< Маркус 9 >
1 У уларға йәнә: — Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғиниң күч-қудрәт билән кәлгәнлигини көридиғанлар бардур.
2 Вә алтә күндин кейин, Әйса Петрус, Яқуп вә Юһаннани айрип елип, егиз бир таққа чиқти. У йәрдә униң сияқи уларниң көз алдидила өзгирип,
3 кийимлири йәр йүзидики һеч бир ақартқучиму ақарталмиғидәк дәриҗидә пақирап қардәк аппақ болди.
4 Уларниң көз алдида Муса вә Иляс [пәйғәмбәрләр] туюқсиз көрүнди; улар Әйса билән сөзлишиватқан еди.
5 Петрус бу ишқа җававән Әйсаға: — Устаз, бу йәрдә болғинимиз интайин яхши болди! Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли! — деди
6 (чүнки Петрус немә дейишини билмәй қалған еди, чүнки улар қорқунучқа чөмүп кәткән еди).
7 Туюқсиз бир парчә булут уларни қапливалди вә булуттин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур; униңға қулақ селиңлар!» дегән аваз аңланди.
8 Улар лаппидә әтрапиға қаришивиди, лекин йәнә һеч кимни көрмиди, өз йенида пәқәт Әйсанила көрди.
9 Улар тағдин чүшүватқанда, Әйса уларға, Инсаноғли өлүмдин тирилдүрүлмигичә, көргәнлирини һеч кимгә ейтмаслиқни әмир қилип тапилиди.
10 Улар униң бу сөзини көңлигә пүкүп, «өлүмдин тирилиш» дегәнниң зади немә екәнлиги һәққидә өз ара мулаһизиләшти.
11 Улар униңдин йәнә: — Тәврат устазлири немә үчүн: «Иляс [пәйғәмбәр Мәсиһ келиштин] авал қайтип келиши керәк» дейишиду? — дәп сорашти.
12 У уларға җававән: — Иляс [пәйғәмбәр] дәрвәқә [Мәсиһтин] авал келиду, андин һәммә ишни орниға кәлтүриду; әнди немишкә муқәддәс язмиларда Инсаноғли көп азап-оқубәт чекиду вә хорлиниду, дәп пүтүлгән?
13 Лекин мән силәргә шуни ейтайки, Иляс [пәйғәмбәр] дәрһәқиқәт кәлди вә дәл муқәддәс язмиларда у һәққидә пүтүлгәндәк, кишиләр униңға немини халиса шундақ қилди.
14 Улар мухлисларниң йениға қайтип барғинида, зор бир топ адәмләрниң уларниң әтрапиға олишивалғанлиғини, бир нәччә Тәврат устазлириниң улар билән муназирә қилишиватқанлиғини көрди.
15 Уни көргән пүтүн халайиқ интайин һәйран болушти вә жүгүрүп келип униң билән саламлашти.
16 У улардин: — Улар билән немә тоғрилиқ муназирә қилишиватисиләр, — дәп сориди.
17 Халайиқтин бирәйлән униңға: — Устаз, мән оғлумни сениң алдиңға елип кәлдим, чүнки униңға гача қилғучи бир роһ чаплишивалған.
18 Һәр қетим роһ уни чирмивалса, уни тартиштуруп жиқитиду, шуниң билән балиниң ағзи көпүклишип, чишлири киришип кетиду; қақшал болуп қалиду. Мухлислириңдин җинни һайдивәткәйсиләр дәп тилидим, бирақ улар қилалмиди, — деди.
19 У җававән: — Әй етиқатсиз дәвир, силәр билән қачанғичә турай?! Мән силәргә йәнә қачанғичә сәвир қилай? — Балини алдимға елип келиңлар — деди.
20 Улар балини униң алдиға елип кәлди. Әйсани көрүш биләнла роһ балиниң пүтүн бәдинини тартиштурувәтти. Бала жиқилип, ағзидин көпүк чиққан пети йәрдә жумилап кәтти.
21 У балиниң атисидин: — Бу иш бешиға кәлгинигә қанчә узун болди? — дәп сориди. У: — Кичигидин тартип шундақ,
22 җин уни һалак қилиш үчүн көп қетим отқа вә суға ташлиди. Әнди бир амал қилалисаң, бизгә ич ағритип шапаәт қилғайсән! — деди.
23 Әйса униңға: — «Қилалисаң!» дәйсәнғу! Ишәштә болған адәмгә һәммә иш мүмкиндур! — деди.
24 Балиниң атиси дәрһал: — Мән ишинимән; ишәшсизлигимгә мәдәт қилғайсән! — деди жиғлап нида қилип.
25 Әнди Әйса көпчиликниң жүгүрүшүп кәлгәнлигини көрүп, һелиқи напак роһқа тәнбиһ берип: — Әй адәмни гас вә гача қилғучи роһ! Буйруқ қилимәнки, униңдин чиқ, иккинчи киргүчи болма! — деди.
26 Шу һаман җин бир чирқириди-дә, балини дәһшәтлик тартиштуруп, униңдин чиқип кәтти. Бала өлүктәк йетип қалди, халайиқниң көпинчиси «У өлди!» дейишти.
27 Лекин Әйса балини қолидин тутуп йөлиди, бала орнидин турди.
28 Әйса өйгә киргәндин кейин, мухлислири униң билән ялғуз қалғанда униңдин: — Биз немә үчүн җинни һайдиветәлмидуқ? — дәп сорашти.
29 У уларға: — Бу хил [җин] дуа вә розидин башқа йол билән чиқирилмас, — деди.
30 Улар шу йәрдин айрилип, Галилийәдин өтүп кетивататти. Бирақ у буни һеч кимниң билишини халимайтти.
31 Чүнки у мухлислириға: — Инсаноғли инсанларниң қолиға тапшурулуп, улар уни өлтүриду. Өлтүрүлүп үч күндин кейин у тирилиду, — дегән тәлимни беривататти.
32 Лекин [мухлислар] бу сөзни чүшәнмиди һәмдә униңдин сорашқиму петиналмиди.
33 У КәпәрНаһум шәһиригә кәлди. Өйгә киргәндә у улардин: — Йолда немә тоғрисида мулаһизиләштиңлар? — дәп сориди.
34 Лекин улар шүк турди, чүнки улар йолда қайсимиз әң улуқ дәп бир-бири билән мулаһизиләшкән еди.
35 У олтирип, он иккәйләнни йениға чақирип, уларға: — Ким биринчи болушни истигән болса, шу һәммәйләнниң әң ахирқиси вә һәммәйләнниң хизмәткари болсун, — деди.
36 Андин у кичик бир балини оттурида турғузди вә уни қучиғиға елип туруп, уларға мундақ деди:
37 — Ким мениң намимда мошундақ кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду. Ким мени қобул қилса, у мени әмәс, бәлки мени әвәткүчини қобул қилған болиду.
38 Юһанна униңға: — Устаз, сениң намиң билән җинларни һайдаватқан бирисини көрдуқ. Лекин у биз билән биргә саңа әгәшкәнләрдин болмиғачқа, уни тостуқ, — деди.
39 Лекин Әйса: — Уни тосмаңлар. Чүнки мениң намим билән бир мөҗизә яратқан бириси арқидинла мениң үстүмдин яман гәп қилиши мүмкин әмәс.
40 Чүнки бизгә қарши турмиғанлар бизни қоллиғанлардур.
41 Чүнки мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Мәсиһкә мәнсуп болғанлиғиңлар үчүн, мениң намимда силәргә һәтта бирәр пиялә су бәргән кишиму өз инъамиға еришмәй қалмайду.
42 Лекин маңа етиқат қилған бундақ кичикләрдин бирини гунаға путлаштурған һәр қандақ адәмни, у бойниға йоған түгмән теши есилған һалда деңизға ташливетилгини әвзәл болатти.
43 Әгәр әнди қолуң сени гунаға путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки қолуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа киргиниңдин көрә, чолақ һалда һаятлиққа киргиниң әвзәлдур. (Geenna )
44 Чүнки дозақта шуларни [йәйдиған] қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.
45 Әгәр әнди путуң сени [гунаға] путлаштурса, уни кесип ташливәт. Чүнки икки путуң бар һалда дозаққа, йәни өчүрүлмәс отқа ташланғиниңдин көрә, токур һалда һаятлиққа киргиниң әвзәл. (Geenna )
46 Чүнки дозақта шуларни [йәйдиған] қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.
47 Әгәр көзүң сени [гунаға] путлаштурса, уни оюп ташливәт. Икки көзүң бар һалда отлуқ дозаққа ташланғиниңдин көрә, сиңар көзлүк болуп Худаниң падишалиғиға киргиниң әвзәл. (Geenna )
48 Чүнки дозақта шуларни [йәйдиған] қурут-қоңғузлар өлмәйду, ялқунлуқ от өчмәйду.
49 Һәммә адәм от билән тузлиниду вә һәр бир қурбанлиқ туз билән тузлиниду.
50 Туз яхши нәрсидур. Һалбуки, әгәр туз өз тузлуғини йоқатса, униңға қайтидин туз тәмини қандақму киргүзгили болиду? Өзүңларда туз тепилсун вә бир-бириңлар билән енақлиқта өтүңлар.