< Луқа 24 >
1 Әнди һәптиниң биринчи күнидә таң юрай дәп қалғанда, аяллар өзлири тәйярлиған әтирләрни елип, қәбиргә кәлди.
2 Улар қәбирниң ағзидики ташниң домилитиветилгәнлигини көрди;
3 вә қәбиргә кирип қаривиди, Рәб Әйсаниң җәсити йоқ туратти.
4 Вә шундақ болдики, улар буниңдин патипарақ болуп турғанда, мана, нур чақнап туридиған кийимләрни кийгән икки зат уларниң йенида туюқсиз пәйда болди.
5 Аяллар қаттиқ вәһимгә чүшүп, йүзлирини йәргә йеқишти. Икки зат уларға: — Немә үчүн тирик болғучини өлгәнләрниң арисидин издәйсиләр?
6 У бу йәрдә әмәс, бәлки у тирилди! У техи Галилийәдә турған вақтида, униң силәргә немини ейтқинини, йәни: «Инсаноғлиниң гунакар адәмләрниң қолиға тапшурулуп, крестлинип, үчинчи күни қайта тирилиши муқәррәрдур» дегәнлирини әсләп беқиңлар! — деди.
7
8 Вә улар униң [дәл] шундақ дегинини есигә елишти;
9 вә қәбирдин қайтип, бу ишларниң һәммисини он бирәйләнгә, шундақла қалған мухлисларниң һәммисигә йәткүзди.
10 Расулларға бу ишларни йәткүзгүчиләр болса Магдаллиқ Мәрйәм, Йоанна вә Яқупниң аниси Мәрйәм һәмдә улар билән биллә болған башқа аяллар еди.
11 Лекин [аялларниң бу ейтқанлири] уларға әпсанидәк билинди, улар уларниң сөзлиригә ишәнмиди.
12 Бирақ Петрус орнидин туруп, қәбиргә жүгүрүп барди. У еңишип қәбир ичигә қаривиди, ялғуз канап кепәнликниң тилим-тилим парчилирини көрүп, йүз бәргән ишларға тәәҗҗүплинип өйгә қайтип кәтти.
13 Вә мана, шу күндә улардин иккилән Йерусалимдин он бир чақирим жирақлиқтики Емаюс дегән кәнткә кетип баратти.
14 Улар йүз бәргән барлиқ ишлар тоғрисида сөзлишип кетивататти.
15 Вә шундақ болдики, улар сөзлишип-мулаһизилишип кетиватқанда, мана Әйса өзи уларға йеқинлишип келип, улар билән биллә маңди;
16 лекин уларниң көзлири уни тонуштин тутулди.
17 У улардин: — Кетиветип немә ишлар тоғрилиқ муназирә қилишиватисиләр? — дәп сориди. Улар қайғулуқ қияпәттә тохтап,
18 улардин Клийопас исимлиқ бири җавап берип: — Йерусалимда турупму, мошу күнләрдә шу йәрдә йүз бәргән вақиәләрдин бирдин-бир хәвәр тапмиған мусапир сән охшимамсән?! — деди.
19 Вә у улардин: — Немә вақиәләр болди? — дәп сориди. «Насарәтлик Әйсаға мунасивәтлик вақиәләр!» — деди улар, — «У өзи Худаниң алдидиму, барлиқ хәлиқниң алдидиму әмәлдә вә сөздә қудрәтлик бир пәйғәмбәр болуп,
20 баш каһинлар вә һөкүмдарлиримиз уни өлүм һөкүмигә тапшуруп, крестләтти.
21 Биз әслидә уни Исраилға һәмҗәмәт болуп азат қилидиған зат екән, дәп үмүт қилған едуқ. Лекин ишлар шундақ болди, һазир бу вақиәләр йүз бәргинигә үчинчи күн болди;
22 йәнә келип, аримиздики бир нәччә аял һәм бизни һаң-таң қалдурувәтти. Чүнки улар бүгүн таң сәһәрдә қәбиргә бериптикән,
23 униң җәситини тапалмай қайтип келип: «Бизгә бир нәччә пәриштә ғайипанә көрүнүштә аян болуп, «У тирик!» деди» дәп ейтипту.
24 Буниң билән аримиздин бир нәччәйлән қәбиргә берип, әһвалниң дәл аялларниң ейтқинидәк екәнлигини байқапту. Лекин уни уларму көрмәпту».
25 Әйса уларға: — Әй наданлар, пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириниң һәммисигә ишинишкә қәлби галлар!
26 Мәсиһниң өзигә хас шан-шәривигә кириштин бурун, мошу җапа-мушәққәтләрни бешидин өткүзүши муқәррәр әмәсмиди? — деди.
27 Андин пүтүн Тәврат-Зәбурдин, Муса вә башқа барлиқ пәйғәмбәрләрниң язмилиридин башлап у өзи һәққидә алдин пүтүлгәнлирини уларға шәрһ берип чүшәндүрди.
28 Улар баридиған кәнткә йеқинлашқанда, у жирақрақ бир йәргә баридиғандәк туратти.
29 Лекин улар уни тутувелип: — Кәч кирип қалди, һелила күн олтириду. Биз билән биллә қонуп қалғин, — дәп өтүнди. Шуниң билән у улар билән қонғили өйгә кирди.
30 Вә шундақ болдики, у улар билән дәстиханда олтарғанда, нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти, андин нанни уштуп уларға тутти.
31 Уларниң көзлири шуан ечилип, уни тонуди; шуниң билән у уларниң алдидин ғайип болди.
32 Улар бир-биригә: — У йолда биз билән параңлишип, бизгә муқәддәс язмиларға шәрһ бәргәндә, жүрәк-бағримиз гоя оттәк янмидиму?! — дейишти.
33 Вә улар шу һаман туруп Йерусалимға қайтип кәлди. Улар иккиси он бирәйлән билән уларниң һәмраһлириниң бир йәргә жиғилип турғининиң үстигила чүшти, улар: «Рәб растин тирилипту. У Симонға көрүнүпту!» дейишивататти.
34
35 Шуниң билән улар иккиләнму йолда йүз бәргән ишларни вә у нанни уштуватқанда униң өзлиригә қандақ тонулғинини көпчиликкә сөзләп бәрди.
36 Вә улар бу ишлар үстидә сөзлишиватқанда, [Әйса] өзи тосаттин уларниң оттурисида пәйда болуп: — Силәргә аман-хатирҗәмлик болғай! — деди.
37 Улар бирәр роһни учраттуқму немә, дәп хиял қилип, алақзадә болушуп вәһимигә чүшти.
38 У уларға: — Немигә шунчә алақзадә болуп кәттиңлар? Немишкә қәлбиңларда шәк-гуман чиқип туриду?
39 Қоллиримға вә путлиримға қарап беқиңлар! Мениң өзүм екәнлигимни билиңлар! Мени тутуп көрүңлар, роһниң әт билән сүйиги йоқ, лекин мәндә барлиғини көрисиләр, — деди.
40 Вә шундақ дегәч уларға пут-қолини көрсәтти.
41 Улар хушлуқтин [көзлиригә] ишәнгүси кәлмәй һәйрануһәс турғинида у улардин: — Силәрниң бу йәрдә йегидәк нәрсәңлар барму? — дәп сориди.
42 Улар бир парчә белиқ кавиви вә бир парчә һәсәл көнигини униңға сунувиди,
43 у елип уларниң алдида йеди.
44 Андин у уларға: — Мана бу мән силәр билән болған вақтимда силәргә ейтқан: «Муса хатирилигән Тәврат қануни, пәйғәмбәрләрниң язмилири вә Зәбурда мениң тоғрамда пүтүлгәнниң һәммиси чоқум әмәлгә ашурулмай қалмайду» дегән сөзлирим әмәсму? — деди.
45 Шуниң билән у муқәддәс язмиларни чүшиниши үчүн уларниң зеһинлирини ачти
46 вә уларға мундақ деди: — [Муқәддәс язмиларда] шундақ алдин пүтүлгәнки вә шу иш Мәсиһниң өзигә тоғра кәлдики, у азап чекип, үчинчи күнидә өлгәнләр арисидин тирилиду,
47 андин униң нами билән «Товва қилиңлар, гуналарниң кәчүрүмигә муйәссәр болуңлар» дегән хәвәр Йерусалимдин башлап барлиқ әлләргә җакалиниду.
48 Силәр әнди бу ишларға гувачидурсиләр.
49 Вә мана, мән Атамниң вәдә қилғинини вуҗудуңларға әвәтимән. Лекин силәр жуқуридин чүшидиған күч-қудрәт билән кийгүзүлгичә, шәһәрдә күтүп туруңлар».
50 Вә у уларни Бәйт-Ания йезисиғичә башлап барди вә қоллирини көтирип уларни бәрикәтлиди.
51 Вә шундақ болдики, уларни бәрикәтлигәндә у улардин айрилип асманға көтирилди.
52 Улар униңға сәҗдә қилишти вә зор хошал-хурамлиқ ичидә Йерусалимға қайтип келип,
53 һәрдайим ибадәтханида туруп Худаға шүкүр-сана оқушуп турди.