< Малаки 1 >

1 Пәрвәрдигардин Малакиға жүкләнгән вәһий, у арқилиқ Исраилға кәлгән: —
Perwerdigardin Malakigha yüklen’gen wehiy, u arqiliq Israilgha kelgen: —
2 — Мән силәрни сөйүп кәлдим — дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ силәр: «Сән бизни қандақму сөйүп кәлдиң?» — дәйсиләр. Әсав Яқупқа ака болған әмәсму? — дәйду Пәрвәрдигар, — бирақ Яқупни сөйдүм,
— Men silerni söyüp keldim — deydu Perwerdigar, — biraq siler: «Sen bizni qandaqmu söyüp kelding?» — deysiler. Esaw Yaqupqa aka bolghan emesmu? — deydu Perwerdigar, — biraq Yaqupni söydüm,
3 Әсавға нәпрәтләндим; униң тағлирини чөл қилдим, мирасини чөл-баявандики чилбөриләргә тапшуруп бәрдим.
Esawgha nepretlendim; uning taghlirini chöl qildim, mirasini chöl-bayawandiki chilbörilerge tapshurup berdim.
4 Едом: «Биз вәйран қилиндуқ, бирақ биз харабиләшкән җайларни қайтидин қуруп чиқимиз» — десә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — — Улар қуриду, бирақ Мән өрүймән; хәлиқләр уларни «Рәзилликниң зимини», «Пәрвәрдигар мәңгүгә ғәзәплинидиған әл» дәп атайду.
Édom: «Biz weyran qilinduq, biraq biz xarabileshken jaylarni qaytidin qurup chiqimiz» — dése, samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar mundaq deydu: — — Ular quridu, biraq Men örüymen; xeqler ularni «Rezillikning zémini», «Perwerdigar menggüge ghezeplinidighan el» dep ataydu.
5 Силәрниң көзлириңлар буни көрүп: «Пәрвәрдигар Исраил чегарасиниң сиртида улуқланди!» — дәйсиләр.
Silerning közliringlar buni körüp: «Perwerdigar Israil chégrasining sirtida ulughlandi!» — deysiler.
6 — Оғул атисини, қул егисини һөрмәтләйду; әнди Мән ата болсам, һөрмитим қени? Егә болсам, Мәндин болған әйминиш қени? — самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар силәргә шундақ дәйду, и Мениң намимни кәмситкән каһинлар! Бирақ силәр: «Биз немә қилип намиңни кәмситиптуқ?» — дәйсиләр.
— Oghul atisini, qul igisini hörmetleydu; emdi Men ata bolsam, hörmitim qéni? Ige bolsam, Mendin bolghan eyminish qéni? — samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar silerge shundaq deydu, i Méning namimni kemsitken kahinlar! Biraq siler: «Biz néme qilip namingni kemsitiptuq?» — deysiler.
7 Силәр қурбангаһим үстигә булғанған озуқни сунисиләр; андин силәр: «Биз немә қилип сени булғап қойдуқ?» — дәйсиләр; әмәлийәттә силәр: «Пәрвәрдигарниң дәстихининиң тайини йоқтур» — дәйсиләр.
Siler qurban’gahim üstige bulghan’ghan ozuqni sunisiler; andin siler: «Biz néme qilip séni bulghap qoyduq?» — deysiler; emeliyette siler: «Perwerdigarning dastixinining tayini yoqtur» — deysiler.
8 Кор мални қурбанлиққа сунсаңлар, бу қәбиһлик әмәсму? Токур яки кесәл мални қурбанлиққа сунсаңлар, бу қәбиһлик әмәсму? Һазир буни сениң валийиңға сунуп бақ; у сәндин хурсән боламду? Саңа йүз-хатирә қиламду? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
Kor malni qurbanliqqa sunsanglar, bu qebihlik emesmu? Tokur yaki késel malni qurbanliqqa sunsanglar, bu qebihlik emesmu? Hazir buni séning waliyinggha sunup baq; u sendin xursen bolamdu? Sanga yüz-xatire qilamdu? — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar.
9 — Әнди, қени, силәр Тәңридин бизгә шәпқәт көрсәткәйсән дәп өтүнүп беқиңлар; қолуңлардин мошулар кәлгәндин кейин, У силәрдин һәр қандиқиңларни қобул қиламду? — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
— Emdi, qéni, siler Tengridin bizge shepqet körsetkeysen dep ötünüp béqinglar; qolunglardin mushular kelgendin kéyin, U silerdin herqandiqinglarni qobul qilamdu? — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar.
10 — Араңлардин дәрвазиларни етип қойғидәк бириси чиқмамду? Шундақ болғанда силәр қурбангаһимда бекардин-бекар от қалап жүрмәйттиңлар. Мениң силәрдин һеч хурсәнлигим йоқ, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — вә қолуңлардин һеч қандақ «ашлиқ һәдийә»ни қобул қилмаймән.
— Aranglardin derwazilarni étip qoyghudek birsi chiqmamdu? Shundaq bolghanda siler qurban’gahimda bikardin-bikar ot qalap yürmeyttinglar. Méning silerdin héch xursenlikim yoq, — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar, — we qolunglardin héchqandaq «ashliq hediye»ni qobul qilmaymen.
11 Күн чиқардин күн патарға Мениң намим әлләр арисида улуқ дәп қарилиду; һәр бир җайда намимға хушбуй селинидиған болиду, пак бир «ашлиқ һәдийә» сунулиду; чүнки намим әлләр арисида улуқ дәп қарилиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
Kün chiqardin kün patargha Méning namim eller arisida ulugh dep qarilidu; herbir jayda namimgha xushbuy sélinidighan bolidu, pak bir «ashliq hediye» sunulidu; chünki namim eller arisida ulugh dep qarilidu, — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar.
12 Бирақ силәр болсаңлар: «Пәрвәрдигарниң дәстихини булғанған, униң мевиси, йәни аш-озуғи нәпрәтликтур» — дегиниңларда, силәр уни һарам қилисиләр;
Biraq siler bolsanglar: «Perwerdigarning dastixini bulghan’ghan, uning méwisi, yeni ash-ozuqi nepretliktur» — dégininglarda, siler uni haram qilisiler;
13 вә силәр: «Мана, немидегән аваричилик!» дәйсиләр вә Маңа қарап димиғиңларни қақисиләр, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — силәр яриланған, токур һәм кесәл малларни елип келисиләр. Қурбанлиқ-һәдийиләрни шу пети елип келисиләр; Мән буни қолуңлардин қобул қиламдимән? — дәйду Пәрвәрдигар.
we siler: «Mana, némidégen awarichilik!» deysiler we Manga qarap dimighinglarni qaqisiler, — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar, — siler yarilan’ghan, tokur hem késel mallarni élip kélisiler. Qurbanliq-hediyilerni shu péti élip kélisiler; Men buni qolunglardin qobul qilamdimen? — deydu Perwerdigar.
14 Бәрһәқ, падисида қочқар туруп, Рәбкә қилған қәсимини ада қилиш үчүн булғанған нәрсини қурбанлиқ қилидиған алдамчи ләнәткә қалиду; чүнки Мән улуқ Падишаһдурмән, намим әлләр арисида һөрмәтлинидиған болиду, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
Berheq, padisida qochqar turup, Rebke qilghan qesimini ada qilish üchün bulghan’ghan nersini qurbanliq qilidighan aldamchi lenetke qalidu; chünki Men ulugh Padishahdurmen, namim eller arisida hörmetlinidighan bolidu, — deydu samawi qoshunlarning Serdari bolghan Perwerdigar.

< Малаки 1 >