< Маркус 7 >
1 Бу чағда, Пәрисийләр вә Тәврат устазлиридин бәзилири Йерусалимдин келип униң алдиға жиғилди;
Fariseylər və Yerusəlimdən gələn bəzi ilahiyyatçılar İsanın yanına yığıldı.
2 шу Пәрисийләр вә Тәврат устазлири униң мухлислиридин бәзилириниң тамақни қолини жуймай, йәни «напак» һалда йәватқанлиғини көрүп, униңдин: — Мухлислириң немишкә ата-бовилиримизниң әнъәнилиригә риайә қилмай, бәлки жуюлмиған қоллири билән тамақ йәйду? — дәп сорашти (чүнки Пәрисийләр вә пүтүн Йәһудийлар ата-бовилири тәрипидин қалдурулған әнъәнини чиң тутқачқа, авал қоллирини әстайидиллиқ билән юмиса, тамақ йемәйду. Шуниңдәк базардин қайтип кәлгәндиму, улар қол жуймай бир нәрсә йемәйду. Униңдин башқа, пиялә-қәдәһ, дас-чөгүн вә мис қачилар вә диванларни жуюш тоғрисида тапшурулған нурғунлиған әнъәниләрдиму чиң туриду).
Onlar gördülər ki, İsanın şagirdlərindən bəzisi murdar əllərlə, yəni əllərini yumamış çörək yeyir.
Fariseylər və bütün Yəhudilər ağsaqqallardan qalan adət-ənənəyə əməl edərək əllərini yaxşı-yaxşı yumadan yemək yeməzlər.
Onlar bazardan gələndə yuyunmadan heç nə yeməzlər. Həmçinin bir sıra başqa adət-ənənələrə də əməl edərlər. Belə ki onlar kasaları, dolçaları, tunc qazanları və yataqları yuyub paklayarlar.
Fariseylər və ilahiyyatçılar İsadan soruşdular: «Nə üçün şagirdlərin ağsaqqallardan qalan adət-ənənəyə görə yaşamayaraq murdar əllərlə çörək yeyirlər?»
6 У уларға җавап берип мундақ деди: — Йәшая пәйғәмбәр силәр сахтипәзләр тоғраңларда алдин-ала топтоғра бешарәт бәргән! [униң] язмисида пүтүлгәндәк: — «Мошу хәлиқ ағзида Мени һөрмәтлигини билән, Бирақ қәлби Мәндин жирақ;
İsa onlara dedi: «Yeşaya peyğəmbər siz ikiüzlülər üçün nə yaxşı söyləyib! Yazıldığı kimi: “Bu xalq dodaqları ilə Mənə hörmət edir, Amma qəlbləri Məndən uzaqdır.
7 Улар Маңа беһудә ибадәт қилиду. Уларниң үгәткән тәлимлири пәқәт инсанлардин чиққан пәтиваларла, халас».
Boş yerə Mənə səcdə edirlər, İnsan əmrlərindən çıxardıqları təlimləri öyrədirlər”.
8 Чүнки силәр Худаниң әмрини ташлап қоюп, инсанларниң әнъәнисини чиң тутивалидикәнсиләр — дас-чөгүн, пиялә-қәдәһләрни жуюш вә шуниңға охшап кетидиған нурған башқа ишларни әнъәнә қилип жүрисиләр.
Siz Allahın əmrini atıb insan adət-ənənəsini tutursunuz».
9 У уларға йәнә мундақ деди: — Силәр өзлириңларниң әнъәнисини чиң тутимиз дәп Худаниң әмрини әпчиллик билән бир чәткә қайрип қойдуңлар!
Sonra İsa onlara dedi: «Öz adət-ənənənizi bərqərar etmək üçün Allahın əmrini kənara atmağı necə də yaxşı bacarırsınız!
10 Чүнки Муса [пәйғәмбәр]: «Ата-анаңни һөрмәт қил» вә «Атиси яки анисини һақарәтлигәнләр өлүмгә мәһкүм қилинсун» дәп әмир қилған.
Çünki Musa belə əmr etdi: “Ata-anana hörmət et” və “Atasını yaxud anasını söyən adam öldürülməlidir”.
11 Лекин силәр: — Бириси «Атиси яки анисиға: — Мән силәргә ярдәм бәргидәк нәрсиләрни аллиқачан «қурбан қилип» Худаға ативәттим — десила,
Sizsə deyirsiniz: “Bir adam atasına yaxud anasına ‹məndən umduğun yardım qurban oldu›, yəni ‹Allaha həsr olundu› desə”,
12 шу кишиниң ата-анисиниң һалидин хәвәр елишға болмайду, дәп үгитисиләр.
onda həmin adama izin vermirsiniz ki, ata-anasına yardım etsin.
13 Шундақ қилип, силәр [әвлатлириңларға] тапшурған әнъәнәңләрни дәп Худаниң әмрини йоққа чиқиривәттиңлар, вә шуниңға охшаш көп ишларни қилисиләр.
Bununla da siz nəsildən-nəslə ötürdüyünüz adət-ənənənizlə Allahın kəlamını heç edirsiniz. Axı buna bənzər çox işlər görürsünüz».
14 Андин халайиқни йәнә йениға чақирип, уларға: — Һәммиңлар маңа қулақ селиңлар вә шуни чүшиниңларки,
İsa yenə camaatı yanına çağırıb onlara dedi: «Hamınız Mənə qulaq asın və dərk edin.
15 инсанниң сиртидин ичигә киридиған нәрсиләрниң һечқандиқи уни напак қилмайду, бәлки өз ичидин чиқидиған нәрсиләр болса, улар инсанни напак қилиду.
Kənardan insanın daxilinə girən şey insanı murdar edə bilməz. Amma insanı murdar edən şeylər daxilindən çıxanlardır».
16 Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! — деди.
17 У халайиқтин айрилип өйгә киргәндә, мухлислири униңдин бу тәмсил һәққидә сориди.
İsa camaatdan ayrılıb evə gələndə şagirdləri bu məsəl barəsində Ondan soruşdular.
18 У уларға: — Силәрму техичә чүшәнмәй жүрүватамсиләр?! Сирттин инсанниң ичигә киридиған һәр қандақ нәрсиниң уни напак қилалмайдиғанлиғини тонуп йәтмәйватмамсиләр?
İsa onlara cavab verdi: «Siz də hələ dərk etməmisiniz? Başa düşmürsünüz ki, kənardan insanın daxilinə girən şey insanı murdar edə bilməz?
19 [Сирттин киргән нәрсә] инсанниң қәлбигә әмәс, ашқазиниға кириду, андин у йәрдин тәрәт болуп ташлиниду, — деди (у бу гәпни дейиш билән, һәммә йемәкликләрни һалал қиливәтти).
Çünki daxil olan şeylər onun ürəyinə deyil, qarnına gedir və ifraz olunur». İsa bununla bütün yeməklərin təmiz olduğunu bəyan etdi.
20 У йәнә сөз қилип мундақ деди: — Инсанниң ичидин чиқидиғинила, инсанни напак қилиду.
O, sözünə davam etdi: «İnsanı murdar edən insandan çıxandır.
21 Чүнки шулар — яман нийәтләр, зинахорлуқ, җинсий бузуқлуқлар, қатиллиқ, оғрилиқ, ачкөзлүк, рәзилликләр, алдамчилиқ, шәһванийлиқ, һәсәтхорлуқ, тил-аһанәт, тәкәббурлуқ вә һамақәтликләр инсанниң ичидин, йәни униң қәлбидин чиқиду
Çünki insanların daxilindən, ürəyindən pis fikirlər, cinsi əxlaqsızlıq, oğurluq, qatillik,
zinakarlıq, tamahkarlıq, şər əməllər, hiylə, pozğunluq, paxıllıq, küfr, lovğalıq və ağılsızlıq çıxar.
23 — бу рәзил ишларниң һәммиси инсанниң ичидин чиқип, өзини напак қилиду.
Bütün bu pis işlər insan daxilindən çıxıb onu murdar edir».
24 У орнидин туруп у йәрдин айрилип, Тур вә Зидон әтрапидики районларға барди вә бир өйгә кирди. Гәрчә у буни һеч ким билмисун дегән болсиму, лекин йошуруп қалалмиди.
İsa oradan ayrılıb Sur bölgəsinə getdi. O bir evə girdi və istəmədi ki, harada olduğunu bilən olsun. Amma bunu gizlədə bilmədi.
25 Дәрвәқә, напак роһ чаплашқан кичик бир қизниң аниси униң тоғрисидики хәвәрни аңлиған һаман йетип келип, униң айиғиға жиқилди
Bir qadının azyaşlı qızı natəmiz ruha tutulmuşdu. Qadın İsa haqqında xəbər tutan kimi gəlib Onun ayaqlarına düşdü.
26 (аял Юнанлиқ болуп, Сурийә өлкисидики Фәникий миллитидин еди). У униңдин қизидин җинни һайдиветишни өтүнди.
Bu qadın Suriya Finikiyasında doğulmuş bir Yunan idi. O, İsaya yalvardı ki, qızından cini çıxartsın.
27 Лекин Әйса униңға: — Алди билән балилар қосиғини тойғузсун; чүнки балиларниң ненини кичик иштларға ташлап бериш тоғра әмәс, — деди.
İsa ona dedi: «Qoy əvvəl uşaqlar doysun, çünki uşaqların çörəyini götürüb itlərə atmaq düzgün olmaz».
28 Лекин у буниңға җававән: — Дурус, и Рәб, бирақ һәтта иштларму үстәл астида туруп балилардин чүшкән нан увақлирини йәйдиғу, — деди.
Qadınsa Ona cavab verdi: «Ya Rəbb, axı itlər də uşaqların süfrə altına tökdüyü qırıntılardan yeyir».
29 Әйса униңға: — Сениң мошу сөзүң түпәйлидин йолуңға қайт, җин қизиңдин чиқип кәтти, — деди.
İsa qadına dedi: «Get, sənin bu sözünə görə cin qızını tərk etdi».
30 Аял өйигә қайтип кәлгәндә, мана қиз кариватта ятатти, җин униңдин чиқип кәткән еди.
Qadın evinə gələndə gördü ki, qızı yatağında uzanıb və cin ondan çıxıb.
31 Әйса йәнә Тур вә Зидон шәһириниң әтрапидики районлардин чиқип, «Он шәһәр» райони оттурисидин өтүп, йәнә Галилийә деңизиға кәлди.
İsa yenə Sur bölgəsindən çıxdı, Sidonu keçdi və Dekapolis bölgəsindən keçərək Qalileya gölünə çatdı.
32 Халайиқ униң алдиға тили еғир, гас бир адәмни елип келип, униң учисиға қолуңни тәккүзүп қойсаң, дәп өтүнүшти.
Bir kar və pəltək adamı İsanın yanına gətirdilər və yalvardılar ki, əlini onun üzərinə qoysun.
33 У у адәмни халайиқтин айрип бир чәткә тартип, бармақлирини униң қулақлириға тиқти, түкүрүп, [бармиғини] униң тилиға тәккүзди.
İsa həmin adamı camaatdan ayırıb başqa bir yerə apardı və barmaqlarını bu adamın qulaqlarına qoydu, tüpürüb onun dilinə toxundu.
34 Андин у асманға қарап уһ тартип хорсинғандин кейин, у адәмгә: «Әффата» (мәниси «ечил») деди.
Göyə baxdı, ah çəkərək ona dedi: «Effata!», yəni «Açıl!»
35 У адәмниң қулақлири дәрһал ечилип, тилиму ечилип раван гәп қилишқа башлиди.
O anda bu adamın həm qulaqları açıldı, həm də dilinin bağlılığı düşdü və o aydın danışmağa başladı.
36 Әйса уларға буни һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди. Лекин уларға һәр қанчә тапилиған болсиму, бу хәвәрни йәнила шунчә кәң тарқитивәтти.
İsa bunu görənlərə qadağan etdi ki, bu barədə heç kimə heç nə deməsinlər. Lakin nə qədər çox qadağan etsə də, o qədər çox xəbər yaydılar.
37 Халайиқ [бу ишқа] мутләқ һәйран қелишип: — У һәммә ишларни қалтис қилидикән! Һәтта гасларни аңлайдиған, гачиларни сөзләйдиған қилидикән, — дейишти.
Hamı hədsiz təəccüblənərək dedi: «Hər işin öhdəsindən yaxşı gəlir: həm karların qulağını, həm də lalların dilini açır».