< Луқа 3 >
1 Рим императори Тибериус Қәйсәрниң сәлтәнитиниң он бәшинчи жили, Понтиус Пилатус Йәһудийә өлкисиниң валийси, Һерод хан Галилийә өлкисиниң һакими, Һерод ханниң иниси Филип хан Итурийә вә Трахонитис өлкисиниң һакими, Лисаняс хан Абилиний өлкисиниң һакими болғанда,
Now in the fifteenth year of the reign of Tiberius Caesar, Pontius Pilate being governor of Judea, and Herod being tetrarch of Galilee, and Philip his brother tetrarch of Iturea, and the country of Trachonitis, and Lysanias tetrarch of Abilina;
2 Һаннас һәм Қаяфа баш каһинлиқ қиливатқанда, Худаниң сөз-калами чөлдә яшаватқан Зәкәрияниң оғли Йәһяға кәлди.
Under the high priests Annas and Caiphas; the word of the Lord was made unto John, the son of Zachary, in the desert.
3 У Иордан дәрияси вадисидики барлиқ районларни кезип, кишиләргә гуналарға кәчүрүм елип келидиған, товва қилишни билдүридиған [суға] «чөмүлдүрүш»ни җакалашни башлиди.
And he came into all the country about the Jordan, preaching the baptism of penance for the remission of sins;
4 Худди Тәвраттики Йәшая пәйғәмбәрниң сөзлири хатириләнгән қисимда пүтүлгәндәк: «Баяванда товлиғучи бир кишиниң: Рәбниң йолини тәйярлаңлар, Униң йоллирини түз қилиңлар! — дегән авази аңланди.
As it was written in the book of the sayings of Isaias the prophet: A voice of one crying in the wilderness: Prepare ye the way of the Lord, make straight his paths.
5 Барлиқ җилғилар толдурулиду, Барлиқ тағ-дөңләр пәслитилиду; Әгир-тоқай җайлар түзлиниду, Оңғул-доңғул йәрләр тәкши йоллар қилиниду.
Every valley shall be filled; and every mountain and hill shall be brought low; and the crooked shall be made straight; and the rough ways plain;
6 Шундақ қилип, барлиқ әт егилири Худаниң ниҗатини көрәләйдиған болиду! — дәп товлайду».
And all flesh shall see the salvation of God.
7 Йәһя әнди алдиға чөмүлдүрүшни қобул қилишқа чиққан топ-топ халайиққа: — Әй зәһәрлик илан балилири! Ким силәрни [Худаниң] чүшүш алдида турған ғәзивидин қечиңлар дәп агаһландурди?!
He said therefore to the multitudes that went forth to be baptized by him: Ye offspring of vipers, who hath shewed you to flee from the wrath to come?
8 Әнди товиға лайиқ мевиләрни кәлтүрүңлар! Вә өз ичиңларда: «Бизниң атимиз болса Ибраһимдур!» дәп хиял әйлимәңлар; чүнки мән шуни силәргә ейтип қояйки, Худа Ибраһимға мошу ташлардинму пәрзәнтләрни яритип берәләйду.
Bring forth therefore fruits worthy of penance; and do not begin to say, We have Abraham for our father. For I say unto you, that God is able of these stones to raise up children to Abraham.
9 Палта аллиқачан дәрәқләрниң йилтизиға тәңләп қоюлди; яхши мевә бәрмәйдиған һәр қандақ дәрәқләр кесип отқа ташлиниду!» — деди.
For now the axe is laid to the root of the trees. Every tree therefore that bringeth not forth good fruit, shall be cut down and cast into the fire.
10 [Униң әтрапиға] топлашқан кишиләр әнди униңдин: — Ундақта, биз қандақ қилишимиз керәк? — дәп сориди.
And the people asked him, saying: What then shall we do?
11 У җававән: — Икки қур чапини бар киши бирини йоқ кишигә бәрсун, йәйдиғини бар кишиму шундақ қилсун, — деди.
And he answering, said to them: He that hath two coats, let him give to him that hath none; and he that hath meat, let him do in like manner.
12 Бәзи баҗгирларму чөмүлдүрүшни қобул қилғили униң алдиға келип: — Устаз, биз қандақ қилимиз? — дәп сориди.
And the publicans also came to be baptized, and said to him: Master, what shall we do?
13 У уларға: — Бәлгүләнгәндин артуқ баҗ алмаңлар, — деди.
But he said to them: Do nothing more than that which is appointed you.
14 Андин бәзи ләшкәрләрму униңдин: — Бизчу, қандақ қилишимиз керәк? — дәп сорашти. У уларға: — Башқиларниң пулини зораванлиқ билән еливалмаңлар, һеч кимгә ялғандин шикайәт қилмаңлар вә иш һәққиңларға рази болуңлар, — деди.
And the soldiers also asked him, saying: And what shall we do? And he said to them: Do violence to no man; neither calumniate any man; and be content with your pay.
15 Әнди хәлиқ тәқәззалиқта болуп һәммәйлән көңлидә Йәһя тоғрилиқ «Мәсиһ мошу кишимиду?» дәп ойлашти.
And as the people were of opinion, and all were thinking in their hearts of John, that perhaps he might be the Christ;
16 Йәһя һәммәйләнгә җававән: — Мән силәрни дәрвәқә суға чөмүлдүримән. Лекин мәндин қудрәтлик болған бириси келиду; мән һәтта кәшлириниң боқучини йешишкиму лайиқ әмәсмән! У силәрни Муқәддәс Роһқа һәм отқа чөмүлдүриду.
John answered, saying unto all: I indeed baptize you with water; but there shall come one mightier that I, the latchet of whose shoes I am not worthy to loose: he shall baptize you with the Holy Ghost, and with fire:
17 Униң соруғучи күрики қолида туриду; у өз хаминини топа-самандин тәлтөкүс тазилайду, сап буғдайни амбарға жиғиду, амма топа-саманни өчмәс отта көйдүрүветиду, — деди.
Whose fan is in his hand, and he will purge his floor, and will gather the wheat into his barn; but the chaff he will burn with unquenchable fire.
18 Әнди шундақ көп башқа несиһәтләр билән Йәһя хуш хәвәрни хәлиққә йәткүзди.
And many other things exhorting, did he preach to the people.
19 [Кейин], һаким Һерод [өгәй] акисиниң аяли Һеродийәни [тартивалғанлиғи] түпәйлидин вә шуниңдәк униң барлиқ башқа рәзил қилмишлири үчүн Йәһя тәрипидин әйипләнгән,
But Herod the tetrarch, when he was reproved by him for Herodias, his brother’s wife, and for all the evils which Herod had done;
20 Һерод бу барлиқ рәзиллигиниң үстигә йәнә шуни қилдики, Йәһяни зинданға ташлиди.
He added this also above all, and shut up John in prison.
21 Шундақ болдики, һәммә хәлиқ Йәһядин чөмүлдүрүшни қобул қилғанда, Әйсаму чөмүлдүрүшни қобул қилди. У дуа қиливатқанда, асманлар йерилип,
Now it came to pass, when all the people were baptized, that Jesus also being baptized and praying, heaven was opened;
22 Муқәддәс Роһ кәптәр сияқида чүшүп униң үстигә қонди. Шуниң билән асмандин: «Сән Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән сәндин толуқ хурсәнмән!» дегән бир аваз аңланди.
And the Holy Ghost descended in a bodily shape, as a dove upon him; and a voice came from heaven: Thou art my beloved Son; in thee I am well pleased.
23 Әйса өз [хизмитини] башлиғанда, оттузға кирип қалған еди. У (хәқниң нәзиридә) Йүсүпниң оғли еди; Йүсүп Хеләйниң оғли,
And Jesus himself was beginning about the age of thirty years; being (as it was supposed) the son of Joseph, who was of Heli, who was of Mathat,
24 Хеләй Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли, Лавий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Яннайниң оғли, Яннай Йүсүпниң оғли,
Who was of Levi, who was of Melchi, who was of Janne, who was of Joseph,
25 Йүсүп Маттатияниң оғли, Маттатия Амосниң оғли, Амос Наһумниң оғли, Наһум Һеслиниң оғли, Һесли Наггайниң оғли,
Who was of Mathathias, who was of Amos, who was of Nahum, who was of Hesli, who was of Nagge,
26 Наггай Маһатниң оғли, Маһат Маттатияниң оғли, Маттатия Семәйниң оғли, Семәй Йүсүпниң оғли, Йүсүп Юданиң оғли,
Who was of Mahath, who was of Mathathias, who was of Semei, who was of Joseph, who was of Juda,
27 Юда Йоананниң оғли, Йоанан Ресаниң оғли, Реса Зәруббабәлниң оғли, Зәруббабәл Салатийәлниң оғли, Салатийәл Нерийниң оғли,
Who was of Joanna, who was of Reza, who was of Zorobabel, who was of Salathiel, who was of Neri,
28 Нерий Мәлкийниң оғли, Мәлкий Аддиниң оғли, Адди Қосамниң оғли, Қосам Елмадамниң оғли, Елмадам Ерниң оғли,
Who was of Melchi, who was of Addi, who was of Cosan, who was of Helmadan, who was of Her,
29 Ер Йосәниң оғли, Йосә Әлиезәрниң оғли, Әлиезәр Йоримниң оғли, Йорим Маттатниң оғли, Маттат Лавийниң оғли,
Who was of Jesus, who was of Eliezer, who was of Jorim, who was of Mathat, who was of Levi,
30 Лавий Симеонниң оғли, Симеон Йәһуданиң оғли, Йәһуда Йүсүпниң оғли, Йүсүп Йонанниң оғли, Йонан Әлиақимниң оғли,
Who was of Simeon, who was of Judas, who was of Joseph, who was of Jona, who was of Eliakim,
31 Әлиақим Мелеаһниң оғли, Мелеаһ Мәннаниң оғли, Мәнна Маттатаниң оғли, Маттата Натанниң оғли, Натан Давутниң оғли,
Who was of Melea, who was of Menna, who was of Mathatha, who was of Nathan, who was of David,
32 Давут Йәссәниң оғли, Йәссә Обәдниң оғли, Обәд Боазниң оғли, Боаз Салмонниң оғли, Салмон Наһшонниң оғли, Наһшон Амминадабниң оғли,
Who was of Jesse, who was of Obed, who was of Booz, who was of Salmon, who was of Naasson,
33 Амминадаб Арамниң оғли, Арам Һезронниң оғли, Һезрон Пәрәзниң оғли, Пәрәз Йәһуданиң оғли,
Who was of Aminadab, who was of Aram, who was of Esron, who was of Phares, who was of Judas,
34 Йәһуда Яқупниң оғли, Яқуп Исһақниң оғли, Исһақ Ибраһимниң оғли, Ибраһим Тәраһниң оғли, Тәраһ Наһорниң оғли,
Who was of Jacob, who was of Isaac, who was of Abraham, who was of Thare, who was of Nachor,
35 Наһор Серугниң оғли, Серуг Рағуниң оғли, Рағу Пәләгниң оғли, Пәләг Ебәрниң оғли, Ебәр Шелаһниң оғли,
Who was of Sarug, who was of Ragau, who was of Phaleg, who was of Heber, who was of Sale,
36 Шелаһ Қаинанниң оғли, Қаинан Арпахшадниң оғли, Арпахшад Шәмниң оғли, Шәм Нуһниң оғли, Нуһ Ләмәхниң оғли,
Who was of Cainan, who was of Arphaxad, who was of Sem, who was of Noe, who was of Lamech,
37 Ләмәх Мәтушәлаһниң оғли, Мәтушәлаһ Һанохниң оғли, Һанох Ярәдниң оғли, Ярәд Маһалалилниң оғли, Маһалалил Қенанниң оғли,
Who was of Mathusale, who was of Henoch, who was of Jared, who was of Malaleel, who was of Cainan,
38 Қенан Еношниң оғли, Енош Сетниң оғли, Сет Адәм атиниң оғли, Адәм ата болса, Худаниң оғли еди.
Who was of Henos, who was of Seth, who was of Adam, who was of God.