< Маркус 6 >
1 У у йәрдин кетип, өз жутиға кәлди. Униң мухлислириму униңға әгишип барди.
2 Шабат күни кәлгәндә, у синагогда тәлим беришкә киришти. Тәлимини аңлиғанлардин көп адәм интайин һәйран болушуп: — Бу адәм буларға нәдин еришкәнду? Униңға мошундақ даналиқ қандақ берилгән? Униң қолида мошундақ мөҗизиләр қандақ яритилидиғанду?
3 У һелиқи яғаччи әмәсму, Мәрйәмниң оғли, шундақла Яқуп, Йосә, Йәһуда вә Симонларниң акисиғу? Униң сиңиллириму бу йәрдә аримизда туруватмамду? — дейишти. Шуниң билән улар униңға һәсәт-бизарлиқ билән қариди.
4 Шуниң билән Әйса уларға: — Һәр қандақ пәйғәмбәр башқа йәрләрдә һөрмәтсиз қалмайду, пәқәт өз жути, өз уруқ-туққанлири арисида вә өз өйидә һөрмәткә сазавәр болмайду, — деди.
5 Шуниң билән қоллирини бир қанчә бемарниң үстигә тәккүзүп, уларни сақайтқандин башқа, шу йәрдә у һеч қандақ мөҗизә яриталмиди.
6 Вә у уларниң иман-ишәшсизлигидин һәйран қалди.
7 Андин у әтраптики йеза-кәнтләрни айлинип тәлим бәрди. У он иккиләнни йениға чақирди вә [хәлиқ арисиға] икки-иккидин әвәтишкә башлиди. У уларға напак роһларни һайдаш һоқуқини бәрди;
8 вә уларға: — Сәпәрдә йениңларға һасидин башқа нәрсә еливалмаңлар, нә хурҗун нә нан еливалмаңлар, бәлваққа пулму салмаңлар,
9 путуңларға кәшләрни кийиңлар, бирақ икки йәктәк кийивалмаңлар, — дәп тапилиди.
10 У йәнә: — [Бир жутқа барғиниңларда], кимниң өйигә [қобул қилинип] кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдила туруңлар.
11 Қайси йәрдикиләр силәрни қобул қилмиса, шундақла сөзүңларни аңлимиса, у йәрдин кәткиниңларда, уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топини қеқиветиңлар! — деди.
12 Шуниң билән улар йолға чиқип, кишиләрни гуналириға товва қилишқа җар селип үндиди.
13 Улар нурғун җинларни һайдиди, нурғун бемарларни зәйтун мейи билән мәсиһ қилип сақайтти.
14 Униң нами мәшһур болғачқа, Һерод падиша униң һәққидә аңлап: «Бу адәм [чоқум] өлүмдин тирилгән Чөмүлдүргүчи Йәһядур. Шуниң үчүн мошу алаһидә қудрәтләр униңда күчини көрситиду» дәйтти.
15 Башқилар: «У Иляс [пәйғәмбәр]» десә, йәнә бәзиләр: «Бурунқи пәйғәмбәрләрдәк бир пәйғәмбәр болса керәк» дейишәтти.
16 Бирақ буларни аңлиған Һерод: — Мән каллисини алған Йәһяниң өзи шу — у өлүмдин тирилипту! — деди.
17 Һеродниң бундақ дейишиниң сәвәви, у [өгәй] акиси Филипниң аяли Һеродийәниң вәҗидин адәм әвәтип Йәһяни тутуп, зинданға ташлиған еди. Чүнки у шу аял билән никаһланған еди; Йәһя Һеродқа [тәнбиһ берип]: «Акаңниң аялини тартивелишиң Тәврат қануниға хилап» дәп қайта-қайта дегән еди.
18
19 Шуниң үчүн Һеродийә Йәһяға адавәт сақлайтти; уни өлтүрмәкчи болған болсиму, лекин шундақ қилалмайтти.
20 Чүнки Һерод Йәһяни диянәтлик вә муқәддәс адәм дәп билип, униңдин қорқатти, шуңлашқа уни қоғдайтти; у униң сөзлирини аңлиған чағлирида алақзадә болуп кетәтти, лекин йәнила сөзлирини аңлашқа амрақ еди.
21 Амма [Һеродийә күткән] пәйт ахир йетип кәлди; Һерод туғулған күнидә өз әмәлдарлири, миң бешилири вә Галилийә өлкисидики катта әрбабларни зияпәт билән күтүвалди;
22 һелиқи Һеродийәниң қизи сорунға чүшүп уссул ойнап бәрди. Бу Һерод вә һәмдәстихан болғанларға бәкму ярап кәтти. Падиша қизға: — Мәндин немә тәләп қилсаң, шуни беримән, — деди.
23 Андин у қәсәм қилип йәнә: — Мәндин немә тәләп қилсаң, һәтта падишалиғимниң йеримини десәңму шуни беримән, — деди.
24 Қиз сиртқа чиқип, анисидин: — Немә тәләп қилай? — дәп соривиди, аниси: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини тәләп қил, — деди.
25 Қиз дәрһал падишаниң алдиға алдирап кирип: — Чөмүлдүргүчи Йәһяниң каллисини һазирла бир тәхсигә қоюп әкилишлирини халаймән, — деди.
26 Падиша буниңға наһайити һәсрәт чәккән болсиму, қәсәмлири түпәйлидин вә дәстиханда олтарғанлар вәҗидин, униңға бәргән сөзидин янғуси кәлмиди.
27 Шуңа падиша дәрһал бир җаллат әвәтип, униң каллисини елип келишни әмир қилди. Җаллат зинданға берип Йәһяниң каллисини елип,
28 уни бир тәхсигә қоюп, қизниң алдиға елип келип униңға бәрди. Қиз уни анисиға тапшурди.
29 Бу ишни аңлиған Йәһяниң мухлислири келип, җәсәтни елип кетип бир қәбиргә қойди.
30 Қайтип кәлгән расуллар Әйсаниң йениға жиғилди, немә қилғанлири һәм немә тәлим бәргәнлирини униңға мәлум қилишти.
31 Келип-кетиватқанлар наһайити көплигидин уларға тамақлинишқиму вақит чиқмиди. Шуңа у уларға: — Жүрүңлар, мән билән хилвәт бир җайға берип, бирдәм арам елиңлар, — деди.
32 Буниң билән улар кемигә чүшүп, хилвәт бир чөл йәргә қарап маңди.
33 Бирақ нурғун кишиләр уларниң кетиватқанлиғини байқап, уларни тонувеливиди, әтраптики барлиқ шәһәрләрдин пиядә йолға чиқип, жүгүрүп, улардин бурун у йәргә берип жиғилишти.
34 Әйса кемидин чүшүп, зор бир топ адәмни көрүп, уларниң падичисиз қой падисидәк болғанлиғиға ич ағритти. Шуңа у уларға көп ишларни үгитишкә башлиди.
35 Кәч кирип қалғанда, мухлислири униң йениға келип: — Бу чөл бир җай екән, кәч кирип кәтти.
36 Халайиқни йолға селивәткән болсаң, улар әтраптики кәнт-қишлақларға берип, өзлиригә нан сетивалсун; чүнки уларда йегидәк нәрсә йоқ, — деди.
37 Лекин у уларға җававән: — Уларға өзүңлар озуқ бериңлар, — деди. Мухлислар униңдин: — Икки йүз күмүч динарға уларға нан әкелип уларни озуқландурамдуқ? — дәп сориди.
38 Әйса уларға: — Қанчә нениңлар бар? Берип қарап беқиңлар, — деди. Улар қарап баққандин кейин: — Бәши бар екән, йәнә икки белиқму бар екән, — дейишти.
39 У уларға кишиләрни топ-топ қилип йешил чимәндә олтарғузушни буйруди.
40 Халайиқ йүздин, әлликтин сәп-сәп болуп олтиришти.
41 У бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап [Худаға] тәшәккүр-мәдһийә ейтти, андин нанларни уштуп, көпчиликкә тутуп бериш үчүн мухлислириға берип туратти; икки белиқниму һәммәйләнгә тарқитип бәрди.
42 Һәммәйлән йәп тоюнди.
43 [Мухлислар] ешип қалған нан вә белиқ парчилирини лиқ он икки севәткә теривалди.
44 Нанларни йегән әрләрниң санила бәш миңчә еди.
45 Бу иштин кейинла, у мухлислириға өзүм бу халайиқни йолға селиветимән, аңғичә силәр кемигә олтирип, деңизниң қарши қирғиқидики Бәйт-Саида йезисиға өтүп туруңлар, дәп буйруди.
46 Уларни йолға селивәткәндин кейин, у дуа-тилавәт қилиш үчүн таққа чиқти.
47 Кәч киргәндә, кемә деңизниң оттурисиға йәткән еди, у өзи ялғуз қуруқлуқта еди.
48 У мухлислириниң палақни күчәп уруватқанлиғини көрди; чүнки шамал тәтүр йөнилиштә чиққан еди. Кечә төртинчи җесәк вақтида, у деңизниң үстидә меңип, мухлислири тәрәпкә кәлди вә уларниң йенидин өтүп кетидиғандәк қилатти.
49 Лекин улар униң деңизниң үстидә меңип келиватқанлиғини көрүп, уни алвасти охшайду, дәп ойлап чуқан селишти.
50 Чүнки уларниң һәммиси уни көрүп сарасимигә чүшти. Лекин у дәрһал уларға: — Жүрәклик болуңлар, бу мән, қорқмаңлар! — деди.
51 У кемигә, уларниң йениға чиққандила, шамал тохтиди. Улар буниңдин һошидин кәткидәк дәриҗидә қаттиқ һәйран қелишип, немини ойлашни билмәйтти;
52 чүнки улар нан бериш [мөҗизисини] техичә чүшәнмигән еди, уларниң қәлби бихуд һаләттә туратти.
53 Улар деңизниң қарши тәрипигә өтүп, Гиннисарәт дегән жутта [қуруқлуққа] чиқип, кемини бағлап қойди.
54 Улар кемидин чүшүши биләнла, [халайиқ] уни дәрһал тонувелип,
55 әтраптики һәммә җайларға жүгүрүшүп барди вә «У паланчи йәргә чүшүпту» дәп аңлиши биләнла, бемарларни зәмбилгә селип, шу йәргә [униң алдиға] елип беришти.
56 У мәйли йеза, мәйли шәһәр яки қишлақларға барсун, хәлиқ ағриқларни базарларға елип чиқип ятқузатти; улар униңдин ағриқлар һеч болмиғанда сениң йепинчаңниң пешигә болсиму қолини тәккүзүвалсақ дәп өтүнди. Униңға қолини тәккүзгәнләрниң һәммиси сақайди.