< Луқа 5 >
1 Шундақ болдики, у Гиннисарәт көлиниң бойида турғанда, халайиқ Худаниң сөз-каламини аңлаш үчүн униң әтрапиға олишип қистилишип туратти.
2 У көл бойида турған икки кемини көрди. Белиқчилар болса кемидин чүшүп, [қирғақта] торлирини жуюшувататти.
3 У кемиләрдин биригә, йәни Симонниңкигә чиқип, униңдин кемини қирғақтин сәл жирақлитишни илтимас қилди. Андин у кемидә олтирип топ-топ халайиққа тәлим бәрди.
4 Сөзи түгигәндин кейин, у Симонға: — Кемини чоңқуррақ йәргә һайдап берип, белиқларни тутушқа торлириңларни селиңлар, — деди.
5 Симон униңға җававән: — Устаз, биз пүтүн кечичә җапа тартип һеч нәрсә туталмидуқ. Бирақ сениң сөзүң билән торни салсам салай, деди.
6 Улар шундақ қиливиди, нурғун белиқлар торға чүшти; тор сөкүлүшкә башлиди.
7 Шуниң билән улар башқа кемидики шериклирини ярдәмгә келишкә ишарәт қилишти. Улар келип, [белиқларни] икки кемигә лиқ қачиливиди, кемиләр чөкүп кетәй дәп қалди.
8 Симон Петрус бу ишни көрүп, Әйсаниң тизлири алдида жиқилип: — Мәндин жирақлашқайсән, и Рәб! Чүнки мән гунакармән! — деди.
9 Чүнки бунчә көп белиқ тутулғанлиғидин у вә униңға һәмраһ болғанлирини һәйранлиқ басқан еди.
10 Вә Симонниң шериклири — Зәбәдийниң оғуллири Яқуп билән Юһаннаму һәм шундақ һәйран қалди. Әнди Әйса Симонға: — Қорқмиғин, буниңдин кейин сән адәм тутқучи болисән — деди.
11 Улар кемиләрни қирғаққа чиқирип, һәммә нәрсини ташлап қоюп, униңға әгишип маңди.
12 Шундақ болдики, у шәһәр-йезиларниң биридә болғанда, мана шу йәрдә, пүтүн бәдинини мохо бесип кәткән бир адәм бар еди; у Әйсани көрүпла униң айиғиға өзини етип униңдин: — Тәхсир, әгәр сән халисаң, мени сақайтип пак қилалайсән! — дәп ялвурди.
13 Әйса қолини созуп униңға тәккүзүп туруп: — Халаймән, пакланғин! — девиди, бу адәмниң мохо кесили дәрһал униңдин кәтти.
14 Әйса униңға: — Һазир бу ишни һеч кимгә ейтма, бәлки удул берип каһинға өзүңни көрситип, уларда бир гувалиқ болуш үчүн, Муса бу ишта әмир қилғандәк өзүңниң сақайтилғиниң үчүн бир [қурбанлиқни] сунғин, — деди.
15 Лекин у тоғрисидики хәвәр техиму тарқилип пур кәтти; шуниң билән топ-топ хәлиқ униң сөзини аңлаш вә өз ағриқ-кесәллирини сақайтиши үчүн униң алдиға жиғилип келәтти.
16 Һалбуки, у пат-пат улардин чекинип чөллүк йәрләргә берип дуа қилатти.
17 Шу күнләрниң биридә шундақ болдики, у тәлим бериватқанда, йенида Пәрисийләр вә Тәврат әһлилири олтиратти. Улар Галилийә, Йәһудийә өлкилириниң һәр қайси йеза-қишлақлири вә Йерусалимдин кәлгән еди. Пәрвәрдигарниң кесәлләрни сақайтиш күч-қудрити униңға яр болди.
18 Шу пәйттә, мана бир қанчә киши зәмбилгә ятқузулған бир паләчни көтирип кәлди. Улар уни униң алдиға әкиришкә интилишти.
19 Бирақ адәмләрниң толилиғидин кесәлни әкиришкә амал тапалмай, улар өгүзгә елип чиқип, өгүздики каһишларни ечип, кесәлни өйниң ичигә зәмбилдә ятқан һалда халайиқниң оттурисиға, Әйсаниң алдиға чүшүрди.
20 У уларниң ишәшини көрүп [паләчкә]: — Бурадәр, гуналириң кәчүрүм қилинди! — деди.
21 Тәврат устазлири билән Пәрисийләр көңүллиридә: — Бундақ күпүрлүк сөзлигән бу адәм кимдур?! Худадин башқа гуналарни кәчүрәләйдиған ким бар? — дәп ойлашти.
22 Бирақ Әйса уларниң көңлидә әйип издәшлирини билип йетип, җававән: — Силәр көңлүңларда немишкә әйип издәйсиләр?
23 «Гуналириң кәчүрүм қилинди!» дейиш асанму яки «Орнуңдин тур, маң!» дейишму?
24 Амма һазир силәрниң Инсаноғлиниң йәр йүзидә гуналарни кәчүрүм қилиш һоқуқиға егә екәнлигини билишиңлар үчүн, — У паләч кесәлгә: — Саңа ейтайки, орнуңдин тур, орнуңни жиғиштуруп өйүңгә қайт! — дәп буйруди.
25 Һелиқи адәм дәрһал уларниң алдида орнидин дәс туруп, өзи ятқан зәмбилни елип, Худани улуқлиғиничә өйигә қайтти.
26 Һәммәйләнни дәһшәтлик һәйранлиқ басти; улар Худани улуқлишип, қорқунучқа чөмгән һалда: — Биз бүгүн тилсимат ишларни көрдуқ! — дейишти.
27 Бу ишлардин кейин, у йолға чиқип, Лавий исимлиқ бир баҗгирни көрди. У баҗ жиғидиған орунда олтиратти. У униңға: — Маңа әгәшкин! — деди.
28 У орнидин туруп, һәммини ташлап, униңға әгәшти.
29 Лавий өйидә униңға катта бир зияпәт бәрди. Улар билән зор бир топ баҗгирлар вә башқиларму шу йәрдә һәмдәстихан болған еди.
30 Бирақ Пәрисийләр вә уларниң еқимидики Тәврат устазлири ғудуңшуп униң мухлислириға: — Силәр немишкә баҗгир вә гунакарлар билән бир дәстиханда йәп-ичип олтирисиләр?! — дәп ағриништи.
31 Әйса уларға җававән: — Сағлам адәмләр әмәс, бәлки кесәл адәмләр тевипқа муһтаҗдур.
32 Мән һәққанийларни әмәс, бәлки гунакарларни товиға чақирғили кәлдим, — деди.
33 Андин улар униңдин: — Немишкә Йәһяниң мухлислири дайим роза тутуп дуа-тилавәт қилиду, Пәрисийләрниң мухлислириму шундақ қилиду, лекин сениң мухлислириң йәп-ичипла жүридиғу! — дәп сорашти.
34 У уларға: — Тойи болуватқан жигит тойда той меһманлири билән һәмдәстихан олтарған чағда уларни роза тутқузаламсиләр?
35 Амма шу күнләр келидуки, жигит улардин елип кетилиду, улар шу күнләрдә роза тутиду.
36 У уларға бир тәмсилму кәлтүрди: — Һеч ким йеңи көйнәктин житип, уни кона көйнәккә ямақ қилмайду. Ундақ қилса, йеңи көйнәкниму житқан болиду, шундақла йеңидин алған ямақму кона көйнәккә мас кәлмәйду.
37 Шуниңдәк, һеч ким йеңи шарапни кона тулумларға қачилимайду. Ундақ қилса, йеңи шарапниң [көпүши билән] тулумлар йерилиду-дә, шарапму төкүлүп кетиду; тулумларму кардин чиқиду.
38 Шуңа йеңи шарап йеңи тулумларға қачилиниш керәк, шундақта иккилиси сақлинип қалиду.
39 Униң үстигә, һеч ким кона шараптин кейин йеңисини ичишни халимайду, чүнки у: «Болди, кониси яхши!» дәйду.