< Матта 17 >
1 Вә алтә күндин кейин, Әйса Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһаннани айрип елип, егиз бир таққа чиқти.
六日の後、イエス、ペテロ、ヤコブ及びヤコブの兄弟ヨハネを率きつれ、人を避けて高き山に登りたまふ。
2 У йәрдә униң сияқи уларниң көз алдидила өзгирип, йүзи қуяштәк парлиди, кийимлири нурдәк аппақ болуп чақниди.
かくて彼らの前にてその状かはり、其の顏は日のごとく輝き、その衣は光のごとく白くなりぬ。
3 Вә мана, [мухлисларға] Муса вә Иляс [пәйғәмбәрләр] униң билән сөзлишиватқан һалда көрүнди.
視よ、モーセとエリヤとイエスに語りつつ彼らに現る。
4 Шуниң билән Петрус Әйсаға: — И Рәб, бу йәрдә болғинимиз немидегән яхши! Халисаң, бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли! — деди.
ペテロ差出でてイエスに言ふ『主よ、我らの此處に居るは善し。御意ならば我ここに三つの廬を造り、一つを汝のため、一つをモーセのため、一つをエリヤの爲にせん』
5 Униң гепи түгимәйла, мана нурлуқ бир булут уларни қапливалди. Мана, булуттин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур, Мән униңдин хурсәнмән. Униңға қулақ селиңлар!» дегән аваз аңланди.
彼なほ語りをるとき、視よ、光れる雲かれらを覆ふ。また雲より聲あり、曰く『これは我が愛しむ子、わが悦ぶ者なり、汝ら之に聽け』
6 Мухлислар буни аңлап өзлирини йәргә ташлап дүм йетип вәһимигә чүшти.
弟子たち之を聞きて倒れ伏し、懼るること甚だし。
7 Бирақ Әйса келип, уларға қолини тәккүзүп: Қопуңлар, қорқмаңлар, — деди.
イエスその許にきたり之に觸りて『起きよ、懼るな』と言ひ給へば、
8 Улар бешини көтирип қаривиди, Әйсадин башқа һеч кимни көрмиди.
彼ら目を擧げしに、イエス一人の他は誰も見えざりき。
9 Тағдин чүшүветип, Әйса уларға: — Инсаноғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, бу аламәт көрүнүшни һеч кимгә ейтмаңлар, — дәп тапилиди.
山を下るとき、イエス彼らに命じて言ひたまふ『人の子の死人の中より甦へるまでは、見たることを誰にも語るな』
10 Андин мухлислири униңдин: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Иляс [пәйғәмбәр Мәсиһ келиштин] авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти.
弟子たち問ひて言ふ『さらばエリヤ先づ來るべしと學者らの言ふは何ぞ』
11 У уларға җававән: — Иляс [пәйғәмбәр] дәрвәқә [Мәсиһтин] авал келиду, һәммә ишни орниға кәлтүриду.
答へて言ひたまふ『實にエリヤ來りて萬の事をあらためん。
12 Амма мән силәргә шуни ейтип қояйки, иляс аллиқачан кәлди, лекин кишиләр уни тонумиди, бәлки униңға халиғанчә муамилә қилди. Шуниңға охшаш, Инсаноғлиму уларниң қоллирида азап чекиш алдида туриду, — деди.
我なんぢらに告ぐ、エリヤは既に來れり。されど人々これを知らず、反つて心のままに待へり。かくのごとく人の子もまた人々より苦しめらるべし』
13 Шу чағда мухлислар униң чөмүлдүргүчи Йәһя тоғрисида сөзләватқанлиғини чүшәнди.
ここに弟子たちバプテスマのヨハネを指して言ひ給ひしなるを悟れり。
14 Улар халайиқниң йениға барғинида, бир киши униң алдиға келип, тизлинип:
かれら群衆の許に到りしとき、或 人 御許にきたり跪づきて言ふ、
15 Рәб, оғлумға ичиңни ағритқайсән! Чүнки униң тутқақлиқ кесили бар болғачқа, зор азап чекиватиду; чүнки у дайим отниң яки суниң ичигә чүшүп кетиду.
『主よ、わが子を憫みたまへ。癲癇にて難み、しばしば火の中に、しばしば水の中に倒るるなり。
16 Уни мухлислириңға елип кәлгән едим, сақайталмиди, — деди.
之を御弟子たちに連れ來りしに、醫すこと能はざりき』
17 Әйса җававән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә турай?! Мән силәргә йәнә қачанғичә сәвир қилай? — Балини алдимға елип келиңлар — деди.
イエス答へて言ひ給ふ『ああ信なき曲れる代なるかな、我いつまで汝らと偕にをらん、何時まで汝らを忍ばん。その子を我に連れきたれ』
18 Шуниң билән Әйса [җинға] тәнбиһ беривиди, җин балидин чиқип кәтти, балиму шуан сақайди.
遂にイエスこれを禁め給へば、惡鬼いでてその子この時より癒えたり。
19 Кейин, Әйса айрим қалғанда, мухлислар униң йениға келип: — Биз немә үчүн җинни қоғливетәлмидуқ? — дәп сорашти.
ここに弟子たち竊にイエスに來りて言ふ『われらは何 故に逐ひ出し得ざりしか』
20 У уларға: — Ишәшиңлар болмиғанлиғи үчүн. Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, силәрдә қича уруғидәк зәрричә ишәш болсила, силәр аву таққа: «Бу йәрдин у йәргә көч» десәңлар, көчиду; шундақла силәргә мүмкин болмайдиған һеч иш болмайду.
彼らに言ひ給ふ『なんぢら信仰うすき故なり。まことに汝らに告ぐ、もし芥種 一粒ほどの信仰あらば、この山に「此處より彼處に移れ」と言ふとも移らん、かくて汝ら能はぬこと無かるべし』
21 Бирақ, бундақ җинларни дуа қилиш вә роза тутуш билән болмиса һайдиғили болмайду — деди.
[なし]
22 Улар Галилийә өлкисидә айлинип жүргинидә, Әйса уларға: — Инсаноғли [сатқунлуқтин] инсанларниң қолиға тапшурулиду;
彼らガリラヤに集ひをる時、イエス言ひたまふ『人の子は人の手に付され、
23 улар уни өлтүриду, лекин үчинчи күни у тирилиду, — деди. Буни аңлап мухлислар еғир ғәм-қайғуға чөмүп кәтти.
人々は之を殺さん、かくて三日めに甦へるべし』弟子たち甚く悲しめり。
24 Андин улар Кәпәрнаһум шәһиригә кәлгинидә, [ибадәтхана] «икки драқма» [беҗини] жиққучилар Петрусниң йениға келип: — Устазиңлар «икки драқма»ни төләмду? — дәп сориди.
彼らカペナウムに到りしとき、納金を集むる者どもペテロに來りて言ふ『なんぢらの師は納金を納めぬか』
25 Төләйду, — деди Петрус. Лекин у өйгә киргишигила, техи бир немә демәстила Әйса униңдин: — Симон, сениңчә бу дуниядики падишалар кимләрдин баҗ алиду? Өз пәрзәнтлиридинму, яки ятлардинму, — дәп сориди.
ペテロ『納む』と言ひ、やがて家に入りしに、逸速くイエス言ひ給ふ『シモンいかに思ふか、世の王たちは税または貢を誰より取るか、己が子よりか、他の者よりか』
26 Петрус униңға: Ятлардин, — девиди, Әйса униңға: — Ундақта, пәрзәнтләр [баҗдин] халий болиду.
ペテロ言ふ『ほかの者より』イエス言ひ給ふ『されば子は自由なり。
27 Бирақ [баҗ жиққучиларға] путликашаң болмаслиғимиз үчүн, деңизға берип қармақни ташла. Тутқан биринчи белиқни елип, ағзини ачсаң, төрт драқмилиқ бир тәңгә пул чиқиду. Уни елип мән вә сән иккимизниң [беҗи] үчүн уларға бәр, — деди.
されど彼らを躓かせぬ爲に、海に往きて釣をたれ、初に上る魚をとれ、其の口をひらかば銀貨 一つを得ん、それを取りて我と汝との爲に納めよ』