< Маркус 3 >
1 У йәнә синагогқа кирди. Шу йәрдә бир қоли йигиләп кәткән бир адәм бар еди.
2 [Пәрисийләр] Әйсаниң үстидин әрз қилайли дәп шабат күнидә кесәл сақайтидиған-сақайтмайдиғанлиғини пайлап жүрәтти.
3 Әйса қоли йигиләп кәткән адәмгә: — Орнуңдин туруп, оттуриға чиққин! — деди.
4 Андин, синагогдикиләрдин: — Тәврат қануниға уйғун болғини шабат күни яхшилиқ қилишму, яки яманлиқ қилишму? Җанни қутқузушму яки һалак қилишму? — дәп сориди. Лекин улар зуван сүрүшмиди.
5 У ғәзәп билән әтрапиға нәзәр селип уларға көз жүгүртүп, уларниң таш жүрәклигидин қайғурди. Андин у кесәлгә: — Қолуңни узат, — деди. У қолини узитивиди, қоли әслигә кәлтүрүлди.
6 Әнди Пәрисийләр дәрһал сиртқа чиқип, уни қандақ йоқитиш тоғрисида Һерод [падишаниң] тәрәпдарлири билән мәслиһәт қилишқа башлиди.
7 Андин Әйса мухлислири билән биллә у йәрдин айрилип деңиз бойиға кәтти; Галилийә өлкисидин чоң бир топ адәмләр униңға әгишип барди; шундақла униң қилған әмәллирини аңлиған һаман, пүтүн Йәһудийә өлкисидин, Йерусалим шәһиридин, Идумия өлкисидин, Иордан дәриясиниң қарши тәрипидин, Тур вә Зидон шәһәрлириниң әтрапидики җайлардин зор бир топ адәмләрму униң йениға келишти.
8
9 У адәмләрниң көплигидин өзини қистап қоймисун дәп мухлислириға кичик бир кеминиң униңға йеқин турушини тапилиди.
10 Чүнки у нурғун бемарларни сақайтқини түпәйлидин һәр қандақ ваба-кесәлликләргә гириптар болғанларниң һәммиси униңға [қолумни] бир тәккүзүвалсам дәп қистишип келишкән еди.
11 Напак роһлар [чаплишивалғанлар] қачанла уни көрсә, униң алдиға жиқилип: «Сән Худаниң Оғлисән!» дәп вақиришатти.
12 Лекин у [напак роһларға] өзиниң ким екәнлигини ашкарилимаслиққа қаттиқ тәнбиһ берип агаһландуратти.
13 У таққа чиқип, өзи халиған кишиләрни йениға чақирди; улар униң йениға келишти.
14 У улардин он иккисини өзи билән биллә болушқа, сөз-каламни җакалашқа,
15 кесәлләрни сақайтиш вә җинларни һайдаш һоқуқиға егә болушқа таллап бекитти.
16 У [бекиткән он икки киши]: Симон (у униңға Петрус дәп исим қойған),
17 Зәбәдийниң оғли Яқуп вә униң иниси Юһанна, (у уларни «Бинни-Рәгаз», йәни «Гүлдүрмама оғуллири» дәпму атиған),
18 Андрияс, Филип, Бартоломай, Матта, Томас, Алфайниң оғли Яқуп, Тадай, милләтпәрвәр дәп аталған Симон
19 вә униңға сатқунлуқ қилған Йәһуда Ишқарийотлардин ибарәт.
20 У өйгә қайтип кәлгәндин кейин, у йәргә йәнә шунчә нурғун адәмләр топландики, уларниң һәтта ғизаланғидәкму вақти чиқмиди.
21 [Әйсаниң] аилисидикиләр буни аңлап, уни тутуп келишкә беришти. Чүнки улар уни «Әқлини йоқитипту» дегән еди.
22 Йерусалимдин чүшкән Тәврат устазлири болса: «Униңда Бәәлзибуб бар», вә «У пәқәт җинларниң әмригә тайинип җинларни қоғливетидикән», дейишәтти.
23 Шуниң үчүн у [Тәврат устазлирини] йениға чақирип, уларға тәмсилләрни ишлитип мундақ деди: — Шәйтан Шәйтанни қандақму қоғлисун?
24 Әгәр падишалиқ өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан болса шу падишалиқ пут тирәп туралмайду;
25 шуниңдәк әгәр бир аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса шу аилә пут тирәп туралмайду.
26 Әгәр Шәйтан өз-өзигә қарши чиқип бөлүнсә, у пут тирәп туралмай, йоқалмай қалмайду.
27 Һеч ким күчтүңгүр бирисиниң өйигә кирип, униң мал-мүлкини булап кетәлмәйду — пәқәт у шу күчтүңгүрни авал бағлалиса андин өйини булаң-талаң қилалайду.
28 Шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, инсан балилири өткүзгән түрлүк гуналириниң һәммисини, шундақла улар қилған күпүрлүклириниң һәммисини кәчүрүшкә болиду.
29 Бирақ кимдиким Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилса, әбәдил-әбәткичә һеч кәчүрүлмәйду, бәлки мәңгүлүк бир гунаниң һөкүми астида туриду. (aiōn , aiōnios )
30 [Әйсаниң бу сөзи] уларниң «Yниңға напак rоһ чаплишипту» дегини үчүн [ейтилған еди].
31 Шу вақитта униң аниси билән инилири кәлди. Улар сиртида туруп, уни чақиришқа адәм киргүзди.
32 Бир топ халайиқ униң әтрапида олтиратти. Улар: — Мана, аниңиз, инилириңиз сизни издәп сиртта туриду, — дейишти.
33 Әйса уларға җававән: — Ким мениң анам, ким мениң инилирим? — деди.
34 Андин, у өпчүрисидә олтарғанларға қарап мундақ деди: Мана булар мениң анам вә инилирим!
35 Чүнки кимки Худаниң ирадисини ада қилса, шу мениң ака-иним, ача-сиңлим вә анамдур.