< Матта 15 >

1 Бу чағда, Тәврат устазлиридин вә Пәрисийләрдин бәзилири Йерусалимдин келип Әйсаниң алдиға берип:
Entonces unos fariseos y escribas de Jerusalén se acercaron a Jesús, y [le] preguntaron:
2 — Мухлислириң немишкә ата-бовилиримизниң әнъәнилиригә хилаплиқ қилиду? Чүнки улар қоллирини жуймай тамақ йәйдикәнғу, — деди.
¿Por qué tus discípulos quebrantan la tradición de los ancianos? Porque no se lavan las manos cuando comen pan.
3 Лекин у уларға мундақ җавап бәрди: — Силәрчу, силәр немишкә әнъәнимизни сақлаймиз дәп Худаниң әмригә хилаплиқ қилисиләр?
Él les replicó: ¿Por qué también ustedes quebrantan el Mandamiento de Dios por causa de su tradición?
4 Чүнки Худа: «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләр өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп әмир қилған.
Porque Dios dijo: Honra al padre y a la madre. Y: El que maldiga al padre o a la madre, muera sin perdón.
5 Лекин силәр: — Һәр қандақ киши «Атиси яки анисиға: — Мән силәргә ярдәм бәргидәк нәрсиләрни аллиқачан [Худаға] ативәттим — десила,
Pero ustedes dicen: Cualquiera que diga al padre o a la madre: Es ofrenda lo que pudieras recibir de mí como beneficio,
6 униң ата-анисиға һөрмәт-вападарлиқ қилиш мәҗбурийити қалмайду, — дәйсиләр. Буниң билән әнъәнәңларни дәп, Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар.
de ningún modo tendrá que honrar a su padre. Así invalidaron ustedes la Palabra de Dios por su tradición.
7 Әй сахтипәзләр! Йәшая пәйғәмбәр бәргән мошу бешарәт топтоғра силәр тоғрилиқ екән: —
¡Hipócritas! Bien profetizó Isaías con respecto a ustedes:
8 «Мошу хәлиқ ағзида мени һөрмәтлигини билән, Бирақ қәлби мәндин жирақ.
Este pueblo me honra con [sus] labios, pero su corazón está muy lejos de Mí.
9 Улар маңа беһудә ибадәт қилиду. Уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас».
En vano me adoran, y enseñan preceptos de hombres como doctrinas.
10 Андин у халайиқни йениға чақирип, уларға: — Қулақ селиңлар һәм шуни чүшиниңларки,
Después de llamar a la muchedumbre les dijo: Oigan y entiendan:
11 Инсанни напак қилидиғини ағзидин киридиғини әмәс, бәлки ағзидин чиқидиғинидур, — деди.
Lo que entra en la boca no contamina al hombre, sino lo que sale de la boca.
12 Кейин мухлислири униң алдиға келип: — Сениң бу сөзүңни Пәрисийләр аңлап, униңдин бизар болуп рәнҗигәнлигини билдиңму? — деди.
Entonces los discípulos se acercaron y le preguntaron: ¿Supiste que los fariseos que oyeron la Palabra se ofendieron?
13 Лекин у мундақ җавап қайтурди: — Әрштики Атам тикмигән һәр қандақ өсүмлүк йилтизидин жулунуп ташлиниду.
El respondió: Toda planta que mi Padre celestial no sembró, será desarraigada.
14 Силәр уларға писәнт қилмаңлар; улар корларға йол башлайдиған корлардур. Әгәр кор корға йол башлиса, һәр иккиси ориға чүшүп кетиду.
Déjenlos, son guías ciegos. Si un ciego guía a otro ciego, ambos caerán en un hoyo.
15 Лекин Петрус униңға: — Бая ейтқан тәмсилни бизгә чүшәндүрүп бәргәйсән, — деди.
Pedro le solicitó: Acláranos la parábola.
16 Лекин у: — Силәрму техичә чүшәнчигә еришимидиңлар?! — деди.
Él respondió: ¿Ustedes tampoco entienden?
17 Еғизға киргән барлиқ нәрсиләрниң аш қазан арқилиқ тәрәт болуп чиқип кетидиғанлиғини техи чүшәнмәмсиләр?
¿No entienden que todo lo que entra en la boca va al estómago y es echado en la letrina?
18 Лекин еғиздин чиқидиғини қәлбтин чиқиду, инсанни напак қилидиғиниму шудур.
Pero las cosas que salen de la boca provienen del corazón y contaminan al hombre.
19 Чүнки яман ойлар, қатиллиқ, зинахорлуқ, бузуқчилиқ, оғрилиқ, ялған гувалиқ вә төһмәт қатарлиқлар қәлбтин чиқиду.
Porque del corazón provienen malos pensamientos, homicidios, adulterios, fornicaciones, robos, falsos testimonios y difamaciones.
20 Инсанни напак қилидиғанлар мана шулардур; жуюлмиған қоллар билән тамақ йейиш инсанни напак қилмайду.
Estas cosas contaminan al hombre, pero comer con manos sin lavar no contamina.
21 Әйса у йәрдин чиқип, Тур вә Зидон шәһәрлириниң әтрапидики жутларға барди.
Al salir de allí Jesús fue a la región de Tiro y Sidón.
22 Мана, у чәт йәрләрдин кәлгән қананий бир аял униң алдиға келип: — И Рәб! Давутниң оғли, һалимға рәһим қилғайсиз! Қизимға җин чаплишивалған екән, қийнилип кетиватиду! — дәп униңға нида қилип зарлиди.
Vio a una mujer cananea que salía de aquellos lugares y clamaba: ¡Hijo de David, ten compasión de mí, Señor! Mi hija está horriblemente endemoniada.
23 Лекин у у аялға бир еғизму җавап бәрмиди. Мухлислири униң йениға келип: — Бу аялни йолға салсаң! Чүнки у кәйнимиздин әгишип ялвуруп нида қиливатиду, — деди.
Pero Él no le respondió. Entonces sus discípulos se le acercaron y le rogaban: Despídela, porque grita detrás de nosotros.
24 Әнди у җавап берип: — Мән пәқәт йолдин тенигән қой падилири болған Исраил җәмәтидикиләргә әвәтилгәнмән, — деди.
Entonces Él respondió: No fui enviado sino a las ovejas perdidas de [la] casa de Israel.
25 Амма һелиқи аял униң алдиға келип сәҗдә қилип: — Рәб, маңа ярдәм қилғайсән! — дәп ялвурди.
Pero ella se acercó, se postró ante Él y le rogó: ¡Señor, ayúdame!
26 У униңға: — Балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш яхши әмәс, — деди.
Él respondió: No está bien tomar el pan de los hijos y echar [lo] a los perrillos.
27 Лекин һелиқи аял: — Дурус, и Рәб, бирақ һәтта иштларму ғоҗайининиң дәстихинидин чүшкән увақларни йәйдиғу, — деди.
Entonces ella dijo: Sí, Señor, pero aun los perrillos comen las migajas que caen de la mesa de sus amos.
28 Шуниң билән Әйса униңға: — Әй ханим, ишәшиң күчлүк екән! Тилигиниңдәк болсун! — деди. У аялниң қизи шуан сақийип кәтти.
Jesús le respondió: ¡Oh mujer, grande es tu fe! Que se haga contigo como quieres. Y su hija fue sanada desde aquel momento.
29 Әйса у йәрдин чиқип, Галилийә деңизиниң бойидин өтүп, таққа чиқип олтарди.
Cuando Jesús salió de allí siguió a una costa del mar de Galilea. Subió a la colina y se sentó.
30 Униң алдиға топ-топ халайиқ жиғилди. Улар токур, қариғу, гача, чолақ вә нурғун башқа хил кесәлләрниму елип келип, униң айиғи алдиға қоюшти; у уларни сақайтти.
Llegó a Él [muchísima gente] que llevaba cojos, lisiados, ciegos, mudos y muchos otros. Los colocaron a sus pies y los sanó.
31 Шуниң билән халайиқ гачиларниң сөзләләйдиған болғанлиғини, чолақларниң сақайғинини, токурларниң маңғанлиғини вә қариғуларниң көридиған болғанлиғини көрүп, һәйран болди вә Исраилниң Худасини улуқлиди.
La muchedumbre se asombró al ver que los mudos hablaban, los lisiados sanaban, los cojos andaban y los ciegos veían. Y alabaron al Dios de Israel.
32 Андин Әйса мухлислирини йениға чақирип: — Бу халайиққа ичим ағрийду; чүнки улар үч күндин бери йенимда болди, йегидәк бир нәрсисиму қалмиди. Уларни өйлиригә ач қайтурушни халимаймән, йолда һалидин кетиши мүмкин, — деди.
Entonces Jesús llamó a sus discípulos y les dijo: Tengo compasión de la muchedumbre, porque hace tres días están conmigo y no tienen qué comer. No quiero despedirlos en ayunas, no sea que desfallezcan en el camino.
33 Мухлислар униңға: — Бу чөлдә бунчивала адәмни тойғузғидәк көп нанни нәдин тапимиз? — дейишти.
Entonces los discípulos le preguntaron: ¿Dónde [conseguiremos] tantos panes en un lugar despoblado para saciar a una multitud tan grande?
34 Әйса улардин: Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди. — Йәттә нан билән бир нәччә тал кичик белиқ бар, — дейишти улар.
Jesús les preguntó: ¿Cuántos panes tienen? Y ellos contestaron: Siete, y unos pocos pececillos.
35 Буниң билән у халайиқни йәрдә олтиришқа буйруди.
Mandó a la muchedumbre que se recostara sobre la tierra.
36 Андин, йәттә нан билән белиқларни қолиға елип [Худаға] тәшәккүр ейтип, уларни уштуп мухлислириға бәрди, мухлислар халайиққа үләштүрди.
Tomó los siete panes y los peces, dio gracias, partió y daba a los discípulos, y los discípulos a la multitud.
37 Һәммәйлән тойғичә йеди; андин [мухлислар] ешип қалған парчиларни жиғип йәттә чоң севәтни тошқузди.
Comieron todos y se saciaron, y recogieron siete canastas llenas de los trozos sobrantes.
38 Тамақ йегәнләрниң сани балилар вә аяллардин башқа төрт миң киши еди.
Los que [comieron] fueron 4.000 hombres, sin [contar] mujeres y niños.
39 У халайиқни йолға салғандин кейин, кемигә чүшүп, Магадан жутиниң чәт йәрлиригә барди.
Después de despedir a la multitud, subió a la barca y llegó a las cercanías de Magadán.

< Матта 15 >