< Луқа 7 >

1 Әйса көпчиликкә бу сөзләрниң һәммисини қилип болғандин кейин, Кәпәрнаһум шәһиригә [қайта] кирди.
After he had finished speaking in the hearing of the people, he entered into Capernaum.
2 У йәрдә мәлум бир йүз бешиниң әтиварлиқ қули еғир кесәл болуп, сәкратта ятатти.
A certain centurion's servant, who was dear to him, was sick and at the point of death.
3 Йүз беши Әйсаниң хәвирини аңлап, бир нәччә Йәһудий ақсақални униң йениға берип, униң келип қулини қутқузуши үчүн өтүнүшкә әвәтти.
When he heard about Jesus, he sent to him Jewish elders, asking him to come and save his servant.
4 Улар Әйсаниң алдиға кәлгәндә униңға: — Бу ишни тилигүчи болса, тилигини иҗабәт қилишиңизға һәқиқәтән әрзийдиған адәм.
When they came to Jesus, they pleaded with him earnestly, saying, "He is worthy for you to do this for him,
5 Чүнки у бизниң [Йәһудий] елимизни яхши көриду вә һәтта биз үчүн бир синагогму селип бәрди, — дәп җиддий қияпәттә өтүнүшти.
for he loves our nation, and he built our synagogue for us."
6 Әйса улар билән биллә барди. Бирақ өйигә аз қалғанда, йүз беши Әйсаниң алдиға бир нәччә достини әвәтип униңға мундақ дегүзди: — «Тәхсир, өзлирини аварә қилмисила, өзлириниң торусумниң астиға келишлиригә әрзимәймән.
Jesus went with them. When he was now not far from the house, the centurion sent friends, saying to him, "Lord, do not trouble yourself, for I am not worthy for you to come under my roof.
7 Шуңа өзүмниму силиниң алдилириға беришқа лайиқ һесаплимидим. Сили пәқәт бир еғиз сөз қилип қойсила, қулум сақийип кетиду.
Therefore I did not even think myself worthy to come to you; but say the word, and my servant will be healed.
8 Чүнки мәнму башқа бирисиниң һоқуқи астидики адәммән, қол астимдиму ләшкәрлирим бар. Биригә бар десәм бариду, биригә кәл десәм, келиду; қулумға бу ишни қил десәм, у шу ишни қилиду».
For I also am a man placed under authority, having under myself soldiers. I tell this one, 'Go.' and he goes; and to another, 'Come.' and he comes; and to my servant, 'Do this,' and he does it."
9 Әйса бу гәпни аңлап [йүз бешиға] тәәҗҗүбләнди. У бурулуп кәйнигә әгәшкән халайиққа: Дәрвәқә, һәтта Исраилдиму бундақ зор ишәшни тапалмиған едим! — деди.
When Jesus heard these things, he was amazed at him, and turned and said to the crowd who followed him, "I tell you, I have not found such great faith, no, not in Israel."
10 Йүз беши әвәткән кишиләр қайтип барғанда, кесәл болған қулниң сәллимаза сақайғанлиғини көрди.
And when those who had been sent returned to the house, they found the servant in good health.
11 Бу иштин кейин у Наин дегән бир шәһәргә барди. Униң мухлислири вә йәнә топ-топ кишиләр униңға әгишип маңди.
It happened soon afterwards, that he went to a city called Nain; and many of his disciples, along with a large crowd, went with him.
12 У шәһәр қовуқиға йеқинлашқанда, мана кишиләр җиназа көтирип чиқиватқан еди. Өлгүчи анисиниң йәккә-йеганә оғли еди, униң үстигә аниси тул аял еди. Шәһәрдин чоң бир топ адәм аялға һәмраһ болуп чиққан еди.
And when he drew near to the gate of the city, then look, a man who was dead was carried out, the only son of his mother, and she was a widow; and a large crowd from the city was with her.
13 Рәб уни көрүп, униңға ичини ағритип: — Жиғлимиғин, — деди.
When the Lord saw her, he had compassion on her, and said to her, "Do not cry."
14 Шуниң билән у өтүп, тавутқа қолини тәккүзивиди, тавут көтәргәнләр тохтиди. У: — Жигит, саңа ейтимән, ойған! — деди.
He came near and touched the coffin, and the bearers stood still. He said, "Young man, I tell you, arise."
15 Өлгүчи болса руслинип тик олтарди вә гәп қилишқа башлиди. [Әйса] уни анисиға тапшуруп бәрди.
He who was dead sat up, and began to speak. And he gave him to his mother.
16 Һәммәйләнни қорқунуч бесип, улар Худани улуқлап: — «Аримизда улуқ бир пәйғәмбәр турғузулди!» вә «Худа Өз хәлқини йоқлап кәлди!» — дейишти.
Fear took hold of all, and they glorified God, saying, "A great prophet has arisen among us." and, "God has visited his people."
17 Униң тоғрисидики бу хәвәр пүтүн Йәһудийә зимини вә әтраптики районларға тарқилип кәтти.
This report went out concerning him in the whole of Judea, and in all the surrounding region.
18 Йәһяниң мухлислири әнди бу барлиқ ишларниң хәвирини униңға йәткүзди. Йәһя мухлислиридин иккиләнни өзигә чақирип,
The disciples of John told him about all these things.
19 Уларни Әйсаниң алдиға әвәтип: «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» дәп сорап келишкә әвәтти.
John, calling to himself two of his disciples, sent them to the Lord, saying, "Are you the one who is to come, or should we look for another?"
20 Улар Әйсаниң алдиға берип: — Чөмүлдүргүчи Йәһя бизни сәндин: «Келиши муқәррәр зат өзүңму, яки башқа бирисини күтүшимиз керәкму?» дәп сорап келишкә йениңға әвәтти — деди.
When the men had come to him, they said, "John the Baptist has sent us to you, saying, 'Are you the one who is to come, or should we look for another?'"
21 Дәл шу вақитта [Әйса] ағриқ-силақ вә кесәл-ваба басқан вә яман роһлар чаплашқан нурғун кишиләрни сақайтти вә нурғун қариғуларни көридиған қилди.
In that hour he cured many of diseases and plagues and evil spirits; and to many who were blind he gave sight.
22 Шуниң билән у [Йәһяниң мухлислириға]: — Силәр қайтип берип, Йәһяға өз аңлиған вә көргәнлириңлар тоғрилиқ хәвәр йәткүзүп — «Корлар көрәләйдиған вә токурлар маңалайдиған болди, мохо кесили болғанлар сақайтилди, гаслар аңлалайдиған болди, өлгәнләрму тирилдүрүлди вә кәмбәғәлләргә хуш хәвәр җакаланди» — дәп ейтиңлар.
Jesus answered them, "Go and tell John the things which you have seen and heard: that the blind receive their sight, the lame walk, the lepers are cleansed, the deaf hear, the dead are raised up, and the poor have good news preached to them.
23 [Униңға йәнә]: «Мәндин гуманланмай путлишип кәтмигән киши болса бәхитликтур!» дәп қоюңлар, — деди.
Blessed is he who is not offended by me."
24 Йәһяниң әлчилири кәткәндин кейин, у топ-топ адәмләргә Йәһя тоғрилиқ сөз ечип: — «Силәр [бурун Йәһяни издәп] чөлгә барғиниңларда, зади немини көргили бардиңлар? Шамалда йәлпүнүп турған қомушниму?
When John's messengers had departed, he began to tell the crowds about John, "What did you go out into the wilderness to see? A reed shaken by the wind?
25 Яки есил кийим кийгән бир әрбабниму? Мана, есил кийимләрни кийгән, әйш-ишрәт ичидә яшайдиғанлар падишаларниң ордилиридин тепилидуғу!
But what did you go out to see? A man clothed in soft clothing? Look, those who are gorgeously dressed, and live delicately, are in kings' courts.
26 Әнди силәр немә көргили бардиңлар? Бир пәйғәмбәрниму? Дурус, амма мән шуни силәргә ейтип қояйки, [бу болса] пәйғәмбәрдинму үстүн бир болғучидур.
But what did you go out to see? A prophet? Yes, I tell you, and much more than a prophet.
27 Чүнки [муқәддәс язмилардики]: — «Мана, йүз алдиңға әлчимни әвәтимән; У сениң алдиңда йолуңни тәйярлайду» — дәп йезилған сөз мана дәл униң тоғрисида йезилғандур.
This is he of whom it is written, 'Look, I send my messenger ahead of you, who will prepare your way before you.'
28 Чүнки мән силәргә шуни ейтип қояйки, аяллардин туғулғанлар арисида Йәһядинму улуғи йоқ; амма Худаниң падишалиғидики әң кичик болғиниму униңдин улуқ туриду
"I tell you, among those who are born of women there is none greater than John, yet he who is least in the kingdom of God is greater than he."
29 (әнди [Йәһяни] аңлиған пухралар, һәтта баҗгирларму Худаниң йолини тоғра дәп Йәһяниң чөмүлдүрүши билән чөмүлдүрүлгән еди.
When all the people and the tax collectors heard this, they declared God to be just, having been baptized with John's baptism.
30 Лекин Пәрисийләр вә Тәвратшунаслар Йәһяниң чөмүлдүрүшини қобул қилмай, Худаниң өзлиригә болған мәхсәт-ирадисини чәткә қаққан еди).
But the Pharisees and the Law scholars rejected the counsel of God, not being baptized by him themselves.
31 Лекин бу заманниң кишилирини зади кимләргә охшитай? Улар кимләргә охшайду?
"To what then will I liken the people of this generation? What are they like?
32 Улар худди рәстә-базарларда олтиривелип, бир-биригә: «Биз силәргә сүнай челип бәрсәкму, уссул ойнимидиңлар», «Матәм пәдисигә челип бәрсәкму, жиға-зерә қилмидиңлар» дәп [қақшайдиған тутуруқсиз] балиларға охшайду.
They are like children who sit in the marketplace, and call one to another, saying, 'We played the flute for you, and you did not dance. We mourned, and you did not weep.'
33 Чүнки Чөмүлдүргүчи Йәһя келип зияпәттә олтармайтти, [шарап] ичмәйтти. Шуниң билән силәр: «Униңға җин чаплишипту» дейишисиләр.
For John the Baptist came neither eating bread nor drinking wine, and you say, 'He has a demon.'
34 Инсаноғли болса келип һәм йәйду һәм ичиду вә мана силәр: «Таза бир тоймас вә мәйхор екән. У баҗгирлар вә гунакарларниң достидур» дейишисиләр.
The Son of Man has come eating and drinking, and you say, 'Look, a gluttonous man, and a drunkard; a friend of tax collectors and sinners.'
35 Лекин даналиқ болса өзиниң барлиқ пәрзәнтлири арқилиқ дурус дәп тонулиду».
Wisdom is justified by all her children."
36 Пәрисийләрдин бири униңдин өйүмдә меһман болсиңиз дәп өтүнди. Әнди у Пәрисийниң өйигә кирип дәстиханда олтарди.
One of the Pharisees invited him to eat with him. He entered into the Pharisee's house, and sat at the table.
37 Вә мана, у шәһәрдә бузуқ дәп тонулған бир аял Әйсаниң бу Пәрисийниң өйидә дәстиханда олтарғанлиғини аңлап, ақ қаштешидин ясалған бир қутида мурмәкки елип кәлди.
And look, a woman in the city who was a sinner, when she knew that he was reclining in the Pharisee's house, she brought an alabaster jar of ointment.
38 У жиғлиған пети униң кәйнидә, путиға йеқин туруп, көз яшлири қилип, путлирини һөл қиливәтти; андин чачлири билән униң путлирини ертип қурутти һәм путлирини тохтимай сөйүп, үстигә әтир сүрди.
Standing behind at his feet weeping, she began to wet his feet with her tears, and she wiped them with the hair of her head, kissed his feet, and anointed them with the ointment.
39 Әнди уни чақирған Пәрисий бу ишни көрүп, ичидә: «Бу адәм раст пәйғәмбәр болған болса, өзигә тегиватқан бу аялниң ким вә қандақ екәнлигини биләтти. Чүнки у бир бузуқ!» дәп ойлиди.
Now when the Pharisee who had invited him saw it, he said to himself, "This man, if he were a prophet, would have perceived who and what kind of woman this is who touches him, that she is a sinner."
40 Шуниң билән Әйса униңға җававән: — Симон, саңа дәйдиған бир гепим бар, — деди. — Ейтиң, устаз, — деди Симон.
Jesus answered him, "Simon, I have something to tell you." He said, "Teacher, say on."
41 — Икки адәм мәлум бир қәриз егисигә қәриздар екән. Бири бәш йүз күмүч динарға, йәнә бири болса әллик күмүч динарға қәриздар екән.
"A certain lender had two debtors. The one owed five hundred denarii, and the other fifty.
42 Лекин һәр иккисиниң қәризни қайтурғили һеч нәрсиси болмиғачқа, қәриз егиси меһриванлиқ қилип һәр иккисиниң қәрзини кәчүрүм қипту. Сениңчә, уларниң қайсиси уни бәкрәк сөйиду? — дәп сориди Әйса.
When they could not pay, he forgave them both. Which of them therefore will love him most?"
43 Симон җававән: — Мениңчә, [қәрзи] көпрәк кәчүрүм қилинған киши, — деди. — Тоғра һөкүм қилдиң, — деди Әйса.
Simon answered, "He, I suppose, to whom he forgave the most." He said to him, "You have judged correctly."
44 Андин һелиқи аялға бурулуп, Симонға: — Бу аялни көрдүңму? Мән өйүңгә киргиним билән, сән путлиримни жуюшқа су бәрмигән едиң; лекин у көз йеши билән путлиримни жуйди вә чечи билән ертип қурутти.
Turning to the woman, he said to Simon, "Do you see this woman? I entered into your house, and you gave me no water for my feet, but she has wet my feet with her tears, and wiped them with her hair.
45 Сән мени салам берип сөймидиң; лекин у мән киргәндин тартип путлиримни сөйүштин тохтимиди.
You gave me no kiss, but she, since the time I came in, has not ceased to kiss my feet.
46 Сән бешимғиму май сүркимигән едиң; бирақ у мениң путлиримға мурмәккини сүркәп қойди.
You did not anoint my head with oil, but she has anointed my feet with ointment.
47 Шуңа шуни саңа ейтип қояйки, униң нурғун гуналири кәчүрүм қилинди. Чүнки мана, униң көрсәткән меһир-муһәббити чоңқур әмәсму? Амма кәчүрүми аз болғанларниң меһир-муһәббәтни көрситишиму аз болиду, — деди.
Therefore I tell you, her sins, which are many, are forgiven, for she loved much. But to whom little is forgiven, the same loves little."
48 Андин у аялға: — Гуналириң кәчүрүм қилинди, — деди.
He said to her, "Your sins are forgiven."
49 Улар билән һәмдәстихан олтарғанлар көңлидә: «Кишиләрниң гуналириниму кәчүрүм қилғучи бу адәм зади кимду?» дейишти.
And those who were reclining with him began to say to themselves, "Who is this who even forgives sins?"
50 Әйса һелиқи аялға: — Етиқатиң сени қутқузди; аман-хатирҗәмлик билән қайтқин! — деди.
He said to the woman, "Your faith has saved you. Go in peace."

< Луқа 7 >