< Матта 16 >

1 Әнди пәрисийләр билән Садуқийлар уни синаш мәхситидә йениға келип, униңдин бизгә асмандин мөҗизилик бир аламәт көрсәтсәң, дәп тәләп қилишти.
パリサイ人とサドカイ人と來りてイエスを試み、天よりの徴を示さんことを請ふ。
2 Бирақ Әйса уларға мундақ деди: — Кәчқурун силәр қизил шәпәқни көргиниңларда, «Һава әтә очуқ болиду» дәйсиләр
答へて言ひたまふ『夕には汝ら「空あかき故に晴ならん」と言ひ、
3 вә әтигәндә: «Бүгүн боран чиқиду, чүнки асманниң рәңги қизил һәм тутуқ», дәйсиләр. Асман рәңги-ройини пәриқ етәләйсиләр-ю, лекин бу заманда йүз бериватқан аламәтләрни пәриқ етәлмәйсиләр!
また朝には「そら赤くして曇る故に、今日は風雨ならん」と言ふ。なんぢら空の氣色を見分くることを知りて、時の徴を見分くること能はぬか。
4 Рәзил һәм зинахор бу дәвир «мөҗизилик бир аламәт»ниң көристилишини истәп жүриду. Бирақ бу [дәвирдикиләргә] «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»дин башқа һеч қандақ мөҗизилик аламәт көрситилмәйду. Андин у уларни ташлап чиқип кәтти.
邪曲にして不義なる代は徴を求む、されどヨナの徴の外に徴は與へられじ』かくて彼らを離れて去り給ひぬ。
5 Мухлислири [деңизниң] у қетиға өткинидә, нан еливелишни унтуған еди.
弟子たち彼方の岸に到りしに、パンを携ふることを忘れたり。
6 Әйса уларға: — Һошияр болуңлар, Пәрисийләр билән Садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар, — деди.
イエス言ひたまふ『愼みてパリサイ人とサドカイ人とのパン種に心せよ』
7 [Мухлислар] өз ара мулаһизилишип: — Нан әкәлмигәнлигимиз үчүн буни дәватса керәк, — дейишти.
弟子たち互に『我らはパンを携へざりき』と語り合ふ。
8 Әйса уларниң немә [дейишиватқанлиғини] билип мундақ деди: — Әй ишәши аҗизлар! Немә үчүн нан әкәлмигәнлигиңлар тоғрисида мулаһизә қилисиләр?
イエス之を知りて言ひ給ふ『ああ信仰うすき者よ、何ぞパン無きことを語り合ふか。
9 Техичә чүшәнмидиңларму? Бәш нан билән бәш миң кишиниң [тойғузулғанлиғи], қанчә севәт озуқ жиғивалғанлиғиңлар есиңлардин чиқтиму?
未だ悟らぬか、五つのパンを五 千 人に分ちて、その餘を幾籃ひろひ、
10 Йәттә нан билән төрт миң кишиниң [тойғузулғанлиғи], йәнә қанчә чоң севәт озуқ жиғивалғанлиғиңларму есиңлардин чиқтиму?
また七つのパンを四千 人に分ちて、その餘を幾籃ひろひしかを覺えぬか。
11 Силәр қандақму мениң силәргә: «Пәрисийләр билән Садуқийларниң ечитқусидин еһтият қилиңлар» дегинимниң нан тоғрилиқ әмәслигини чүшәнмәйсиләр?
我が言ひしはパンの事にあらぬを何ぞ悟らざる。唯パリサイ人とサドカイ人とのパンだねに心せよ』
12 Мухлислар шундила униң нандики ечитқудин әмәс, бәлки Пәрисийләр билән Садуқийларниң тәлимидин еһтият қилишни ейтқанлиғини чүшинип йәтти.
ここに弟子たちイエスの心せよと言ひ給ひしは、パンの種にはあらで、パリサイ人とサドカイ人との教なることを悟れり。
13 Әйса Қәйсәрийә-Филиппи райониға кәлгинидә, у мухлислиридин: Кишиләр мән Инсаноғлини ким дәп билидикән? — дәп сориди.
イエス、ピリポ・カイザリヤの地方にいたり、弟子たちに問ひて言ひたまふ『人々は人の子を誰と言ふか』
14 Мухлислири: — Бәзиләр сени чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс [пәйғәмбәр] вә йәнә бәзиләр Йәрәмия яки башқа пәйғәмбәрләрдин бири дәп билидикән, — дәп җавап бәрди.
彼 等いふ『或 人はバプテスマのヨハネ、或 人はエリヤ、或 人はエレミヤ、また預言者の一人』
15 У улардин: — Әнди силәрчу? Силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди.
彼らに言ひたまふ『なんぢらは我を誰と言ふか』
16 Симон Петрус: — Сән Мәсиһ, мәңгүлүк һаят Худаниң Оғли екәнсән, — дәп җавап бәрди.
シモン・ペテロ答へて言ふ『なんぢはキリスト、活ける神の子なり』
17 Әйса униңға: — Бәхитликсән, и Юнус оғли Симон! Буни саңа аян қилғучи һеч әт-қан егиси әмәс, бәлки әрштики Атамдур.
イエス答へて言ひ給ふ『バルヨナ・シモン、汝は幸福なり、汝に之を示したるは血肉にあらず、天にいます我が父なり。
18 Мән саңа шуни ейтайки, сән болсаң Петрусдурсән. Мән җамаитимни бу уюлташ үстигә қуримән. Униң үстидин тәһтисараниң дәрвазилириму ғалип келәлмәйду. (Hadēs g86)
我はまた汝に告ぐ、汝はペテロなり、我この磐の上に我が教會を建てん、黄泉の門はこれに勝たざるべし。 (Hadēs g86)
19 Әрш падишалиғиниң ачқучлирини саңа тапшуримән; сән йәр йүзидә немини бағлисаң әрштиму бағланған болиду, сән йәр йүзидә немини қоюп бәрсәң, әрштиму қоюп берилгән болиду, — деди.
われ天國の鍵を汝に與へん、凡そ汝が地にて縛ぐ所は天にても縛ぎ、地にて解く所は天にても解くなり』
20 Бу сөзләрни ейтип болуп, у мухлислириға өзиниң Мәсиһ екәнлигини һеч кимгә тинмаслиқни тапилиди.
ここにイエス、己がキリストなる事を誰にも告ぐなと、弟子たちを戒め給へり。
21 Шу вақиттин башлап, Әйса мухлислириға өзиниң Йерусалимға кетиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин көп азап-оқубәт тартиши, өлтүрүлүши муқәррәр болғанлиғини, шундақла үчинчи күни тирилдүрүлидиғанлиғини аян қилишқа башлиди.
この時よりイエス・キリスト、弟子たちに、己のエルサレムに往きて、長老・祭司長・學者らより多くの苦難を受け、かつ殺され、三日めに甦へるべき事を示し始めたまふ。
22 Шуниң билән Петрус уни бир чәткә тартип, уни әйипләп: — Я Рәб, саңа рәһим қилинғай! Бешиңға бундақ ишлар қәтъий чүшмәйду! — деди.
ペテロ、イエスを傍にひき戒め出でて言ふ『主よ、然あらざれ、此の事なんぢに起らざるべし』
23 Лекин у бурулуп Петрусқа қарап: — Арқамға өт, Шәйтан! Сән маңа путликашаңсән, сениң ойлиғанлириң Худаниң ишлири әмәс, инсанниң ишлиридур, — деди.
イエス振反りてペテロに言ひ給ふ『サタンよ、我が後に退け、汝はわが躓物なり、汝は神のことを思はず、反つて人のことを思ふ』
24 Андин Әйса мухлислириға мундақ деди: Кимдәким маңа әгишишни халиса, өзидин ваз кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!
ここにイエス弟子たちに言ひたまふ『人もし我に從ひ來らんと思はば、己をすて、己が十字架を負ひて、我に從へ。
25 Чүнки өз җенини қутқузмақчи болған киши чоқум җенидин мәһрум болиду, лекин мән үчүн өз җенидин мәһрум болған киши униңға еришиду.
己が生命を救はんと思ふ者は、これを失ひ、我がために己が生命をうしなふ者は、之を得べし。
26 Чүнки бир адәм пүтүн дунияға егә болуп җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?! У немисини җениға тегишсун?!
人、全世界を贏くとも、己が生命を損せば、何の益あらん、又その生命の代に何を與へんや。
27 Чүнки Инсаноғли Атисиниң шан-шәриви ичидә пәриштилири билән келиш алдида туриду; вә у һәммә адәмниң өз әмәллиригә тушлуқ җавап қайтуриду.
人の子は父の榮光をもて、御使たちと共に來らん。その時おのおのの行爲に隨ひて報ゆべし。
28 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Инсаноғлиниң өз падишалиғи билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур.
まことに汝らに告ぐ、ここに立つ者のうちに、人の子のその國をもて來るを見るまでは、死を味はぬ者どもあり』

< Матта 16 >