< Матта 19 >
1 Шундақ болдики, Әйса бу сөзләрни ейтип болғандин кейин, Галилийә өлкисидин айрилип, Йәһудийә өлкисиниң чәт йәрлиригә, йәни Иордан дәриясиниң у қетидики жутларға барди.
2 Топ-топ адәмләр униңға әгишип кәлгән болуп, у уларни шу йәрдила сақайтти.
3 Әнди бәзи Пәрисийләр униң йениға келип уни қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униңдин: — Бир адәмниң һәр қандақ сәвәптин аялини қоюветиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
4 Шуниң билән у җававән мундақ деди: — [Тәвраттин] шуни оқумидиңларму, муқәддәмдә инсанларни Яратқучи уларни «Әр вә аял қилип яратти» вә
5 «Шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип иккиси бир тән болиду».
6 Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бәлки бир тән болиду. Шуниң үчүн, Худа қошқанни инсан айримисун.
7 Пәрисийләр униңдин йәнә: — Ундақта, Муса [пәйғәмбәр] немә үчүн [Тәврат қанунида] әр киши өз аялиға талақ хетини бәрсила андин уни қоюветишкә болиду, дәп буйруған? — дәп сорашти.
8 У уларға: — Таш жүрәклигиңлардин Муса [пәйғәмбәр] аяллириңларни талақ қилишқа рухсәт қилған; лекин аләмниң башлимида бундақ әмәс еди.
9 Әнди шуни силәргә ейтип қояйки, аялини бузуқлуқтин башқа бирәр сәвәп билән талақ қилип, башқа бирини әмригә алған һәр қандақ киши зина қилған болиду.
10 Мухлислар униңға: — Әгәр әр билән аяли оттурисидики әһвал шундақ болса, ундақта өйләнмәслик яхши екән, — деди.
11 У уларға: — Бу сөзни һәммила адәм әмәс, пәқәт несип қилинғанларла қобул қилалайду.
12 Чүнки анисиниң балиятқусидин туғма бәзи ағватлар бар; вә инсан тәрипидин ахта қилинған бәзи ағватларму бар; вә әрш падишалиғи үчүн өзини ағват қилғанларму бар. Бу сөзни қобул қилалайдиғанлар қобул қилсун! — деди.
13 Қолуңни тәккүзүп дуа қилғайсән дәп, бәзиләр кичик балилирини униң алдиға елип кәлди. Бирақ мухлислар елип кәлгәнләрни әйиплиди.
14 Амма Әйса: — Балилар мениң алдимға кәлтүрүлсун, уларни тосмаңлар. Чүнки әрш падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур, — деди.
15 Вә қоллирини уларға тәккүзгәндин кейин, у у йәрдин айрилди.
16 Мана, бир күни бириси униң алдиға келип: — Устаз, мән қандақ яхши ишни қилсам, мәңгүлүк һаятқа еришимән? — дәп сориди. (aiōnios )
17 У униңға: — Немишкә мәндин яхшилиқ тоғрисида сорайсән? «Яхши болғучилар» болса пәқәт бирила бар. Амма һаятлиққа киримән десәң, әмирләргә әмәл қил, — деди.
18 Қайси әмирләргә дәйсән? — дәп сориди у. Әйса униңға: — «Қатиллиқ қилма, зина қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә,
19 ата-анаңға һөрмәт қил вә хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй» — деди.
20 Яш жигит униңға: — Буларниң һәммисигә әмәл қилип келиватимән. Әнди маңа йәнә немә кәм? — деди.
21 Әйса униңға: — Әгәр мукәммәл болушни халисаң, берип бар-йоқуңни сетип, пулини кәмбәғәлләргә бәргин. Шуниң билән әрштә ғәзнәң болиду. Андин келип маңа әгәшкин, — деди.
22 Жигит мошу сөзни аңлап, қайғуға чөмүп у йәрдин кетип қалди. Чүнки униң мал-мүлки наһайити көп еди.
23 Әйса мухлислириға: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, байларниң әрш падишалиғиға кириши тәсликтила болиду.
24 Вә йәнә шуни силәргә ейтайки, төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
25 Мухлислар буни аңлап интайин бәк һәйран болушуп: — Ундақта, ким ниҗатқа еришәләйду? — дәп сорашти.
26 Амма Әйса уларға қарап: — Бу иш инсан билән вуҗудқа чиқиши мүмкин әмәс, лекин Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду, — деди.
27 Буниң билән Петрус униңға: — Мана, биз һәммидин ваз кечип саңа әгәштуқ! Биз буниң үчүн немигә еришимиз? — дәп сориди.
28 Әйса уларға мундақ деди: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, аләмдики һәммә қайтидин йеңиланғинида, Инсаноғли шанлиқ тәхтидә олтарған вақтида, маңа әгәшкән силәр он икки тәхттә олтирип, Исраилларниң он икки қәбилисигә һөкүм чиқирисиләр.
29 Мениң намим дәп өйләр, ака-ука, ача-сиңил қериндашлири, ата-аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлардин ваз кәчкәнләрниң һәммиси уларға йүз һәссә артуқ еришиду вә мәңгүлүк һаятқа мирас болиду. (aiōnios )
30 Лекин шу чағда нурғун алдида турғанлар арқиға өтиду, нурғун арқида турғанлар алдиға өтиду.