< Маркус 5 >
1 Улар деңизниң у қетиға, Гадаралиқларниң жутиға йетип барди.
2 У кемидин чүшүши биләнла, напак роһ чаплашқан бир адәм гөр өңкүрлиридин чиқип, униң алдиға кәлди.
3 У адәм өңкүрләрни макан қилған болуп, уни һеч ким һәтта зәнҗирләр биләнму бағлалмайтти.
4 Чүнки көп қетим пут-қоллири кишән-зәнҗирләр билән бағланған болсиму, у зәнҗирләрни үзүветип, кишәнләрни чеқивәткән еди; һеч ким уни бойсундуралмиған еди.
5 У кечә-күндүз мазарлиқта вә тағлар арисида тохтавсиз вақирап-җақирап жүрәтти, өз-өзини ташлар билән кесип яриландуратти.
6 Лекин у Әйсани жирақтин көрүп, униң алдиға жүгүрүп берип, сәҗдә қилди
7 вә қаттиқ авазда вақирап: — Һәммидин алий Худаниң Оғли Әйса, сениң мениң билән немә кариң! Худа һәққи, сәндин өтүнүп қалай, мени қийнима! — деди
8 (чүнки Әйса униңға: «Һәй напак роһ, униңдин чиқ!» дегән еди).
9 У униңдин: — Исмиң немә? — дәп сориди. — Исмим «қошун» — чүнки санимиз көп, — дәп җавап бәрди у.
10 Вә у Әйсадин уларни бу жуттин һайдивәтмигәйсән, дәп көп өтүнүп ялвурди.
11 Тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси отлап жүрәтти.
12 Җинлар униңға: — Бизни мошу тоңғузларға әвәткин, уларниң ичигә кирип кетишкә йол қойғайсән, — дәп ялвурушти.
13 Әйса дәрһал йол қойди. Шуниң билән напак роһлар чиқип, тоңғузларниң тенигә кириши биләнла, тоңғузлар тик ярдин етилип чүшүп, деңизға ғәриқ болди. Улар икки миңға йеқин еди.
14 Тоңғуз баққучилар болса у йәрдин қечип, шәһәр-йезиларда бу ишларни пур қилди. Шу йәрдикиләр немә иш йүз бәргәнлигини көргили чиқишти.
15 Улар Әйсаниң йениға кәлди вә илгири җинлар чаплишивалған һелиқи адәмниң кийимләрни кийип, әс-һоши җайида олтарғинини — йәни «қошун җинлар» чаплашқан шу адәмни көрүп, қорқуп кетишти.
16 Бу вақиәни көргәнләр җинлар чаплашқан адәмдә немә йүз бәргәнлигини вә тоңғузларниң ақивитини хәлиққә баян қилип бәрди.
17 Буниң билән халайиқ Әйсаға: Жутлиримиздин чиқип кәткәйсән, дәп ялвурушқа башлиди.
18 У кемигә чиқиватқанда, илгири җинлар чаплашқан һелиқи адәм униңдин: Мәнму сән билән биллә барай, дәп өтүнди.
19 Лекин у буниңға унимай: — Өз өйдикилириң вә жутдашлириңниң йениға берип, уларға Пәрвәрдигарниң саңа шунчилик улуқ ишларни қилип бәргәнлигини, Униң саңа рәһим-шәпқәт көрсәткәнлигини хәвәрләндүргин, — деди.
20 У қайтип берип, Әйсаниң өзигә қандақ улуқ ишларни қилғанлиғини «Он шәһәр райони»да җар қилишқа башлиди. Буни аңлиғанларниң һәммиси толиму һәйран қелишти.
21 Әйса қайтидин кемә билән деңизниң у қетиға өткәндә, зор бир топ халайиқ униң йениға жиғилди; у деңиз бойида туратти.
22 Мана, мәлум бир синагогниң чоңи Яирус исимлиқ бир киши кәлди. У уни көрүп айиғиға жиқилип: — Кичик қизим өләй дәп қалди. Берип униңға қоллириңизни тәккүзүп қойсиңиз, у сақийип яшиғай! — дәп қаттиқ йелинди.
23
24 Әйса униң билән биллә барди. Зор бир топ халайиқму олишип қисташқан һалда кәйнидин меңишти.
25 Хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял бар болуп,
26 у нурғун тевипларниң қолида көп азап тартип, бар-йоқини хәҗләп түгәткән болсиму, һеч қандақ үнүми болмай, техиму еғирлишип кәткән еди.
27 Бу аял Әйса һәққидики гәпләрни аңлап, халайиқниң оттурисидин қистилип келип, арқа тәрәптин униң тонини силиди.
28 Чүнки у көңлидә: «Униң тонини силисамла сақаймай қалмаймән» дәп ойлиған еди.
29 Хун шуан тохтап, аял кесәл азавидин сақайтилғанлиғини өз тенидә сәзди.
30 Әйса дәрһал вуҗудидин қудрәтниң чиққанлиғини сезип, халайиқниң ичидә кәйнигә бурулуп: — Кийимимни силиған ким? — дәп сориди.
31 Мухлислири униңға: — Халайиқниң өзүңни қистап меңиватқанлиғини көрүп туруқлуқ, йәнә: «Мени силиған ким?» дәп сорайсәнғу? — дейишти.
32 Бирақ Әйса өзини силиғучини тепиш үчүн техичә әтрапиға қаравататти.
33 Өзидә немә ишниң йүз бәргәнлигини сәзгән аял қорқуп-титригән һалда келип униң алдиға жиқилди вә униңға һәқиқий әһвални пүтүнләй ейтти.
34 У униңға: — Қизим, ишәшиң сени сақайтти! Тинич-хатирҗәмликтә қайт! Кесилиңниң азавидин сақайғин, — деди.
35 У бу сөзни қиливатқанда, синагогниң чоңиниң өйидин бәзиләр келип униңға: Қизиңиз өлди. Әнди устазни немишкә йәнә аварә қилисиз?! — дейишти.
36 Лекин Әйса бу сөзләрни аңлап дәрһал синагогниң чоңиға: Қорқмиғин! Пәқәт ишәштә бол! — деди.
37 У пәқәт Петрус, Яқуп вә Яқупниң иниси Юһанна билән йолға чиқти; башқа һеч кимниң өзи билән биллә беришиға йол қоймиди.
38 У синагогниң чоңиниң өйи алдиға кәлгәндә, қийқас-чуқанни, халайиқниң қаттиқ налә-пәряд вә аһ-зар көтәргәнлигини көрүп,
39 өйгә кирип уларға: — Немишкә қийқас-чуқан вә аһ-зар көтирисиләр? Бала өлмәпту, ухлап қапту, — деди.
40 Улар уни мәсқирә қилишти; лекин у һәммәйләнни ташқириға чиқириветип, балиниң ата-анисини вә өз һәмраһлирини елип, бала ятқан өйгә кирди.
41 У балиниң қолини тутуп, униңға: «Талита куми» деди. Бу сөзниң мәнаси «Қизим, саңа ейтимәнки, орнуңдин тур» дегәнлик еди.
42 Қиз дәрһал орнидин туруп маңди (у он икки яшта еди). Улар бу ишқа мутләқ һәйран қелишти.
43 У уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни қаттиқ тапилиди, шундақла қизға йегидәк бир немә беришни ейтти.