< Матта 2 >
1 Әйса Һерод падиша һөкүм сүргән күнләрдә Йәһудийә өлкисиниң Бәйт-Ләһәм йезисида дунияға кәлгәндин кейин, мана бәзи данишмәнләр мәшриқтин Йерусалимға йетип келип, пухралардин:
耶稣诞生在犹太的伯利恒,当时正是希律王执政时期。耶稣诞生后,几位智者从东方来到耶路撒冷。
2 Йәһудийларниң [йеңидин] туғулған падишаси қәйәрдә? Чүнки биз униң юлтузиниң көтирилгәнлигини көрдуқ. Шуңа, униңға сәҗдә қилғили кәлдуқ, — дейишти.
他们说:“犹太之王已经诞生,他在哪里?我们看到他的明星显现于东方的夜空,特来拜访。”
3 Буни аңлиған Һерод падиша, шуниңдәк пүткүл Йерусалим хәлқиму алақзадиликкә чүшти.
希律王听闻此言颇感紧张,整个耶路撒冷城的民众也内心惴惴。
4 У пүткүл баш каһинлар вә хәлиқниң Тәврат устазлирини чақирип, улардин «Мәсиһ қәйәрдә туғулуши керәк?» — дәп сориди.
希律召集所有的祭司长和民间的宗教老师,询问他们弥赛亚可能会诞生在何处。
5 Улар: «Йәһудийәдики Бәйт-Ләһәм йезисида болуши керәк, — чүнки пәйғәмбәр арқилиқ шундақ пүтүлгән: —
众人回答:“在犹太的伯利恒。因为先知曾写道:
6 «И Йәһудийә зиминидики Бәйт-Ләһәм, Хәлқиң Йәһудийә йетәкчилириниң арисида әң кичиги болмайду; Чүнки сәндин бир йетәкчи чиқиду, У хәлқим Исраилларниң баққучиси болиду» — дейишти.
犹大的伯利恒啊,你在犹大诸城中并非渺小,因为未来你们中将诞生一位领袖,他将带领以色列人。”
7 Буниң билән, Һерод данишмәләрни мәхпий чақиртип, юлтузниң қачан пәйда болғанлиғини сүрүштүрүп биливалди.
听闻此言,希律私下叫来几位智者,仔细询问那颗星具体出现的时间。
8 Андин: «Берип балини сүрүштә қилип тепиңлар. Тапқан һаман қайтип маңа хәвәр қилиңлар, мәнму униң алдиға берип сәҗдә қилип келәй» — дәп, уларни Бәйт-Ләһәмгә йолға салди.
然后他派他们去伯利恒,还说:“你们到了那里后,仔细寻找那个孩子,找到后就来向我报告,我也会去拜见他。”
9 Данишмәнләр падишаниң сөзини аңлап йолға чиқти; вә мана, улар шәриқтә көргән һелиқи юлтуз уларниң алдида йол башлап маңди вә бала турған йәргә келип тохтиди.
智者于是听从国王的旨意出发,他们之前看到的那颗星位于东方,一路指引着他们,最终停在孩子所在之处的上空。
10 Улар һелиқи юлтузни көргинидин интайин қаттиқ шатлиништи
看到这颗星,智者们分外欢喜!
11 һәм өйгә кирип, балини аниси Мәрйәм билән көрүп, йәргә жиқилип униңға сәҗдә қилишти. Андин, ғәзнилирини ечип, алтун, мәстики, мурмәкки қатарлиқ соғатларни сунушти.
他们随即走进房屋,看见孩子与其母亲玛利亚。于是他们伏拜在孩子面前,打开宝袋,将里面的黄金、乳香、没药作为礼物送给他。
12 Уларға чүшидә Һеродниң йениға бармаслиқ тоғрисидики вәһий кәлгәнлиги үчүн, улар башқа йол билән өз жутиға қайтишти.
由于主曾托梦警告他们,不要将眼前所见禀报希律王,于是他们便从另外一条道路回到了自己的国家。
13 Улар йолға кәткәндин кейин, Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси Йүсүпниң чүшидә көрүнүп: Орнуңдин тур! Бала вә аниси иккисини елип Мисирға қач. Мән саңа уқтурғичә у йәрдә турғин. Чүнки Һерод балини йоқитишқа издәп келиду — деди.
智者离开后,主的天使出现在约瑟的梦中,告诉他:“快起来!带着孩子和他的母亲逃到埃及并住下,等候我的指示。因为希律一定会想方设法找到这孩子并将他除掉。”
14 Шуниң билән у орнидин туруп, шу кечила бала вә аниси иккисини елип Мисирға қарап йолға чиқти.
约瑟醒来后,立刻连夜带着孩子和妻子向埃及逃去。
15 У Һерод өлгичә шу йәрдә турди. Шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтқан: «Оғлумни Мисирдин Мән чақирдим» дегән сөзи әмәлгә ашурулди.
此后便一直住在那里,直到希律王驾崩。这件事应验了主借先知所传达的预言:“我从埃及唤出我儿。”
16 Һерод болса данишмәнләрдин алданғанлиғини билип, қаттиқ ғәзәпләнди. У данишмәнләрдин ениқлиған вақитқа асасән, адәмләрни әвәтип Бәйт-Ләһәм йезиси вә әтрапидики икки яш вә униңдин төвән яштики оғул балиларниң һәммисини өлтүргузди.
希律发现智者欺骗了他,非常生气。根据从智者处打听的信息,他推测这个男孩应该不到两岁,于是立刻下令杀掉伯利恒城内及周边地区所有两岁以下男孩。
17 Шу чағда Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ ейтилған муну сөз әмәлгә ашурулди: —
这正应了先知耶利米的预言:
18 «Рамаһ шәһиридә бир сада, Аччиқ жиға-зериниң пиғани аңлинар, Бу Раһиләниң балилири үчүн көтәргән аһ-зарлири; Балилириниң йоқ қиливетилгини түпәйлидин, Тәсәллини қобул қилмай пиған көтириду».
在拉玛传来可怕的痛哭与哀嚎,拉结为其子女哭泣,白发人送黑发人,这是任何安慰都无法抚平的悲伤。
19 Әнди Һерод өлгәндин кейин, Худаниң бир пәриштиси Мисирда турған Йүсүпниң чүшидә көрүнүп униңға: —
希律王驾崩之后,主派天使向住在埃及的约瑟托梦,告诉他:
20 Орнуңдин тур! Бала вә анисини елип Исраил зиминиға қайт! Чүнки балиниң җенини алмақчи болғанлар өлди, — деди.
“出发吧!带着孩子和孩子的母亲去以色列,因为想要取这孩子性命的人已死去。”
21 Буниң билән Йүсүп орнидин туруп бала вә анисини елип Исраил зиминиға қайтти.
约瑟醒来后,便带着孩子和孩子的母亲动身前往以色列。
22 У Архелаусниң атиси Һерод падишаниң орниға тәхткә олтирип Йәһудийә өлкисигә һөкүмранлиқ қиливатқинидин хәвәр тепип, у йәргә қайтиштин қорқти; вә чүшидә униңға бир вәһий келип, Галилийә зиминиға берип,
但当他听说希律之子亚基劳斯继位做了犹太王,便害怕回到以色列。由于在梦中获得警告,于是他便去了加利利,
23 Насарәт дәп атилидиған бир йезида олтирақлашти. Шуниң билән пәйғәмбәрләр арқилиқ: «У Насарәтлик дәп атилиду» дейилгини әмәлгә ашурулди.
在一座名为拿撒勒的城市中安顿下来。这应验了先知的那句话:人们将称他为拿撒勒人。