< Маркус 13 >
1 У ибадәтханидин чиқиватқанда, мухлислиридин бири униңға: — Устаз, қара, бу немидегән һәйвәтлик ташлар вә имарәтләр-һә! — деди.
2 Әйса униңға җававән: — Сән бу һәйвәтлик имарәтләрни көрдүңму? Бир тал ташму таш үстидә қалмайду, һәммиси қалдурулмай гумран қилиниду, — деди.
3 У Зәйтун теғида, йәни ибадәтханиниң удулида олтарғанда, Петрус, Яқуп, Юһанна вә Андрияслар униңдин астиғина:
4 — Бизгә ейтқинчу, бу ишлар қачан йүз бериду? Бу барлиқ вақиәләрниң йүз беридиғанлиғини көрситидиған немә аламәт болиду? — дәп сорашти.
5 Әйса уларға җававән сөз башлап мундақ деди: — Һези болуңларки, һеч ким силәрни аздуруп кәтмисун.
6 Чүнки нурғун кишиләр мениң намимда келип: «Мана өзүм шудурмән!» дәп, көп адәмләрни аздуриду.
7 Силәр уруш хәвәрлири вә уруш шәпилирини аңлиғиниңларда, булардин алақзадә болуп кәтмәңлар; чүнки бу ишларниң йүз бериши муқәррәр. Лекин бу заман ахири йетип кәлгәнлиги әмәс.
8 Чүнки бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду. Җай-җайларда йәр тәврәшләр йүз бериду, ачарчилиқлар вә қалаймиқанчилиқлар болиду. Мана бу ишларниң йүз бериши «туғутниң толғиғиниң башлиниши» болиду, халас.
9 Силәр болсаңлар, өзүңларға пәхәс болуңлар; чүнки кишиләр силәрни тутқун қилип сот мәһкимилиригә тапшуруп бериду, синагогларда қамчилинисиләр. Силәр мениң сәвәвимдин әмирләр вә падишалар алдиға елип берилип, улар үчүн бир гувалиқ болсун дәп сораққа тартилисиләр.
10 Лекин булардин авал хуш хәвәр пүткүл әлләргә җакалиниши керәк.
11 Әнди улар силәрни апирип [сораққа] тапшурғанда, немә дейиш һәққидә нә әндишә нә мулаһизә қилмаңлар, бәлки шу вақит-саитидә силәргә қайси гәп берилсә, шуни ейтиңлар; чүнки сөзлигүчи силәр әмәс, Муқәддәс Роһтур.
12 Қериндаш қериндишиға, ата балисиға хаинлиқ қилип өлүмгә тутуп бериду. Балиларму ата-аниси билән зитлишип, уларни өлүмгә мәһкүм қилдуриду.
13 Шундақла силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр, лекин ахирғичә бәрдашлиқ бәргәнләр қутқузулиду.
14 «Вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ниң өзи турушқа тегишлик болмиған йәрдә турғинини көргиниңларда, (китапхан бу сөзниң мәнасини чүшәнгәй) Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун.
15 Өгүздә турған киши өйигә чүшмәй яки өйидики бирәр немини алғили ичигә кирмәй [қачсун].
16 Етизларда туруватқан киши болса чапинини алғили өйигә янмисун.
17 У күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитиватқанларниң һалиға вай!
18 [Қачидиған] вақтиңларниң қишқа тоғра келип қалмаслиғи үчүн дуа қилиңлар.
19 Чүнки у чағда Худа яратқан дунияниң апиридә қилинғандин буян мошу чаққичә көрүлүп бақмиған һәм кәлгүсидиму көрүлмәйдиған зор азап-оқубәт болиду.
20 Әгәр Пәрвәрдигар у күнләрни азайтмиса, һеч қандақ әт егиси қутулалмайду. Лекин У Өз таллиғанлири үчүн у күнләрни азайтиду.
21 Әгәр у чағда бириси силәргә: «Қараңлар, бу йәрдә Мәсиһ бар!» яки «Қараңлар, у әнә у йәрдә!» десә, ишәнмәңлар.
22 Чүнки сахта мәсиһләр вә сахта пәйғәмбәрләр мәйданға чиқиду, мөҗизилик аламәтләр вә карамәтләрни көрситиду; шуниң билән әгәр мүмкин болидиған болса, улар һәтта [Худа] таллиғанларни һәм аздуриду.
23 Шуниң үчүн, силәр һошияр болуңлар. Мана, мән бу ишларниң һәммисини силәргә алдин-ала уқтуруп қойдум.
24 Әнди шу күнләрдә, шу азап-оқубәт өтүп кәткән һаман, қуяш қарийиду, ай йоруқлуғини бәрмәйду,
25 юлтузлар асмандин төкүлүп чүшиду, асмандики күчләр ләрзигә келиду.
26 Андин кишиләр Инсаноғлиниң улуқ күч-қудрәт вә шан-шәрәп билән булутлар ичидә келиватқанлиғини көриду.
27 У өз пәриштилирини әвәтиду, улар униң таллиғанлирини дунияниң төрт тәрипидин, зиминниң чәтлиридин асманниң чәтлиригичә жиғип җәм қилиду.
28 — Әнҗир дәриғидин мундақ тәмсилни биливелиңлар: — Униң шахлири көкирип йопурмақ чиқарғанда, язниң йеқинлап қалғанлиғини билисиләр.
29 Худди шуниңдәк, [мән бая дегәнлиримниң] йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, униң йеқинлап қалғанлиғини, һәтта ишик алдида туруватқанлиғини биливелиңлар.
30 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду.
31 Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду.
32 Лекин шу күни яки вақит-саити тоғрилиқ хәвәрни һеч ким билмәйду — һәтта нә әрштики пәриштиләрму билмәйду, нә оғул билмәйду, уни пәқәт Атила билиду.
33 Һошияр болуңлар, сәгәк болуп дуа қилиңлар, чүнки у вақит-саатниң қачан келидиғанлиғини билмәйсиләр.
34 Бу худди яқа жутқа чиқмақчи болған адәмниң әһвалиға охшайду. Йолға чиқидиған чағда, у қуллириға өз һоқуқини беқитип, һәр биригә өз вәзиписини тапшуриду вә дәрвазивәнниңму сәгәк болушини тапилайду.
35 Шуниңдәк, силәрму сәгәк болуңлар; чүнки өйниң егисиниң [қайтип] келидиған вақтиниң — кәчқурунму, түн йеримиму, ғораз чиллиған вақитму яки сәһәр вақтиму — уни биләлмәйсиләр;
36 у туюқсиз кәлгәндә, силәрниң ухлаватқиниңларниң үстигә чүшмисун!
37 Силәргә ейтқинимни мән һәммәйләнгә ейтимән: Сәгәк туруңлар!