< Маркус 8 >
1 Шу күнләрдә, йәнә зор бир топ халайиқ жиғилған еди. Уларниң йегидәк һеч немиси болмиғачқа, у мухлислирини йениға чақирип:
Shu künlerde, yene zor bir top xalayiq yighilghanidi. Ularning yégüdek héchnémisi bolmighachqa, u muxlislirini yénigha chaqirip:
2 — Бу халайиққа ичим ағрийду. Чүнки улар мениң йенимда турғили үч күн болди, уларда йегидәк һеч нәрсиму қалмиди.
— Bu xalayiqqa ichim aghriydu. Chünki ular méning yénimda turghili üch kün boldi, ularda yégüdek héchnersimu qalmidi.
3 Уларни өйлиригә ач қосақ қайтурсам, йолда һалидин кетиши мүмкин. Чүнки бәзилири жирақтин кәлгән екән, — деди.
Ularni öylirige ach qorsaq qaytursam, yolda halidin kétishi mumkin. Chünki beziliri yiraqtin kelgeniken, — dédi.
4 Мухлислири буниңға җававән: — Бундақ хилвәт бир җайда бу кишиләрни тойдурғидәк нанни нәдин тапқили болсун? — дейишти.
Muxlisliri buninggha jawaben: — Bundaq xilwet bir jayda bu kishilerni toydurghudek nanni nedin tapqili bolsun? — déyishti.
5 — Қанчә нениңлар бар? — дәп сориди у. Йәттә, — дейишти улар.
— Qanche néninglar bar? — dep soridi u. Yette, — déyishti ular.
6 Буниң билән у хәлиқни йәрдә олтиришқа буйруди. Андин йәттә нанни қолиға алди вә [Худаға] тәшәккүр-мәдһийә ейтип уштуп, көпчиликкә тутушқа мухлислириға бәрди. Улар халайиққа үләштүрүп бәрди.
Buning bilen u xelqni yerde olturushqa buyrudi. Andin yette nanni qoligha aldi we [Xudagha] teshekkür-medhiye éytip oshtup, köpchilikke tutushqa muxlislirigha berdi. Ular xalayiqqa üleshtürüp berdi.
7 [Мухлислар]да йәнә бир қанчә кичик белиқму бар еди. У Худаға тәшәккүр ейтип уларни бәрикәтләп, мухлислириға үләштүрүп беришни ейтти.
[Muxlislar]da yene birqanche kichik béliqmu bar idi. U Xudagha teshekkür éytip ularni beriketlep, muxlislirigha üleshtürüp bérishni éytti.
8 Халайиқ тойғичә йеди; улар ешип қалған парчиларни йәттә севәткә теривалди.
Xalayiq toyghuche yédi; ular éship qalghan parchilarni yette séwetke tériwaldi.
9 Йегәнләр төрт миңчә киши еди. У уларни йолға салди,
Yégenler töt mingche kishi idi. U ularni yolgha saldi,
10 андин мухлислири билән биллә дәрһал кемигә чүшүп, Далманута тәрәплиригә барди.
andin muxlisliri bilen bille derhal kémige chüshüp, Dalmanuta tereplirige bardi.
11 Пәрисийләр чиқип, уни синаш мәхситидә униңдин бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң, дәп тәләп қилишип, униң билән муназириләшкили турди.
Perisiyler chiqip, uni sinash meqsitide uningdin bizge asmandin bir möjizilik alamet körsetseng, dep telep qiliship, uning bilen munazirileshkili turdi.
12 У ичидә бир улуқ-кичик тинип: — Бу дәвир немишкә бир «мөҗизилик аламәт»ни истәп жүриду? Шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, бу дәвиргә һеч қандақ мөҗизилик аламәт көрситилмәйду, — деди.
U ichide bir ulugh-kichik tinip: — Bu dewr némishqa bir «möjizilik alamet»ni istep yüridu? Shuni silerge berheq éytip qoyayki, bu dewrge héchqandaq möjizilik alamet körsitilmeydu, — dédi.
13 Андин улардин айрилип, йәнә кемигә чиқип, деңизниң у четигә өтүп кәтти.
Andin ulardin ayrilip, yene kémige chiqip, déngizning u chétige ötüp ketti.
14 Мухлислар нан елип келишни унтуған болуп, кемидә бир тал нандин башқа йәйдиғини йоқ еди.
Muxlislar nan élip kélishni untughan bolup, kémide bir tal nandin bashqa yeydighini yoq idi.
15 У уларни агаһландуруп: — Еһтият қилиңлар, Пәрисийләрниң ечитқуси вә Һеродниң ечитқусидин һези болуңлар, — деди.
U ularni agahlandurup: — Éhtiyat qilinglar, Perisiylerning échitqusi we Hérodning échitqusidin hézi bolunglar, — dédi.
16 Мухлислар өз ара мулаһизилишип: — Униң бундақ дейиши нан әкәлмигәнлигимиздин болса керәк, — дейишти.
Muxlislar özara mulahiziliship: — Uning bundaq déyishi nan ekelmigenlikimizdin bolsa kérek, — déyishti.
17 Әйса уларниң немә [дейишиватқанлиғини] билип: — Немишкә нан йоқлуғи тоғрисида мулаһизә қилисиләр? Силәр техичә пәм-парасәт яки чүшәнчигә егә болмидиңларму? Қәлблириңлар техиму бихудлишип кетиватамду?
Eysa ularning néme [déyishiwatqanliqini] bilip: — Némishqa nan yoqluqi toghrisida mulahize qilisiler? Siler téxiche pem-paraset yaki chüshenchige ige bolmidinglarmu? Qelbliringlar téximu bixudliship kétiwatamdu?
18 Көзүңлар туруп көрмәйватамсиләр? Қулиқиңлар туруп аңлимайватамсиләр? Есиңларда йоқму?
Közünglar turup körmeywatamsiler? Quliqinglar turup anglimaywatamsiler? Ésinglarda yoqmu?
19 Бәш миң кишигә бәш нанни уштуғинимда, парчиларға лиқ толған қанчә кичик севәтни жиғивалдиңлар? — деди. — Он иккини, — җавап бәрди улар.
Besh ming kishige besh nanni oshtughinimda, parchilargha liq tolghan qanche kichik séwetni yighiwaldinglar? — dédi. — On ikkini, — jawab berdi ular.
20 — Йәттә нанни төрт миң кишигә уштуғинимда, парчиларға лиқ толған қанчә севәтни жиғивалдиңлар? — деди у. — Йәттини, — Җавап бәрди улар.
— Yette nanni töt ming kishige oshtughinimda, parchilargha liq tolghan qanche séwetni yighiwaldinglar? — dédi u. — Yettini, — Jawab berdi ular.
21 У уларға: — Ундақта, қандақсигә силәр техи чүшәнмәйсиләр? — деди.
U ulargha: — Undaqta, qandaqsige siler téxi chüshenmeysiler? — dédi.
22 Улар Бәйт-Саида йезисиға кәлди; халайиқ бир кор адәмни униң алдиға елип келип, униңға қолуңни тәккүзүп қойсаң, дәп өтүнди.
Ular Beyt-Saida yézisigha keldi; xalayiq bir kor ademni uning aldigha élip kélip, uninggha qolungni tegküzüp qoysang, dep ötündi.
23 У кор адәмниң қолидин тутуп йезиниң сиртиға йетиләп барди; униң көзлиригә түкүрүп, үстигә қоллирини тәккүзүп: — Бирәр нәрсә көрүватамсән? — дәп сориди.
U kor ademning qolidin tutup yézining sirtigha yétilep bardi; uning közlirige tükürüp, üstige qollirini tegküzüp: — Birer nerse körüwatamsen? — dep soridi.
24 У бешини көтирип: — Кишиләрни көрүватимән; улар худди меңип жүрүватқан дәрәқләрдәк көрүнүватиду, — деди.
U béshini kötürüp: — Kishilerni körüwatimen; ular xuddi méngip yürüwatqan derexlerdek körünüwatidu, — dédi.
25 Андин у қайтидин қоллирини у адәмниң көзлиригә тәккүзди. У көзлирини ечивиди, көзлири әслигә келип, һәммә нәрсини ениқ көрди.
Andin u qaytidin qollirini u ademning közlirige tegküzdi. U közlirini échiwidi, közliri eslige kélip, hemme nersini éniq kördi.
26 Әйса уни өйигә қайтуруп: — Йезиғиму кирмә, яки йезидики һеч кимгә бу ишни уқтурма, — дәп тапилиди.
Eysa uni öyige qayturup: — Yézighimu kirme, yaki yézidiki héchkimge bu ishni uqturma, — dep tapilidi.
27 Әйса мухлислири билән чиқип Қәйсәрийә-Филиппи райониға қарашлиқ кәнт-йезиларға барди. Йолда у мухлислиридин: — Кишиләр мени ким дәйду? — дәп сориди.
Eysa muxlisliri bilen chiqip Qeyseriye-Filippi rayonigha qarashliq kent-yézilargha bardi. Yolda u muxlisliridin: — Kishiler méni kim deydu? — dep soridi.
28 Улар униңға: — Бәзиләр сени Чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс [пәйғәмбәр] вә йәнә бәзиләр илгәрки пәйғәмбәрләрдин бири дәп қарайдикән, — дәп җавап беришти.
Ular uninggha: — Beziler séni Chömüldürgüchi Yehya, beziler Ilyas [peyghember] we yene beziler ilgiriki peyghemberlerdin biri dep qaraydiken, — dep jawab bérishti.
29 У улардин: — Әнди силәрчу, силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди. Петрус җававән: — Сән Мәсиһдурсән, — деди.
U ulardin: — Emdi silerchu, siler méni kim dep bilisiler? — dep soridi. Pétrus jawaben: — Sen Mesihdursen, — dédi.
30 У уларға өзи тоғрилиқ һеч кимгә тинмаслиқни җиддий тапилиди.
U ulargha özi toghruluq héchkimge tinmasliqni jiddiy tapilidi.
31 Шуниң билән у Инсаноғлиниң нурғун азап-оқубәт тартиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши муқәррәр екәнлигини [мухлислириға] үгитишкә башлиди.
Shuning bilen u Insan’oghlining nurghun azab-oqubet tartishi, aqsaqallar, bash kahinlar we Tewrat ustazliri teripidin chetke qéqilishi, öltürülüshi we üch kündin kéyin tirildürülüshi muqerrer ikenlikini [muxlislirigha] ögitishke bashlidi.
32 У бу ишни очуқ-ашкарә сөзләп бәрди. Буниң билән Петрус уни бир чәткә тартип, уни әйипләшкә башлиди.
U bu ishni ochuq-ashkara sözlep berdi. Buning bilen Pétrus uni bir chetke tartip, uni eyibleshke bashlidi.
33 Лекин у бурулуп мухлислириға қарап, Петрусни әйипләп: — Арқамға өт, Шәйтан! Сениң ойлиғанлириң Худаниң ишлири әмәс, инсанниң ишлиридур, — деди.
Lékin u burulup muxlislirigha qarap, Pétrusni eyiblep: — Arqamgha öt, Sheytan! Séning oylighanliring Xudaning ishliri emes, insanning ishliridur, — dédi.
34 Андин мухлислири билән халайиқниму чақирип мундақ деди: — Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!
Andin muxlisliri bilen xalayiqnimu chaqirip mundaq dédi: — Kimdekim manga egishishni niyet qilsa, özidin kéchip, özining kréstini kötürüp manga egeshsun!
35 Чүнки кимдәким өз җенини қутқузай десә, чоқум униңдин мәһрум болиду; лекин кимдәким мән үчүн вә хуш хәвәр үчүн өз җенидин мәһрум болса, уни қутқузиду.
Chünki kimdekim öz jénini qutquzay dése, choqum uningdin mehrum bolidu; lékin kimdekim men üchün we xush xewer üchün öz jénidin mehrum bolsa, uni qutquzidu.
36 Чүнки бир адәм пүткүл дунияға егә болуп, җенидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!
Chünki bir adem pütkül dunyagha ige bolup, jénidin mehrum qalsa, buning néme paydisi bolsun?!
37 У немисини җениға тегишсун?!
U némisini jénigha tégishsun?!
38 Чүнки кимдәким зинахор вә гунакар бу дәвир алдида мәндин вә мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсаноғлиму атисиниң шан-шәриви ичидә муқәддәс пәриштиләр билән биллә кәлгинидә, униңдин номус қилиду.
Chünki kimdekim zinaxor we gunahkar bu dewr aldida mendin we méning sözlirimdin nomus qilsa, Insan’oghlimu atisining shan-sheripi ichide muqeddes perishtiler bilen bille kelginide, uningdin nomus qilidu.