< Матта 13 >
1 Шу күни Әйса өйдин чиқип, деңиз бойида олтиратти.
那一天,耶穌從家裏出來,坐在海邊上,
2 Әтрапиға топ-топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип олтарди. Пүткүл халайиқ болса деңиз бойида турушатти.
有許多群眾集合到衪跟前,衪只得上船坐下,群眾都站在岸上。
3 У уларға тәмсилләр билән нурғун һекмәтләрни ейтип бирип, мундақ деди: — Мана, уруқ чачқучи уруқ чачқили [етизға] чиқипту.
衪就用比喻給他們講論了許多事,說:「看,有個撒種的出去撒種;
4 Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол үстигә чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.
他撒種的時候,有的落在路旁,飛鳥來把它吃了。
5 Бәзилири теши көп, тописи аз йәрләргә чүшүпту. Туприғи чоңқур болмиғачқа, тезла үнүп чиқипту,
有的落在石頭裏,那裏沒有多少土壤,因為所有的土壤不深,即刻發了芽;
6 лекин күн чиқиши биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту.
但太陽一出來,就被曬焦;又因為沒有根,就枯乾了。
7 Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувапту.
有的落在荊棘中,荊棘長起來,便把它們窒息了。
8 Бәзилири болса яхши тупраққа чүшүпту. Уларниң бәзилири йүз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири оттуз һәссә һосул берипту.
有的落在好地裏,就了實:有一百倍的,有六十倍的,有三十倍的。
9 Қулиқи барлар буни аңлисун!
有耳的,聽吧!
10 Мухлислири келип, униңдин: — Сән немә үчүн уларға тәмсилләр арқилиқ тәлим берисән? — дәп сориди.
門徒前來對衪說:「為什麼你用比喻對他們講話﹖」
11 У уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр әрш падишалиғиниң сирлирини билишкә муйәссәр қилиндиңлар, лекин уларға несип қилинмиди.
耶穌回答他們說:「因為天國的奧妙,是給你們知道,並不是給他們知道。
12 Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду, униңда молчилиқ болиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.
因為凡有的,還要給他,使他富足;但是沒有的,連他所有的,也要由他奪去。
13 Уларға тәмсил билән сөзлишимниң сәвәви шуки, улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму тиңшимайду һәм һәқиқий чүшәнмәйду.
為此,我用比喻對他們講話,是因為他們看,卻看不見;聽,卻聽不見,也不了解;
14 Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр ейтқан бешарәттики муну сөзләр әмәлгә ашурулди: — «Силәр аңлашни аңлайсиләр, бирақ чүшәнмәйсиләр; Қарашни қарайсиләр, бирақ көрмәйсиләр.
這樣正應驗了依撒依亞先知的預言說:『你們聽是聽,但不了解;看是看,但不明白,
15 Чүнки мошу хәлиқниң жүригини май қаплап кәткән, Улар аңлиғанда қулақлирини еғир қиливалған, Улар көзлирини ухлиғандәк жумувалған; Ундақ болмисиди, улар көзлири билән көрүп, Қулиқи билән аңлап, Көңли билән чүшинип, Өз йолидин яндурулуши билән, Мән уларни сақайтқан болаттим.
因為這百姓的心遲純了,耳朵難以聽見,他們閉了眼睛,免得眼睛看見,耳朵聽見,心裏了解而轉變,而要我醫好他們。』
16 Лекин, көзлириңлар бәхитликтур! Чүнки улар көриду; қулиқиңлар бәхитликтур! Чүнки улар аңлайду.
但你們的眼睛有福,因為看得見,你們的耳朵有福,因為聽得見。
17 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бурунқи нурғун пәйғәмбәрләр вә һәққаний адәмләр силәрниң көргиниңларни көрүшкә интизар болған болсиму уларни көрмигән; силәрниң аңлиғиниңларни аңлашқа интизар болған болсиму уларни аңлимиған.
我實在告訴你們:有許多先知和義人相看你們所看見的,而沒有看到;想聽你們所聽到的,而沒有聽到。
18 Әнди уруқ чачқучи тоғрисидики тәмсилниң мәнасини аңлаңлар:
那麼你們聽這撒種的比喻吧!
19 Әгәр бири [әрш] падишалиғиниң сөз-каламини аңлап туруп чүшәнмисә, Шәйтан келип униң көңлигә чечилған сөзни елип кетиду. Бу дәл чиғир йол үстигә чечилған уруқлардур.
凡聽天國的話,而不了解的,那惡者就來把撒在他心裏的奪去;這是指那撒在路旁的。
20 Ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, улар сөз-каламни аңлап, хошаллиқ билән дәрһал қобул қилғанларни көрситиду.
那撒在石頭地裏的,即是指人聽了話,立刻高興接受;
21 Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ мәвҗут болуп туриду; сөз-каламниң вәҗәдин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду.
但在人裏沒有根,不能持久,一旦為這話發生了艱難和迫害,就立刻跌倒了。
22 Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиғини билән, лекин бу дунияниң әндишилири вә байлиқниң езиқтуруши [қәлбидики] сөз-каламни боғуветиду-дә, улар һосулсиз қалиду. (aiōn )
那撒在荊棘中的,即是指人了聽了話,卻有世俗的焦慮和財富的迷惑,把話蒙往了,結不出果實 (aiōn )
23 Лекин яхши йәргә чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлап чүшәнгән адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси йүз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси оттуз һәссә һосул бериду.
那撒在好地裏的,即是指那聽了而了解的人,他當然結實,有結一百倍的,有結六十倍的,有結三十倍的。」
24 У уларниң алдида йәнә бир тәмсилни баян қилди: — — Әрш падишалиғи худди етизиға яхши уруқни чачқан бир адәмгә охшайду.
耶穌給他們另設了一個比喻說:「天國好像一個人,在自己田裏撒了好種子;
25 Амма кишиләр уйқиға чөмгән чағда, дүшмини келип буғдай арисиға күрмәк уруқлирини чечиветип, кетипту.
但人在睡覺的時候,他的仇人來,在麥子中間撒上莠子,就走了。
26 Әнди майсилар өсүп, башақ чиқарғанда, күрмәкму ашкарлинишқа башлапту.
苖在長起來,抽出穗的時候,莠子也顯出來子。
27 Ғоҗайинниң чакарлири келип униңға: — «Әпәнди, сиз етизиңизға яхши уруқ чачқан әмәсмидиңиз? Күрмәкләр нәдин келип қалди?» дәпту.
家主的僕人,就來對他說:主人!你百是在你田裏撒了好種子嗎﹖那麼從哪裏來了莠子﹖
28 Ғоҗайин: «Буни бир дүшмән қилған» — дәпту. Чакарлар униңдин: «Сиз бизни берип уларни отиветиңлар демәкчиму?» — дәп сорапту.
主人對他說:這是仇人做的。僕人對他說:那麼,你願我們把莠子收集起來嗎。
29 «Яқ, » — дәпту ғоҗайин, «ундақ қилғанда күрмәкләрни юлғанда, буғдайларниму жулуветишиңлар мүмкин.
他卻說:不,免得你們收集莠子,把麥子休拔了出來。
30 Бу иккиси орма вақтиғичә биллә өссун, орма вақтида, мән ормичиларға: — Алди билән күрмәкләрни айрип жиғип, бағлап көйдүрүшкә қоюңлар, андин буғдайларни жиғип амбиримға әкириңлар, дәймән» — дәпту ғоҗайин.
讓兩樣一起長到收割的時候好了;在收割時,我要對收割的人說:你們先收集莠子,把莠子捆成捆,好燃燒,把麥子卻收入我的倉庫裏。
31 У уларға йәнә бир тәмсилни ейтти: — Әрш падишалиғи худди бир адәм қолиға елип етизиға чачқан қича уруғиға охшайду.
耶穌給他們另設一個比喻說:「天國好像一粒芥子,人把它撒在自己的田裏。
32 Қича уруғи дәрвәқә барлиқ уруқларниң ичидә әң кичик болсиму, у һәр қандақ зираәттин егиз өсүп, дәрәқ болиду, һәтта асмандики қушларму келип униң шахлирида угулайду.
它固然是各樣種子裏最小的,但當它長起來,卻比各種蔬菜都大,竟成了樹甚至天上的飛鳥飛來,在它的枝上棲息。」
33 У уларға йәнә бир тәмсилни ейтти: — Әрш падишалиғи худди бир аял қолиға елип үч җавур унниң арисиға йошуруп, таки пүтүн хемир болғичә сақлиған ечитқуға охшайду.
衪又給他們講了一個比喻:「天國好像酵母,女人取來藏在三斗麵裏,直到全部發了酵。
34 Әйса бу ишларниң һәммисини тәмсилләр билән көпчиликкә баян қилди. У тәмсилсиз һеч қандақ тәлим бәрмәйтти.
耶穌用比喻給群眾講解了這一切,不用比喻就不給他們講什麼;
35 Буниң билән пәйғәмбәр арқилиқ алдин-ала ейтилған муну сөзләр әмәлгә ашурулди: — «Ағзимни тәмсил сөзләш билән ачимән, Аләм апиридә болғандин бери йошурунуп кәлгән ишларни елан қилимән».
這樣應驗了先知所說的話:『我要開口說比喻,要說出由創世以來的隱密事。』
36 Шуниңдин кейин, у көпчиликни йолға селиветип өйгә кирди. Мухлислири йениға келип униңдин: — Етизлиқтики күрмәк тоғрисидики тәмсилни бизгә шәрһләп бәрсәң, — дәп өтүнди.
那時,耶穌離開了群眾,來到家裏,衪的門徒就前來對衪說:「請把田間莠子的比喻給我們講解一下! 」
37 У әнди уларға җавап берип мундақ деди: — Яхши уруқни чачқан киши Инсаноғлидур.
衪就回答說:「那撒好種子的,就是人子;
38 Етизлиқ болса — дуния. Яхши уруқ болса [әрш] падишалиғиниң пәрзәнтлиридур, лекин күрмәк рәзил болғучиниң пәрзәнтлиридур.
田就是世界;好種子就是天國的子民,莠子就是邪惡的子民;
39 Күрмәк чачқан дүшмән — Иблистур. Орма оруш вақти — заман ахиридур. Ормичилар — пәриштиләрдур. (aiōn )
那撒莠子的仇人,既是魔鬼;收薐時期,既是今世的終結;收割者既是天使。 (aiōn )
40 Күрмәкләр жулунуп, отта көйдүрүветилгинидәк, заман ахиридиму әнә шундақ болиду. (aiōn )
就如將莠子收集起來,用火焚燒;在今事終結時也將是如此: (aiōn )
41 Инсаноғли пәриштилирини әвәтип, улар инсанларни гунаға аздурғучиларниң һәммисини, шундақла барлиқ итаәтсизлик қилғучиларни өз падишалиғидин шаллап чиқип,
人子要差遣衪的天使,由衪的國內,將一切使人跌倒的事,及作惡的人收集起來,
42 хумданниң лавулдап турған отиға ташлайду. У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду.
扔到火窯裏;在那裏要有哀號和切齒。
43 У чағда һәққанийлар Атисиниң падишалиғида худди қуяштәк җулалиниду. Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
那時,義人要在他們父的國裏,發光如同太陽。有耳的,聽罷!」
44 — Әрш падишалиғи худди етизда йошурулған бир ғәзнигә охшайду. Уни тепивалғучи ғәзнини қайтидин йошуруп, ғәзниниң шат-хурамлиғи ичидә бар-йоқини сетиветип, шу етизни сетивалиду.
「天國好像是藏在地裏的寶貝;人找到了,就把他藏起來,高興的去賣掉他所有的一切,買了那塊地。」
45 Йәнә келип, әрш падишалиғи есил үнчә-мәрвайитларни издигән содигәргә охшайду.
「天國又好像一個尋找完美珍珠的商人;
46 Содигәр наһайити қиммәт баһалиқ бир мәрвайитни тапқанда, қайтип берип бар-йоқини сетиветип, у мәрвайитни сетивалиду.
他一找到一顆寶貴的珍珠,就去,賣掉他所有的一切,買了它。」
47 — Йәнә келип, әрш падишалиғи деңизға ташлинип һәр хил белиқларни тутидиған торға охшайду.
「天國又好像撒在海裏的網,網羅各種的魚。
48 Тор тошқанда, [белиқчилар] уни қирғаққа тартип чиқириду. Андин олтирип, яхши белиқларни илғивелип, қачиларға қачилап, әрзимәсләрни ташливетиду.
網一滿了,人就拉上岸來,坐下,撿好的,放在器皿裏;壞的,扔在外面。
49 Заман ахирида шундақ болиду. Пәриштиләр чиқип, рәзил кишиләрни һәққаний кишиләр арисидин айрийду (aiōn )
在今世的終結時,也將如此:天使要出去,把惡人由義人中分開, (aiōn )
50 вә хумданниң лавулдап турған отиға ташлайду. У йәрдә жиға-зерәлар көтирилиду, чишлирини ғучурлитиду.
把他們扔在火窯裏;在那裏要有哀號和切齒。
51 Әйса улардин: — Бу ишларниң һәммисини чүшәндиңларму? дәп сориди. Чүшәндуқ, — дәп җавап бәрди улар.
這一切你們都明白了嗎?」他們說:「是的」。
52 Андин у уларға: — Шуңа, әрш падишалиғиниң тәлимигә муйәссәр болуп мухлис болған һәр бир Тәврат устази худди ғәзнисидин йеңи һәм кона нәрсиләрни елип чиқип тарқатқучи өй ғоҗайиниға охшайду, — деди.
他就對他們說:「為此,凡成為天國門徒的經師,就好像一個家主,從他的寶庫裏,提出新的和舊的東西。」
53 Әйса бу тәмсилләрни сөзләп болғандин кейин, шундақ болдики, у йәрдин айрилип,
耶穌講完了這些比喻,就從那裏走了。
54 өз жутиға кәтти вә өз жутидики синагогта хәлиққә тәлим беришкә киришти. Буни аңлиған халайиқ интайин һәйран болушуп: — Бу адәмниң бунчивала даналиғи вә мөҗизә-карамәтлири нәдин кәлгәнду?
他來到自己的家鄉,在會堂裏教訓人,以致人們都驚訝說:「這人從那裏得了這樣的智慧和奇能?
55 У пәқәт һелиқи яғаччиниң оғли әмәсму? Униң анисиниң исми Мәрйәм, Яқуп, Йүсүп, Симон вә Йәһудалар униң инилири әмәсму?
這人不是那木匠的兒子嗎﹖他的母親不是叫瑪利亞,他的弟兄不是叫亞各伯,若瑟,西滿和猶達嗎?
56 Униң сиңиллириниң һәммиси бизниң аримиздиғу? Шундақ екән, униңдики бу ишларниң һәммиси зади нәдин кәлгәнду? — дейишәтти.
他的姊妹不是都在我們這裡嗎﹖那麼他的這一切是從那裏來的呢?」
57 Шуниң билән улар униңға һәсәт-бизар билән қариди. Шуңа Әйса уларға мундақ деди: — Һәр қандақ пәйғәмбәр башқа йәрләрдә һөрмәтсиз қалмайду, пәқәт өз жути вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду.
它們就對他起了反感。耶穌卻對他們說:「先知除了在自己的本鄉本家外,沒有不受尊敬的」
58 Уларниң иман-ишәшсизлигидин у у йәрдә көп мөҗизә көрсәтмиди.
他在那裏,因為他們不信,沒有多行奇能。