< Луқа 23 >
1 Андин [кеңәшмидикиләрниң] һәммиси орнидин турушуп, уни [валий] Пилатусниң алдиға елип беришти.
2 У йәрдә улар униң үстидин шикайәт қилип: — Өзини Мәсиһ, йәни падиша дәп ативелип, хәлқимизни аздуруп вә қутритип, Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшурушни тосқан бу адәмни байқап уни туттуқ, — дейишти.
3 Пилатус униңдин: — Сән Йәһудийларниң падишасимусән? — дәп сориди. У: — Ейтқиниңдәк, — дәп җавап бәрди.
4 Андин Пилатус баш каһинлар билән көпчиликкә: — Бу адәмдин бирәр шикайәт қилғидәк ишни тапалмидим, — деди.
5 Лекин улар техиму қәтъий һалда: — У Галилийәдин тартип таки бу йәргичә, пүткүл Йәһудийәдиму тәлим бериш билән хәлиқни қутритиду.
6 Пилатус «Галилийә» дегән сөзни аңлап: — Бу киши Галилийәликму? — дәп сориди
7 вә униң Һерод [ханниң] идарә килған өлкидин кәлгәнлигидин хәвәр тепип, уни Һеродқа йоллап бәрди (у күнләрдә Һеродму Йерусалимда еди).
8 Һерод Әйсани көргәндә интайин хошал болди. Чүнки у узундин бери униңға даир көп ишларни аңлап, униңдин бир мөҗизә көрүш үмүтидә болуп, уни көрүш пурситини издәвататти.
9 У Әйсадин көп соалларни сориди, лекин у Һеродқа бир еғизму җавап бәрмиди.
10 Баш каһинлар вә Тәврат устазлири йеқин туруп униң үстидин һә дәп әрз-шикайәт қиливататти.
11 Һерод хан вә униң ләшкәрлири уни харлап мәсқирә қилишип, униңға шаһанә тон-кийим кийдүрүп, уни йәнә Пилатусниң алдиға қайтуруп йоллиди.
12 Мана шу күндин башлап, Пилатус билән Һерод дост болуп қалди; чүнки илгири улар арисида адавәт болған еди.
13 Валий Пилатус баш каһинларни, [Йәһудий] һөкүмдарларни вә халайиқни жиғип,
14 уларға: — Силәр бу адәмниң үстидин «Хәлиқни аздуриду вә қутритиду» дәп шикайәт қилип уни алдимға тартип кәлдиңлар. Мана, мән силәрниң алдиңларда уни сорақ қилғиним билән, униңдин силәр шикайәт қилған җинайәтләрдин бириниму тапалмидим.
15 Һеродму тапмиди; чүнки мән силәрни униң алдиға әвәттим. Мана, униңда өлүмгә лайиқ һеч қандақ җинайәт йоқ екән.
16 Шуңа мән уни җазалап, андин қоюп беримән, — деди
17 (униң һәр қетимлиқ [өтүп кетиш] һейтида, [Йәһудий] [мәһбуслардин] бирини уларға қоюп бериш мәҗбурийити бар еди).
18 Лекин көпчилик тәңла чуқан селишип: — Буни йоқитиң! Бизгә Бараббасни қоюп бериң! — дейишти
19 (Бараббас болса шәһәрдә топилаң көтәргәнлиги вә қатиллиқ қилғанлиғи үчүн зинданға ташланған мәһбус еди).
20 Шуниң билән Пилатус Әйсани қоюп беришни халап, көпчиликкә йәнә сөз қилғили турди.
21 Лекин улар җававән йәнә чуқан селишип: — Крестлигин, уни крестлигин! — дәп вақирашти.
22 [Пилатус] үчинчи қетим уларға: — Немишкә? У зади немә яманлиқ қилған? Мән униңдин өлүмгә лайиқ һеч җинайәт тапалмидим. Шуниң үчүн мән уни җазалап, қоюп беримән, — деди.
23 Бирақ улар йәнила һә дәп чуқан селишип: «У крестләнсун!» дәп тәләп қилип чиң турувалди. Уларниң һәмдә баш каһинларниң чуқанлири ахир күчлүк кәлди.
24 Пилатус уларниң тәливи бойичә ада қилинсун дәп һөкүм чиқарди.
25 Вә уларниң тилигинини, йәни топилаң көтириш вә қатиллиқ үчүн зинданға ташланғанни қоюп берип, Әйсани уларниң хаһишиға тапшуруп бәрди.
26 Вә улар уни елип кетиватқанда, йолда Курини шәһирилик Симон исимлиқ бир киши сәһрадин келивататти; улар уни тутувелип, крестни униңға көтәргүзүп, Әйсаниң кәйнидин маңдурди.
27 Әйсаниң кәйнидә зор бир топ хәлиқ, шундақла униңға ечинип жиға-зерә көтиришиватқан аялларму әгишип келивататти.
28 Лекин Әйса кәйнигә бурулуп уларға: — Әй Йерусалимниң қизлири! Мән үчүн жиғлимаңлар, бәлки өзүңлар вә балилириңлар үчүн жиғлаңлар!
29 Чүнки силәргә шундақ еғир күнләр келидуки, кишиләр: «Туғмаслар, бала көтәрмигән қосақлар вә емитмигән әмчәкләр бәхитликтур!» — дейишиду.
30 Шу чағда кишиләр тағларға: «Үстимизгә өрүл!», дөңлүкләргә: «үстимизни яп!» дәп нида қилишиду.
31 Чүнки адәмләр япйешил дәрәққә шундақ ишларни қилған йәрдә, қуруп кәткән дәрәққә немә ишлар болар?! — деди.
32 Икки җинайәтчиму өлүмгә мәһкүм қилинғили униң билән тәң елип келингән еди.
33 Вә улар «баш сүйәк» дәп аталған җайға кәлгәндә, у йәрдә уни вә йәнә икки җинайәтчини, бирини униң оң йенида вә йәнә бирини сол йенида кресткә тартти.
34 Әйса: — И Ата, уларни кәчүргин, чүнки улар өзиниң немә қиливатқанлиғини билмәйду, — деди. [Ләшкәрләр] чәк ташлап, униң кийимлирини бөлүшүвалди.
35 Халайиқ қарап туратти, Йәһудий һөкүмдарларму йенида туруп униңға димиғини қеқип мәсқирә қилип: Башқиларни қутқузуптикән! Әгәр у растин Худаниң Мәсиһи, Униң талливалғини болса, өзини қутқузуп бақсун! — дейишти.
36 Ләшкәрләрму уни мәсқирә қилишип, йениға берип униңға сиркә тәңләп:
37 — Әгәр сән Йәһудийларниң Падишаси болсаң, өзүңни қутқузуп бақ! — дейишти.
38 Униң үстидики [тахтайға] грекчә, латинчә вә ибранийчә һәрипләр билән: «Бу киши Йәһудийларниң Падишасидур» дәп йезип қоюлған еди.
39 Униң билән биллә кресткә тартилған икки җинайәтчиниң бири уни һақарәтләп: — Сән Мәсиһ әмәсмидиң? Әнди өзүңниму, бизниму қутқузә! — деди.
40 Бирақ йәнә бири униң гепигә тәнбиһ берип: Сән өзүң охшаш һөкүмниң тегидә туруп Худадин қорқмамсән?
41 Бизниң җазалинишимиз һәқлиқ, чүнки өз қилмишлиримизниң тегишлик җазасини тарттуқ; лекин бу киши һеч қандақ натоғра иш қилмиғанғу! — дәп җавап бәрди.
42 Андин, у Әйсаға: — И Рәб, падишалиғиң билән кәлгиниңдә, мени яд қилғин, — деди.
43 Әйса униңға: — Бәрһәқ, мән саңа ейтайки, бүгүн сән мән билән биллә җәннәттә болисән, — деди.
44 Һазир алтинчи саат болуп, пүтүн зиминни тоққузинчи сааткичә қараңғулуқ басти.
45 Қуяш нурини бәрмиди вә ибадәтханиниң пәрдиси тосаттин оттурисидин житилип икки парчә болуп кәтти.
46 Әйса қаттиқ аваз билән нида қилғандин кейин: — И Ата! Роһумни қолуңға тапшурдум, — деди-дә, тиниқи тохтап, җан үзди.
47 У йәрдә турған йүз беши йүз бәргән ишларни көрүп: — Бу адәм һәқиқәтән дурус адәм екән! — дәп Худани улуқлиди.
48 Вә бу мәнзирини көрүшкә жиғилған барлиқ хәлиқ йүз бәргән ишларни көрүп көкрәклиригә уруп өйлиригә қайтишти.
49 Вә уни тонуйдиған барлиқ кишиләр вә Галилийәдин униңға әгишип кәлгән аяллар жирақта туруп, бу вақиәләргә қарап турди.
50 Вә мана шу йәрдә кеңәшмидикиләрдин Йүсүп исимлиқ бири бар еди. У өзи ақкөңүл вә адил адәм болуп, уларниң мәслиһәтигә вә қилғиниға қошулмиған еди. Өзи Йәһудийә өлкисидики Ариматия дегән бир шәһәрдин болуп, Худаниң падишалиғини тәлмүрүп күтәтти.
51
52 У өзи Пилатусниң алдиға берип Әйсаниң җәситини беришни тәләп қилди;
53 Вә уни кресттин чүшүрүп канап билән кепәнләп, қорам таштин оюп ясалған, һеч ким қоюлмиған бир қәбиргә дәпнә қилди.
54 Бу «тәйярлиқ күни» болуп, шабат күни йеқинлишип қалған еди.
55 Вә униң билән Галилийәдин кәлгән аяллар [Йүсүпкә] әгишип, қәбирни вә униң җәсәтиниң қандақ қоюлғинини көрди.
56 Андин йенип берип әтирләр вә хуш пурақлиқ буюмларни тәйяр қилди вә [Тәвраттики] әмир бойичә шабат күни арам елишти.