< Луқа 1 >
1 Гәрчә нурғун адәмләр аримизда мутләқ ишәшлик дәп қаралған ишларни топлап йезишқа киришкән болсиму,
2 (худди сөз-каламға баштин-ахир өз көзи билән гувачи болғанлар, шундақла уни сақлап йәткүзгүчиләрниң бизгә аманәт қилған баянлиридәк),
3 мәнму барлиқ ишларни баштин тәпсилий тәкшүрүп ениқлиғандин кейин, и һөрмәтлик Теофилус җанаблири, силигә бу ишларни тәртиви бойичә йезишни лайиқ таптим.
4 Буниңдин мәхсәт, сили қобул қилған тәлимләрниң мутләқ һәқиқәт екәнлигигә җәзм қилишлири үчүндур.
5 Йәһудийә өлкисигә падиша болған Һерод сәлтәнәт қилған күнлиридә, «Абия» каһинлиқ нөвитидин бир каһин бар болуп, исми Зәкәрия еди. Униң аялиму Һарунниң әвладидин болуп, исми Елизабит еди.
6 Улар иккиси Худаниң алидида һәққаний кишиләр болуп, Пәрвәрдигарниң пүтүн әмир-бәлгүлимилири бойичә әйипсиз маңатти.
7 Амма Елизабит туғмас болғачқа, улар пәрзәнт көрмигән еди. Униң үстигә улар иккиси хеләла яшинип қалған еди.
8 У өз түркүмидики каһинлар арисида [ибадәтханида] нөвәтчилик вәзиписини Худа алдида ада қиливатқанда,
9 [шу чағдики] каһинлиқ адити бойичә, улар Пәрвәрдигарниң «муқәддәс җай»иға кирип хушбуй селишқа муйәссәр болушқа чәк ташлиғанда шундақ болдики, чәк униңға чиқти.
10 Әнди у хушбуй селиватқан вақтида, җамаәт ташқирида туруп дуа қилишивататти.
11 Туюқсиз Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси униңға хушбуйгаһниң оң тәрипидә көрүнди.
12 Уни көргән Зәкәрия һодуқуп қорқунучқа чөмүп кәтти.
13 Бирақ пәриштә униңға: — Әй Зәкәрия, қорқмиғин! Чүнки тилигиң иҗабәт қилинди, аялиң Елизабит саңа бир оғул туғуп бериду, сән униң исмини Йәһя қойғин.
14 У саңа шат-хурамлиқ елип келиду, униң дунияға келиши билән нурғун кишиләр шатлиниду.
15 Чүнки у Пәрвәрдигарниң нәзиридә улуқ болиду. У һеч қандақ һарақ-шарап ичмәслиги керәк; һәтта анисиниң қосиғидики вақтидин тартипму Муқәддәс Роһқа толдурулған болиду.
16 У Исраиллардин нурғунлирини Пәрвәрдигар Худасиниң йениға қайтуриду.
17 У [Рәбниң] алдида Илияс пәйғәмбәргә хас болған роһ вә күч-қудрәттә болуп, атиларниң қәлблирини балиларға майил қилип, итаәтсизләрни һәққанийларниң ақиланилигигә киргүзүп, Рәб үчүн тәйярланған бир хәлиқни һазир қилиш үчүн униң алдида маңиду, — деди.
18 Зәкәрия болса пәриштидин: Мәнму қерип қалған, аялимму хелә яшинип қалған турса, бу ишни қандақ җәзм қилалаймән? — дәп сориди.
19 Пәриштә җававән: — Мән Худаниң һозурида турғучи Җәбраилмән. Саңа сөз қилишқа, бу хуш хәвәрни саңа йәткүзүшкә мән әвәтилдим.
20 Вақит-саити кәлгәндә чоқум әмәлгә ашурулидиған бу сөзлиримгә ишәнмигәнлигиң түпәйлидин, бу ишлар әмәлгә ашурулған күнигичә мана сән тилиң тутулуп, зуванға келәлмәйсән, — деди.
21 Әнди җамаәт Зәкәрияни күтүп туратти; улар у муқәддәс җайда немә үчүн бунчивала һаял болди, дәп һәйран қалғили турди.
22 У чиққанда уларға гәп қилалмиди; униң уларға қол ишарәтлирини қилишидин, шундақла зуван сүрәлмигәнлигидин улар униң муқәддәс җайда бирәр аламәт көрүнүшни көргәнлигини чүшинип йәтти.
23 Шундақ болдики, униң [ибадәтханидики] хизмәт муддити тошуши биләнла, у өйигә қайтти.
24 Дәрвәқә, бир нәччә күндин кейин униң аяли Елизабит һамилдар болди; у бәш айғичә тала-түзгә чиқмай:
25 «Әнди Пәрвәрдигар мениң һалимға нәзирини чүшүрүп, мени халайиқ арисида номусқа қелиштин халас қилип, маңа бу күнләрдә шунчилик шапаәт көрсәтти» — деди.
26 [Елизабит һамилдар болуп] алтә ай болғанда, пәриштә Җәбраил Худа тәрипидин Галилийә өлкисидики Насарәт дегән бир шәһәргә, пак бир қизниң қешиға әвәтилди. Қиз болса Давут [падишаниң] җәмәтидин болған Йүсүп исимлиқ бир кишигә дейишип қоюлған еди; қизниң исми болса Мәрйәм еди.
27
28 Җәбраил униң алдиға кирип униңға: — Салам саңа, әй шәпқәткә муйәссәр болған қиз! Пәрвәрдигар саңа ярдур! — деди.
29 У пәриштини көргәндә, униң сөзидин бәк һодуқуп кәтти, көңлидә бундақ салам сөзи зади немини көрситидиғанду, дәп ойлап қалди.
30 Пәриштә униңға: — Әй Мәрйәм, қорқмиғин. Сән Худа алдида шәпқәт тапқансән.
31 Мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән, сән униң исмини Әйса дәп қойисән.
32 У улуқ болиду, Һәммидин Алий Болғучиниң оғли дәп атилиду; вә Пәрвәрдигар Худа униңға атиси Давутниң тәхтини ата қилиду.
33 У Яқупниң җәмәти үстигә мәңгү сәлтәнәт қилиду, униң падишалиғи түгимәстур, — деди. (aiōn )
34 Мәрйәм әнди пәриштидин: — Мән техи әр кишигә тәгмигән турсам, бу иш қандақму мүмкин болсун? — дәп сориди.
35 Пәриштә униңға җававән: — Муқәддәс Роһ сениң вуҗудуңға чүшиду вә Һәммидин Алий Болғучиниң күч-қудрити саңа сайә болуп йеқинлишиду. Шуңа, сәндин туғулидиған муқәддәс [пәрзәнт] Худаниң Оғли дәп атилиду.
36 Вә мана, туққиниң Елизабитму яшинип қалған болсиму, оғулға һамилдар болди; туғмас дейилгүчиниң қосақ көтәргинигә һазир алтә ай болуп қалди.
37 Чүнки Худа билән һеч қандақ иш мүмкин болмай қалмайду, — деди.
38 Мәрйәм: — Мана Пәрвәрдигарниң дедигимән; маңа сөзүң бойичә болсун, — деди. Шуниң билән пәриштә униң йенидин кәтти.
39 Мәрйәм шу күнләрдә орнидин қопуп алдирап Йәһудийә тағлиқ районидики бир шәһәргә барди.
40 У Зәкәрияниң өйигә кирип, Елизабитқа салам бәрди.
41 Вә шундақ болдики, Елизабит Мәрйәмниң салимини аңлиғандила, қосиғидики бовақ ойнақлап кәтти. Елизабит болса Муқәддәс Роһқа толдурулуп, жуқури аваз билән тәнтәнә қилип мундақ деди: — Қиз-аяллар ичидә бәхитликтурсән, қосиғиңдики мевиму бәхитликтур!
42
43 Маңа шундақ [шәрәп] нәдин кәлдикин, Рәббимниң аниси болғучи мени йоқлап кәлди!
44 Чүнки мана, салимиң қулиқимға киргәндила, қосиғимдики бовақ сөйүнүп ойнақлап кәтти.
45 Ишәнгән қиз нәқәдәр бәхитликтур; чүнки униңға Пәрвәрдигар тәрипидин ейтилған сөз җәзмән әмәлгә ашурулиду!
46 Мәрйәмму хуш болуп мундақ деди: — «Җеним Рәбни улуқлайду,
47 роһум Қутқузғучим Худадин шатланди,
48 Чүнки У дедигиниң мискин һалиға нәзәр салди; Чүнки мана, шундин башлап барлиқ дәвирләр мени бәхитлик дәп атайду;
49 Чүнки Қадир Болғучи мән үчүн улуқ ишларни әмәлгә ашурди; Муқәддәстур Униң нами.
50 Униң рәһим-шәпқити дәвирдин-дәвиргичә Өзидин қорқидиғанларниң үстидидур,
51 У билиги билән күч-қудритини намайән қилди, У тәкәббурларни көңлидики нийәт-хияллири ичидила тар мар қилди.
52 У күчлүк һөкүмдарларни тәхтидин чүшүрди, Пеқирларни егиз көтәрди.
53 У ачларни нази-немәтләр билән тоюндурди, Лекин байларни қуруқ қол қайтурди.
54
55 У ата-бовилиримизға ейтқинидәк, Йәни Ибраһим һәм униң нәслигә мәңгү вәдә қилғинидәк, У Өз рәһим-шәпқитини есидә тутуп, Қули Исраилға ярдәмгә кәлди». (aiōn )
56 Мәрйәм Елизабитниң йенида үч айчә туруп, өз өйигә қайтти.
57 Елизабитниң туғутиниң ай-күни тошуп, бир оғул туғди.
58 Әнди униң қолум-хошнилири вә уруқ-туққанлири Пәрвәрдигарниң униңға көрсәткән меһри-шәпқитини шунчә улғайтқанлиғини аңлап, униң билән тәң шатланди.
59 Вә шундақ болдики, бовақ туғулуп сәккиз күн болғанда, халайиқ балиниң хәтнисини қилғили кәлди. Улар униңға Зәкәрия дәп атисиниң исмини қоймақчи болушти.
60 Лекин аниси җававән: — Яқ! Исми Йәһя аталсун — деди.
61 Улар униңға: — Бирақ уруқ-җәмәтиңиз ичидә бундақ исимдикиләр йоққу! — дейишти.
62 Шуниң билән улар балиниң атисидин пәрзәнтиңизгә немә исим қоюшни халайсиз, дәп ишарәт билән сорашти.
63 У бир парчә [мом] тахтайни әкилишни тәләп қилип: «Униң исми Йәһядур» дәп язди. Һәммәйлән интайин һәйран қелишти.
64 Шуан униң ағзи ечилди, униң тили йешилип, зуванға кәлди вә шуниң билән Худаға тәшәккүр-мәдһийә ейтти.
65 Уларниң өпчүрисидикиләрниң һәммисини қорқунуч басти; Йәһудийә тағлиқ районлирида бу ишларниң һәммиси әл ағзида пур кәтти.
66 Бу ишлардин хәвәр тапқучиларниң һәммиси уларни көңлигә пүкүп: «Бу бала зади қандақ адәм болар?» дейишти. Чүнки Пәрвәрдигарниң қоли дәрвәқә униңға яр еди.
67 Шу чағда балиниң атиси Зәкәрия Муқәддәс Роһқа толдурулуп, вәһий-бешарәтни йәткүзүп, мундақ деди: —
68 «Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқулсун! Чүнки У Өз хәлқини йоқлап, улардин хәвәр елип, бәдәл төләп уларни һөр қилди.
69
70 У қедимдин бери муқәддәс пәйғәмбәрлириниң ағзи арқилиқ вәдә қилғинидәк, Қули болған Давутниң җәмәти ичидин биз үчүн бир ниҗат мүңгүзини өстүрүп турғузди; Бу зат бизни дүшмәнлиримиздин вә бизни өч көридиғанларниң қолидин қутқузғучи ниҗаттур. (aiōn )
71
72 У шу йол билән ата-бовилиримизға илтипат әйләп, Муқәддәс әһдисини әмәлгә ашуруш үчүн, Йәни атимиз Ибраһимға болған қәсимини есидә тутуп, Бизни дүшмәнлириниң қолидин азат қилип, Барлиқ күнлиримиздә һеч кимдин қорқмай, Өз алдида ихласмәнлик вә һәққанийлиқ билән, Хизмәт-ибадитидә болидиған қилди.
73
74
75
76 Әнди сән, и балам, Һәммидин Алий Болғучиниң пәйғәмбири дәп атилисән; Чүнки сән Рәбниң йоллирини тәйярлаш үчүн Униң алдида маңисән.
77 Вәзипәң униң хәлқигә гуналириниң кәчүрүм қилиниши арқилиқ болидиған ниҗатниң хәвирини билдүрүштүр;
78 Чүнки Худайимизниң ичи-бағридин урғуп чиққан шәпқәтләр вәҗидин, Қараңғулуқ вә өлүм көләңгиси ичидә олтарғанларни йорутуш үчүн, Путлиримизни аманлиқ йолиға башлаш үчүн, Әрштин таң шәпиқи үстимизгә чүшүп йоқлиди.
79
80 Бала болса өсүп, роһта күчләндүрүлди. У Исраил җамаитиниң алдида намайән қилинғичә чөлләрдә яшап кәлди.