< Матта 10 >

1 У он икки мухлисини йениға чақирип, уларға напак роһларни қоғлаш вә һәр бир кесәлликни һәм һәр бир мәйип-аҗизни сақайтиш һоқуқини бәрди.
イエズス己が十二の弟子を召集め、是に汚鬼等を逐払ひ、諸の病、諸の患を醫す権能を賜ひしが、
2 Он икки расулниң исимлири төвәндикичә: Авал Петрус дәпму атилидиған Симон вә униң иниси Андирияс, андин Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси Юһанна,
其十二使徒の名は、第一ペトロと云へるシモン、其兄弟アンデレア、
3 Филип вә Бартоломай, Томас вә баҗгир Матта, Алфайниң оғли Яқуп вә Ләббаус дәпму атилидиған Тадай,
ゼベデオの子ヤコボ及其兄弟ヨハネ、フィリッポ及バルトロメオ、トマ及税吏マテオ、アルフェオの[子]ヤコボ及タデオ、
4 милләтпәрвәр дәп аталған Симон вә кейин Әйсаға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийот.
カナアンのシモン及イエズスを売りしイスカリオテのユダ是なり。
5 Әйса бу он иккисини [хәлиқниң арисиға] мундақ тапилап әвәтти: — Ят әлликләрниң йоллириға чиқмаңлар, яки Самарийәликләрниң шәһәрлиригиму кирмәңлар,
イエズス此十二人を遣はすとて、命じて曰ひけるは、汝等異邦人の道に往かず、サマリア人の町にも入らず、
6 бәлки тенигән қой падилири болған Исраил җәмәтидикиләр арисиға бериңлар.
寧イスラエルの家の迷へる羊に往け。
7 Барған йериңларда: «Әрш падишалиғи йеқинлишип қалди!» дәп җакалаңлар.
往きて天國は近づけりと宣教へよ。
8 Ағриқ-силақларни сақайтиңлар, өлүкләрни тирилдүрүңлар, мохо кесәллирини сақайтиңлар, җинларни һайдиветиңлар. Силәргә шапаәт халис берилгәндур, силәрму халис илтипат қилиңлар.
病人を醫し、死人を蘇らせ、癩病人を淨くし、惡魔を逐払へ。價無しに受けたれば價無しに與へよ。
9 Бәлвеғиңларға алтун, күмүч вә мис пулларни бағлап елип жүрмәңлар.
金銀又は銭を汝等の帯に持つこと勿れ、
10 Сәпәр үчүн бирла йәктәктин башқа нә хурҗун, нә кәш, нә һаса еливалмаңлар. Чүнки хизмәткар өз иш һәққини елишқа һәқлиқтур.
旅嚢も二枚の下着も、沓も杖も亦同じ、其は働く人は其糧を受くるに價すればなり。
11 Һәр қайси шәһәр яки йезиға барған вақтиңларда, алди билән шу йәрдә кимниң һөрмәткә лайиқ мөтивәр екәнлигини сораңлар; шундақ кишини тапқанда, у йәрдин кәткичә униң өйидила туруңлар.
何れの町村に入るも、其中に相應しき人の誰なるかを尋ねて、出るまで其處に留まれ。
12 Бирәр өйгә киргиниңларда, уларға салам бериңлар.
家に入る時、此家に平安あれかしと云ひて之を祝せよ、
13 Әгәр у аилидикиләр [һөрмәткә] лайиқ мөтивәр кишиләр болса, тилигән аманлиғиңлар уларға иҗабәт болсун; әгәр улар лайиқ болмиса, тилигән аманлиғиңлар өзүңларға қайтсун.
其家果して是に値するものならば、汝等の[祈る]平安其上に臨まん、若し値せざるものならば、其平安汝等に歸らん。
14 Силәрни қобул қилмиған, сөзлириңларни аңлимиған кимдәким болса, уларниң өйидин яки шу шәһәрдин кәткиниңларда, айиғиңлардики топини қеқиветиңлар.
総て汝等を承けず、汝等の言を聞かざる人に向ひては、其家又は町を出て足の塵を払へ。
15 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, қиямәт күнидә Содом вә Гоморра зиминидикиләрниң һали шу шәһәрдикиләрниңкидин йеник болиду.
我誠に汝等に告ぐ、審判の日に當りて、ソドマ人とゴモラ人との地は、此町よりも忍び易からん。
16 Мана, мән силәрни қойларни бөриләрниң арисиға әвәткәндәк әвәтимән. Шуңа, иландәк сәзгүр, пахтәктәк сап диллиқ болуңлар.
看よ、我が汝等を遣はすは、羊を狼の中に[入るるが]如し、故に蛇の如く敏く、鴿の如く素直なれ。
17 Инсанлардин пәхәс болуңлар; чүнки улар силәрни тутувелип сот мәһкимилиригә тапшуруп бериду, синагоглирида қамчилайду.
人に警戒せよ、其は汝等を衆議所に付し、又其諸會堂にて鞭つべければなり。
18 Улар вә шундақла ят әлликләр үчүн бир гувалиқ болушқа, силәр мениң сәвәвимдин әмирләр вә падишалар алдиға елип берилип сораққа тартилисиләр.
又我為に汝等官吏帝王の前に引かれて、彼等及異邦人に證となる事あるべし、
19 Лекин улар силәрни сораққа тартқан вақтида, қандақ җавап бериш яки немә җавап бериштин әнсирәп кәтмәңлар. Чүнки шу вақти-саитидә ейтиш тегишлик сөзләр силәргә тәминлиниду.
付さるる時、如何に又何を云はん、と案ずること勿れ、云ふべき事は其時汝等に賜はるべければなり。
20 Чүнки сөзлигүчи өзүңлар әмәс, бәлки Атаңларниң роһи силәр арқилиқ сөзләйду.
蓋其語るは汝等に非ずして、父の霊の汝等の中に在して語り給ふなり。
21 Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип, өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-анисиға қарши чиқип, уларни өлүмгә мәһкүм қилдуриду.
然りながら兄弟は兄弟を死に付し、父は子を付し、子等は兩親に逆らひ、且之を殺さん、
22 Шундақла силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр. Лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр болса қутқузулиду.
又我名の為に、汝等凡ての人に憎まれん、然れど終まで堪忍ぶ人は救はるべし。
23 Улар силәргә бу шәһәрдә зиянкәшлик қилса, йәнә бир шәһәргә қечип бериңлар. Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Инсаноғли қайтип кәлгичә силәр Исраилниң барлиқ шәһәрлирини арилаш [вәзипиңлар] түгимәйду.
此町にて迫害せられなば他の町に遁れよ、我誠に汝等に告ぐ、人の子の來る迄に、汝等イスラエルの町々を盡さざるべし。
24 Мухлис устазидин, қул ғоҗайинидин үстүн турмайду.
弟子は其師に優らず、僕は其主人に優らざるなり。
25 Мухлис устазиға охшаш болса, қул ғоҗайиниға охшаш болса рази болсун. Улар өйниң егисини «Бәәлзибул» дәп тиллиған йәрдә, униң өйидикилирини техиму қаттиқ һақарәтлимәмду?
弟子としては其師の如く、僕としては其主人の如くなれば足れり。人々家父をベエルゼブブと名けたれば、况や其族をや。
26 Шуңа улардин қорқмаңлар; чүнки һеч қандақ йепиқ қоюлған иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай қалмайду.
然れは彼等を怖るる勿れ、其は蔽はれて顕れざるべきは無く、隠れて知れざるべきは無ければなり。
27 Мениң силәргә қараңғуда ейтидиғанлиримни йоруқта ейтивериңлар. Қулиқиңларға пичирлап ейтилғанларни өгүзләрдә җакалаңлар.
我が暗黒に於て汝等に云ふ事を、汝等光明に於て云へ、耳を當てて聞く事を屋根の上にて宣べよ。
28 Тәнни өлтүрсиму, лекин адәмниң җан-роһини өлтүрәлмәйдиғанлардин қорқмаңлар; әксичә, тән вә җан-роһни дозақта һалак қилишқа қадир болғучидин қорқуңлар. (Geenna g1067)
又身を殺して魂を殺し得ざる者を怖るること勿れ、寧魂と身とを地獄に亡ぼし得る者を怖れよ。 (Geenna g1067)
29 Икки қушқачни бир тийингә сетивалғили болидуғу? Лекин улардин бириму Атаңларсиз йәргә чүшмәйду.
二羽の雀は二銭にて売るに非ずや、然も汝等の父によらずしては、其一羽だも地に落つる事あらじ。
30 Амма силәр болсаңлар, һәтта һәр бир тал чечиңларму саналғандур.
汝等は毛髪までも皆數へられたり、
31 Шуңа, қорқмаңлар. Силәр нурғунлиған қушқачтинму қиммәтликтурсиләр!
故に怖るること勿れ、汝等は多くの雀に優れり。
32 Шуңа, мени инсанларниң алдида етирап қилғанларниң һәр бирини мәнму әрштики Атамниң алдида етирап қилимән;
然れば総ての人の前に我を宣言する人は、我も亦天に在す我父の御前に之を宣言すべく、
33 Бирақ инсанларниң алдида мәндин танғанларниң һәр биридин мәнму әрштики Атам алдида танимән.
人の前に我を否む人は、我も亦天に在す我が父の御前に之を否むべし。
34 Мениң дунияға келишимни течлиқ елип келиш үчүндур, дәп ойлап қалмаңлар. Мән течлиқ әмәс, бәлки қилични жүргүрүшкә кәлдим.
我地に平和を持來れりと思ふこと勿れ、我が持來れるは平和に非ずして刃なり。
35 Чүнки мениң келишим «Оғулни атисиға, қизни анисиға, келинни қейинанисиға қарши чиқириш» үчүн болиду.
我が來れるは、人を其父より、女を其母より、嫁を其姑より分つべきなり。
36 Шуниң билән «Адәмниң дүшмәнлири өз аилисидики кишиләр болиду».
人の族は其仇となるべし。
37 Ата-анисини мәндинму әзиз көридиғанлар маңа мунасип әмәстур. Өз оғул-қизини мәндинму әзиз көридиғанларму маңа мунасип әмәс.
我よりも父若くは母を愛する人は我に應はず、我よりも子若くは女を愛する人は我に應はず、
38 Өзиниң крестини көтирип, маңа әгәшмигәнләрму маңа мунасип әмәс.
又己が十字架を取りて我に從はざる人は我に應はざるなり、
39 Өз һаятини аяйдиған киши униңдин мәһрум болиду; мән үчүн өз һаятидин мәһрум болған киши униңға еришиду.
己が生命を保つ人は之を失ひ、我為に生命を失ふ人は之を保たん。
40 Силәрни қобул қилғанлар мениму қобул қилған болиду; мени қобул қилғанлар болса мени әвәткүчиниму қобул қилған болиду.
汝等を承くる人は我を承くるなり、我を承くる人は我を遣はし給ひし者を承くるなり。
41 Бир пәйғәмбәрни пәйғәмбәрлик салаһийитидә қобул қилған киши пәйғәмбәргә хас болған инъамға еришиду. Һәққаний адәмни у һәққаний екән дәп билип қобул қилғанлар һәққаний адәмгә хас болған инъамға еришиду.
預言者の名の為に預言者を承くる人は、預言者の報を受け、義人の名の為に義人を承くる人は、義人の報を受けん。
42 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, мениң бу шакичиклиримдин әң кичиги бирини мениң мухлисим дәп билип униңға һәтта пәқәт бирәр чинә соғ су бәргән кишиму җәзмән өзигә лайиқ инъамдин мәһрум болмайду.
誰にもあれ、弟子の名の為に、冷水の一杯をも、此最小き者の一人に飲まする人は、我誠に汝等に告ぐ、其報を失ふことあらじ、[と宣へり]。

< Матта 10 >