< Малаки 2 >
1 — Әнди, һәй каһинлар, бу әмир-пәрман силәргә чүшти: —
2 Силәр аңлимисаңлар, намимға шан-шәрәп кәлтүрүшкә көңүл қоймисаңлар, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән араңларға ләнәтни чүшүрүп әвәтимән; силәрниң бәрикәтлириңларғиму ләнәт қилимән. Бәрһәқ, Мән аллиқачан уларға ләнәт оқудум, чүнки силәр [шәривимгә] көңүл қоймидиңлар.
3 Мана, Мән уруқлириңларға тәнбиһ беримән, силәрниң йүзүңләргә поқ, һейтиңлардики поқни сүримән; бириси силәрни шу поқ билән биллә апирип ташлайду.
4 Шуниң билән силәр Мениң силәргә бу әмирни әвәткәнлигимни билисиләр, мәхсәт, Мениң Лавий билән түзгән әһдәмниң сақлинивериши үчүндур, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
5 — Мениң униң билән түзгән әһдәм һаятлиқ һәм арам-хатирҗәмлик елип келиду; уни Мәндин қорқсун дәп буларни униңға бәрдим; у Мәндин қорқуп намим алдида титригән еди.
6 Ағзидин һәқиқәтниң тәлим-тәрбийиси чүшмигән, ләвлиридин наһәқлиқ тепилмиған; у арамлиқ-хатирҗәмлик һәм дуруслуқта Мән билән биллә маңған, нурғун кишиләрни қәбиһликтин яндурған.
7 Чүнки каһинниң ләвлири илим-билимни сақлиши керәк, хәлиқләр униң ағзидин Тәврат-қанунини издиши лазим; чүнки у самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң әлчисидур.
8 — Бирақ силәр йолдин чәтнәп кәттиңлар; силәр нурғун кишиләр үчүн Тәврат-қанунини путликашаңға айландурувәттиңлар; силәр Лавий билән түзүлгән әһдини бузғансиләр — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар,
9 — шуңа Мән силәрниму пүтүн хәлиқ алдида нәпрәтлик вә пәскәш қилдим, чүнки силәр йоллиримни тутмиған, шундақла Тәврат-қанунини иҗра қилғанда бир тәрәпкә ян басқан.
10 — Биздә бир ата бар әмәсму? Бизни Яратқучи пәқәт бирла Тәңри әмәсму? Әнди немишкә һәр биримиз өз қериндишимизға вапасизлиқ қилип, ата-бовилиримиз билән түзгән әһдисини булғаймиз?
11 Йәһуда вапасизлиқ қилди, Исраилда һәм Йерусалимда жиркиничлик бир иш садир қилинди; чүнки Йәһуда Пәрвәрдигар сөйгән муқәддәс җайини булғап, ят бир илаһниң қизини әмригә алди.
12 Ундақ қилғучи, йәни аздурғучи болсун, аздурулғучи болсун, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға «ашлиқ һәдийә»ни елип кәлгүчи болсун, Пәрвәрдигар уларни Яқупниң чедирлиридин үзүп ташлайду.
13 Силәр шуниңдәк шундақ қилисиләрки, қурбангаһни көз яшлири, жиға, аһ-зарлар билән қаплайсиләр — чүнки У қурбанлиқ-һәдийиләргә һеч қаримайдиған болди, униңдин һеч рази болмай қолуңлардин қобул қилмайдиған болди.
14 Бирақ силәр: «немишкә?» дәп сорайсиләр. — Чүнки Пәрвәрдигар сән вә яшлиғиңда алған аялиң оттурисида гувачи болған еди; сән униңға вапасизлиқ қилдиң, гәрчә у сениң һәмраһиң вә сән әһдә түзгән аялиң болсиму.
15 Худа [әр-аялни] бир қилған әмәсму? Шундақла, буниңға Роһини қалдурған әмәсму? [Худа] немишкә уларни бир қилди? Чүнки У улардин ихласмән пәрзәнт күткән еди. Әнди һәр бириңлар өз қәлб-роһуңларға диққәт қилиңлар, һеч қайсиси яшлиқта алған аялиға вапасизлиқ қилмисун!
16 Чүнки Мән талақ қилишқа өчтурмән, дәйду Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар, — шуниңдәк өз тониға зомбурлуқ чаплаштурувалғучиға өчмән, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар. — шуңа қәлб-роһуңларға диққәт қилиңлар, һеч қайсиңлар вапасизлиқ қилмаңлар!
17 — Силәр сөзлириңлар билән Пәрвәрдигарниң сәвир-тақитини қоймидиңлар, андин силәр: «Биз немә қилип Униң сәвир-тақитини қоймаптуқ?» — дәйсиләр. Сәвир-тақитини қоймиғанлиғиңлар болса дәл: «Рәзиллик қилғучи Пәрвәрдигарниң нәзиридә яхшидур, У улардин хурсән болиду»; яки «Адаләтни жүргүзгүчи Худа зади нәдидур?» — дегиниңләрдә болмамду!