< Луқа 8 >
1 Кейин, [Әйса] шу жутларни кезип, шәһәрму-шәһәр, йезиму-йеза Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини елан қилип җакалиди; он иккиләнму униң билән биргә барди.
この後イエス教を宣べ、神の國の福音を傳へつつ、町々 村々を廻り給ひしに、十二 弟子も伴ふ。
2 Униң билән биллә барғанлардин йәнә яман роһлардин вә ағриқ-силақлардин сақайтилған бәзи аялларму бар еди; уларниң арисида өзидин йәттә җин һайдап чиқирилған Мәрйәм (Магдаллиқ дәп аталған),
また前に惡しき靈を逐ひ出され、病を醫されなどせし女たち、即ち七つの惡鬼のいでしマグラダと呼ばるるマリヤ、
3 Һерод [хан]ниң сарай ғоҗидари Хузаниң аяли Йоанна, Сузанна вә башқа нурғун аялларму бар еди. Булар өз мал-мүлүклири билән у [вә униң мухлислириниң] һаҗәтлиридин чиқатти.
ヘロデの家 司クーザの妻ヨハンナ及びスザンナ、此の他にも多くの女ともなひゐて、其の財産をもて彼らに事へたり。
4 Чоң бир топ адәмләр жиғилғанда, шундақла һәр қайси шәһәрләрдин кишиләр униң йениға кәлгәндә, у уларға бир тәмсил сөзләп бәрди:
大なる群衆むらがり、町々の人みもとに寄り集ひたれば、譬をもて言ひたまふ、
5 — «Уруқ чачқучи уруқ чачқили [етизға] чиқипту. Уруқ чачқанда, уруқлардин бәзилири чиғир йол үстигә чүшүп, дәссилип кетипту вә асмандики учар-қанатлар келип уларни йәп кетипту.
『種 播く者その種を播かんとて出づ。播くとき路の傍らに落ちし種あり、踏みつけられ、また空の鳥これを啄む。
6 Башқа бәзилири ташлиқ йәргә чүшүпту. Йәрдә нәмлик болмиғачқа, үнүп чиққини билән қуруп кетипту.
岩の上に落ちし種あり、生え出でたれど潤澤なきによりて枯る。
7 Башқа бәзилири тикәнләрниң арисиға чүшүпту, тикәнләр майсилар билән тәң өсүп майсиларни боғувапту.
茨の中に落ちし種あり、茨も共に生え出でて之を塞ぐ。
8 Башқа бәзилири болса яхши тупраққа чүшүпту. Үнгәндин кейин, йүз һәссә һосул берипту». Буларни дегәндин кейин у жуқури аваз билән: — Аңлиғидәк қулиқи барлар буни аңлисун! дәп товлиди.
良き地に落ちし種あり、生え出でて百 倍の實を結べり』これらの事を言ひて呼はり給ふ『きく耳ある者は聽くべし』
9 Кейин униң мухлислири униңдин: — Бу тәмсилниң мәнаси немә? — дәп сориди.
弟子たち此の譬の如何なる意なるかを問ひたるに、
10 У уларға мундақ деди: — Худаниң падишалиғиниң сирлирини билиш силәргә несип қилинди. Бирақ бу ишлар қалған башқиларға тәмсилләр биләнла ейтилиду. Мәхсити шуки, «Улар қарисиму көрмәйду, аңлисиму чүшәнмәйду».
イエス言ひ給ふ『なんぢらは神の國の奧義を知ることを許されたれど、他の者は譬にてせらる。彼らの見て見ず、聞きて悟らぬ爲なり。
11 Әнди тәмсилниң мәнаси мундақ: — Уруқ болса, Худаниң сөз-каламидур.
譬の意は是なり。種は神の言なり。
12 Чиғир йол бойидикиләр болса мошулар: Улар сөз-каламни аңлайду; лекин Иблис келип, уларниң ишинип қутқузулушиниң алдини елиши үчүн уларниң қәлбидики сөзни елип кетиду.
路の傍らなるは、聽きたるのち、惡魔きたり、信じて救はるる事のなからんために、御言をその心より奪ふ所の人なり。
13 Ташлиқ йәргә чүшкән уруқлар сөз-каламни аңлиған һаман хошаллиқ билән қобул қилғанларға тәмсил қилинған. Уларда йилтиз болмиғачқа, пәқәт бир мәһәл ишинип, андин синақ-мүшкүллүк вақти кәлгәндә, [етиқаттин] тейилип кетиду.
岩の上なるは、聽きて御言を喜び受くれども、根なければ、暫く信じて嘗試のときに退く所の人なり。
14 Тикәнликкә чүшкән уруқлар болса шундақ адәмләрни көрсәткәнки, сөзни аңлиған болсиму, йолға чиққандин кейин бу паний һаяттики әндишиләр, байлиқлар вә һалавәтләрниң езиқтурушлири билән боғулуп, уруқ пишмай һосул бәрмәйду.
茨の中に落ちしは、聽きてのち過ぐるほどに、世の心勞と財貨と快樂とに塞がれて實らぬ所の人なり。
15 Лекин яхши тупраққа чечилған уруқлар болса — сөз-каламни аңлап, сәмимий вә яхши қәлби билән уни тутидиғанларни көрситиду; бундақ адәмләр сәвирчанлиқ билән һосул бериду.
良き地なるは、御言を聽き、正しく善き心にて之を守り、忍びて實を結ぶ所の人なり。
16 Һеч ким чирақни йеқип қоюп үстигә идишни көмтүрүп қоймас яки кариват астиға турғузмас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән өйгә киргәнләр йоруқлуқни көриду.
誰も燈火をともし器にて覆ひ、または寢臺の下におく者なし、入り來る者のその光を見んために、之を燈臺の上に置くなり。
17 Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай, йоруқлуққа чиқмай қалмайду.
それ隱れたるものの顯れぬはなく、秘めたるものの知られぬはなく、明かにならぬはなし。
18 Шуниң үчүн, аңлишиңларниң қандақ екәнлигигә көңүл қоюңлар! Чүнки кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта бар дәп һасаблиғиниму униңдин мәһрум қилиниду.
されば汝ら聽くこと如何にと心せよ、誰にても有てる人はなほ與へられ、有たぬ人はその有てりと思ふ物をも取らるべし』
19 Әнди униң аниси вә инилири униң билән көрүшкили кәлди. Лекин адәм нурғун болғачқа, йениға келәлмигән еди.
さてイエスの母と兄弟と來りたれど、群衆によりて近づくこと能はず。
20 Шуниң билән бириси униңға: — Аниңиз вә инилириңиз сиз билән көрүшимиз дәп, сиртта туриду, — деди.
或 人イエスに『なんぢの母と兄弟と、汝に逢はんとて外に立つ』と告げたれば、
21 Лекин у җававән: — Мениң анам вә ака-ука қериндашлирим болса Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилғучилардур, деди.
答へて言ひたまふ『わが母わが兄弟は、神の言を聽き、かつ行ふ此らの者なり』
22 Вә шундақ болдики, шу күнләрдин бири, у мухлислири билән бир кемигә чүшүп, уларға: — Көлниң у қетиға барайли, — деди. Шуниң билән улар йолға чиқти.
或 日イエス弟子たちと共に舟に乘りて『みづうみの彼方にゆかん』と言ひ給へば、乃ち船出す。
23 Кемә кетиватқанда у уйқиға кәткән еди. Көлгә туюқсиз қара боран келип, кемигә су тошуп кетип, улар хәвптә қалди.
渡るほどにイエス眠りたまふ。颶風みづうみに吹き下し、舟に水 滿ちんとして危かりしかば、
24 Мухлислар келип уни ойғитип: — Устаз, устаз, түгишидиған болдуқ! — деди. Лекин у орнидин туруп, боранға вә давалғуған долқунларға тәнбиһ бәрди; һәммиси тохтап, тинич болди.
弟子たち御側により、呼び起して言ふ『君よ、君よ、我らは亡ぶ』イエス起きて風と浪とを禁め給へば、ともに鎭りて凪となりぬ。
25 У мухлислириға қарап: — Ишәшиңлар нәгә кәтти? — деди. Улар һәм қорқушуп, һәм бәкму һәйран болуп, бир-биригә: — Бу адәм зади кимду, буйруқ қилса, һәтта шамаллар вә долқунларму униңға бойсунидикән-һә! — дәп кетишти.
かくて弟子たちに言ひ給ふ『なんぢらの信仰いづこに在るか』かれら懼れ怪しみて互に言ふ『こは誰ぞ、風と水とに命じ給へば順ふとは』
26 Шуниң билән улар Галилийәниң удулидики Герасалиқларниң жутиға йетип барди.
遂にガリラヤに對へるゲラセネ人の地に著く。
27 У қирғаққа чиқиши биләнла, узундин бери җинлар чаплашқан, шәһәрдин кәлгән мәлум адәм униң алдиға кәлди. Бу адәм кийим киймәй, һеч өйдә турмай, гөрләр арисида яшайтти.
陸に上りたまふ時、その町の人にて惡鬼に憑かれたる者きたり遇ふ。この人は久しきあひだ衣を著ず、また家に住まずして墓の中にゐたり。
28 Лекин у Әйсани көрүпла вақирап, униң айиғиға жиқилип қаттиқ аваз билән: — Һәммидин Алий Худаниң Оғли Әйса, сениң мән билән немә кариң! Сәндин өтүнимәнки, мени қийнима! — дәп товлап кәтти.
イエスを見てさけび、御前に平伏して大聲にいふ『至高き神の子イエスよ、我は汝と何の關係あらん、願はくは我を苦しめ給ふな』
29 Чүнки Әйса напак роһниң униңдин чиқишини буйрувататти (чүнки җин нурғун қетим уни тутувалған еди; у чағларда кишиләр униң пут-қоллирини кишән-зәнҗирләр билән бағлап уни қамап қойған болсиму, у зәнҗирләрни үзүп қечип чиққан вә җин тәрипидин чөл-баяванларға һайдиветилгән еди).
これはイエス穢れし靈に、この人より出で往かんことを命じ給ひしに因る。この人けがれし靈にしばしば拘へられ、鏈と足械とにて繋ぎ守られたれど、その繋をやぶり、惡鬼に逐はれて荒野に往けり。
30 Әйса бу адәмдин: — Исмиң немә? — дәп соривиди, у: — Исмим «Қошун», — деди. Чүнки нурғун җинлар униң ичигә кирип чаплишивалған еди.
イエス之に『なんぢの名は何か』と問ひ給へば『レギオン』と答ふ、多くの惡鬼その中に入りたる故なり。
31 Әнди улар Әйсадин өзлирини теги йоқ һаңға кәткүзмәсликни өтүнүп ялвурди. (Abyssos )
彼らイエスに、底なき所に往くを命じ給はざらんことを請ふ。 (Abyssos )
32 Шу йәрдә тағ бағрида чоң бир топ тоңғуз падиси озуқлинивататти. Җинлар Әйсаға ялвуруп, тоңғузларниң тенигә киришкә иҗазәт беришини өтүнди. У уларға иҗазәт бәрди.
彼處の山に、多くの豚の一 群、食し居たりしが、惡鬼ども其の豚に入るを許し給はんことを請ひたれば、イエス許し給ふ。
33 Җинлар шу адәмдин чиқип, тоңғузларниң тенигә киривалди; шуниң билән пүткүл тоңғуз падиси тик ярдин етилип чүшүп, көлгә ғәриқ болди.
惡鬼、人を出でて豚に入りたれば、その群、崖より湖水に駈け下りて溺れたり。
34 Тоңғузларни баққучиларму бу вақиәни көрүп у йәрдин қечип, шәһәр-йезиларда бу хәвәрни тарқатти.
飼ふ者ども此の起りし事を見て、逃げ往きて、町にも里にも告げたれば、
35 Халайиқ зади немә иш болғанлиғини көргили чиқти; Әйсаниң алдиға кәлгәндә, шу йәрдә өзидин җинлар чиққан һелиқи адәмниң кийим-кечәкни кийип, әс-һоши җайида һалда Әйсаниң айиғи алдида олтарғинини көрди; улар қорқуп кетишти.
人々ありし事を見んとて出で、イエスに來りて、惡鬼の出でたる人の、衣服をつけ慥なる心にて、イエスの足下に坐しをるを見て懼れあへり。
36 Бу вақиәни көргәнләрму җинлар чаплашқан адәмниң қандақ сақайтилғинини көпчиликкә тәсвирләп бәрди.
かの惡鬼に憑かれたる人の救はれし事柄を見し者ども、之を彼らに告げたれば、
37 Андин Герасалиқларниң жутидикиләр вә әтрапидики барлиқ кишиләр униң уларниң арисидин кетишини өтүнүшти. Чүнки дәһшәтлик қорқунуч уларни басқан еди. Шуңа у кемигә чүшүп, қайтишқа йол алди.
ゲラセネ地方の民衆、みなイエスに出で去り給はんことを請ふ。これ大に懼れたるなり。ここにイエス舟に乘りて歸り給ふ。
38 Амма җинлар өзидин чиқип кәткән һелиқи адәм униңға, Мән сән билән биллә кетәй, — дәп ялвурди. Лекин у уни йолға селип:
時に惡鬼の出でたる人、ともに在らんことを願ひたれど、之を去らしめんとて、
39 — Өйүңгә қайтип берип, Худаниң саңа шунчә чоң ишларни қилип бәргәнлигини йәткүзгин, — деди. У адәм қайтип берип, пүткүл шәһәрни арилап, Әйсаниң өзигә шунчә чоң ишларни қилип бәргәнлигини елан қилди.
言ひ給ふ『なんぢの家に歸りて、神が如何に大なる事を汝になし給ひしかを具に告げよ』彼ゆきて、イエスの如何に大なる事を己になし給ひしかを、徧くその町に言ひ弘めたり。
40 Әйса қайтип кәлгинидә, шундақ болдики, халайиқ уни хошаллиқ билән қарши елишти; чүнки һәммәйлән униң қайтип келишини күтүп туратти.
かくてイエスの歸り給ひしとき、群衆これを迎ふ、みな待ちゐたるなり。
41 Вә мана, бир киши, синагогниң чоңи болған Яирус исимлиқ кишиму Әйсаниң алдиға келип айиғиға өзини етип, униң өйигә беришини өтүнди.
視よ、會堂 司にてヤイロといふ者あり、來りてイエスの足下に伏し、その家にきたり給はんことを願ふ。
42 Чүнки униң он икки яшлиқ ялғуз қизи сәкратта еди. Әйса у йәргә барғинида, топ-топ кишиләр униң әтрапиға зич олишип уни қистишатти.
おほよそ十二 歳ほどの一人 娘ありて、死ぬばかりなる故なり。イエスの往き給ふとき、群衆かこみ塞がる。
43 Арисида хун тәврәш кесилигә гириптар болғиниға он икки жил болған бир аял бар еди; у бар-йоқини тевипларға хәҗләп түгәткән болсиму, һеч қайсисидин шипа тапмиған екән.
ここに十 二年このかた血漏を患ひて、醫者の爲に己が身代をことごとく費したれども、誰にも癒され得ざりし女あり。
44 У [Әйсаниң] арқисидин келип, униң тониниң пешини силивиди, шуан хун тохтиди.
イエスの後に來りて、御衣の總にさはりたれば、血の出づること立刻に止みたり。
45 Әйса: — Маңа қол тәккүзгән ким? — дәп сориди. Һәммәйлән инкар қилғанда, Петрусму вә униң билән болғанларму: — Устаз, халайиқ топ-топ болуп төрт әтрапиңни олишип, сени қистишиватқан йәрдә, сән «Маңа тәккән ким?», дәп сорайсәнғу? — деди.
イエス言ひ給ふ『我に觸りしは誰ぞ』人みな否みたれば、ペテロ及び共にをる者ども言ふ『君よ、群衆なんぢを圍みて押迫るなり』
46 Лекин Әйса: — Яқ! Бириси маңа тәгди; чүнки вуҗудумдин қудрәтниң чиқип кетиватқинини сәздим, — деди.
イエス言ひ給ふ『われに觸りし者あり、能力の我より出でたるを知る』
47 Һелиқи аял өзиниң йошуруп қалалмайдиғанлиғини билип, титригән һалда униң алдиға жиқилди вә көпчилик алдида өзиниң немә сәвәптин Әйсаға қол тәккүзгәнлигини, шундақла шуан қандақ сақайғанлигини ейтти.
女おのれが隱れ得ぬことを知り、戰き來りて御前に平伏し、觸りし故と立刻に癒えたる事を、人々の前にて告ぐ。
48 Әйса униңға: — Жүрәклик бол, қизим, ишәшиң сени сақайтти! Аман-хатирҗәмлик билән маңғин! — деди.
イエス言ひ給ふ『むすめよ、汝の信仰なんぢを救へり、安らかに往け』
49 У сөз қиливатқанда, синагог чоңиниң өйидин чиққан бирәйлән келип синагог чоңиға: — Қизиңиз җан үзди. Әнди устазни кайитмиғин, — деди.
かく語り給ふほどに、會堂 司の家より人きたりて言ふ『なんぢの娘は早や死にたり、師を煩はすな』
50 Лекин Әйса буни аңлап униңға: — Қорқмиғин! Пәқәт ишәштә бол, у сақийип кетиду, — деди.
イエス之を聞きて會堂 司に答へたまふ『懼るな、ただ信ぜよ。さらば娘は救はれん』
51 У өйгә барғанда Петрус, Юһанна, Яқуп вә қизниң ата-анисидин башқа һеч кимниң өзи билән биллә өйгә киришигә рухсәт қилмиди.
イエス家に到りて、ペテロ、ヨハネ、ヤコブ及び子の父 母の他は、ともに入ることを誰にも許し給はず。
52 У йәрдикиләр хәммиси қизға матәм тутуп жиға-зерә көтиривататти. Лекин у: — Болди, жиғлимаңлар! Чүнки қиз өлмиди, пәқәт ухлап қапту! — деди.
人みな泣き、かつ子のために歎き居たりしが、イエス言ひたまふ『泣くな、死にたるにあらず、寢ねたるなり』
53 Улар болса қизниң аллиқачан җан үзди дәп билгәчкә, уни мәсқирә қилди.
人々その死にたるを知れば、イエスを嘲笑ふ。
54 Лекин у уларни чиқириветип, қизниң қолидин тартип: — Балам, орнуңдин тур, — дәп чақирди.
然るにイエス子の手をとり、呼びて『子よ、起きよ』と言ひ給へば、
55 [Қизниң] роһи қайтип келип, у дәрһал орнидин турди. У қизға йегидәк бир немә беришни ейтти.
その靈かへりて立刻に起く。イエス食物を之に與ふることを命じ給ふ。
56 Қизниң ата-аниси интайин һәйран қелишти. Лекин у уларға бу ишни һеч кимгә ейтмаслиқни тапилиди.
その兩親おどろきたり。イエス此の有りし事を誰にも語らぬやうに命じ給ふ。