< Матта 18 >
1 Бу чағда, мухлислар Әйсаниң йениға келип: Әрш падишалиғида ким әң улуқ? — дәп сориди.
2 Әйса йениға кичик бир балини чақирип, уни оттурида турғузуп, мундақ деди:
3 — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, өз йолуңлардин йенип, кичик балилардәк сәбий болмисаңлар, әрш падишалиғиға һәргиз кирәлмәйсиләр.
4 Әнди ким өзини бу кичик балидәк кичик пеил тутса, у әрш падишалиғида әң улуқ болиду.
5 Бундақ кичик бир балини мениң намимда қобул қилса, у мени қобул қилған болиду.
6 Лекин маңа етиқат қилған бундақ кичикләрдин бирини [гунаға] путлаштурған һәр қандақ адәмни, у бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизниң тегигә чөктүрүветилгини әвзәл болатти.
7 Инсанни гунаға путлаштуридиған ишлар түпәйлидин бу дуниядикиләрниң һалиға вай! Путлаштуридиған ишлар муқәррәр болиду; лекин шу путлаштурғучи адәмниң һалиға вай!
8 Әгәр әнди қолуң яки путуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки қолуң яки икки путуң бар һалда дозақтики отқа ташланғиниңдин көрә, чолақ яки токур һалда һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. (aiōnios )
9 Әгәр көзүң сени гунаға путлаштурса, уни оюп өзүңдин нери ташливәт. Икки көзүң бар һалда дозақтики отқа ташланғиниңдин көрә, бирла көзүң билән болсиму һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. (Geenna )
10 — Бу сәбий кичикләрниң һеч биригиму сәл қараштин һези болуңлар. Чүнки шуни силәргә ейтайки, уларниң әрштики пәриштилири әрштики Атамниң җамалини һәрдайим көрүп туриду.
11 Чүнки Инсаноғли һалакәткә азғанларни қутқузғили кәлди.
12 Қандақ қарайсиләр? Бирәвниң йүз туяқ қойи болуп, униңдин бири езип топтин чүшүп қалса, у тохсән тоққуз қойни тағларға қоюп қоюп, һелиқи азған қойини издәйдиғу?
13 Вә әгәр уни тепивалса, мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, у қой үчүн болған хошаллиғи азмиған тохсән тоққузиниңкидин зор болиду.
14 Шуниңға охшаш, бу сәбий кичикләрниң һәр қандиқиниң һалакәткә езип қелиши әрштики Атаңларниң ирадиси әмәстур.
15 — Әнди әгәр қериндишиң саңа зиян селип гуна қилса, униң йениға берип иккиңлар халий чағда сәһвәнлигини көрситип қой. Қериндишиң сөзүңни аңлиса, уни [езиштин] қайтурувалған болисән.
16 Лекин аңлимиса, йәнә бир-икки [гувачини] елип, униң йениға барғин. Шундақ қилип, һәммә иш икки-үч гувачиниң сөзи билән қилинсун.
17 Лекин әгәр [қериндишиң] уларниң сөзигиму қулақ салмиса, әһвални җамаәткә йәткүзүп ейтқин. Әгәр у җамаәттикиләргә қулақ салмиса, уни ят әллик яки баҗгир қатарида көрүңлар.
18 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, силәр йәр йүзидә немини бағлисаңлар, әрштиму шу бағланған болиду вә силәр йәр йүзидә немини қоюп бәрсәңлар, әрштиму қоюп берилгән болиду.
19 Мән йәнә шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, йәр йүзидә араңлардин иккиси өзлири тилигән бир иш тоғрилиқ қәлби бир болуп һәр қандақ нәрсини тиләп дуа қилса, әрштики Атам уларниң тилигини иҗабәт қилиду.
20 Чүнки икки яки үчәйлән мениң намим билән қәйәрдә жиғилған болса, мән шу йәрдә уларниң арисида болимән.
21 Андин Петрус униң алдиға келип: — И Рәб, қериндишимниң маңа зиян селип өткүзгән қанчә қетимлиқ гунайини кәчүрүшүм керәк? Йәттә қетимму? — деди.
22 Әйса униңға мундақ деди: —Мән саңа шуни ейтип қояйки, йәттә қетим әмәс, йәтмиш һәссә йәттә қетим!
23 Әрш падишалиғи чакарлири билән һесап-китап қилмақчи болған бир падишаға охшайду.
24 Һесап-китапни башлиғинида, униңға он миң талант пул қәриздар болған бир чакар кәлтүрүлүпту.
25 Чакарниң төлигидәк һеч нәрсиси болмиғачқа, ғоҗиси чакарниң өзини, хотун бала-җақиси вә бар-йоқини сетип, қәрзини төләшини буйрупту.
26 Шуңа чакар униң алдида йәргә жиқилип баш уруп: «Ғоҗам, маңа кәңчилик қилғайла, мән пүтүн қәрзимни чоқум төләймән» дәп ялвурупту.
27 Чакарниң ғоҗиси униңға ич ағритип, уни қоюп берип, қәрзини кәчүрүм қипту.
28 Лекин чакар у йәрдин чиқип, өзигә йүз динар қәриздар болған йәнә бир чакар бурадирини учритипту. Уни тутувелип, бойнини боғуп туруп: «Қәризни төлә!» дәпту.
29 Буниң билән бу чакар бурадири йәргә жиқилип униңдин: «Маңа кәңчилик қил, қәризни чоқум қайтуримән» дәп ялвурупту.
30 Лекин у унимапту вә: «Пүтүн қәризни төлимигичә зинданда ятисән» дәп уни зинданға ташлитипту.
31 Бундақ ишниң йүз бәргәнлигини көргән башқа чакарлар интайин азаплинип ғоҗисиниң алдиға берип, әһвални баштин-ахир сөзләп берипту.
32 Буниң билән ғоҗиси һелиқи чакарни чақиртип: «Әй рәзил чакар! Маңа йелинғанлиғиң үчүн шунчә көп қәрзиңниң һәммисини кәчүрдүм.
33 Мән саңа ич ағритқинимдәк, сәнму чакар бурадириңгә ич ағритишиңға тоғра кәлмәмду?!» дәпту.
34 Буниң билән ғоҗиси ғәзәплинип уни пүтүн қәрзини төләп болғичә адәм қийнғучи гундипайларниң қолида турушқа тапшуруп берипту.
35 Шуниңға охшаш, әгәр һәр бириңлар өз қериндашлириңларни чин дилиңлардин кәчүрмисәңлар, әрштики Атамму силәргә охшаш муамилә қилиду.