< Матта 21 >
1 Улар Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйт-Фаги йезисиға кәлгинидә, Әйса икки мухлисиға мунуларни тапилап алдин әвәтти:
2 — Силәр удулуңлардики йезиға бериңлар. Барсаңларла, бағлақлиқ бир ешәк вә униң йенидики бир тәхәйни көрисиләр. Уларни йешип алдимға йетиләп келиңлар.
3 Әгәр бириси силәргә бир немә десә, «Рәбниң буларға һаҗити чүшти» дәңлар, у дәрһал уларни қоюп бериду.
4 Бу пүтүн вақиә пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған муну сөзләрни әмәлгә ашуруш үчүн болди: —
5 «Зион қизиға ейтиңлар: — Мана, Падишасиң келиватиду, Кәмтәр-мөмин болуп, минип бир ешәккә, Боюнтуруқлуқ ешәкниң тәхийигә, Келиватиду йениңға сениң».
6 Әнди һелиқи икки мухлис берип Әйсаниң тапилиғинидәк қилди.
7 Ешәк билән тәхәйни йетиләп келип, үстигә йепинча-чапанлирини салди вә у үстигә минди.
8 Әнди топ-топ кишиләр йепинча-чапанлирини йолға паяндаз қилип салди; йәнә бир қисми дәрәқ шахлирини кесип йолға яятти.
9 Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкән топ-топ халайиқ: — «Давутниң оғлиға һосанна болғай! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — дәп вақиришатти.
10 У Йерусалимға киргәндә, пүткүл шәһәр ләрзигә кәлди. Кишиләр: — Бу зади кимду? — дейишәтти.
11 Халайиқ: — Бу Галилийә өлкисидики Насарәтлик пәйғәмбәр Әйса, дәп җавап беришәтти.
12 Әнди Әйса ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларниң һәммисини һайдап чиқарди. Пул тегишкүчиләрниң ширәлирини вә пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүп,
13 уларға: — [Муқәддәс язмиларда] [Худаниң]: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана дәп атилиду» дегән сөзи пүтүлгән; лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувапсиләр! — деди.
14 Ибадәтхана һойлилирида болғанда қариғу вә токурлар униң алдиға кәлди, у уларни сақайтти.
15 Лекин баш каһинлар билән Тәврат устазлири униң яратқан мөҗизилирини көрүп вә балиларниң ибадәтханида: «Давутниң оғлиға һосанна-тәшәккүрләр болғай!» дәп товлиғинини аңлап ғәзәпләнди.
16 Улар униңға: — Бу балиларниң немә дәватқанлиғини аңлаватамсән? — дәп сориди. У уларға: — Аңлаватимән! Силәр [муқәддәс язмилардин] шуни оқуп бақмиғанки, «Өзүңгә кичик балилар вә бовақларниң тиллиридин мәдһийә сөзлирини мукәммәл қилдиң»» деди.
17 Андин у улардин айрилип, шәһәрдин чиқип Бәйт-Ания йезисиға берип, шу йәрдә қонди.
18 Әнди сәһәрдә, шәһәргә қайтип кетиватқанда, униң қосиғи ачқан еди.
19 У йол бойидики бир түп әнҗир дәриғини көрүп, униң йениға барди. Лекин дәрәқтин йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмай, униңға қарап: — Һазирдин башлап сәндин мәңгү мевә болмисун! — девиди, әнҗир дәриғи шуан қуруп кәтти. (aiōn )
20 Мухлислар буни көрүп тәәҗүплинип: — Әнҗир дәриғи неманчә тезла қуруп кәтти! — деди.
21 Әйса уларға җавап бәрди: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, әгәр һеч гуман болмай ишәшиңлар бар болса, әнҗир дәриғидә болған ишлар болупла қалмай, бәлки силәр һәтта бу таққа: «Бу йәрдин көтирилип деңизға ташлан!» десәңлар, у шундақ болиду, деди.
22 Дуа қилип немини тилисәңлар, ишәшиңлар болсила, шуларға еришисиләр.
23 У ибадәтхана һойлилириға киргәндин кейин, кишиләргә тәлим бериватқанда, баш каһинлар вә ақсақаллар униң алдиға келип: — Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисән? Саңа бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сорашти.
24 Әйса уларға җавап берип: — Мән авал силәргә бир соал қояй. Әгәр силәр җавап бәрсәңлар, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтимән.
25 Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш нәдин кәлгән? Әрштинму, яки инсанлардинму? — дәп сориди. Улар өз ара мулаһизә қилишип: — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн униңға ишәнмидиңлар?» дәйду.
26 Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк, хәлиқтин қорқимиз, чүнки улар һәммиси Йәһяни пәйғәмбәр дәп билиду — дейишти.
27 Буниң билән, улар Әйсаға: Билмәймиз, — дәп җавап беришти. — Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди у уларға.
28 Әнди бу ишқа қандақ қарайсиләр? Бир адәмниң икки оғли бар екән. У биринчи оғлиниң йениға келип: «Оғлум, бүгүн үзүмзарлиғимға берип ишлигин» дәпту.
29 «Бармаймән» дәпту у, лекин кейин пушайман қилип йәнила берипту.
30 У иккинчи оғлиниң йениға келип униңғиму шундақ дәпту. У: «Хоп әпәндим, барай» дәпту-ю, лекин бармапту.
31 Бу иккиләнниң қайсиси атисиниң ирадисини ада қилған болиду? — Биринчи оғли, — дәп җавап бәрди улар. Әйса уларға мундақ деди: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, баҗгирлар билән паһишиләр Худаниң падишалиғиға силәрдин бурун кирмәктә.
32 Чүнки гәрчә Йәһя [пәйғәмбәр] силәргә һәққанийәт йолини аян қилғили кәлгән болсиму, силәр униңға ишәнмидиңлар; лекин баҗгирлар билән паһишиләр униңға ишәнди. Силәр буни көрүп туруп, һәтта кейинки вақитларда йолуңлардин пушайман қилмай униңға ишәнмидиңлар.
33 Йәнә бир тәмсилни аңлаңлар: Бир йәр егиси бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини читлапту. У униңда бир шарап көлчиги қезипту вә бир күзәт мунари ясапту. Андин у үзүмзарлиқни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа кетипту.
34 Үзүм пәсли йеқинлашқанда, өзигә тегишлик һосулни еливелиш үчүн қуллирини бағвәнләрниң йениға әвәтипту.
35 Лекин бағвәнләр қуллирини тутуп, бирини думбалапту, бирини өлтүрүветипту, йәнә бирини чалма-кесәк қипту.
36 У йәнә бир қетим алдинқидинму көп қуллирини әвәтипту, бирақ бағвәнләр уларғиму охшаш муамилә қипту.
37 Ахирда, у «Оғлумниғу һөрмәт қилар» дәп, оғлини әвәтипту.
38 Лекин бағвәнләр оғулни көрүп, өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветип мирасини егиливалайли» дейишипту.
39 Шуниң билән улар уни тутуп үзүмзарлиқниң сиртиға ташлап өлтүрүветипту.
40 Әнди үзүмзарлиқниң егиси кәлгәндә, шу бағвәнләрни қандақ қилар?
41 Улар униңға: — Бу рәзил адәмләрни вәһшийлик билән йоқитиду. Үзүмзарлиқни болса мевилирини өз вақтида өзигә тапшуридиған башқа бағвәнләргә иҗаригә бериду, — дәп җавап беришти.
42 Әйса улардин сориди: — Муқәддәс язмилардики муну сөзләрни оқуп бақмиғанмусиләр?: — «Тамчилар ташливәткән таш болса, Буҗәк теши болуп тикләнди. Бу иш Пәрвәрдигардиндур, Бу көзимиз алдида карамәт бир иштур».
43 Шу сәвәптин силәргә шуни ейтип қояйки, Худаниң падишалиғи силәрдин тартивелинип, униңға мувапиқ мевиләрни беридиған башқа бир әлгә ата қилиниду.
44 Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду.
45 Баш каһинлар вә Пәрисийләр униң ейтқан тәмсиллирини аңлап, уларни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди.
46 Уни тутуш йолини издигән болсиму, лекин халайиқ уни пәйғәмбәр дәп қариғачқа, улардин қорқушти.