< Маркус 1 >
1 Худаниң оғли Әйса Мәсиһниң хуш хәвириниң башлиниши:
αρχη του ευαγγελιου ιησου χριστου υιου του θεου
2 Йәшая пәйғәмбәрниң язмисида хатириләнгәндәк: — «Мана, алдиңда әлчимни әвәтимән. У сениң йолуңни алдин-ала тәйярлайду.
ως γεγραπται εν τοις προφηταις ιδου εγω αποστελλω τον αγγελον μου προ προσωπου σου ος κατασκευασει την οδον σου εμπροσθεν σου
3 Аңлаңлар, далада бирисиниң товлиған авазини! У: «Пәрвәрдигарниң йолини тәйярлаңлар, Униң үчүн чиғир йоллирини түптүз қилиңлар!» — дәйду».
φωνη βοωντος εν τη ερημω ετοιμασατε την οδον κυριου ευθειας ποιειτε τας τριβους αυτου
4 Кишиләрни чөмүлдүрүш елип баридиған Йәһя [пәйғәмбәр] чөл-баяванда пәйда болуп, гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған [суға] «чөмүлдүрүш»ни җакалашқа башлиди.
εγενετο ιωαννης βαπτιζων εν τη ερημω και κηρυσσων βαπτισμα μετανοιας εις αφεσιν αμαρτιων
5 Пүтүн Йәһудийә өлкисидикиләр вә пүткүл Йерусалим шәһиридикиләр униң алдиға чиқип, гуналирини иқрар қилиши билән униң тәрипидин Иордан дәриясида чөмүлдүрүлди.
και εξεπορευετο προς αυτον πασα η ιουδαια χωρα και οι ιεροσολυμιται και εβαπτιζοντο παντες εν τω ιορδανη ποταμω υπ αυτου εξομολογουμενοι τας αμαρτιας αυτων
6 Йәһя болса төгә жуңидин қилинған кийим кийгән, белигә көн тасма бағлиған еди; йемәклиги чекәткә билән явайи һәрә һәсили еди.
ην δε ιωαννης ενδεδυμενος τριχας καμηλου και ζωνην δερματινην περι την οσφυν αυτου και εσθιων ακριδας και μελι αγριον
7 У мундақ дәп җакалайтти: — Мәндин қудрәтлик болған бири мәндин кейин келиду. Мән һәтта еңишип кәшлириниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән!
και εκηρυσσεν λεγων ερχεται ο ισχυροτερος μου οπισω μου ου ουκ ειμι ικανος κυψας λυσαι τον ιμαντα των υποδηματων αυτου
8 Мән силәрни суғила чөмүлдүримән, лекин у силәрни Муқәддәс Роһқа чөмүлдүриду.
εγω μεν εβαπτισα υμας εν υδατι αυτος δε βαπτισει υμας εν πνευματι αγιω
9 Шу күнләрдә шундақ болдики, Әйса Галилийә өлкисиниң Насарәт шәһиридин келип, Йәһя тәрипидин Иордан дәриясида чөмүлдүрүлди.
και εγενετο εν εκειναις ταις ημεραις ηλθεν ιησους απο ναζαρεθ της γαλιλαιας και εβαπτισθη υπο ιωαννου εις τον ιορδανην
10 У судин чиққандила, асманларниң йерилип, Роһниң кәптәр қияпитидә чүшүп, өз үстигә қонуватқанлиғини көрди.
και ευθεως αναβαινων απο του υδατος ειδεν σχιζομενους τους ουρανους και το πνευμα ωσει περιστεραν καταβαινον επ αυτον
11 Шуниң билән асманлардин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди.
και φωνη εγενετο εκ των ουρανων συ ει ο υιος μου ο αγαπητος εν ω ευδοκησα
12 Вә Роһ дәрһал уни чөл-баяванға сүйләп чиқарди.
και ευθυς το πνευμα αυτον εκβαλλει εις την ερημον
13 У чөлдә қириқ күн туруп, Шәйтан тәрипидин синилип туратти. У шу йәрдә явайи һайванлар билән биллә еди; шу күнләрдә пәриштиләр униң хизмитини қилди.
και ην εκει εν τη ερημω ημερας τεσσαρακοντα πειραζομενος υπο του σατανα και ην μετα των θηριων και οι αγγελοι διηκονουν αυτω
14 Әнди Йәһя соланғандин кейин, Әйса Галилийә өлкисигә берип: «Вақит-саити тошти, Худаниң падишалиғи йеқинлашти! Товва қилиңлар, хуш хәвәргә ишиниңлар!» дәп Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини җакалашқа башлиди.
μετα δε το παραδοθηναι τον ιωαννην ηλθεν ο ιησους εις την γαλιλαιαν κηρυσσων το ευαγγελιον της βασιλειας του θεου
και λεγων οτι πεπληρωται ο καιρος και ηγγικεν η βασιλεια του θεου μετανοειτε και πιστευετε εν τω ευαγγελιω
16 [Шу күнләрдә] у Галилийә деңизи бойида кетиветип, Симон билән иниси Андриясни көрди. Улар белиқчи болуп, деңизға тор ташлавататти.
περιπατων δε παρα την θαλασσαν της γαλιλαιας ειδεν σιμωνα και ανδρεαν τον αδελφον αυτου βαλλοντας αμφιβληστρον εν τη θαλασση ησαν γαρ αλιεις
17 Әйса уларға: — Мениң кәйнимдин меңиңлар, мән силәрни адәм тутқучи белиқчи қилимән! — деди.
και ειπεν αυτοις ο ιησους δευτε οπισω μου και ποιησω υμας γενεσθαι αλιεις ανθρωπων
18 Улар шуан торлирини ташлап, униңға әгишип маңди.
και ευθεως αφεντες τα δικτυα αυτων ηκολουθησαν αυτω
19 У шу йәрдин бир аз өтүп Зәбәдийниң оғли Яқупни иниси Юһанна билән көрди. Бу иккиси кемидә туруп торлирини оңшавататти.
και προβας εκειθεν ολιγον ειδεν ιακωβον τον του ζεβεδαιου και ιωαννην τον αδελφον αυτου και αυτους εν τω πλοιω καταρτιζοντας τα δικτυα
20 У шуан уларниму чақирди. Улар атиси Зәбәдийни мәдикарлар билән биллә кемидә қалдуруп, өзлири униң билән маңди.
και ευθεως εκαλεσεν αυτους και αφεντες τον πατερα αυτων ζεβεδαιον εν τω πλοιω μετα των μισθωτων απηλθον οπισω αυτου
21 Улар КәпәрНаһум шәһиригә кирди. Шабат күни у удул синагогқа кирип, тәлим беришкә башлиди.
και εισπορευονται εις καπερναουμ και ευθεως τοις σαββασιν εισελθων εις συναγωγην εδιδασκεν
22 Халайиқ униң тәлимигә һәйрануһәс болушти. Чүнки униң тәлимлири Тәврат устазлириниңкигә охшимайтти, бәлки толиму нопузлуқ еди.
και εξεπλησσοντο επι τη διδαχη αυτου ην γαρ διδασκων αυτους ως εξουσιαν εχων και ουχ ως οι γραμματεις
23 Синагогта напак роһ чаплашқан бир адәм бар еди. У:
και ην εν τη συναγωγη αυτων ανθρωπος εν πνευματι ακαθαρτω και ανεκραξεν
24 — И Насарәтлик Әйса, биз билән кариң болмисун! Сән бизни йоқатқили кәлдиңму? Мән сениң кимлигиңни билимән, сән Худаниң Муқәддәс болғучисисән! — дәп товлайтти.
λεγων εα τι ημιν και σοι ιησου ναζαρηνε ηλθες απολεσαι ημας οιδα σε τις ει ο αγιος του θεου
25 Лекин Әйса [җинға] тәнбиһ берип: — Ағзиңни юм, бу адәмдин чиқ! — деди.
και επετιμησεν αυτω ο ιησους λεγων φιμωθητι και εξελθε εξ αυτου
26 Напак роһ һелиқи адәмниң тенини тартиштуруп, қаттиқ вақириғиничә униңдин чиқип кәтти.
και σπαραξαν αυτον το πνευμα το ακαθαρτον και κραξαν φωνη μεγαλη εξηλθεν εξ αυτου
27 Халайиқ һәммиси буниңдин интайин һәйран болуп, өз ара ғул-ғула қилишип: — Бу қандақ иш? Йеңи бир тәлимғу! Чүнки у һоқуқ билән һәтта напак роһларғиму буйруқ қилалайдикән, уларму униң сөзигә бойсунидикән, — дейишти.
και εθαμβηθησαν παντες ωστε συζητειν προς αυτους λεγοντας τι εστιν τουτο τις η διδαχη η καινη αυτη οτι κατ εξουσιαν και τοις πνευμασιν τοις ακαθαρτοις επιτασσει και υπακουουσιν αυτω
28 Буниңдин униң шөһрити шу һаман пүтүн Галилийә өлкисиниң әтрапиға пур кәтти.
εξηλθεν δε η ακοη αυτου ευθυς εις ολην την περιχωρον της γαλιλαιας
29 Улар синагогдин чиқипла, Яқуп вә Юһанна билән Симон вә Андриясниң өйигә барди.
και ευθεως εκ της συναγωγης εξελθοντες ηλθον εις την οικιαν σιμωνος και ανδρεου μετα ιακωβου και ιωαννου
30 Амма Симонниң қейинаниси қизитма ичидә йетип қалған еди. Улар дәрһал униң әһвалини [Әйсаға] ейтти.
η δε πενθερα σιμωνος κατεκειτο πυρεσσουσα και ευθεως λεγουσιν αυτω περι αυτης
31 У аялниң қешиға берип, қолидин тутуп, йөләп өрә турғузди. Униң қизитмиси дәрһал янди вә у уларни күтүшкә киришти.
και προσελθων ηγειρεν αυτην κρατησας της χειρος αυτης και αφηκεν αυτην ο πυρετος ευθεως και διηκονει αυτοις
32 Кәчқурун күн патқанда, кишиләр барлиқ ағриқларни вә җин чаплашқанларни униң алдиға елип келишти.
οψιας δε γενομενης οτε εδυ ο ηλιος εφερον προς αυτον παντας τους κακως εχοντας και τους δαιμονιζομενους
33 Пүтүн шәһәрдикиләр ишик алдиға топлашқан еди.
και η πολις ολη επισυνηγμενη ην προς την θυραν
34 Шуниң билән у һәр түрлүк кесәлләргә гириптар болған нурғун кишиләрни сақайтти вә нурғун җинларни кишиләрдин һайдивәтти. Лекин у җинларниң гәп қилишқа йол қоймиди, чүнки улар униң ким екәнлигини билишәтти.
και εθεραπευσεν πολλους κακως εχοντας ποικιλαις νοσοις και δαιμονια πολλα εξεβαλεν και ουκ ηφιεν λαλειν τα δαιμονια οτι ηδεισαν αυτον
35 Әтиси әтигән таң техи атмастинла, у орнидин туруп, [шәһәрдин] чиқип, хилвәт бир җайға берип дуа-тилавәт қилди.
και πρωι εννυχον λιαν αναστας εξηλθεν και απηλθεν εις ερημον τοπον κακει προσηυχετο
36 Симон билән униң һәмраһлири уни издәп чиқти.
και κατεδιωξαν αυτον ο σιμων και οι μετ αυτου
37 Уни тапқанда: — Һәммә адәм сени издишиватиду! — дейишти.
και ευροντες αυτον λεγουσιν αυτω οτι παντες ζητουσιν σε
38 У уларға: — Башқа йәрләргә, әтраптики йезиларғиму сөз-каламни җакалишим үчүн барайли. Чүнки мән дәл мошу иш үчүн келишим, — деди.
και λεγει αυτοις αγωμεν εις τας εχομενας κωμοπολεις ινα κακει κηρυξω εις τουτο γαρ εξεληλυθα
39 Шундақ қилип, у пүткүл Галилийә өлкисини айлинип, синагоглирида сөз-каламни җакалайтти һәмдә җинларни кишиләрдин һайдиветәтти.
και ην κηρυσσων εν ταις συναγωγαις αυτων εις ολην την γαλιλαιαν και τα δαιμονια εκβαλλων
40 Мохо кесили бар бир киши униң алдиға келип йелинип, тизлинип туруп: — Әгәр халисиңиз, мени кесилимдин пак қилалайсиз! — дәп өтүнди.
και ερχεται προς αυτον λεπρος παρακαλων αυτον και γονυπετων αυτον και λεγων αυτω οτι εαν θελης δυνασαι με καθαρισαι
41 Әйса ичи ағриғач қолини созуп униңға тәккүзүп туруп: — Халаймән, пак қилинғин! — девиди,
ο δε ιησους σπλαγχνισθεις εκτεινας την χειρα ηψατο αυτου και λεγει αυτω θελω καθαρισθητι
42 шу сөз биләнла мохо кесили дәрһал бемардин кетип, у пак қилинди.
και ειποντος αυτου ευθεως απηλθεν απ αυτου η λεπρα και εκαθαρισθη
43 У униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип [мәсъул] каһинға өзүңни көрситип, каһинларда гувалиқ болуш үчүн, Муса бу кесәлдин пакланғанларға әмир қилған [қурбанлиқларни] сунғин, — дәп уни қаттиқ агаһландуруп йолға салди.
και εμβριμησαμενος αυτω ευθεως εξεβαλεν αυτον
και λεγει αυτω ορα μηδενι μηδεν ειπης αλλ υπαγε σεαυτον δειξον τω ιερει και προσενεγκε περι του καθαρισμου σου α προσεταξεν μωσης εις μαρτυριον αυτοις
45 Бирақ у адәм чиқип, бу ишни көп йәрләрдә җар селип, кәң йейивәтти. Шуниң билән Әйса һеч қандақ шәһәргә очуқ-ашкарә кирәлмәй, бәлки шәһәрләр сиртидики хилвәт җайларда турушқа мәҗбур болди; халайиқ һәр тәрәптин униң йениға топлишатти.
ο δε εξελθων ηρξατο κηρυσσειν πολλα και διαφημιζειν τον λογον ωστε μηκετι αυτον δυνασθαι φανερως εις πολιν εισελθειν αλλ εξω εν ερημοις τοποις ην και ηρχοντο προς αυτον πανταχοθεν