< Маркус 14 >
1 «Өтүп кетиш» һейти вә «петир нан һейти»ға икки күн қалған еди. Баш каһинлар вә Тәврат устазлири уни һейлә-нәйрәң билән тутуп өлтүрүшниң чарисини издәйтти.
2 Чүнки улар: — Бу иш һейт-айәм күнлири қилинмисун. Болмиса, хәлиқ арисида малиманчилиқ чиқиши мүмкин, — дейишәтти.
3 Әнди у Бәйт-Ания йезисида, «Симон мохо»ниң өйидә дәстиханда олтарғанда, ақ қаштеши шишидә наһайити қиммәтлик сап сумбул әтирни көтирип кәлгән бир аял униң йениға кирди. Аял ақ қаштеши шешини чеқип, әтирни Әйсаниң бешиға қуйди.
4 Лекин бәзиләр буниңға хапа болушуп, бир-биригә: — Бу әтир немә дәп шундақ исрап қилиниду?
5 Чүнки бу әтирни үч йүз динардин артуқ пулға сатқили болатти, пули кәмбәғәлләргә сәдиқә қилинса болмамти! — дейишти. Улар аялға шундақ тапа-тәнә қилғили турди.
6 Лекин Әйса уларға: — Униң ихтияриға қоюңлар, немә дәп униң көңлини ағритисиләр? У мениң үстүмгә яхши иш қилди.
7 Чүнки кәмбәғәлләр дайим араңларда болиду, халиған вақитиңларда уларға хәйр-сахавәт көрситәләйсиләр; лекин мениң араңларда болушум силәргә дайим несип боливәрмәйду!
8 Аял чаминиң йетишичә қилди; у мениң бәдинимниң дәпнә қилинишиға алдин-ала тәйярлиқ қилип, униңға әтир-май қуюп қойди.
9 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу хуш хәвәр пүткүл дунияниң қәйеридә җакаланса, бу аял әслинип, униң қилған бу иши тәриплиниду, — деди.
10 Шу вақитта, он иккиләндин бири болған Йәһуда Ишқарийот уни уларға тутуп бериш мәхситидә баш каһинларниң алдиға барди.
11 Улар буни аңлап хошал болуп кәтти вә униңға пул беришкә вәдә қилишти. Йәһуда уни тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәп жүрәтти.
12 Петир нан һейтиниң биринчи күни, йәни өтүп кетиш һейтиниң қурбанлиқ [қозиси] союлидиған күни, мухлислар униңдин: — Өтүп кетиш һейтиниң [тамиғини] йейишиң үчүн бизниң қәйәргә берип тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди.
13 У мухлислиридин иккиләнни алдин маңғузуп уларға: — Шәһәргә кириңлар, у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду. Униң кәйнидин меңиңлар.
14 У адәм нәгә кирсә шу өйниң егисигә: «Устаз: Мухлислирим билән өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманхана қәйәрдә?— дәп сораватиду» — дәңлар.
15 У силәрни башлап үстүнки қәвәттики рәтләнгән сәрәмҗанлаштурулған чоң бир еғиз өйни көрситиду. Мана шу йәрдә бизгә тәйярлиқ қилип туруңлар, — деди.
16 Мухлислар йолға чиқип шәһәргә кирип, йолуққан ишларниң һәммиси у ейтқандәк болди. Шу йәрдә улар өтүп кетиш һейтиниң тамиғини тәйярлашти.
17 Кәч киргәндә, у он иккәйлән билән өйгә кәлди.
18 Улар дәстиханда олтирип ғизаланғанда Әйса: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, араңлардики бирәйлән, мән билән биллә ғизалиниватқан бириси маңа сатқунлуқ қилиду, — деди.
19 Улар [бу сөздин] қайғуға чөмүп, бир-бирләп униңдин: — Мән әмәстимән? — дәп сориди. Йәнә бириси: — Мән әмәстимән? — деди.
20 Лекин у уларға: — [Шу киши] он иккәйләнниң бири, йәни қолидики нанни мән билән тәң таваққа төгүргүчи болиду.
21 Инсаноғли дәрвәқә өзи тоғрисида [муқәддәс язмиларда] пүтүлгәндәк аләмдин кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай! У адәм туғулмиған болса униңға яхси болатти! — деди.
22 Улар ғизалиниватқанда, Әйса бир нанни қолиға елип тәшәккүр ейтқандин кейин, уни уштуп, мухлислириға үләштүрүп бәрди вә: — Елиңлар, бу мениң теним, — деди.
23 Андин у қолиға җамни елип [Худаға] тәшәккүр ейтқандин кейин, уни мухлислириға сунди. Уларниң һәммиси униңдин ичишти.
24 У уларға: — Бу мениң қеним, нурғун адәмләр үчүн төкүлидиған, йеңи әһдини түзидиған қенимдур.
25 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, Худаниң падишалиғида йеңидин шараптин ичидиған күнгичә, үзүм телиниң шәрбитини һәргиз ичмәймән, — деди.
26 Улар бир мәдһийә күйини ейтқандин кейин талаға чиқип, Зәйтун теғиға қарап кетишти.
27 Андин Әйса уларға: Силәр һәммиңлар тандурулуп путлишисиләр, чүнки [муқәддәс язмиларда]: «Мән падичини уруветимән, Қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду» дәп пүтүлгән.
28 Лекин мән тирилгәндин кейин Галилийәгә силәрдин бурун баримән, — деди.
29 Лекин Петрус униңға: — Һәммәйлән тандурулуп путлашсиму, мән һәргиз путлашмаймән, деди.
30 Әйса униңға: — Мән саңа бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бүгүн, йәни бүгүн кечә ғораз икки қетим чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән, — деди.
31 Лекин Петрус техиму қәтъийлик билән униңға: — Сән билән биллә өлидиған иш керәк болсиму, сәндин һәргиз танмаймән, — деди. Қалған һәммисиму шундақ дейишти.
32 Андин улар Гетсиманә дегән бир җайға кәлди. У мухлисларға: — Мән дуа-тилавәт қилип кәлгичә, мошу йәрдә олтирип туруңлар, деди.
33 У Петрус, Яқуп вә Юһаннани биргә елип маңди вә сүр бесип, роһ-қәлбидә толиму пәришан болушқа башлиди.
34 У уларға: — Җеним өлидиғандәк бәкму азапланмақта. Силәр бу йәрдә қелип, ойғақ туруңлар, — деди.
35 У сәл нерирақ берип, өзини йәргә етип дүм ятти вә мүмкин болса, у дәқиқиниң өз бешиға чүшмәй өтүп кетиши үчүн дуа қилип:
36 — И Абба Ата, Саңа һәммә иш мүмкиндур; бу қәдәһни мәндин өткүзүвәткәйсән! Лекин бу иш мән халиғандәк әмәс, сән халиғандәк болсун, — деди.
37 У [үчәйләнниң] йениға қайтип кәлгинидә, уларниң ухлап қалғанлиғини көрүп, Петрусқа: — Әй Симон, ухлаватамсән?! Бир саатму ойғақ туралмидиңму?!
38 Езиқтурулуштин сақлиниш үчүн, ойғақ туруп дуа қилиңлар. Роһ пидакар болсиму, лекин кишиниң әтлири аҗиздур, — деди.
39 Андин у йәнә берип, охшаш сөзләр билән қайтидин дуа қилди.
40 У уларниң йениға қайтип кәлгинидә, уларниң йәнә ухлап қалғанлиғини көрди, чүнки уларниң көзлири уйқиға илинған еди. Улар униңға немә дейишини билмәй қалди.
41 У үчинчи қетим уларниң йениға қайтип уларға: — Силәр техичә ухлаватамсиләр, техичә дәм еливатамсиләр? Әнди болди бәс! Вақит-саити кәлди; мана, Инсаноғли гунакарларниң қолиға тапшурулди!
42 Қопуңлар, кетәйли; мана, маңа сатқунлуқ қилидиған киши йеқин кәлди! — деди.
43 Вә шу дәқиқидә, униң сөзи техи түгимәйла, мана, он иккәйләндин бири болған Йәһуда кәлди; униң йенида баш каһинлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар тәрипидин әвәтилгән қилич-тоқмақларни көтәргән зор бир топ адәм бар еди.
44 Униңға сатқунлуқ қилғучи улар билән аллибурун ишарәтни бекитип: «Мән кимни сөйсәм, у дәл шудур. Силәр уни тутуп, ялап елип кетиңлар» дәп келишкән еди.
45 У келип удул [Әйсаниң] алдиға берип: — Устаз, устаз! — дәп уни сөйүп кәтти.
46 Улар униңға қол селип, уни тутқун қилди.
47 Вә униң йенида турғанлардин бирәйлән қиличини суғуруп, баш каһинниң чакириға урувиди, униң қулиқини шилип чүшүрүвәтти.
48 Әйса җававән уларға: — Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип мени тутқили кәпсиләрғу?
49 Мән һәр күни ибадәтхана һойлилирида силәр билән биллә болуп тәлим берәттим, лекин силәр у чағда мени тутмидиңлар. Лекин бу ишларниң йүз бериши муқәддәс язмиларда алдин пүтүлгәнләрниң әмәлгә ашурулуши үчүн болди, — деди.
50 Бу чағда, һәммәйлән уни ташлап қечип кетишти.
51 Пәқәт учисиға канап рәхт йепинчақливалған бир жигит униң кәйнидин әгишип маңди. Яш әскәрләр уни тутувеливиди,
52 лекин у канап рәхттин бошинип, ялаңач пети улардин қечип кәтти.
53 Әнди улар Әйсани баш каһинниң алдиға елип беришти. Баш каһинлар, барлиқ ақсақаллар билән Тәврат устазлириму у йәргә униң йениға жиғилди.
54 Петрус униңға таки баш каһинниң сарайидики һойлиниң ичигичә жирақтин әгишип кәлди; у қаравуллар билән биллә отниң нурида отсинип олтарди.
55 Баш каһинлар вә пүтүн алий кеңәшмә әзалири Әйсани өлүмгә мәһкүм қилиш үчүн, гува-испат издиди, амма тапалмиди.
56 Чүнки нурғун кишиләр уни әрз қилип ялған гувачилиқ бәргән болсиму, уларниң гувалиқлири бир-биригә удул кәлмәйтти.
57 Бәзи адәмләр орнидин туруп, униң үстидин әрз қилип ялған гувалиқ берип:
58 — Биз униң: «Инсан қоли билән ясалған бу ибадәтханини бузуп ташлап, инсан қоли билән ясалмиған башқа бир ибадәтханини үч күн ичидә ясап чиқимән» дегәнлигини аңлидуқ, — деди.
59 Һәтта уларниң бу һәқтики гувалиқлириму бир-биригә мас кәлмиди.
60 Андин баш каһин һәммәйләнниң алдида орнидин туруп, Әйсадин: — Қени, җавап бәрмәмсән? Булар сениң үстүңдин зади қандақ гувалиқларни бериватиду? — дәп сориди.
61 Лекин Әйса шүк туруп, һеч қандақ җавап бәрмиди. Баш каһин уни қистап йәнә униңдин: — Сән Мубарәк Болғучиниң Оғли Мәсиһмусән? — дәп сориди.
62 Шундақ, мән өзүм, — деди Әйса, — вә силәр кейин Инсаноғлиниң Қудрәт Егисиниң оң йенида олтиридиғанлиғини вә асмандики булутлар билән келидиғанлиғини көрисиләр.
63 Шуниң билән баш каһин тонлирини житип ташлап: — Әнди башқа һәр қандақ гувачиниң немә һаҗити?
64 Өзүңлар бу күпүрлүкни аңлидиңлар! Әнди буниңға немә дәйсиләр? — деди. Уларниң һәммиси у өлүм җазасиға буйрулсун, дәп һөкүм чиқиришти.
65 Андин бәзилири униңға түкүрүшкә башлиди, йәнә униң көзлирини теңип, муштлап: «Қени, [пәйғәмбәрчилик] [қилип] бешарәт берә!» дейишти. Қаравулларму уни шапилақ билән качатлиди.
66 Петрус сарайниң төвәнки һойлисида турғанда, баш каһинниң дедәклиридин бири келип,
67 иссинип олтарған Петрусни көрүп, униңға тикилип қарап: — Сәнму Насарәтлик Әйса билән биллә едиңғу, — деди.
68 Лекин у тенип: — Сениң немә дәватқанлиғиңни билмидим һәм чүшәнмидим, — деди-дә, ташқириға, дәрвазиниң айваниға чиқип турди. Шу әснада ғораз бир чиллиди.
69 Уни йәнә көргән һелиқи дедәк йәнә у йәрдә турғанларға: — Бу улардин бири, — дегили турди.
70 [Петрус] йәнә инкар қилди. Бир аздин кейин, у йәрдә турғанлар Петрусқа йәнә: — Бәрһәқ, сән уларниң бирисән. Чүнки сәнму Галилийәлик екәнсәнғу?! — дейишти.
71 Лекин у қаттиқ қарғашлар билән қәсәм қилип: — Силәр дәватқан һелиқи адәмни тонумаймән! — деди.
72 Дәл шу чағда ғораз иккинчи қетим чиллиди. Петрус Әйсаниң өзигә: «Ғораз икки қетим чиллиғичә, сән мәндин үч қетим танисән» дегән сөзини есигә алди; вә буларни ойлап жиғлап кәтти.