< Матта 14 >

1 У чағларда, Һерод һаким Әйсаниң нам-шөһритидин хәвәр тепип,
At that time, Herod the tetrarch heard the report concerning Jesus,
2 хизмәткарлиригә: — Бу адәм чөмүлдүргүчи Йәһя болиду, у өлүмдин тирилгән болса керәк. Шуниң үчүн мошу алаһидә қудрәтләр униңда күчини көрсәтмәктә, — деди.
and said to his servants, “This is John the Baptizer. He is risen from the dead. That is why these powers work in him.”
3 Һеродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у [өгәй] акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин Йәһяни тутқун қилип, зинданға ташлиған еди.
For Herod had arrested John, bound him, and put him in prison for the sake of Herodias, his brother Philip’s wife.
4 Чүнки Йәһя Һеродқа [тәнбиһ берип]: «Бу аялни тартивелишиң Тәврат қануниға хилаптур» дәп кәлгән еди.
For John said to him, “It is not lawful for you to have her.”
5 Һерод [шу сәвәптин] Йәһяни өлтүрмәкчи болған болсиму, бирақ халайиқтин қорққан еди, чүнки улар Йәһяни пәйғәмбәр, дәп биләтти.
When he would have put him to death, he feared the multitude, because they counted him as a prophet.
6 Амма Һеродниң туғулған күни тәбрикләнгәндә, аяли Һеродийәниң қизи оттуриға чиқип уссул ойнап бәрди. Бу Һеродқа бәк яқти;
But when Herod’s birthday came, the daughter of Herodias danced among them and pleased Herod.
7 шуниң үчүн у униңға: — Һәр немә тилисәң шуни саңа берәй, дәп қәсәм қилди.
Therefore he promised with an oath to give her whatever she should ask.
8 Лекин қиз анисиниң күшкүртүши билән: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини елип, бир тәхсигә қоюп әкәлсилә, — деди.
She, being prompted by her mother, said, “Give me here on a platter the head of John the Baptizer.”
9 Падиша буниңға һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, [каллисини] елип келиңлар, дәп буйруди.
The king was grieved, but for the sake of his oaths and of those who sat at the table with him, he commanded it to be given,
10 У адәм әвәтип, зинданда Йәһяниң каллисини алдурди.
and he sent and beheaded John in the prison.
11 Шуниң билән каллиси бир тәхсигә қоюлуп, қизниң алдиға елип келинди. Қиз буни анисиниң алдиға апарди.
His head was brought on a platter and given to the young lady; and she brought it to her mother.
12 [Йәһяниң] мухлислири болса берип, җәсәтни елип дәпнә қилди; андин берип Әйсаға бу ишларни хәвәр қилди.
His disciples came, took the body, and buried it. Then they went and told Jesus.
13 Әйса бу хәвәрни аңлап, өзи ялғуз пинһан бир җайға кетәй дәп бир кемигә олтирип у йәрдин айрилди. Халайиқ буниң хәвирини тапқанда, әтраптики шәһәрләрдин келишип, униң кәйнидин пиядә маңди.
Now when Jesus heard this, he withdrew from there in a boat to a deserted place apart. When the multitudes heard it, they followed him on foot from the cities.
14 У [ қирғаққа] чиқип кәткинидә, зор бир топ адәмләрни көрүвиди, уларға ич ағритип, уларниң ағриқлирини сақайтти.
Jesus went out, and he saw a great multitude. He had compassion on them and healed their sick.
15 Кәч киргәндә, мухлислири униң йениға келип: — Бу чөл бир җай екән, вақитму бир йәргә берип қалди. Халайиқни йолға селивәткән болсаң, андин улар кәнтләргә берип өзлиригә озуқ сетивалсун, — деди.
When evening had come, his disciples came to him, saying, “This place is deserted, and the hour is already late. Send the multitudes away, that they may go into the villages, and buy themselves food.”
16 Лекин Әйса уларға: — Уларниң кетишиниң һаҗити йоқ, өзүңлар уларға озуқ бериңлар, — деди.
But Jesus said to them, “They don’t need to go away. You give them something to eat.”
17 Лекин мухлислар: — Биздә бәш нан билән икки данә белиқтин башқа һеч нәрсә йоқ, — дейишти.
They told him, “We only have here five loaves and two fish.”
18 У: — Уларни маңа елип келиңлар, деди.
He said, “Bring them here to me.”
19 У халайиқни чөплүкниң үстидә олтиришқа буйруғандин кейин, бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап [Худаға] тәшәккүр ейтти. Андин нанларни уштуп мухлислириға бәрди, мухлислири халайиққа үләштүрүп бәрди.
He commanded the multitudes to sit down on the grass; and he took the five loaves and the two fish, and looking up to heaven, he blessed, broke and gave the loaves to the disciples; and the disciples gave to the multitudes.
20 Һәммәйлән йәп тоюнди. [Мухлислар] ешип қалған парчиларни лиқ он икки севәткә теривалди.
They all ate and were filled. They took up twelve baskets full of that which remained left over from the broken pieces.
21 Озуқланғанларниң сани аяллар вә балилардин башқа тәхминән бәш миң киши еди.
Those who ate were about five thousand men, in addition to women and children.
22 Арқидила, у мухлислириға: Өзүм бу халайиқни йолға селиветимән, аңғичә силәр кемигә олтирип, деңизниң қарши қирғиқиға өтүп туруңлар, дәп буйруди.
Immediately Jesus made the disciples get into the boat and go ahead of him to the other side, while he sent the multitudes away.
23 Халайиқни йолға селивәткәндин кейин, у дуа қилиш үчүн өзи хилвәт таққа чиқти. Кәч киргәндиму у йәрдә ялғуз қалди.
After he had sent the multitudes away, he went up into the mountain by himself to pray. When evening had come, he was there alone.
24 Бу чағда, кемә қирғақтин хелә көп чақирим жүргән еди, лекин шамал қарши йөнлишитин чиқиватқачқа, кемә долқунлар ичидә чайқилип туратти.
But the boat was now in the middle of the sea, distressed by the waves, for the wind was contrary.
25 Кечә төртинчә җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип, мухлислири тәрәпкә кәлди.
In the fourth watch of the night, Jesus came to them, walking on the sea.
26 Мухлислар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, алақзадә болуп: — Алвасти екән! — дәп қорқуп чуқан селишти.
When the disciples saw him walking on the sea, they were troubled, saying, “It’s a ghost!” and they cried out for fear.
27 Лекин Әйса дәрһал уларға: — Жүрәклик болуңлар, бу мән, қорқмаңлар! — деди.
But immediately Jesus spoke to them, saying, “Cheer up! It is I! Don’t be afraid.”
28 Петрус буниңға җававән: — И Рәб, бу сән болсаң, су үстидә меңип йениңға беришимға әмир қилғайсән, — деди.
Peter answered him and said, “Lord, if it is you, command me to come to you on the waters.”
29 Кәл, — деди у. Петрус кемидин чүшүп, су үстидә меңип, Әйсаға қарап кетивататти;
He said, “Come!” Peter stepped down from the boat and walked on the waters to come to Jesus.
30 лекин боранниң қаттиқ чиқиватқанлиғини көрүп қорқуп, суға чөкүшкә башлиди: — Рәб, мени қутқузувалғайсән! — дәп вақириди.
But when he saw that the wind was strong, he was afraid, and beginning to sink, he cried out, saying, “Lord, save me!”
31 Әйса дәрһал қолини узитип, уни тутувалди вә униңға: — Әй ишәши аҗиз бәндә, немишкә гуман қилдиң? — деди.
Immediately Jesus stretched out his hand, took hold of him, and said to him, “You of little faith, why did you doubt?”
32 Улар кемигә чиққанда, шамал тохтиди.
When they got up into the boat, the wind ceased.
33 Кемидә олтарғанлар униң алдиға келип сәҗдә қилип: — Бәрһәқ, сән Худаниң Оғли екәнсән, — дейишти.
Those who were in the boat came and worshiped him, saying, “You are truly the Son of God!”
34 Улар деңизниң қарши тәрипигә өткәндә, Гиннисарәт жутида [қуруқлуққа] чиқти.
When they had crossed over, they came to the land of Gennesaret.
35 У йәрдики адәмләр уни тонуп қелип, әтраптики барлиқ җайларға хәвәр әвәтти; шуниң билән кишиләр барлиқ бемарларни униң алдиға елип кәлди;
When the people of that place recognized him, they sent into all that surrounding region and brought to him all who were sick;
36 улар униңдин бемарларниң һеч болмиғанда униң тониниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвелишиға йол қоюшини өтүнди. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сәллимаза сақайди.
and they begged him that they might just touch the fringe of his garment. As many as touched it were made whole.

< Матта 14 >