< Матта 12 >
1 Шу чағларда бир шабат күни, Әйса буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Қосиғи ечип кәткән мухлислири башақларни үзүп, йейишкә башлиди.
2 Лекин буни көргән Пәрисийләр униңға: — Қара, мухлислириң шабат күни Тәвратта чәкләнгән ишни қиливатиду, дейишти.
3 Бирақ у уларға: — Давут вә униң һәмраһлириниң ач қалғанда немә қилғанлиғини [муқәддәс язмилардин] оқумиғанмусиләр?
4 У Худаниң өйигә кирип, [Худаға] аталған, шундақла өзи вә һәмраһлириға нисбәтән Тәврат қануни бойичә йейишкә болмайдиған «тәқдим нанлар»ни [сорап елип], уларни [һәмраһлири] билән биллә йегән. Әслидә бу нанларни пәқәт каһинларниң йейишигила болатти.
5 Силәр Тәвраттин шуни оқуп бақмиғансиләрки, ибадәтханида ишләйдиған каһинлар шабат күнлири ишләп шабат тәртивини бузсиму, гунаға буйрулмайду.
6 Бирақ мән шуни силәргә ейтип қояйки, бу йәрдә ибадәтханидинму улуқ бириси бар.
7 Әндиликтә әгәр силәр [Худаниң] «[муқәддәс язмиларда]: «Издәйдиғиним қурбанлиқлар әмәс, бәлки рәһим-шәпқәт» дейилгән шу сөзиниң мәнасини билгән болсаңлар, бегуна кишиләрни гунакар дәп бекитмәйттиңлар.
8 Чүнки Инсаноғли шабат күниниң Егисидур.
9 У у йәрдин айрилип, уларниң синагогиға кирди.
10 Вә мана, у йәрдә бир қоли йегиләп қалған бир адәм бар еди. Улар униң үстидин әрз қилишқа сәвәп тапмақчи болуп униңдин: — Шабат күни кесәл сақайтиш Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
11 Лекин у уларға мундақ җавап бәрди: — Бирәрсиңларниң қойи шабат күни ориға чүшүп кәтсә, уни дәрһал тартип чиқиривалмайдиған адәм бармиду?
12 Инсан болса қойдин шунчә әтибарлиқтур! Шуңа, шабат күни яхшилиқ қилиш Тәврат қануниға уйғундур.
13 Андин у һелиқи кесәлгә: — Қолуңни узат, — деди. У қолини узитиши биләнла қоли иккинчи қолиға охшаш әслигә кәлтүрүлди.
14 Бирақ Пәрисийләр ташқириға чиқип, уни қандақ йоқитиш һәққидә мәслиһәт қилишти.
15 Амма Әйса буни биливелип у йәрдин айрилди. Топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди. У уларниң һәммисини сақайтти;
16 андин уларға өзиниң салаһйитини ашкарилимаслиқни қаттиқ тапилиди.
17 Буниң билән Йәшая пәйғәмбәр арқилиқ йәткүзүлгән муну сөзләр әмәлгә ашурулди:
18 — «Қараңлар, мана Мән таллиған Өз қулум! Мениң сөйүмлүгим, дилимниң сөйүнгини! Мән Өз Роһумни униң вуҗудиға қондуримән, Шуниң билән у әлләргә һөкүм-һәқиқәтни җакалайду.
19 У нә талаш-тартиш қилмайду нә чуқан көтәрмәйду, Кочиларда униң көтәргән авазини һеч аңлиғучи болмайду.
20 Таки у ғәлибә билән тоғра һөкүмләрни чиқарғичә, Янҗилған қомушни сундурмайду, Түтәп өчәй дәп қалған пиликни өчүрмәйду;
21 Вә әлләр униң намиға үмүт бағлайду».
22 Шу чағда, униң алдиға җин чаплишивалған кор вә гача бири елип келинди. У уни сақайтти, кор гачини сөзләләйдиған вә көрәләйдиған қилди.
23 Барлиқ халайиқ һәйран болушуп: — Әҗәба, бу Давутниң оғлимиду? — дейишти.
24 Лекин Пәрисийләр бу сөзни аңлап: — У пәқәт җинларниң әмри болған Бәәлзибубқа тайинип җинларни қоғливетидикән, дейишти.
25 Лекин у уларниң немә ойлаватқанлиғини билип уларға мундақ деди: — Өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан һәр қандақ падишалиқ вәйран болиду; һәр қандақ шәһәр яки аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса заваллиққа йүз тутиду.
26 Әгәр Шәйтан Шәйтанни қоғлиса, у өз-өзигә қарши чиққан болиду. Ундақта, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун?
27 Әгәр мән җинларни Бәәлзибулға тайинип қоғлисам, силәрниң пәрзәнтлириңлар кимгә тайинип җинларни қоғлайду?! Шуңа улар силәр тоғрилиқ һөкүм чиқарсун!
28 Лекин мән Худаниң Роһиға тайинип җинларни қоғлиған болсам, ундақта Худаниң падишалиғи дәрвәқә үстүңларға чүшүп намайән болди.
29 Бир киши күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини қандақ булап кетәлисун? Пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса, андин өйини булаң-талаң қилалайду.
30 Мән тәрәптә турмиғанлар маңа қарши турғучидур. Мән тәрәпкә [адәмләрни] жиғмиғучилар болса тозутувәткүчидур.
31 Шуниң үчүн мән силәргә шуни ейтип қояйки, инсанларниң өткүзгән һәртүрлүк гуналири вә қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду. Бирақ Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилиш һеч кәчүрүлмәйду.
32 Инсаноғлиға қарши сөз қилған кимдәким болса кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа қарши гәп қилғанлар болса бу дуниядиму, у дуниядиму кәчүрүмгә еришәлмәйду. (aiōn )
33 Дәрәқ яхши болса, мевисиму яхши болиду — яки дәрәқ пор болса, мевисиму начар болиду; чүнки һәр қандақ дәрәқ өз мевисидин билиниду.
34 Әй иланларниң пәрзәнтлири! Силәр рәзил турсаңлар, ағзиңлардин қандақму яхши сөз чиқсун? Чүнки адәмниң қәлбидә немә толуп ташқан болса еғиздин шу чиқиду.
35 Яхши адәм өз яхши ғәзнисидин яхши нәрсиләрни чиқириду. Яман адәм яман ғәзнисидин яман нәрсиләрни чиқириду.
36 Мән силәргә шуни ейтип қояйки, инсанлар қилған һәр бир еғиз қуруқ сөзи үчүн сорақ күни һесап бериду.
37 Чүнки өз сөзлириң билән я һәққаний испатлинисән, я сөзлириңлар билән гунакар дәп бекитилисән.
38 Шу чағда бәзи Тәврат устазлири вә Пәрисийләр униңға җававән: Устаз, сәндин бир мөҗизилик аламәт көргүмиз бар, — деди.
39 Лекин у уларға мундақ җавап бәрди: — Рәзил һәм зинахор бу дәвир бир «аламәт»ниң көристилишини истәп жүриду. Бирақ бу дәвирдикиләргә «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»тин башқа һеч қандақ мөҗирилик аламәт көрситилмәйду.
40 Чүнки Юнус пәйғәмбәр йоған белиқниң қосиғида үч кечә-күндүз ятқандәк, Инсаноғлиму охшашла үч кечә-күндүз йәрниң бағрида ятиду.
41 Сорақ күни Нинәвә шәһиридикиләр бу дәвирдикиләр билән тәң қопуп, бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду. Чүнки улар Юнус [пәйғәмбәр] җакалиған хәвәрни аңлап, [яманлиғидин] товва қилған; вә мана, мошу йәрдә Юнус [пәйғәмбәр]динму улуқ бириси туриду!
42 Сорақ күни «Җәнуптики аял падиша»му бу дәвирдикиләр билән тәң тирилип, уларниң гуналирини бекитиду. Чүнки у Сулайманниң дана сөзлирини аңлаш үчүн йәр йүзиниң четидин кәлгән; вә мана, һазир мошу йәрдә Сулаймандинму улуқ бириси туриду.
43 Напак роһ бирәвниң тенидин чиқириветилгәндин кейин, у қурғақ далаларни чөргиләп жүрүп, бирәр арамгаһни издәйду, бирақ тапалмайду
44 вә: «Мән чиққан маканимға қайтай» дәйду. Шуниң билән қайтип келип, шу маканиниң йәнила бош турғанлиғини, шундақла пакиз тазиланғанлиғини вә рәтләнгәнлигини байқайду-дә,
45 берип өзидинму бәттәр йәттә җинни башлап келиду; улар кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду. Бу рәзил дәвирдикиләрниң һалиму мана шундақ болиду.
46 У топлашқан халайиққа давамлиқ сөзләватқанда, мана, аниси билән инилири келип, униң билән сөзләшмәкчи болуп ташқирида турушти.
47 Шуниң билән бирәйлән униңға: — Аниңиз вә инилириңиз сиз билән сөзлишимиз дәп ташқирида туриду, — деди.
48 Лекин у җававән шу хәвәрни йәткүзгән кишидин: «Ким мениң анам, ким мениң инилирим?» — дәп сориди.
49 Андин у қолини созуп мухлислирини көрситип: — Мана мениң анам, мана мениң инилирим!
50 Чүнки ким әрштики Атамниң ирадисини ада қилса, шу мениң ака-иним, ача-сиңлим вә анамдур, — деди.