар! Силәр: «Һәр қандақ киши ибадәтхана билән қәсәм қилса, һеч немиси йоқ, бирақ ибадәтханидики алтунни тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимидә турушқа қәриздар болиду» дәйсиләр.
17 Әй ахмақлар, корлар! Алтун улуқму яки алтунни муқәддәс қилған ибадәтханиму?
18 Силәр йәнә: «Һәр ким қурбангаһ билән қәсәм қилса, һеч немиси йоқ, бирақ қурбангаһ үстидики һәдийәни тилға елип қәсәм қилғанлар қәсимидә турушқа қәриздар болиду» дәйсиләр.
19 Әй корлар! Һәдийә улуқму яки һәдийини муқәддәс қилған қурбангаһму?
20 Шуңа, қурбангаһни тилға елип қәсәм қилғучи болса һәм қурбангаһ билән һәм униң үстидики барлиқ нәрсиләр билән қәсәм қилған болиду.
21 Ибадәтханини тилға елип қәсәм қилғучиму һәм ибадәтханини, һәм «ибадәтханида Турғучи»ни тилға елип қәсәм қилған болиду.
22 Әршни тилға елип қәсәм қилғучи Худаниң тәхти вә тәхттә олтарғучиниң нами билән қәсәм қилған болиду.
23 Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Чүнки силәр һәтта ялпуз, арпибәдиян вә зириләрниң ондин бир үлүшини өшрә қилип Худаға атайсиләр-ю, бирақ Тәврат қануниниң техиму вәзинлик тәрәплири болған адаләт, рәһимдиллик вә садиқлиқни етиварға һеч алмайсиләр. Авал мошу ишларни орундишиңлар керәк, андин шу ишларниму ада қилмай қоймаслиғиңлар керәк.
24 Әй қариғу йолбашчилар! Силәр [чинәңләрдики] пашини сүзүп еливетисиләр, лекин бирәр төгини пүтүн пети жутуветисиләр!
25 Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр чинә-қачиларниң тешинила жуюп пакизлиғиниңлар билән уларниң ичи һәртүрлүк һерислик вә ишрәтпәрәсликкә толған.
26 Әй қариғу Пәрисий! Авал чинә-қачиниң ичини пакла, шундақта тешиму пак болиду!
27 Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Силәр ақартип қоюлған, сирти чирайлиқ көрүнидиған лекин ичи өлүкләрниң устиханлири вә һәр хил напак нәрсиләргә толған қәбирләргә охшайсиләр.
28 Шуниңдәк тешиңлардин инсанларниң алдида һәққаний адәмләрдәк көрүнисиләр, лекин ичиңлар сахтипәзлик вә итаәтсизлик билән толған.
29 Һалиңларға вай, әй Тәврат устазлири вә Пәрисийләр, сахтипәзләр! Чүнки силәр пәйғәмбәрләрниң қәбирлирини ясап келиватисиләр, һәққанийларниң мазарлирини безәп келиватисиләр
30 вә силәр: «Ата-бовилиримизниң заманида яшиған болсақ едуқ, уларниң пәйғәмбәрләрниң қенини төкүшлиригә шерик болмайттуқ» — дәйсиләр.
31 Шуңа силәр өз сөзүңлар билән өзүңларниң пәйғәмбәрләрни өлтүргәнләрниң әвлатлири екәнлигиңларға гувалиқ бәрдиңлар.
32 Ундақта, ата-бовилириңлар башлиған қилмишлирини толуқлаңлар!
33 Әй иланлар! Зәһәрлик иланларниң нәсиллири! Дозақ җазасидин қандақму қутулаларсиләр? (Geenna )
34 Шуңа мана, силәргә пәйғәмбәрләр, данишмәнләр вә алимларни әвәтип туримән. Силәр уларниң бәзилирини крестләп өлтүрисиләр, бәзилирини синагоглириңларда дәрригә басисиләр, шәһәрдин шәһәргә қоғлайсиләр.
35 Шундақ қилип, һәққаний Һабилниң қан қәрзидин тартип таки силәр ибадәтханидики муқәддәс җай билән қурбангаһниң арилиғида өлтүргән Бәрәкияниң оғли Зәкәрияниң қан қәрзигичә, һәққанийларниң йәр йүзидә еқитилған барлиқ қан қәризлири бу дәвирниң бешиға чүшүрүлиду.
36 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, шу қилмишларниң җазасиниң һәммиси мошу дәвирниң бешиға чүшиду.
37 Әй Йерусалим, Йерусалим! Пәйғәмбәрләрни өлтүридиған, өзигә әвәтилгән әлчиләрни чалма-кесәк қилидиған шәһәр! Мекиян җүҗилирини қанат астиға жиққандәк пәрзәнтлириңни қанчә қетим қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр унимидиңлар!
38 Мана, әнди өйүңлар силәргә харабә болуп қалиду!
39 Чүнки мән шуни силәргә ейтип қояйки, силәр: «Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!» демигичә, силәр мени қайтидин һеч көрәлмәйсиләр.