< Маркус 2 >
1 Бир нәччә күндин кейин у қайтидин Кәпәрнаһумға кирди. У өйдикән, дегән хәвәр тарқиливиди,
2 шунчә көп адәм у йәргә жиғилдики, һәтта ишик алдидиму пут дәссигидәк йәр қалмиған еди. У уларға сөз-калам йәткүзүвататти.
3 Мана шу әснада, бир нәччә адәм униң алдиға бир паләчни елип кәлди; уни улардин төрти көтирип әкәлгән еди.
4 Адәмниң көплүгидин униңға йеқинлишалмай, улар униң үстидин өгүзни тешип, төшүк ачқандин кейин паләчни зәмбил билән [Әйсаниң алдиға] чүшүрди.
5 Әнди Әйса уларниң ишәшини көрүп паләчкә: — Балам, гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
6 Лекин у йәрдә олтарған бәзи Тәврат устазлири көңлидә гуманий соалларни қоюп:
7 «Бу адәм немә үчүн мундақ дәйду? У күпүрлүк қиливатидиғу! Худадин башқа кимму гуналарни кәчүрүм қилалисун?» дейишти.
8 Әйса шуан роһида уларниң көңүллиридә шундақ гуманий соалларни қоюватқанлиғини билип йетип, уларға мундақ деди: — Силәр көңүлдә немишкә шундақ соалларни қойисиләр?
9 Мошу паләчкә: «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму, яки «Орнуңдин тур, зәмбил-көрпәңни жиғиштуруп маң!» дейиш асанму?
10 Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — У паләч кесәлгә:
11 — Саңа ейтайки, орнуңдин тур, зәмбил-көрпәңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — деди.
12 У дәрһал орнидин дәс туруп, зәмбил-көрписини жиғиштурди вә һәммәйләнниң көз алдида [өйдин] чиқип кәтти. Һәммәйлән қаттиқ һәйран қелип Худани улуқлишип: — Мошундақ ишни әзәлдин көрүп бақмиған едуқ, — дейишти.
13 У йәнә деңиз бойиға қарап маңди. Кишиләр топи униң әтрапиға олишивалди. У уларға тәлим бәрди.
14 У йолдин өтүп кетиватқанда, баҗ алидиған орунда олтарған Алфайниң оғли Лавийни көрүп, униңға: — Маңа әгәшкин, — деди. У орнидин туруп, униңға әгәшти.
15 Вә шундақ болдики, у [Лавийниң] өйидә дәстиханда олтарғанда, нурғун баҗгирлар вә гунакарлар Әйса вә униң мухлислири билән һәмдәстихан болди. Бундақ кишиләр хелә көп еди, уларму униңға әгәшкән еди.
16 Әнди Тәврат устазлири вә Пәрисийләр униң гунакарлар вә баҗгирлар билән бир дәстиханда олтарғанлиғини көрүп, мухлислириға: — У немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтириду?! — дейишти.
17 Буни аңлиған Әйса уларға: — Сағлам адәм әмәс, бәлки бемарлар тевипқа муһтаҗдур. Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни чақирғили кәлдим, — деди.
18 Әнди Йәһяниң мухлислири билән Пәрисийләр роза тутувататти. Бәзиләр униң алдиға келип: — Немишкә Йәһяниң мухлислири вә Пәрисийләрниң мухлислири роза тутиду, лекин сениң мухлислириң тутмайду? — дәп сорашти.
19 Әйса җававән мундақ деди: — Тойи болуватқан жигит техи тойда һәмдәстихан олтарған чағда, меһманлири роза тутуп олтарса қандақ болиду!? Тойи болуватқан жигит тойда болсила, улар һеч қандақ роза туталмайду.
20 Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күндә роза тутиду.
21 Һеч ким кона көйнәккә йеңи рәхттин ямақ салмайду. Ундақ қилса, йеңи ямақ [киришип], кона кийимни тартиштуруп житиветиду. Нәтиҗидә, житиқ техиму йоғинап кетиду.
22 Һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Әгәр ундақ қилса, шарапниң [ечиши билән] тулумлар йерилип кетиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду һәм тулумларму кардин чиқиду. Шуниң үчүн йеңи шарап йеңи тулумларға қачилиниши керәк.
23 Бир шабат күни шундақ болдики, у буғдайлиқлардин өтүп кетивататти. Униң мухлислири йолда меңиватқанда башақларни үзүшкә башлиди.
24 Пәрисийләр униңға: — Қара, улар немишкә шабат күни [Тәвратта] чәкләнгән ишни қилиду? — дейишти.
25 У уларға: — [Падишаһ] Давутниң өзи вә һәмраһлири һаҗәтмән болғанда, йәни ач қалғанда немә қилғанлиғини [муқәддәс язмилардин] оқумиғанмусиләр?
26 — Демәк, Абиятар баш каһин болған вақтида, у Худаниң өйигә кирип, Худаға аталған, Тәвратта пәқәт каһинларниң йейишигила болидиған нанларни [сорап] йегән, шундақла һәмраһлириғиму бәргән? — деди.
27 У уларға йәнә: — Инсан шабат күни үчүн әмәс, шабат күни инсан үчүн яритилди.
28 Шуниң үчүн, Инсаноғли шабат күниниңму Егисидур, — деди.