< Луқа 4 >
1 Андин Әйса Муқәддәс Роһқа толуп, Иордан дәриясидин қайтип келип, Роһ тәрипидин чөл-баяванға елип берилди.
2 У у йәрдә қириқ күн Иблис тәрипидин синалди. У бу күнләрдә һеч нәрсә йемиди. Күнләр аяқлашқанда, униң қосиғи таза ачқан еди.
3 Әнди Иблис униңға: — Сән әгәр Худаниң Оғли болсаң, мошу ташқа: «Нанға айлан!» дәп буйруғин — деди.
4 Әйса униңға җававән: — [Тәвратта]: «Инсан пәқәт нан биләнла әмәс, бәлки Худаниң һәр бир сөзи биләнму яшайду» дәп йезилған, — деди.
5 Иблис йәнә уни егиз бир таққа башлап чиқип, бир дәқиқә ичидә дуниядики барлиқ дөләтләрни униңға көрсәтти.
6 Иблис униңға: — Мән бу һакимийәтниң һәммисини вә униңға тәвә барлиқ шанушәвкәтләрни саңа тәқдим қилимән; чүнки булар маңа тапшурулған, мән уни кимгә беришни халисам, шуниңға беримән.
7 Әгәр баш қоюп маңа сәҗдә қилсаң, буларниң һәммиси сениңки болиду, — деди.
8 Әйса униңға җавап берип: — [Тәвратта]: «Пәрвәрдигар Худайиңғила ибадәт қил, пәқәт Униңла қуллуғида бол!» дәп йезилған, — деди.
9 Андин Иблис уни Йерусалимға елип барди вә уни ибадәтханиниң әң егиз җайиға турғузуп: — Худаниң Оғли болсаң, өзүңни пәскә ташлап баққин!
10 Чүнки [Тәвратта]: «[Худа] Өз пәриштилиригә сени қоғдаш һәққидә әмир қилиду»;
11 вә, «Путуңниң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, улар сени қоллирида көтирип жүриду» дәп йезилған, — деди.
12 Әйса униңға: — «[Тәвратта]: «Пәрвәрдигар Худайиңни синиғучи болма!» дәпму йезилған, — деди.
13 Иблис барлиқ синашларни ишлитип чиққандин кейин, уни вақтинчә ташлап кетип қалди.
14 Әйса Роһниң күч-қудрити ичидә Галилийә өлкисигә қайтип кәлди. Шуниң билән униң хәвәр-шөһрити әтраптики һәр бир жутларға тарқалди.
15 У уларниң синагоглирида тәлим бергили турди вә уларниң улуқлашлириға сазавәр болди.
16 У өзи беқип чоң қилинған жути Насарәткә келип, шабат күни адәттикидәк синагогқа кирди вә шундақла [муқәддәс язмиларни] оқушқа өрә турди
17 вә Тәвраттики «Йәшая» дегән қисим униңға тапшурулди. У орам язмини ечип, муну сөзләр йезилған йәрни тепип оқуди:
18 — «Пәрвәрдигарниң Роһи мениң вуҗудумда, Чүнки У мени йоқсулларға хуш хәвәрләр йәткүзүшкә мәсиһ қилди. Тутқунларға азатлиқни, Вә корларға көрүш шипасини җакалашқа, Езилгәнләрни халас қилишқа, Пәрвәрдигарниң шапаәт көрситидиған жилини җакалашқа мени әвәтти».
19
20 У язмини түрүветип, синагог хизмәтчисигә қайтуруп берип, олтарди. Синагогта олтарғанларниң һәммисиниң көзлири униңға тикилип туратти.
21 У көпчиликкә: — Мана бу айәт бүгүн қулиқиңларға аңланғинида әмәлгә ашурулмақта, — деди.
22 Һәммиси униң яхши гепини қилишип, униң ағзидин чиқиватқан шапаәтлик сөзлиригә һәйран қелишип: — Бу Йүсүпниң оғли әмәсму? — дейишти.
23 У уларға: — Шүбһисизки, силәр маңа «Әй тевип, авал өзүңни сақайт!» дегән тәмсилни кәлтүрүп, «Хәвәр тапқинимиздәк, Кәпәрнаһум шәһиридә немә ишлар йүз бәргән болса, мошу йәрдиму, өз жутуңдиму шуларни көрсәтмәмсән?» дәватисиләр, — деди.
24 — Бирақ шуни силәргә бәрһәқ ейтип қояйки, һеч қандақ пәйғәмбәр өз жути тәрипидин қобул қилинған әмәс.
25 Мән силәргә шу һәқиқәтни әслитимәнки, Иляс [пәйғәмбәр]ниң вақтида, асман уда үч жил алтә ай етилип, дәһшәтлик бир қәһәтчилик барлиқ зиминни басқанда, Исраилда нурғун тул аяллар бар еди;
26 бирақ Иляс уларниң һеч қайсисиниң қешиға әмәс, бәлки Зидонниң Зарәфат шәһиридики бир тул аялниң қешиғила әвәтилгән.
27 Вә [шуниңға охшаш], Елиша пәйғәмбәрниң вақтида, Исраилда мохо кесилигә гириптар болғанлар нурғун болсиму, лекин Сурийәлик Наамандин башқа, һеч қайсиси сақайтилған әмәс! — деди.
28 Синагогдикиләр бу сөзләрни аңлап, һәммиси қаттиқ ғәзәпләнди;
29 орнидин турушуп, уни шәһәрдин һайдап чиқирип, шу шәһәр җайлашқан тағниң левигә әчиқип, тик ярдин ташливәтмәкчи болушти.
30 Лекин у уларниң арисидин бемалал өтүп, өз йолиға чиқип кәтти.
31 У Галилийә өлкисиниң Кәпәрнаһум дегән бир шәһиригә чүшти, у йәрдә шабат күнлиридә хәлиққә тәлим берәтти.
32 Улар униң тәлимигә һәйран қелишти, чүнки униң сөзи толиму нопузлуқ еди.
33 Әнди синагогта напак җинниң роһи чаплашқан бир киши болуп, [униңдики җин] қаттиқ авазда:
34 — Әй Насарәтлик Әйса, сениң биз билән немә кариң?! Бизни йоқатқили кәлдиңму? Мән сениң кимлигиңни билимән, Худаниң Муқәддәс Болғучисисән! — дәп товлап кәтти.
35 Лекин Әйса җинға тәнбиһ берип: — Ағзиңни юм! Униңдин чиқ! — девиди, җин һелиқи адәмни халайиқ оттурисида жиқитиветип, униңдин чиқип кәтти. Лекин униңға һеч зәрәр йәткүзмиди.
36 Һәммәйлән буниңдин қаттиқ һәйран болушуп, бир-биригә: — Бу зади қандақ иш! У дәрвәқә һоқуқ вә қудрәт билән напак роһларға әмир қилсила, улар чиқип кетидикән, — дейишти.
37 Шуниң билән униң хәвәр-шөһрити әтраптики һәр бир жутларға тарқалди.
38 Әйса синагогтин чиқип, Симонниң өйигә кирди. Лекин Симонниң қейинаниси еғир тәп кесили болуп қалған еди; улар Әйсадин униң һаҗитидин чиқишини өтүнди.
39 У аялниң бешида туруп, тәпкә тәнбиһ беривиди, тәп шуан униңдин кәтти. У дәрһал орнидин туруп, уларни күтүшкә башлиди.
40 Күн петиши биләнла, кишиләр һәр хил кесәлләргә гириптар болған йеқинлири болсила, уларни униң алдиға елип келишти. У уларға бир-бирләп қолини тәккүзүп, уларни сақайтти.
41 Кишиләргә чаплашқан нурғун җинлар улардин чиқип: «Сән Худаниң Оғли!» дәп товлап кетәтти. Лекин у уларға тәнбиһ берип, сөз қилишиға йол қоймиди; чүнки улар униң Мәсиһ екәнлигини биләтти.
42 Күн чиқиши билән, у шәһәрдин чиқип, пинһан бир җайға кәтти. Бирақ топ-топ халайиқ уни издәп жүрәтти; улар уни тапқанда алдиға келип, уни аримизда қалсун дәп кетишидин тосмақчи болушти.
43 Лекин у уларға: — Худаниң падишалиғиниң хуш хәвирини башқа шәһәр-йезиларғиму йәткүзүшүм керәк; чүнки мән дәл бу ишқа әвәтилгәнмән, — деди.
44 Шуниң билән у Галилийәдики синагогларда тәлим берип жүривәрди.