< Малаки 4 >
1 — Чүнки мана шу күн, хумдандәк көйдүргүчи күн келиду; һәр бир тәкәббурлуқ қилғучи һәм һәр бир рәзиллик қилғучи пахалдәк болиду; шу келидиған күн уларни көйдүриветиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — уларға нә йилтиз нә шах қалдурулмайду.
萬軍之耶和華說:「那日臨近,勢如燒着的火爐,凡狂傲的和行惡的必如碎稭,在那日必被燒盡,根本枝條一無存留。
2 Лекин намимдин әйминидиған силәр үчүн, қанатлирида шипа-дәрман елип келидиған, һәққанийлиқни парлитидиған Қуяш орнидин туриду; силәр талаға чиқип бордақ мозайлардәк қийғитип ойнайсиләр;
但向你們敬畏我名的人必有公義的日頭出現,其光線有醫治之能。你們必出來跳躍如圈裏的肥犢。
3 силәр рәзилләрни чәйләп дәссиветисиләр; улар Мән тәйярлиған күнидә тапиниңлар астида күл болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
你們必踐踏惡人;在我所定的日子,他們必如灰塵在你們腳掌之下。這是萬軍之耶和華說的。
4 — Мән Һорәб теғида пүткүл Исраил үчүн қулум Мусаға буйруған қанунни, йәни бәлгүлимиләр һәм һөкүмләрни ядиңларда тутуңлар.
「你們當記念我僕人摩西的律法,就是我在何烈山為以色列眾人所吩咐他的律例典章。
5 — Мана, Пәрвәрдигарниң улуқ һәм дәһшәтлик күни келиштин авал Мән силәргә Иляс пәйғәмбәрни әвәтимән.
「看哪,耶和華大而可畏之日未到以前,我必差遣先知以利亞到你們那裏去。
6 У атиларниң көңлини балиларға майил, балиларниң көңлини атиларға майил қилиду; ундақ болмиғанда Мән келип йәр йүзини қарғаш билән уруветимән.
他必使父親的心轉向兒女,兒女的心轉向父親,免得我來咒詛遍地。」