< Матта 20 >

1 — Чүнки әрш падишалиғи бир йәр егисигә охшайду. Егиси үзүмзарлиғида ишләшкә адәмләрни яллаш үчүн таң сәһәрдә сиртқа чиқипту.
天國は勞動人を葡萄園に雇ふために、朝 早く出でたる主人のごとし。
2 У ишләмчиләр билән күнлүки үчүн бир күмүч динардин беришкә келишип, уларни үзүмзарлиғиға әвәтипту.
一日 一デナリの約束をなして、勞動人どもを葡萄園に遣す。
3 Саат тоққузларда у йәнә сиртқа чиқип, базарда бекар турған башқа кишиләрни көрүпту.
また九時ごろ出でて市場に空しく立つ者どもを見て、
4 Уларға: «Силәрму үзүмзарлиғимға бериңлар, һәққиңларға тегишлигини беримән» — дәпту.
「なんぢらも葡萄園に往け、相當のものを與へん」といへば、彼らも往く。
5 Улар үзүмзарлиққа берипту. Чүштә вә саат үчтиму у йәнә чиқип йәнә шундақ қипту.
十二 時 頃と三時 頃とに復いでて前のごとくす。
6 Лекин [кәчқурун] саат бәшләрдә чиққанда у йәрдә турған йәнә башқиларни көрүп, улардин: «Немә үчүн бу йәрдә күн бойи бекар турисиләр?» дәп сорапту.
五 時 頃また出でしに、なほ立つ者どものあるを見ていふ「何ゆゑ終日ここに空しく立つか」
7 Улар: «Бизни һеч ким яллимиди» дәп җавап қайтурупту. У уларға: «Ундақта, силәрму үзүмзарлиғимға берип ишләңлар» — дәпту.
かれら言ふ「たれも我らを雇はぬ故なり」主人いふ「なんぢらも葡萄園に往け」
8 Кәч болғанда, үзүмзарлиқ егиси ғоҗидариға: «Ишләмчиләрни чақирип, әң ахирида кәлгәнләрдин башлап әң авал кәлгәнләргичә һәммисиниң иш һәққини бәр» дәпту.
夕になりて葡萄園の主人その家 司に言ふ「勞動人を呼びて、後の者より始め、先の者にまで賃銀をはらへ」
9 Авал кәчқурун саат бәштә ишқа кәлгәнләр келип, һәр бири бир күмүч динардин апту.
かくて五 時ごろに雇はれしもの來りて、おのおの一デナリを受く。
10 Әң авал яллап келингәнләрниң нөвити кәлгәндә, улар: Техиму көп иш һәққи алимизғу, дәп ойлишипту; бирақ уларму бир күмүч динардин апту.
先の者きたりて、多く受くるならんと思ひしに、之も亦おのおの一デナリを受く。
11 Улар иш һәққини алғини билән йәр егисидин ағринип:
受けしとき、家主にむかひ呟きて言ふ、
12 «Бу ахирда кәлгәнләр пәқәт бир саатла ишлиди, бирақ сиз уларни күн бойи җапалиқ вә қаттиқ иссиқни чәккән бизләр билән баравәр һесаплидиңизғу, дәп ғудуришипту.
「この後の者どもは僅に一 時間はたらきたるに、汝は一日の勞と暑さとを忍びたる我らと均しく之を遇へり」
13 Лекин [йәр егиси] уларниң биригә җавап қайтуруп: «Бурадәр, саңа наһәқлиқ қилғиним йоқ! Сән билән бир күмүч динарға келишмигәнмидуқ?
主人こたへて其の一人に言ふ「友よ、我なんぢに不正をなさず、汝は我と一デナリの約束をせしにあらずや。
14 Һәққиңни елип қайтип кәткин. Бу ахирда кәлгәнгиму саңа охшаш бәргүм бар.
己が物を取りて往け、この後の者に汝とひとしく與ふるは、我が意なり。
15 Өзүмниңкини өзүм билгәнчә ишлитиш һоқуқум йоқму? Сехий болғанлиғимға көзүң қизириватамду?
わが物を我が意のままにするは可からずや、我よきが故に汝の目あしきか」
16 Шундақ қилип «Алдида турғанлар арқиға өтиду, арқида турғанлар алдиға өтиду»; чүнки чақирилғанлар көп, амма талланғанлар аз болиду.
かくのごとく後なる者は先に、先なる者は後になるべし』
17 Әйса Йерусалимға чиқиветип, йолда он икки мухлисини бир чәткә тартип, уларға мундақ деди:
イエス、エルサレムに上らんとし給ふとき、竊に十二 弟子を近づけて、途すがら言ひ給ふ、
18 — Мана биз һазир Йерусалимға чиқип кетиватимиз. Инсаноғли баш каһинлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар уни өлүмгә мәһкүм қилиду
『視よ、我らエルサレムに上る、人の子は祭司長・學者らに付されん。彼ら之を死に定め、
19 андин уни мәсқирә қилип, қамчилап вә крестләшкә ят әлликләргә тапшуриду. Лекин у үчинчи күни қайта тирилиду.
また嘲弄し、鞭うち、十字架につけん爲に異邦人に付さん、かくて彼は三日めに甦へるべし』
20 Шу чағда, Зәбәдийниң оғуллириниң аниси икки оғлини елип, Әйсаниң алдиға келип униңдин бир ишни тәләп қилмақчи болуп сәҗдә қилди.
ここにゼベダイの子らの母、その子らと共に御許にきたり、拜して何事か求めんとしたるに、
21 Немә тәливиң бар? — дәп сориди у. Аял униңға: — Шуни әмир қилғайсәнки, сениң падишалиғиңда бу икки оғлумдин бири оң йениңда, бири сол йениңда олтарсун, — деди.
イエス彼に言ひたまふ『何を望むか』かれ言ふ『この我が二人の子が汝の御國にて、一人は汝の右に、一人は左に坐せんことを命じ給へ』
22 Әйса уларға җававән: — Силәр немә тәләп қиливатқиниңларни билмәйватисиләр. Мән ичишкә тәмшәлгән қәдәһни ичәләмсиләр? Ичәләймиз, — дейишти улар.
イエス答へて言ひ給ふ『なんぢらは求むる所を知らず、我が飮まんとする酒杯を飮み得るか』かれら言ふ『得るなり』
23 У уларға: — Силәр һәқиқәтәнму мениң қәдәһимдин ортақ ичисиләр. Бирақ оң яки сол йенимда олтириш несивиси мениң ихтияримда әмәс, бәлки Атам кимләргә тәйярлиған болса, шуларға несип болиду.
イエス言ひたまふ『實に汝らは我が酒杯を飮むべし、されど我が右 左に坐することは、これ我の與ふべきものならず、我が父より備へられたる人こそ與へらるるなれ』
24 [Қалған] он мухлис буниңдин хәвәр тапқанда, икки қериндишидин хапа болди.
十 人の弟子これを聞き、二人の兄弟の事によりて憤ほる。
25 Лекин Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлумки, әлләрдики һөкүмранлар қол астидикидикиләр үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә уларниң һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду.
イエス彼らを呼びて言ひたまふ『異邦人の君のその民を宰どり、大なる者の民の上に權を執ることは、汝らの知る所なり。
26 Бирақ силәрниң араңларда шундақ болмисун; бәлки силәрдин ким үстүн болушни халиса, силәрниң хизмитиңларда болсун;
汝らの中にては然らず、汝らの中に大ならんと思ふ者は、汝らの役者となり、
27 вә ким араңлардикиләрниң алдинқиси болушни халиса, силәрниң қулуңлар болсун.
首たらんと思ふ者は汝らの僕となるべし。
28 Инсаноғлиму дәрвәқә шу йолда көпчилик хизмитимдә болсун демәй, бәлки көпчиликниң хизмитидә болай вә җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә ериштүрәй дәп кәлди.
かくのごとく、人の子の來れるも事へらるる爲にあらず、反つて事ふることをなし、又おほくの人の贖償として己が生命を與へん爲なり』
29 Улар Йерихо шәһиридин чиққанда, зор бир топ адәмләр униңға әгишип маңди.
彼らエリコを出づるとき、大なる群衆イエスに從へり。
30 Вә мана, йол бойида олтарған икки әма Әйсаниң у йәрдин өтүп кетиватқинини аңлап: — И Рәб, Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсән, — дәп товлиди.
視よ、二人の盲人、路の傍らに坐しをりしが、イエスの過ぎ給ふことを聞き、叫びて言ふ『主よ、ダビデの子よ、我らを憫みたまへ』
31 Көпчилик уларни «Үн чиқармаңлар!» дәп әйиплиди. Лекин, улар: — Я Рәб, и Давутниң оғли, бизгә рәһим қилғайсән! — дәп техиму қаттиқ товлиди.
群衆かれらを禁めて默さしめんとしたれど、愈々 叫びて言ふ『主よ、ダビデの子よ、我らを憫み給へ』
32 Әйса қедимини тохтитип, уларни чақирип: — Силәр үчүн немә иш қилип беришимни халисиләр? — дәп сориди.
イエス立ちどまり、彼らを呼びて言ひ給ふ『わが汝らに何を爲さんことを望むか』
33 Я Рәб, көзлиримиз ечилсун! — дейишти улар.
彼ら言ふ『主よ、目の開かれんことなり』
34 Әйса уларға ич ағритип, қолини уларниң көзлиригә тәккүзивиди, көзлири шуан әслигә келип көридиған болди; улар дәрһал униңға әгишип маңди.
イエスいたく憫みて彼らの目に觸り給へば、直ちに物 見ることを得て、イエスに從へり。

< Матта 20 >