< Луқа 9 >
1 Әйса он иккиләнни чақирип, уларға барлиқ җинларни һайдиветиш вә кесәлләрни сақайтишқа қудрәт вә һоқуқ бәрди.
2 Андин уларни Худаниң падишалиғини җар қилиш вә кесәлләрни сақайтишқа әвәтти.
3 У уларға: — Силәр сәпәр үчүн һеч нәрсә алмаңлар, нә һаса, нә хурҗун, нә нан, нә пул еливалмаңлар; бирәр артуқ йәктәкму еливалмаңлар.
4 Вә қайси өйгә [қобул қилинип] кирсәңлар, у жуттин кәткичә шу өйдә туруңлар.
5 Әнди қайси йәрдики кишиләр силәрни қобул қилмиса, у шәһәрдин чиққиниңларда уларға агаһ-гува болсун үчүн айиғиңлардики топиниму қеқиветиңлар! — деди.
6 Мухлислар йолға чиқип, йеза-қишлақларни арилап хуш хәвәрни елан қилип, һәммә йәрдә кесәлләрни сақайтти.
7 Әнди Һерод һаким униң барлиқ қилғанлиридин хәвәр тепип, қаймуқуп қалди. Чүнки бәзиләр: «Мана Йәһя өлүмдин тирилипту!» десә,
8 йәнә бәзиләр: «Иляс пәйғәмбәр [қайта] пәйда болди» вә йәнә башқилар: «Қедимки пәйғәмбәрләрдин бири қайтидин тирилипту!» дәйтти.
9 Һерод: «Мән Йәһяниң каллисини алдурған едим, әнди мән мошу гепини аңлаватқан зат зади кимду?» — деди. Шуниң билән у уни көрүш пурситини издиди.
10 Расуллар болса қайтип келип, өзлириниң қилған ишлириниң һәммисини Әйсаға мәлум қилди. У уларни елип, хупиянә һалда Бәйт-Саида дегән шәһәрдики хилвәт бир йәргә кәлди.
11 Бирақ халайиқ буниңдин хәвәр тепип униңға әгишип кәлди. У уларни қарши елип, уларға Худаниң падишалиғи тоғрисида сөзлиди вә шипаға муһтаҗларни сақайтти.
12 Күн олтирай дегәндә, он иккилән униң алдиға келип униңға: — Халайиқни йолға салсаң, улар әтраптики йеза-қишлақларға вә етизларға берип қонғидәк җайлар вә озуқ-түлүк тапсун; чүнки мошу йәр чөллүк екән, — деди.
13 Лекин у уларға: — Уларға өзүңлар озуқ бериңлар, — деди. — Биздә пәқәт бәш нан билән икки белиқтин башқа нәрсә йоқ. Бу барлиқ хәлиқкә озуқ-түлүк сетивелип келәмдуқ?! — дейишти улар.
14 Чүнки шу йәрдә жиғилған әрләрниңла сани бәш миңчә еди. У мухлисларға: — Халайиқни әлликтин-әлликтин бөлүп олтарғузуңлар, — деди.
15 Улар униң дегиничә қилип һәммәйләнни олтарғузди.
16 Әйса бәш нан билән икки белиқни қолиға елип, асманға қарап [Худаға] тәшәккүр ейтип буларни бәрикәтлиди. Андин уларни уштуп, халайиққа сунуп бериш үчүн мухлислириға бәрди.
17 Һәммәйлән йәп тоюнди. Андин шулардин ешип қалған парчилирини он икки севәткә жиғип қачилиди.
18 Вә шундақ болдики, у өзи ялғуз дуа қиливатқанда, мухлислири йенида туратти. У улардин: — Халайиқ мени ким дәйду? — дәп сориди.
19 Улар җававән: — Бәзиләр сени Чөмүлдүргүчи Йәһя, бәзиләр Иляс [пәйғәмбәр], вә йәнә бәзиләр қедимки пәйғәмбәрләрдин бири тирилипту дәйду, — деди.
20 У улардин: — Силәрчу? Силәр мени ким дәп билисиләр? — дәп сориди. Петрус җавап берип: — Сән Худаниң Мәсиһидурсән, — деди.
21 У уларға қаттиқ җекиләп, бу ишни һеч кимгә тинмаңлар, дәп тапилиди.
22 — Чүнки Инсаноғлиниң нурғун азап-оқубәт тартиши, ақсақаллар, баш каһинлар вә Тәврат устазлири тәрипидин чәткә қеқилиши, өлтүрүлүши вә үч күндин кейин тирилдүрүлүши муқәррәр, — деди.
23 Андин у уларниң һәммисигә мундақ деди: — Кимдәким маңа әгишишни нийәт қилса, өзидин кечип, һәр күни өзиниң крестини көтирип маңа әгәшсун!
24 Чүнки кимдәким өз һаятини қутқузимән дәйдикән, чоқум униңдин мәһрум болиду, лекин мән үчүн өз һаятидин мәһрум болған киши һаятини қутқузиду.
25 Чүнки бир адәм пүтүн дунияға егә болуп, өзини һалак қилса яки өзидин мәһрум қалса, буниң немә пайдиси болсун?!
26 Чүнки кимдәким мәндин вә мениң сөзлиримдин номус қилса, Инсаноғли өзиниң шан-шәриви ичидә, униң Атисиниң вә муқәддәс пәриштиләрниң шан-шәриви ичидә қайтип кәлгинидә униңдинму номус қилиду.
27 Лекин мән дәрһәқиқәт силәргә шуни ейтип қояйки, бу йәрдә турғанларниң арисидин өлүмниң тәмини тетиштин бурун җәзмән Худаниң падишалиғини көридиғанлар бардур.
28 Бу сөзләрдин тәхминән сәккиз күн кейин шундақ болдики, у Петрус, Юһанна вә Яқупни елип, дуа қилиш үчүн бир таққа чиқти.
29 У дуа қиливатқинида, униң йүзиниң қияпити өзгәрди вә кийимлири аппақ болуп чақмақтәк чақниди.
30 Вә мана, икки адәм пәйда болуп униң билән сөзлишишиватқан еди; улар Муса вә Иляс [пәйғәмбәрләр] еди.
31 Улар парлақ җула ичидә аян болуп, униң билән Йерусалимда ада қилидиған «дуниядин өтүп кетиш»и тоғрисида сөһбәтләшти.
32 Әнди Петрус вә униң һәмраһлирини хелә үгидәк басқан еди; лекин уларниң уйқиси толуқ ечилғанда улар униң шан-шәривини вә униң билән биллә турған икки адәмзатни көрди.
33 Вә шундақ болдики, бу иккиси Әйсадин айриливатқанда, Петрус өзиниң немини дәватқанлиғини билмигән һалда Әйсаға: — Устаз, бу йәрдә болғинимиз интайин яхши болди! Бирини саңа, бирини Мусаға, йәнә бирини Илясқа атап бу йәргә үч кәпә ясайли, — деди.
34 Лекин у бу гәпләрни қиливатқанда, бир парчә булут пәйда болуп уларни қапливалди; улар булут ичигә кирип қалғинида қорқушуп кәтти.
35 Булуттин туюқсиз бир аваз аңлинип: — Бу Мениң сөйүмлүк Оғлумдур. Униңға қулақ селиңлар! — деди.
36 Аваз аңланғандин кейин, қариса, Әйса өзи ялғуз қалған еди. Улар сүкүт қилип қелишти вә шу күнләрдә өзлири көргән ишлардин һеч қайсисини һеч кимгә ейтмиди.
37 Әтиси, улар тағдин чүшкән вақтида, зор бир топ кишиләр уни қарши алди.
38 Мана, топниң арисидин бирәйлән вақирап: — Устаз, өтүнүп қалай, оғлумға ичиңни ағритип қарап қойғайсән! Чүнки у мениң бирла балам еди.
39 Мана, уни дайим бир роһ тутувелип, у өзичила вақирап-җақирап кетидиған болуп қалди; у униң бәдинини тартиштуруп, ағзидин ақ көпүк кәлтүрүветиду. [Җин] уни дайим дегидәк қийнап, униңға һеч арам бәрмәйду.
40 Мән мухлислириңиздин роһни һайдиветишни өтүнүвидим, бирақ улар ундақ қилалмиди, — деди.
41 Әйса җававән: — Әй етиқатсиз вә тәтүр дәвир, силәр билән қачанғичә туруп, силәргә сәвир қилай? — Оғлуңни алдимға елип кәлгин — деди.
42 Бала техи йолда келиватқанда, җин уни жиқитип, пүтүн бәдинини тартиштурди. Әйса напак роһқа тәнбиһ берип, балини сақайтти вә уни атисиға қайтуруп бәрди.
43 Һәммәйлән Худаниң шәрәплик күч-қудритигә қин-қиниға патмай тәәҗҗүпләнди. Һәммиси Әйсаниң қилғанлириға һәйран қелишип турғанда, у мухлислириға мундақ ейтти:
44 — Бу сөзләрни қулақлириңларға убдан сиңдүрүп қоюңлар. Чүнки Инсаноғли пат арида [сатқунлуқтин] инсанларниң қолиға тапшуруп берилиду, — деди.
45 Бирақ улар бу сөзни чүшинәлмиди. Буниң мәнаси улар чүшинип йәтмисун үчүн улардин йошурулған еди. Улар униңдин бу сөз тоғрилиқ сорашқиму петиналмиди.
46 Әнди мухлислар арисида улардин кимниң әң улуқ болидиғанлиғи тоғрилиқ талаш-тартиш пәйда болди.
47 Амма Әйса уларниң көңлидики ойларни көрүп йетип, кичик бир балини елип йенида турғузуп,
48 уларға: — Ким мениң намимда бу кичик балини қобул қилса, мени қобул қилған болиду вә ким мени қобул қилса, мени әвәткүчини қобул қилған болиду. Араңларда өзини әң төвән тутқини болса улуқ болиду, — деди.
49 Юһанна җававән униңға: — Устаз, сениң намиң билән җинларни һайдаватқан бирисини көрдуқ. Лекин у биз билән биргә саңа әгәшмигәнлиги түпәйлидин, уни тостуқ, — деди.
50 Лекин Әйса униңға: — Уни тосмаңлар. Чүнки ким силәргә қарши турмиса силәрни қоллиғанлардиндур, — деди.
51 Вә шундақ болдики, униң асманға елип кетилидиған күнлириниң тошушиға аз қалғанда, у қәтъийлик билән йүзини Йерусалимға беришқа қаратти.
52 [Шуниң үчүн] у алдин әлчиләрни әвәтти. Улар йолға чиқип, униң келишигә тәйярлиқ қилиш үчүн Самарийә өлкисидики бир йезиға кирди.
53 Бирақ у йүзини Йерусалимға қаратқанлиғи түпәйлидин йезидикиләр Әйсани қобул қилмиди.
54 Униң мухлислиридин Яқуп билән Юһанна бу ишни көрүп: — И Рәб, уларни көйдүрүп йоқитиш үчүн Илияс пәйғәмбәрдәк асмандин от йеғишини чиқиришимизни халамсән? — деди.
55 Лекин у бурулуп уларни әйипләп: «Силәр қандақ роһтин болғанлиғиңларни билмәйдикәнсиләр» — деди.
56 Андин улар башқа бир йезиға өтүп кәтти.
57 Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, бириси униңға: — И Рәб, сән қәйәргә барма, мән саңа әгишип маңимән, — деди.
58 Әйса униңға: — Түлкиләрниң өңкүрлири, асмандики қушларниң угилири бар. Бирақ Инсаноғлиниң бешини қойғидәк йериму йоқ, — деди.
59 У йәнә башқа бирисигә: — Маңа әгәшкин! — деди. Лекин у: — Рәб, авал берип атамни йәрликкә қойғили иҗазәт бәргәйсән, — деди.
60 Лекин Әйса униңға — Өлүкләр өз өлүклирини көмсун! Бирақ сән болсаң, берип Худаниң падишалиғини җакалиғин, — деди.
61 Йәнә бириси: — Әй Рәб, мән саңа әгишимән, лекин авал өйүмгә берип, өйдикилирим билән хошлишишимға иҗазәт бәргәйсән, — деди.
62 — Ким қолида хошниң тутқучини тутуп туруп кәйнигә қариса, у Худаниң падишалиғиға лайиқ әмәстур, — деди.