< Маркус 10 >

1 У у йәрдин қозғилип, Йәһудийә өлкиси тәрәплиридин өтүп, Иордан дәриясиниң у қетидики районларғиму барди. Топ-топ адәмләр йәнә униң әтрапиға олишивалған еди. У адити бойичә уларға тәлим беришкә башлиди.
耶穌從那裏起身,來到猶太境界,約旦河的對岸,群眾又聚集到他那裏,他又照常教訓他們。
2 Бәзи Пәрисийләр униң йениға келип уни қилтаққа чүшүрүш мәхситидә униңдин: — Бир адәмниң аялини талақ қилиши Тәврат қануниға уйғунму? — дәп сориди.
有些法利賽人前來問耶穌:許不許丈夫休妻﹖意思是要試探他。
3 Лекин у җававән: — Муса [пәйғәмбәр] силәргә немә дәп буйруған? — деди.
耶穌回答他們說:「梅瑟吩咐了你們什麼﹖」
4 Улар: — Муса [пәйғәмбәр] кишиниң аялини бир парчә талақ хети йезипла талақ қилишиға рухсәт қилған, — дейишти.
他們說:「梅瑟准許了寫休書休妻。」
5 Әйса уларға: — Таш жүрәклигиңлардин у силәргә бу әмирни пүткән;
耶穌對他們說:「這是為了你們的心硬,他才給你們寫下了這條法令。
6 лекин Худа аләм апиридә болғинида [инсанларни] «Әр вә аял қилип яратти».
但是,從創造之初,天主造了他們一男一女。
7 «Шу сәвәптин әр киши ата-анисидин айрилиду, аяли билән бирлишип
為此,人要離開他的父母,依附自己的妻子,
8 иккилиси бир тән болиду». Шундақ екән, әр-аял әнди икки тән әмәс, бәлки бир тән болиду.
二人成為一體,以致他們不再是兩個,而是一體了。
9 Шуниң үчүн, Худа қошқанни инсан айримисун, — деди.
所以,天主所結合的人不可拆散。」
10 Улар өйгә қайтип келип киргәндә, мухлислири униңдин бу һәқтә сориди.
回到家裏,門徒又問他這事,
11 У уларға: — Аялини талақ қилип, башқа бирини әмригә алған киши аялиға гуна қилип зина қилған болиду.
耶穌對他們說:「誰若休自己的妻子而另娶,就是犯姦淫,辜負妻子;
12 Ерини қоюветип, башқа әргә тәккән аялму зина қилған болиду, — деди.
若妻子離棄自己的丈夫而另嫁,也是犯姦淫。」
13 Қолуңни тәккүзгәйсән дәп, кишиләр кичик балилирини униң алдиға елип келивататти. Бирақ мухлислар елип кәлгәнләрни әйиплиди.
有人給耶穌領來小孩子,要他撫摸他們;門徒卻斥責他們。
14 Буни көргән Әйса аччиқлинип, мухлислириға: Балилар алдимға кәлсун, уларни тосмаңлар. Чүнки Худаниң падишалиғи дәл мошундақларға тәвәдур.
耶穌見了,就生了氣,對他們說:「讓小孩子到我跟前來,不要阻止他們! 因為天主的國正屬於這樣的人。
15 Мән силәргә шуни бәрһәқ ейтип қояйки, Худаниң падишалиғини сәбий балидәк қобул қилмиса, униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
我實在告訴你們:誰若不像小孩子一接受天主的國,決不能進去。」
16 Шуниң билән у балиларни қучиғиға елип, уларға қоллирини тәккүзүп бәхит тилиди.
耶穌遂抱起他們來,給他們覆手,祝福了他們。
17 У йолға чиққанда, бириси униң алдиға жүгүрүп келип, униң алдида тизлинип униңдин: — И яхши устаз, мән қандақ қилсам мәңгүлүк һаятқа мираслиқ қилимән? — дәп сориди. (aiōnios g166)
正在耶穌出來行路時,跑來了一個人,跪在他面,前問他說:「善師,為承受永生,我該做什麼﹖」 (aiōnios g166)
18 Лекин Әйса униңға: — Мени немишкә яхши дәйсән? Пәқәт биридин, йәни Худадин башқа һеч ким яхши әмәстур.
耶穌對他說:「你為什麼稱我善﹖除了天主一個外,沒有誰是善的。
19 Сән Тәвраттики «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, хиянәт қилма, ата-анаңни һөрмәт қил» дегән пәрһиз-пәрзләрни билисән, — деди.
誡命你都知道:不可殺人,不可姦淫,不可偷盜,不可做假見證,不可欺詐,應孝敬你的父母。」
20 У адәм җававән: — Устаз, буларниң һәммисигә кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди.
他回答耶穌說:「傅! 這一切我從小就遵守了。」
21 Әйсаниң униңға қарап муһәббити қозғалди вә униңға: — Сәндә йәнә бир иш кәм. Берип пүтүн мал-мүлкиңни сетип, пулини йоқсулларға бәргин вә шундақ қилсаң, әрштә ғәзнәң болиду; андин келип крестни көтирип маңа әгәшкин! — деди.
耶穌定睛看他,就喜愛他,對他說:「你還缺少一樣:你去,變賣你所有的一切,施捨給窮人,你必有寶藏在天上;然後來,背著十字架,跟隨我!」
22 Лекин мошу сөзни аңлап, униң чирайи тутулуп, қайғуға чөмүп у йәрдин кәтти. Чүнки униң мал-дунияси наһайити көп еди.
因了這話,那人就面帶愁容,憂鬱地走了,因為他有許多產業。
23 Андин Әйса чөрисигә сәпселип қарап, мухлислириға: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәсликтә болиду-һә! — деди.
耶穌周圍一看,就對自己的門徒說:「那些有錢的人,進天主的國是多麼難啊!」
24 Мухлислар униң сөзлиригә интайин һәйран болушти, лекин Әйса уларға йәнә җававән: — Балилирим, мал-мүлүккә таянғанлар үчүн Худаниң падишалиғиға кириш немидегән тәс-һә!
門徒就都驚奇他這句話。耶穌又對他們說:「孩子們! 仗恃錢財的人,進天主的國是多麼難啊!
25 Төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
駱駝穿過針孔, 比富有的人進天主的國還容易。」
26 Улар буни аңлап интайин бәк һәйран болушуп, бир-биридин: Ундақта, ким ниҗатқа еришәләйду? — дәп сорашти.
他們就更加驚奇,彼此說:「這樣,誰還能得救﹖」
27 Әйса уларға қарап: — Бу иш инсан билән вуҗудқа чиқиши мүмкин әмәс, лекин Худа үчүн мүмкин әмәс болмайду; чүнки Худаға нисбәтән һәммә иш мүмкин болиду, — деди.
耶穌注視他們說:「在人不可能,在天主卻不然,因為在天主,一切都是可能的。」
28 Буниң билән Петрус униңға: — Мана, биз болсақ, һәммини ташлап саңа әгәштуқ!? — дегили турди.
伯多祿開口對他說:「看,我們捨棄了一切,而跟隨了你。」
29 Әйса униңға җававән мундақ деди: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, мән үчүн вә хуш хәвәр үчүн өйи, ака-укилири, ача-сиңиллири, атиси, аниси, аяли, балилири яки йәр-зиминлиридин ваз кәчкәнләрниң һәммиси
耶穌回答說:「我實在告訴你們:人為了我,為了福音,而捨棄了房屋、或兄弟、或姊妹、或母親、或父親、或兒女、或田地,
30 бу заманда буларниң йүз һәссисигә, йәни өй, ака-ука, ача-сиңил, ана, балилар вә йәр-зиминларға (зиянкәшликләр қошулған һалда) муйәссәр болмай қалмайду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. (aiōn g165, aiōnios g166)
沒有不在今時就百倍的房屋、兄弟、姊妹、母親、兒女、田地──連迫害也在內,並在來世獲得永生的。 (aiōn g165, aiōnios g166)
31 Лекин шу чағда нурғун алдида турғанлар арқиға өтиду, нурғун арқида турғанлар алдиға өтиду.
但有許多在先的,要成為在後的;在後的,要成為在先的。」
32 Улар Йерусалимға чиқидиған йолда еди, Әйса һәмминиң алдида кетивататти. [Мухлислири] бәк һәйран еди һәмдә униңға әгәшкәнләрму қорқунуч ичидә кетивататти. Әйса он иккәйләнни йәнә өз йениға тартип, уларға өз бешиға чүшидиғанлирини уқтурушқа башлап:
那時,他們在路上,要上耶路撒冷去,耶穌在門徒前頭走,他們都驚奇,跟隨的人也都害。耶穌又把那十二人帶到一邊,開始告訴他們那將要臨到他身上的事:「
33 — Мана биз һазир Йерусалимға чиқип кетиватимиз. Инсаноғли баш каһинлар вә Тәврат устазлириға тапшурулиду. Улар уни өлүмгә мәһкүм қилиду вә ят әлликләргә тапшуриду.
看,我們上耶路撒冷去,人子要被交於司祭長和經師;他們要定他的死罪,把他交給外邦人;
34 Улар болса уни мәсқирә қилип, қамчилап, униң үстигә төкүриду вә уни өлтүриду. Лекин үч күндин кейин у қайта тирилиду, — деди.
這些人要戲弄他,唾污他,鞭打,他殺害他;但三天以後,他必要復活。」
35 Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһанна униң алдиға келип: — Устаз, сәндин немә тилисәк орундап бәрсәң, дәп өтүнимиз, — дейишти.
載伯德的兒子雅各伯和若望走到耶穌跟前,對他說:「師傅! 我們願你允許我們的要求!」
36 У уларға: — Силәргә немә қилип беришимни халайсиләр? — деди.
耶穌對他們說:「你們願意我給你們做什麼﹖」
37 — Сән шан-шәривиңдә болғиниңда, биримизни оң йениңда, биримизни сол йениңда олтарғузғайсән, — дейишти улар.
他們回答說:「賜我們在你的光榮中,一個坐在你右邊, 一個坐在你左邊。」
38 Әйса уларға җававән: — Немә тәләп қилғанлиғиңларни билмәйватисиләр. Мән ичидиған қәдәһни ичәләмсиләр? Мән қобул қилидиған чөмүлдүрүшни силәрму қобул қилаламсиләр?
耶穌對他們說:「你們知不知道你們所求的是什麼;你們能飲我的爵嗎﹖或者,你們能受我受的的洗嗎﹖」
39 — Қилалаймиз, — дейишти улар. Әйса уларға: — Дәрвәқә, мән ичидиған қәдәһимни силәрму ичисиләр вә мән қобул қилидиған чөмүлдүрүлүш билән чөмүлдүрүлисиләр.
他們對他說:「我們能。」耶穌就對他們說:「我飲的爵,你們必要飲;我受的洗你們必要受;
40 Бирақ оң яки сол йенимда олтиришқа несип болуш мениң илигимдә әмәс; бәлки кимләргә тәйярланған болса, шуларға берилиду, — деди.
但坐在我右邊或左邊,不是我可以給的,而是給誰預備了,就給誰。」
41 Буниңдин хәвәр тапқан [қалған] он [мухлис] Яқуп билән Юһаннадин хапа болушқа башлиди.
那十個聽了,就開始惱怒雅各伯和若望。
42 Лекин Әйса уларни йениға чақирип, мундақ деди: — Силәргә мәлумки, ят әлләр үстидики һөкүмран дәп һесапланғанлар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип һакимийәт жүргүзиду, вә һоқуқдарлири уларни ғоҗайинларчә идарә қилиду.
耶穌叫門徒過來,對他們說:「你們知道:在外邦人中,有尊為首領的,主宰他們,有大臣管轄他們;
43 Бирақ силәрниң араңларда бундақ иш болмайду; бәлки силәрдин ким мәртивилик болушни халиса, у силәрниң хизмитиңларда болсун;
但你們中間卻不可這樣:誰若願意在你們中間成為大的,就當作你們的僕役;
44 вә ким араңларда биринчи болушни истисә, у һәммә адәмниң қули болсун.
誰若願意在你們中間為首,就當作眾人的奴僕;
45 Чүнки Инсаноғлиму дәрвәқә шу йолда көпчилик мениң хизмитимдә болсун демәй, бәлки көпчиликниң хизмитидә болай вә җенимни пида қилиш бәдилигә нурғун адәмләрни һөрлүккә чиқирай дәп кәлди.
因為人子,不是來受服事,而是來服事人,並交出自己的性命,為大眾作贖價。」
46 Улар Йерихо шәһиригә кәлди. [Әйса] мухлислири вә зор бир топ адәмләр билән биллә Йериходин чиққан вақитта, Тимайниң Бартимай исимлиқ қариғу оғли йол бойида олтирип, тиләмчилик қиливататти.
他們來到耶里哥。耶穌和他的門徒及一大群人,從耶里哥出來的時候,有一個瞎眼的乞丐,即提買的兒子巴爾提買坐在路旁。
47 У «Насарәтлик Әйса»ниң у йәрдә екәнлигини аңлап: — И Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғайсән! — дәп товлашқа башлиди.
他一聽說是納匝肋人耶穌,就喊叫說:「耶穌,達味之子,可憐我罷!」
48 Нурғун адәмләр уни «Үн чиқарма» дәп әйиплиди. Лекин у: — И Давутниң оғли, маңа рәһим қилғайсән, — дәп техиму үнлүк товлиди.
有許多人就斥責他,叫他要作聲;但他越發喊叫說:「達味之子,可憐我罷!」
49 Әйса тохтап: Уни чақириңлар, — деди. Шуниң билән улар қариғуни чақирип униңға: — Жүрәклик бол! Орнуңдин тур, у сени чақириватиду! — дейишти.
耶穌就站住說:「叫他過來!」人就叫那瞎子,給他說:「放心! 起來! 他叫你呢!」
50 У адәм чапинини селип ташлап, орнидин дәс туруп Әйсаниң алдиға кәлди.
瞎子就扔下自己的外衣,跳起來,走到耶穌跟前。
51 Әйса җававән униңдин: — Сән мени немә қил дәйсән? — дәп сориди. Қариғу: — И егәм, қайта көридиған болсамиди! — деди.
耶穌對他說:「你願意我給你做什麼﹖」瞎子說:「師傅! 叫我看見!」
52 Әйса униңға: — Йолуңға қайтсаң болиду, етиқатиң сени сақайтти, — девиди, у шуан көрәләйдиған болди вә йол бойи Әйсаға әгишип маңди.
耶穌對他說:「去罷! 你的信德救了你。」瞎子立刻看了,就在路上跟著耶穌去了。

< Маркус 10 >