< Маркус 12 >
1 Андин, у уларға тәмсилләр билән сөзләшкә башлиди: — Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, әтрапини читлапту; у бир шарап көлчиги қезипту вә бир күзәт мунарини ясапту. Андин у үзүмзарлиқни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа кетипту.
2 Үзүм пәсли кәлгәндә, бағвәнләрдин үзүмзарлиқтики мевиләрдин [тегишлигини] әкелиш үчүн бир қулини уларниң йениға әвәтипту.
3 Лекин улар уни тутувелип думбалап, қуруқ қол қайтурупту.
4 Ғоҗайин йәнә бир қулни уларниң йениға әвәтипту. Уни болса улар чалма-кесәк қилип, баш-көзини йерип, һақарәтләп қайтурупту.
5 Ғоҗайин йәнә бирисини әвәтипту. Лекин уни улар өлтүрүпту. У йәнә тола қулларни әвәтипту, лекин улар бәзилирини думбалап, бәзилирини өлтүрүпту.
6 Ғоҗайинниң йенида пәқәт униң сөйүмлүк бир оғлила қалғачқа, улар оғлумниғу һөрмәт қилар дәп, у уни әң ахири болуп бағвәнләрниң йениға әвәтипту.
7 Лекин шу бағвәнләр өз ара: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни өлтүрүветәйли, шуниң билән мираси бизниңки болиду!» дейишипту.
8 Шуңа улар уни тутуп өлтүрүп, үзүмзарлиқниң сиртиға ташливетипту.
9 Әнди үзүмзарлиқниң ғоҗайини қандақ қилиду? У өзи келип бағвәнләрни өлтүриду вә үзүмзарлиқни башқиларға бериду.
10 Әнди силәр муқәддәс язмилардин муну айәтни оқуп бақмиғанмусиләр? — «Тамчилар ташливәткән таш болса, Буҗәк теши болуп тикләнди.
11 Бу иш Пәрвәрдигардиндур, Көзимиз алдида карамәт бир иштур»
12 Улар униң бу тәмсилни өзлиригә қаритип ейтқанлиғини чүшәнди; шуңа улар уни тутуш йолини издәшти; һалбуки, халайиқтин қорқушуп, уни ташлап кетип қалди.
13 Шуниңдин кейин, улар бир нәччә Пәрисий вә Һеродниң тәрәпдарлирини уни өз сөзи билән қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униң алдиға әвәтти.
14 Улар келип униңға: — Устаз, силини сәмимий адәм, адәмләргә қәтъий йүз-хатирә қилмайду, һеч кимгә ян басмайду, бәлки кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватиду, дәп билимиз. [Силичә], [Рим императори] Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?
15 Зади баҗ тапшурамдуқ-тапшурмамдуқ? — дейишти. Лекин у уларниң сахтипәзлигини билип уларға: — Немишкә мени синимақчисиләр? Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай, — деди.
16 Улар пулни елип кәлди, у улардин: — Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — дәп сориди. — Қәйсәрниң, — дейишти улар.
17 Әйса уларға җававән: — [Ундақ болса], Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди. Шуниң билән улар униңға интайин һәйран қелишти.
18 Андин «Өлгәнләр тирилмәйду» дәйдиған Садуқийлар униң алдиға келип қистап соал қойди:
19 — Устаз, Муса [пәйғәмбәр] Тәвратта бизгә: «Бир киши өлүп кетип, аяли тул қелип, пәрзәнт көрмигән болса, униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» дәп язған.
20 Бурун йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйлинип пәрзәнт қалдурмайла өлди.
21 Иккинчи қериндиши йәңгисини әмригә елип, уму пәрзәнт көрмәй өлди. Үчинчисиниң әһвалиму униңкигә охшаш болди.
22 Шу тәриқидә йәттиси охшашла уни елип пәрзәнт көрмәй кәтти. Ахирда, у аялму аләмдин өтти.
23 Әнди тирилиш күнидә улар тирилгәндә, бу аял қайсисиниң аяли болиду? Чүнки йәттисиниң һәммиси уни хотунлуққа алған-дә! — дейишти.
24 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Силәр нә муқәддәс язмиларни нә Худаниң қудритини билмигәнлигиңлар сәвәвидин мошундақ азған әмәсмусиләр?
25 Чүнки өлүмдин тирилгәндә инсанлар өйләнмәйду, әргә тәгмәйду, бәлки әрштики пәриштиләргә охшаш болиду.
26 Әнди өлгәнләрниң тирилиши мәсилиси һәққидә [Тәвратта], йәни Мусаға чүшүрүлгән китаптики «тикәнлик» вақиәсидә, Худаниң униңға қандақ ейтқинини, йәни: «Мән Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән!» дегинини оқумидиңларму?
27 У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур! Шуңа силәр қаттиқ езип кәткәнсиләр!
28 Уларға йеқин кәлгән, муназириләшкәнлирини аңлиған вә Әйсаниң уларға яхши җавап бәргәнлигини көргән бир Тәврат устази униңдин: — Пүтүн әмирләрниң ичидә әң муһими қайси? — дәп сориди.
29 Әйса мундақ җавап бәрди: — Әң муһим әмир шуки, «Аңлиғин, әй Исраил! Пәрвәрдигар Худайимиз болған Рәб бирдур.
30 Пәрвәрдигар Худайиңни пүтүн қәлбиң, пүтүн җениң, пүтүн зеһниң вә пүтүн күчүң билән сөйгин». Мана бу әң муһим әмир.
31 Униңға охшайдиған иккинчи әмир болса: — «Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөй». Хечқандақ әмир булардин үстүн турмайду.
32 Тәврат устази униңға: — Тоғра ейттиңиз, устаз, һәқиқәт бойичә сөзлидиңиз; чүнки У бирдур, Униңдин башқиси йоқтур;
33 инсанниң Уни пүтүн қәлби, пүтүн әқли, пүтүн җени вә пүтүн күчи билән сөйүши һәм хошнисиниму өзини сөйгәндәк сөйүши барлиқ көйдүрмә қурбанлиқлар һәм башқа қурбанлиқ-һәдийәләрдинму артуқтур.
34 Әйса униң ақиланилик билән җавап бәргинини көрүп: — Сән Худаниң падишалиғидин жирақ әмәссән, — деди. Шуниңдин кейин, һеч ким униңдин соал сорашқа петиналмиди.
35 Ибадәтхана һойлилирида тәлим бәргәндә, Әйса буларға җававән мундақ соални оттуриға қойди: Тәврат устазлириниң Мәсиһни «Давутниң оғли» дегинини қандақ чүшинисиләр?
36 Чүнки Давут өзи Муқәддәс Роһта мундақ дегәнғу: — «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!».
37 Давут [Мәсиһни] шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди [Мәсиһ] қандақму [Давутниң] оғли болиду? У йәрдики топ-топ хәлиқ униң сөзини хурсәнлик билән аңлайтти.
38 У уларға тәлим бәргинидә мундақ деди: — Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Улар узун тонларни кийивалған һалда керилип жүрүшкә, базарларда кишиләрниң уларға болған [узун] саламлириға,
39 синагогларда алдинқи орунларда, зияпәтләрдә төрдә олтиришқа амрақ келиду.
40 Улар тул аялларниң барлиқ өй-бесатлирини йәвалиду вә көз-көз қилип ялғандин узундин-узун дуалар қилиду. Уларниң тартидиған җазаси техиму еғир болиду!
41 У ибадәтханидики сәдиқә сандуғиниң удулида олтирип, униңға пуллирини ташлаватқан халайиққа қарап туратти. Нурғун байлар униңға хелә көп пул ташлашти.
42 Намрат бир тул аялму келип, тийинниң төрттин бири қиммитидики икки ләптонни ташлиди.
43 У мухлислирини йениға чақирип, уларға мундақ деди: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу намрат тул аялниң сәдиқә сандуғиға ташлиғини башқиларниң һәммисиниң ташлиғанлиридин көптур.
44 Чүнки башқилар өзлириниң ешип ташқанлиридин сәдиқә қилди; лекин бу аял намрат турупму, өзиниң бар-йоқини — тирикчилик қилидиғининиң һәммисини сәдиқә қилип ташлиди.