< Маркус 11 >
1 Улар Йерусалимға йеқинлишип, Зәйтун теғиниң етигидики Бәйт-Фаги вә Бәйт-Ания йезилириға йеқин кәлгинидә, у икки мухлисиға алдин маңдуруп уларға: — Силәр удулуңлардики йезиға бериңлар. Йезиға кирипла, адәм балиси минип бақмиған, бағлақлиқ бир тәхәйни көрисиләр. Уни йешип бу йәргә йетиләп келиңлар.
2
3 Әгәр бириси силәрдин: «Немишкә бундақ қилисиләр?» дәп сорап қалса, «Рәбниң буниңға һаҗити чүшти вә у һелила уни бу йәргә әвәтип бериду» — дәңлар, — дәп тапилиди.
4 Улар кетип һәдә йол үстидики өйниң дәрвазиси сиртида бағлағлиқ турған бир тәхәйни көрди. Улар танини йәшти.
5 У йәрдә турғанлардин бәзиләр: — Тәхәйни йешип немә қилисиләр? — дейишти.
6 Мухлислар Әйсаниң буйруғинидәк җавап бәрди, һелиқи кишиләр уларға йол қойди.
7 Мухлислар тәхәйни Әйсаниң алдиға йетиләп келип, үстигә өз йепинча-чапанлирини ташлиди; у үстигә минди.
8 Әнди нурғун кишиләр йепинча-чапанлирини йолға паяндаз қилип салди; башқилири дәрәқләрдин шах-шумбиларни кесип йолға яйди.
9 Алдида маңған вә кәйнидин әгәшкәнләр: «Һосанна! Пәрвәрдигарниң намида кәлгүчигә мубарәк болсун!
10 Атимиз Давутниң келидиған падишалиғиға мубарәк болсун! Әршиәлада тәшәккүр-һосанналар оқулсун!» — дәп вақиришатти.
11 У Йерусалимға берип ибадәтхана һойлилириға кирди; вә әтрапидики һәммини көздин кәчүргәндин кейин, вақит бир йәргә берип қалғачқа, он иккәйлән билән биллә йәнә Бәйт-Анияға чиқти.
12 Әтиси, улар Бәйт-Аниядин чиққанда, униң қосиғи ечип кәткән еди.
13 Жирақтики йопурмақлиқ бир түп әнҗир дәриғини байқап, униңдин бирәр мевә тапалармәнмекин дәп йениға барди; лекин түвигә кәлгәндә йопурмақтин башқа һеч нәрсә тапалмиди. Чүнки бу әнҗир пишидиған пәсил әмәс еди.
14 У дәрәққә сөз қилип: — Буниңдин кейин мәңгү һеч ким сәндин мевә йемигәй! — деди. Мухлислириму буни аңлиди. (aiōn )
15 Улар Йерусалимға кәлди; у ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдашкә башлиди вә пул тегишкүчиләрниң ширәлирини, пахтәк-кәптәр сатқучиларниң орундуқлирини өрүвәтти;
16 вә һеч кимниң һеч қандақ мал-буюмларни ибадәтхана һойлилиридин көтирип өтүшигә йол қоймиди.
17 У хәлиққә: — Муқәддәс язмиларда: «Мениң өйүм барлиқ әлләр үчүн дуа-тилавәтхана дәп атилиду» дәп пүтүлгән әмәсму? Лекин силәр уни булаңчиларниң угисиға айландурувәттиңлар! — дәп тәлим башлиди.
18 Баш каһинлар вә Тәврат устазлири буни аңлап, уни йоқитишниң чарисини издәшкә башлиди; пүткүл халайиқ униң тәлимигә тәәҗҗуплинип қалғачқа, улар униңдин қорқатти.
19 Кәчқурун, у [мухлислири] [билән] шәһәрниң сиртиға чиқип кәтти.
20 Әтиси сәһәрдә, улар әнҗир дәриғиниң йенидин өтүп кетиветип, дәрәқниң йилтизидин қуруп кәткәнлигини байқашти.
21 [Дәрәқни һалитини] есигә кәлтүргән Петрус: — Устаз, қара, сән қарғиған әнҗир дәриғи қуруп кетипту! — деди.
22 Әйса уларға җававән мундақ деди: — Худаниң ишәшидә болуңлар.
23 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, кимдәким бу таққа: Бу йәрдин көтирилип деңизға ташлан!» десә вә шундақла қәлбидә һеч гуман қилмай, бәлки ейтқининиң әмәлгә ешишиға ишәш бар болса, у ейтқан иш униң үчүн әмәлгә ашиду.
24 Шу сәвәптин мән силәргә шуни ейтимәнки, дуа билән тилигән һәр бир нәрсә болса, шуниңға ериштим, дәп ишиниңлар. Шунда, тилигиниңлар әмәлгә ашиду.
25 Вә орнуңлардин туруп дуа қилғиниңларда, бирәрсигә ғумиңлар болса, уни кәчүрүңлар. Шуниң билән әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилиду.
26 Лекин силәр башқиларни кәчүрүм қилмисаңлар, әрштики Атаңларму силәрниң гуналириңларни кәчүрүм қилмайду.
27 Улар Йерусалимға қайтидин кирди. У ибадәтхана һойлилирида айлинип жүргәндә, баш каһинлар, Тәврат устазлири вә ақсақаллар униң йениға келип:
28 — Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатисән? Саңа бу ишларни қилиш һоқуқини ким бәргән? — дәп сориди.
29 Әйса уларға җававән: — Мәнму силәрдин бир соал сорай. Силәр униңға җавап бәрсәңлар, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтип беримән:
30 — Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш болса, әрштинму, яки инсанлардинму? Маңа җавап бәрсәңларчу!
31 Улар өз ара мулаһизә қилишип: — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн Йәһяға ишәнмидиңлар?» дәйду.
32 Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк, ... болмайду! — дейишти (чүнки барлиқ хәлиқ Йәһяни пәйғәмбәр дәп қариғачқа, улар хәлиқтин қорқатти).
33 Буниң билән, улар Әйсаға: — Билмәймиз, — дәп җавап беришти. — Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа тайинип қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди у уларға.