< Маркус 15 >
1 Әтиси таң етиши биләнла, баш каһинлар ақсақаллар, Тәврат устазлири вә пүткүл алий кеңәшмидикиләр билән мәслиһәтлишип, Әйсани бағлап апирип, [валий] Пилатусқа тапшуруп бәрди.
Καὶ εὐθέως ἐπὶ τὸ πρωῒ συμβούλιον ποιήσαντες οἱ ἀρχιερεῖς μετὰ τῶν πρεσβυτέρων καὶ γραμματέων, καὶ ὅλον τὸ συνέδριον, δήσαντες τὸν Ἰησοῦν ἀπήνεγκαν καὶ παρέδωκαν τῷ Πιλάτῳ.
2 Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасиму? — дәп сориди. У җававән: — Ейтқиниңдәк, — деди.
Καὶ ἐπηρώτησεν αὐτὸν ὁ Πιλάτος, Σὺ εἶ ὁ βασιλεὺς τῶν Ἰουδαίων; Ὁ δὲ ἀποκριθεὶς εἶπεν αὐτῷ, Σὺ λέγεις.
3 Баш каһинлар униң үстидин қайта-қайтидин әрз-шикайәтләрни қилишти.
Καὶ κατηγόρουν αὐτοῦ οἱ ἀρχιερεῖς πολλά·
4 Пилатус униңдин йәнә: — Җавап бәрмәмсән? Қара, улар үстүңдин шунчивала шикайәт қиливатиду!? — дәп сориди.
ὁ δὲ Πιλάτος πάλιν ἐπηρώτησεν αὐτόν, λέγων, Οὐκ ἀποκρίνῃ οὐδέν; Ἴδε, πόσα σου καταμαρτυροῦσιν.
5 Бирақ Әйса йәнила һеч җавап бәрмиди; Пилатус буниңға интайин һәйран қалди.
Ὁ δὲ Ἰησοῦς οὐκέτι οὐδὲν ἀπεκρίθη, ὥστε θαυμάζειν τὸν Πιλάτον.
6 Һәр қетимлиқ [өтүп кетиш] һейтида, халайиқ қайсибир мәһбусни тәләп қилса, валий уни қоюп берәтти.
Κατὰ δὲ ἑορτὴν ἀπέλυεν αὐτοῖς ἕνα δέσμιον, ὅνπερ ᾐτοῦντο.
7 Әйни вақитта, зинданда Бараббас исимлиқ бир мәһбус бар еди. У өзи билән биллә топилаң көтәргән һәмдә топилаңда қатиллиқ қилған нәччәйлән билән тәң соланған еди.
Ἦν δὲ ὁ λεγόμενος Βαραββᾶς μετὰ τῶν συστασιαστῶν δεδεμένος, οἵτινες ἐν τῇ στάσει φόνον πεποιήκεισαν.
8 Халайиқ чуқан-сүрән селип валийдин бурун һемишә уларға қилғинидәк йәнә шундақ қилишини тиләшти.
Καὶ ἀναβοήσας ὁ ὄχλος ἤρξατο αἰτεῖσθαι καθὼς ἀεὶ ἐποίει αὐτοῖς.
9 Пилатус уларға: — Силәр Йәһудийларниң падишасини қоюп беришимни халамсиләр? — деди
Ὁ δὲ Πιλάτος ἀπεκρίθη αὐτοῖς, λέγων, Θέλετε ἀπολύσω ὑμῖν τὸν βασιλέα τῶν Ἰουδαίων;
10 (чүнки у баш каһинларниң һәсәтхорлуғи түпәйлидин уни тутуп бәргәнлигини биләтти).
Ἐγίνωσκε γὰρ ὅτι διὰ φθόνον παραδεδώκεισαν αὐτὸν οἱ ἀρχιερεῖς.
11 Лекин баш каһинлар халайиқни: «Буниң орниға, Бараббасни қоюп бәр» дәп тәләп қилишқа күшкүртти.
Οἱ δὲ ἀρχιερεῖς ἀνέσεισαν τὸν ὄχλον ἵνα μᾶλλον τὸν Βαραββᾶν ἀπολύσῃ αὐτοῖς.
12 Пилатус җававән улардин йәнә: — Ундақ болса, силәр «Йәһудийларниң падишаси» дәп атиған кишини қандақ бир тәрәп қил дәватисиләр? — деди.
Ὁ δὲ Πιλάτος ἀποκριθεὶς πάλιν εἶπεν αὐτοῖς, Τί οὖν θέλετε ποιήσω ὃν λέγετε βασιλέα τῶν Ἰουδαίων;
13 — Улар йәнә авазини көтирип: — Уни крестлигин! — дәп вақиришатти.
Οἱ δὲ πάλιν ἔκραξαν, Σταύρωσον αὐτόν.
14 Пилатус уларға: — Немишкә? У немә рәзиллик өткүзүпту? — деди. Бирақ улар техиму ғалҗирлишип: — Уни крестлигин! — дәп вақирашти.
Ὁ δὲ Πιλάτος ἔλεγεν αὐτοῖς, Τί γὰρ κακὸν ἐποίησεν; Οἱ δὲ περισσοτέρως ἔκραξαν, Σταύρωσον αὐτόν.
15 Шуңа Пилатус, халайиқни рази қилмақчи болуп, Бараббасни уларға чиқирип бәрди. Әйсани болса қамчилатқандин кейин, крестләш үчүн [ләшкәрлиригә] тапшурди.
Ὁ δὲ Πιλάτος βουλόμενος τῷ ὄχλῳ τὸ ἱκανὸν ποιῆσαι, ἀπέλυσεν αὐτοῖς τὸν Βαραββᾶν· καὶ παρέδωκε τὸν Ἰησοῦν φραγελλώσας ἵνα σταυρωθῇ.
16 Андин ләшкәрләр Әйсани валий ордисидики сәйнаға елип кирип, пүтүн ләшкәрләр топини бу йәргә җәм болушқа чақирди.
Οἱ δὲ στρατιῶται ἀπήγαγον αὐτὸν ἔσω τῆς αὐλῆς, ὅ ἐστι πραιτώριον, καὶ συγκαλοῦσιν ὅλην τὴν σπεῖραν.
17 Улар униң учисиға сөсүн рәңлик тон кийдүрүшти, андин улар тикәнлик шахчилардин тоқуған бир таҗни бешиға кийгүзди.
Καὶ ἐνδύουσιν αὐτὸν πορφύραν, καὶ περιτιθέασιν αὐτῷ πλέξαντες ἀκάνθινον στέφανον,
18 Андин уни мубарәкләп: «Яшиғайла, и Йәһудийларниң падишаси!» дейишти.
καὶ ἤρξαντο ἀσπάζεσθαι αὐτόν, Χαῖρε, βασιλεῦ τῶν Ἰουδαίων·
19 Андин бешиға қомуш билән һәдәп уруп, униңға қарап түкүрүшти вә униң алдида тиз пүкүп, сәҗдә қилишти.
καὶ ἔτυπτον αὐτοῦ τὴν κεφαλὴν καλάμῳ, καὶ ἐνέπτυον αὐτῷ, καὶ τιθέντες τὰ γόνατα προσεκύνουν αὐτῷ.
20 Улар уни шундақ мазақ қилғандин кейин, униңдин сөсүн тонни салдуруветип, учисиға өз кийимлирини кийдүрди; андин улар уни крестләш үчүн елип чиқишти.
Καὶ ὅτε ἐνέπαιξαν αὐτῷ, ἐξέδυσαν αὐτὸν τὴν πορφύραν, καὶ ἐνέδυσαν αὐτὸν τὰ ἱμάτια τὰ ἴδια, καὶ ἐξάγουσιν αὐτὸν ἵνα σταυρώσωσιν αὐτόν.
21 Курини шәһиридин болған, Симон исимлиқ бир киши йезидин келип, у йәрдин өтүп кетивататти (бу киши Искәндәр билән Руфусниң атиси еди). [Ләшкәрләр] уни тутуп келип, [Әйсаниң] крестини униңға мәҗбурий көтәргүзди.
Καὶ ἀγγαρεύουσι παράγοντά τινα Σίμωνα Κυρηναῖον, ἐρχόμενον ἀπ᾿ ἀγροῦ, τὸν πατέρα Ἀλεξάνδρου καὶ Ῥούφου, ἵνα ἄρῃ τὸν σταυρὸν αὐτοῦ.
22 Улар Әйсани Голгота (тәрҗимиси, «баш сүйәк») дегән йәргә елип кәлди;
Καὶ φέρουσιν αὐτὸν ἐπὶ Γολγοθᾶ τόπον, ὅ ἐστι μεθερμηνευόμενον Κρανίου Τόπος.
23 андин улар униңға ичиш үчүн мурмәкки арилаштурулған аччиқ шарап бәрди; лекин у уни қобул қилмиди.
Καὶ ἐδίδουν αὐτῷ πιεῖν ἐσμυρνισμένον οἶνον· ὁ δὲ οὐκ ἔλαβε.
24 Улар уни крестлигәндин кейин, кийимлирини өз ара бөлүшүвелиш үчүн, һәр қайсисиниң үлүшини бекитишкә һәр бир кийимниң үстигә чәк ташлиди.
Καὶ σταυρώσαντες αὐτόν, διεμέριζον τὰ ἱμάτια αὐτοῦ, βάλλοντες κλῆρον ἐπ᾿ αὐτά, τίς τί ἄρῃ.
25 Уни крестлигән вақит күнниң үчинчи саити еди.
Ἦν δὲ ὥρα τρίτη, καὶ ἐσταύρωσαν αὐτόν.
26 Уни әйиплигән шикайәтнамидә «Йәһудийларниң падишаси» дәп пүтүлгән еди.
Καὶ ἦν ἡ ἐπιγραφὴ τῆς αἰτίας αὐτοῦ ἐπιγεγραμμένη, Ὁ βασιλεὺς τῶν Ἰουδαίων.
27 Улар униң билән тәң икки қарақчиниму крестлиди, бири оң тәрипидә, йәнә бири сол тәрипидә еди.
Καὶ σὺν αὐτῷ σταυροῦσι δύο λῃστάς, ἕνα ἐκ δεξιῶν καὶ ἕνα ἐξ εὐωνύμων αὐτοῦ.
28 Шундақ қилип, муқәддәс язмилардики: «У җинайәтчиләрниң қатарида саналди» дегән сөз әмәлгә ашурулди.
Καὶ ἐπληρώθη ἡ γραφὴ ἡ λέγουσα, Καὶ μετὰ ἀνόμων ἐλογίσθη.
29 У йәрдин өткәнләр башлирини чайқишип, уни һақарәтләп: — Уһуй, сән ибадәтханини бузуп ташлап, үч күн ичидә қайтидин ясап чиқидиған адәм,
Καὶ οἱ παραπορευόμενοι ἐβλασφήμουν αὐτόν, κινοῦντες τὰς κεφαλὰς αὐτῶν, καὶ λέγοντες, Οὐά, ὁ καταλύων τὸν ναὸν καὶ ἐν τρισὶν ἡμέραις οἰκοδομῶν,
30 әнди өзүңни қутқузуп кресттин чүшүп баққина! — дейишти.
σῶσον σεαυτόν, καὶ κατάβα ἀπὸ τοῦ σταυροῦ.
31 Баш каһинлар билән Тәврат устазлириму өз ара шундақ мәсқирә қилип: — У башқиларни қутқузуптикән, өзини қутқузалмайду.
Ὁμοίως δὲ καὶ οἱ ἀρχιερεῖς ἐμπαίζοντες πρὸς ἀλλήλους μετὰ τῶν γραμματέων ἔλεγον, Ἄλλους ἔσωσεν, ἑαυτὸν οὐ δύναται σῶσαι.
32 Исраилниң падишаси болған Мәсиһ әнди кресттин чүшүп бақсунчу, шуни көрсәкла униңға етиқат қилимиз! — дейишти. Униң билән тәң крестләнгәнләрму уни шундақ һақарәтләшти.
Ὁ Χριστὸς ὁ βασιλεὺς τοῦ Ἰσραὴλ καταβάτω νῦν ἀπὸ τοῦ σταυροῦ, ἵνα ἴδωμεν καὶ πιστεύσωμεν. Καὶ οἱ συνεσταυρωμένοι αὐτῷ ὠνείδιζον αὐτόν.
33 Әнди [күнниң] алтинчи саити кәлгәндә, пүткүл зиминни қараңғулуқ қаплиди вә тоққузинчи саитигичә давам қилди.
Γενομένης δὲ ὥρας ἕκτης, σκότος ἐγένετο ἐφ᾿ ὅλην τὴν γῆν ἕως ὥρας ἐννάτης.
34 Тоққузинчи сааттә Әйса жуқури аваз билән: «Елои, Елои, лама шавақтани?», мәнаси: — «Худайим, Худайим, мени немишкә ташливәттиң?» дәп қаттиқ нида қилди.
Καὶ τῇ ὥρᾳ τῇ ἐννάτῃ ἐβόησεν ὁ Ἰησοῦς φωνῇ μεγάλῃ, λέγων, Ἐλωΐ, Ἐλωΐ, λαμμᾶ σαβαχθανί; Ὅ ἐστι μεθερμηνευόμενον, Ὁ Θεός μου, ὁ Θεός μου, εἰς τί με ἐγκατέλιπες;
35 У йәрдә туруватқанларниң бәзилири буни аңлап: — Мана, у Иляс пәйғәмбәргә нида қиливатиду, — дейишти.
Καί τινες τῶν παρεστηκότων ἀκούσαντες ἔλεγον, Ἰδού, Ἠλίαν φωνεῖ.
36 Улардин бирәйлән жүгүрүп берип, бир парчә булутни аччиқ шарапқа чилап, қомушниң учиға селип униңға ичкүзүп: — Тохтап туруңлар! Қарап бақайли, иляс [пәйғәмбәр] уни чүшүргили келәрмекин? — деди.
Δραμὼν δὲ εἷς, καὶ γεμίσας σπόγγον ὄξους, περιθείς τε καλάμῳ, ἐπότιζεν αὐτόν, λέγων, Ἄφετε, ἴδωμεν εἰ ἔρχεται Ἠλίας καθελεῖν αὐτόν.
37 Әйса қаттиқ вақириди-дә, роһини қоювәтти.
Ὁ δὲ Ἰησοῦς ἀφεὶς φωνὴν μεγάλην ἐξέπνευσε.
38 Вә [шу әснада] ибадәтханиниң ичкири пәрдиси жуқуридин төвәнгә икки парчә бөлүп житилди.
Καὶ τὸ καταπέτασμα τοῦ ναοῦ ἐσχίσθη εἰς δύο ἀπὸ ἄνωθεν ἕως κάτω.
39 Әнди униң удулида турған йүз беши униң қандақ нида қилип роһини қоювәткәнлигини көрүп: — Бу адәм һәқиқәтән Худаниң оғли екән! — деди.
Ἰδὼν δὲ ὁ κεντυρίων ὁ παρεστηκὼς ἐξ ἐναντίας αὐτοῦ ὅτι οὕτω κράξας ἐξέπνευσεν, εἶπεν, Ἀληθῶς ὁ ἄνθρωπος οὗτος υἱὸς ἦν Θεοῦ.
40 У йәрдә йәнә бу ишларға жирақтин қарап туруватқан бир нәччә аялларму бар еди. Уларниң арисида Магдаллиқ Мәрйәм, кичик Яқуп билән Йосәниң аниси Мәрйәм вә Саломилар бар еди.
Ἦσαν δὲ καὶ γυναῖκες ἀπὸ μακρόθεν θεωροῦσαι, ἐν αἷς ἦν καὶ Μαρία ἡ Μαγδαληνή, καὶ Μαρία ἡ τοῦ Ἰακώβου τοῦ μικροῦ καὶ Ἰωσῆ μήτηρ, καὶ Σαλώμη,
41 Улар әслидә Әйса Галилийә өлкисидә турған вақитта униңға әгишип, униң хизмитидә болғанлар еди; булардин башқа униң билән Йерусалимға биргә кәлгән йәнә нурғун аялларму [униң әһвалиға] қарап туратти.
αἳ καί, ὅτε ἦν ἐν τῇ Γαλιλαίᾳ, ἠκολούθουν αὐτῷ, καὶ διηκόνουν αὐτῷ, καὶ ἄλλαι πολλαὶ αἱ συναναβᾶσαι αὐτῷ εἰς Ἱεροσόλυμα.
42 Кәчқурун кирип қалғанда («тәйярлаш күни», йәни шабат күниниң алдинқи күни болғачқа),
Καὶ ἤδη ὀψίας γενομένης, ἐπεὶ ἦν Παρασκευή, ὅ ἐστι προσάββατον,
43 алий кеңәшминиң толиму мөтивәр әзаси, Ариматиялиқ Йүсүп бар еди. Уму Худаниң падишалиғини күтүватқан болуп, җүръәт қилип [валий] Пилатусниң алдиға кирип, униңдин Әйсаниң җәситини беришни тәләп қилди.
ἦλθεν Ἰωσὴφ ὁ ἀπὸ Ἀριμαθαίας, εὐσχήμων βουλευτής, ὃς καὶ αὐτὸς ἦν προσδεχόμενος τὴν βασιλείαν τοῦ Θεοῦ· τολμήσας εἰσῆλθε πρὸς Πιλάτον, καὶ ᾐτήσατο τὸ σῶμα τοῦ Ἰησοῦ.
44 Пилатус Әйсаниң аллиқачан өлгәнлигигә һәйран болди; у йүз бешини чақирип, униңдин Әйсаниң өлгинигә хелә вақит болдиму, дәп сориди.
Ὁ δὲ Πιλάτος ἐθαύμασεν εἰ ἤδη τέθνηκε· καὶ προσκαλεσάμενος τὸν κεντυρίωνα, ἐπηρώτησεν αὐτὸν εἰ πάλαι ἀπέθανε.
45 Йүз бешидин әһвални уққандин кейин, Йүсүпкә җәсәтни бәрди.
Καὶ γνοὺς ἀπὸ τοῦ κεντυρίωνος, ἐδωρήσατο τὸ σῶμα τῷ Ἰωσήφ.
46 Йүсүп есил канап рәхт сетивелип, җәсәтни [кресттин] чүшүрүп канап рәхттә кепәнлиди вә уни қияда оюлған бир қәбиргә қойди; андин қәбирниң ағзиға бир ташни домилитип қойди.
Καὶ ἀγοράσας σινδόνα, καὶ καθελὼν αὐτόν, ἐνείλησε τῇ σινδόνι, καὶ κατέθηκεν αὐτὸν ἐν μνημείῳ, ὃ ἦν λελατομημένον ἐκ πέτρας· καὶ προσεκύλισε λίθον ἐπὶ τὴν θύραν τοῦ μνημείου.
47 Вә Магдаллиқ Мәрйәм билән Йосәниң аниси Мәрйәм униң қоюлған йерини көрүвалди.
Ἡ δὲ Μαρία ἡ Μαγδαληνὴ καὶ Μαρία Ἰωσῆ ἐθεώρουν ποῦ τίθεται.