< Маркус 4 >
1 У йәнә деңиз бойида [хәлиққә] тәлим беришкә башлиди. Униң әтрапиға зор бир топ адәмләр олишивалғачқа, у бир кемигә чиқип деңизда олтарди; пүткүл халайиқ болса деңиз қирғиқида турушатти.
然て再び湖辺にて教へ始め給ひしが、群衆夥しく其許に集りしかば、イエズスは湖に泛べる船に乗りて座し給ひ、群衆は、皆岸に沿ひて陸に居れり。
2 У уларға тәмсил билән нурғун ишларни үгәтти. У тәлим берип мундақ деди:
斯て喩を以て多くの事を教へ給ひしが、其教の中に曰ひけるは、
3 — Қулақ селиңлар! Уруқ чачқучи уруқ чачқили [етизға] чиқипту.
汝等聴け。種播く者播かんとて出でしが、
4 Уруқ чачқанда уруқлардин бәзилири чиғир йол бойиға чүшүпту, қушлар келип уларни йәп кетипту.
播く時、或種は路傍に落ちしかば、空の鳥來りて之を啄めり。
5 Бәзилири туприғи аз ташлиқ йәргә чүшүпту. Тописи чоңқур болмиғанлиқтин, тезла үнүп чиқипту,
或種は土少き磽地に落ちしに、土の深からざるによりて直に萌出でたれども、
6 лекин күн чиқиш биләнла аптапта көйүп, йилтизи болмиғачқа қуруп кетипту.
日出づるや灼けて、根なきが故に枯れたり。
7 Бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр өсүп майсиларни боғувелип, улар һеч һосул бәрмәпту.
或種は茨の中に落ちしに、茨長ちて之を蔽塞ぎたれば、果を結ばざりき。
8 Бәзилири болса, яхши тупраққа чүшүпту. Улар өсүп көпийип чоң болғанда һосул берипту. Уларниң бәзилири оттуз һәссә, бәзилири атмиш һәссә, йәнә бәзилири йүз һәссә һосул берипту.
或種は沃壌に落ちしかば、穂出でて實り立ち、一は三十倍、一は六十倍、一は百倍を生じたり。
9 — Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! — деди у.
又曰ひけるは、聞く耳を有てる人は聞け、と。
10 У униң әтрапидикиләр һәм он иккилән билән ялғуз қалғанда, улар униңдин тәмсилләр тоғрилиқ сорашти.
イエズス獨居給ふ時、共に在りし十二人、此喩を問ひしかば、
11 У уларға мундақ деди: — Худаниң падишалиғиниң сирини билишкә силәр несип болдуңлар. Лекин сирттикиләргә һәммә иш тәмсилләр билән уқтурулиду;
彼等に曰ひけるは、汝等は神の國の奥義を知る事を賜はりたれど、外の人は何事も喩を以てせらる、
12 буниң билән: «Улар қарашни қарайду, бирақ көрмәйду; Аңлашни аңлайду, бирақ чүшәнмәйду; Шундақ болмисиди, улар йолидин яндурулуши билән, Кәчүрүм қилинатти» [дегән сөз әмәлгә ашурулиду].
彼等は見て見ゆれども認らず、聞きて聞ゆれども暁らず、是立還りて其罪を赦さるる事なからん為なり。
13 Андин у уларға: — Силәр мошу тәмсилниму чүшәнмидиңларму? Ундақта, қандақму башқа һәр хил тәмсилләрни чүшинәләйсиләр? — деди.
又彼等に曰ひけるは、汝等此喩を知らざるか、然らば如何にしてか、諸の喩を暁らん。
14 Уруқ чачқучи сөз-калам чачиду.
種捲く者は言を捲くなり、
15 Үстигә сөз-калам чечилған чиғир йол бойи шундақ адәмләрни көрсәткәнки, улар сөз-каламни аңлиған һаман Шәйтан дәрһал келип уларниң қәлбигә чечилған сөз-каламни елип кетиду.
言捲かるる時路傍に落ちたるものは、人之を聞きたるにサタン忽來りて其心に捲かれたる言を奪ふものなり。
16 Буниңға охшаш, ташлиқ йәрләргә чечилған уруқлар болса, сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларни көрситиду.
磽地に捲かれたるものは、同じく言を聞き、直に喜びて之を受くれども、
17 Һалбуки, қәлбидә һеч йилтиз болмиғачқа, пәқәт вақитлиқ туриду; сөз-каламниң вәҗидин қийинчилиқ яки зиянкәшликкә учриғанда, улар шуан йолдин чәтнәп кетиду.
己に根なく、暫時のみにして、軈て言の為に、困難と迫害と起れば、忽躓くものなり。
18 Тикәнләрниң арисиға чечилғини шундақ бәзи адәмләрни көрсәткәнки, бу адәмләр сөз-каламни аңлиғини билән,
又茨の中に撒かれたるものあり、是等は言を聞くと雖、
19 лекин көңлигә бу дунияниң әндишилири, байлиқларниң езиқтуруши вә башқа нәрсиләргә болған һәвәсләр киривелип, сөз-каламни боғуветиду-дә, у һеч һосул чиқармайду. (aiōn )
此世の心勞、富の惑、其他の諸欲入來りて、言を蔽塞ぎ、遂に實らざるに至る。 (aiōn )
20 Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлиши билән уни қобул қилған адәмләрни көрситиду. Бундақ адәмләр һосул бериду, бириси оттуз һәссә, бириси атмиш һәссә, йәнә бириси йүз һәссә һосул бериду.
沃壌に撒かれたるものは、言を聞きて之を受け、或いは三十倍或は六十倍或は百倍の果を結ぶものなり。
21 У уларға йәнә мундақ деди: — Чирақ севәт яки кариват астиға қоюлуш үчүн кәлтүрүләмду? У чирақданниң үстигә қоюлуш үчүн кәлтүрүлмәмду?
又彼等に曰ひけるは、燈を持來るは、枡の下或は寝台の下に置かん為なるか、燭台の上に載せん為に非ずや、
22 Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, шуниңдәк һәр қандақ мәхпий иш йүз бәргәндин кейин аян болмай қалмайду.
即何事も隠されて顕れざるはなく、密にせられて遂に公に出でざるはなし。
23 Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун!
聞く耳を有てる人は聞け。
24 Аңлиғанлириңларға көңүл бөлүңлар! Чүнки силәр [башқиларға] қандақ өлчәм билән өлчисәңлар, силәргиму шундақ өлчәм билән өлчәп берилиду, һәтта униңдинму көп қошуп берилиду.
又彼等に曰ひけるは、汝等聞く所を慎め。汝等の量りたる量にて自らも量られ、而も更に加へられん、
25 Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.
其は有てる人は尚與へられ、有たざる人は其有てる所をも奪はるべければなり。
26 У йәнә мундақ деди: — Худаниң падишалиғи йәнә бирисиниң тупраққа уруқ чачқиниға охшайду:
又曰ひけるは、神の國は、恰人が地に種を蒔くが如し。
27 у ухлайду, орундин туриду, кечә-күндүзләр өтүверип, уруқ бих уруп өсиду. Лекин чачқучи қандақ йол билән өсидиғанлиғини билмәйду.
夜晝寝起して知らざる間に、其種萌出でて生長す、
28 Тупрақ өзлүгидин һосул бериду; уруқ авал бих уриду, кейин баш чиқириду, ахирда башақлар толуқ дан тутиду.
即地は自然に果を生じ、先苗、次に穂、次に穂に充てる麦を生じ、
29 Дан пишқанда, [чачқучи] дәрһал оғақ салиду, чүнки һосул вақти кәлгән болиду.
既に實りて収穫の時至れば、直に鎌を入るるなり。
30 У йәнә мундақ деди: — Худаниң падишалиғини немигә охшитимиз? Яки қандақ бир тәмсил билән сүрәтләп берәләймиз?
又曰ひけるは、我等神の國を何に擬へ、如何なる譬を以て喩へんか。
31 У гоя бир тал қича уруғиға охшайду. У йәргә терилғанда, гәрчә йәр йүзидики барлиқ уруқларниң ичидә әң кичиги болсиму,
是一粒の芥種の如し。地に播かるる時は地上の有ゆる種よりも小けれども、
32 терилғандин кейин, һәр қандақ зираәттин егиз өсүп шундақ чоң шахлайдуки, асмандики қушларму униң сайисигә қониду.
播かれたる後は育ちて、長ちて萬の野菜より大きく、大いなる枝を生じて、空の鳥其蔭に栖むを得るに至る、と。
33 У шуниңға охшаш халайиқ аңлап чүшинәлигидәк нурғун тәмсилләр билән сөз-каламни йәткүзди.
イエズスは、人々の聞き得るに應じて、斯る多くの喩を以て教を語り給ひ、
34 Лекин тәмсил кәлтүрмәй туруп уларға һеч қандақ сөз қилмайтти. Лекин өз мухлислири билән ялғуз қалғинида, уларға һәммини чүшәндүрүп берәтти.
喩なくして人に語り給ふ事あらざりしが、弟子等には何事をも、別に解釈し居給へり。
35 Шу күни кәч киргәндә, у уларға: — Деңизниң у қетиға өтәйли, — деди.
其日、暮に及びて、イエズス弟子等に、我等彼方の岸に渡らん、と曰ひしかば、
36 Улар халайиқни йолға селивәткәндин кейин, уни кемидә олтарған пети елип жүрүп кетишти. Улар билән биллә маңған башқа кемиләрму бар еди.
彼等は群衆を去らしめ、イエズスを船に居給へる儘に乗せ往き、他の船等も是に伴ひたりき。
37 Вә мана, әшәддий қара қуюн чиқип кәтти; шуниң билән долқунлар кемини уруп, су һалқип кирип, кемигә тошай дәп қалған еди.
時に大風起りて、浪は船に打入り、船中に満つるに至りしが、
38 Лекин у кеминиң аяқ тәрипидә ястуққа баш қоюп уйқиға кәткән еди. Улар уни ойғитип: — И устаз, һалак болуватқинимизға кариң йоқму? — деди.
イエズスは艫の方に枕して寝ね給へるを、弟子等呼起して云ひけるは、師よ、我等の亡ぶるを顧み給はざるか、と。
39 У орнидин туруп, боранға тәнбиһ берип, деңизға: «Тиничлан! Җим бол!» девиди, боран тохтап, чоңқур бир җим-җитлиқ һөкүм сүрди.
イエズス起きて風を戒め、又海に向ひて、黙せよ、静まれ、と曰ひしかば、風息みて大凪となれり。
40 — Немишкә шунчә қорқисиләр? Силәрдә қандақсигә техичә ишәш болмайду? — деди у уларға.
又彼等に曰ひけるは、汝等何故に怖るるぞ、未信仰を有たざるか、と。
41 Уларни интайин зор бир қорқунуч басти, улар бир-биригә: — Бу адәм зади кимду? Һәтта шамал вә деңизму униңға итаәт қилидикән-һә! — дәп кетишти.
彼等怖るる事甚しく、是は何人ぞや、風も湖もこれに從ふよ、と語合ひ居たり。