< Луқа 22 >

1 Әнди петир нан һейти («өтүп кетиш һейти» дәпму атилиду) йеқинлишип қалған еди.
さて過越といふ除酵祭 近づけり。
2 Баш каһинлар вә Тәврат устазлири уни өлүмгә мәһкүм қилишқа амал издәп жүрәтти; чүнки улар хәлиқтин қорқатти.
祭司長・學者らイエスを殺さんとし、その手段いかにと求む、民を懼れたればなり。
3 Шу пәйттә он иккиләндин бири болған, Ишқарийот дәп аталған Йәһуданиң көңлигә Шәйтан кирди.
時にサタン、十二の一人なるイスカリオテと稱ふるユダに入る。
4 У берип баш каһинлар вә ибадәтхана пасибан бәглири билән Әйсани қандақ қилип уларға тутуп бериш үстидә мәслиһәтләшти.
ユダ乃ち祭司長・宮守頭どもに往きて、イエスを如何にして付さんと議りたれば、
5 Улар интайин хуш болуп, Йәһудаға пул беришкә келишти.
彼ら喜びて銀を與へんと約す。
6 Йәһуда мақул болуп, уни халайиқтин айрим қалғанда уларға тутуп беришкә мувапиқ пурсәт издәшкә киришти.
ユダ諾ひて、群衆の居らぬ時にイエスを付さんと好き機をうかがふ。
7 Әнди петир нан һейтиниң [биринчи] күни йетип кәлгән еди. Шу күни «өтүп кетиш һейти»ға атап қурбанлиқ [қоза] союлатти.
過越の羔羊を屠るべき除酵祭の日 來りたれば、
8 Шуниң билән Әйса Петрус билән Юһаннаға: — Берип бизгә өтүп кетиш һейтиниң [қозисини] биргә йегили тәйярлаңлар, — дәп уларни әвәтти.
イエス、ペテロとヨハネとを遣さんとして言ひたまふ『往きて我らの食せん爲に過越の備をなせ』
9 — Қәйәрдә тәйярлишимизни халайсән? — дәп сориди улар.
彼ら言ふ『何處に備ふることを望み給ふか』
10 У уларға мундақ деди: — Шәһәргә кирсәңлар, мана у йәрдә козида су көтиривалған бир әр киши силәргә учрайду. Униң кәйнидин меңип у киргән өйгә кириңлар.
イエス言ひたまふ『視よ、都に入らば、水をいれたる瓶を持つ人なんぢらに遇ふべし、之に從ひゆき、その入る所の家にいりて、
11 Вә өй егисигә: «Устаз: — Мухлислирим билән өтүп кетиш һейтиниң тамиғини йәйдиған меһманхана өй қәйәрдә? — дәп сораватиду» дәңлар.
家の主人に「師なんぢに言ふ、われ弟子らと共に過越の食をなすべき座敷は何處なるか」と言へ。
12 У силәрни башлап үстүнки қәвәттики рәтләнгән сәрәмҗанлаштурулған чоң бир еғиз өйни көрситиду. Мана шу йәрдә тәйярлиқ қилип туруңлар.
さらば調へたる大なる二階 座敷を見すべし。其處に備へよ』
13 Шуниң билән иккиси беривиди, һәммә ишлар униң ейтқинидәк болуп чиқти. Улар шу йәрдә өтүп кетиш һейтиниң тамиғини тәйярлашти.
かれら出で往きて、イエスの言ひ給ひし如くなるを見て、過越の設備をなせり。
14 Әнди вақти-саити кәлгәндә, Әйса дәстиханда олтарди; он икки расул униң билән биллә олтиришти.
時いたりてイエス席に著きたまひ、使徒たちも共に著く。
15 Андин у уларға: — Мән азап чекиштин илгири, силәр билән өтүп кетиш һейтиниң бу тамиғиға һәмдәстиханда болушқа толиму интизар болуп кәлгән едим.
かくて彼らに言ひ給ふ『われ苦難の前に、なんぢらと共にこの過越の食をなすことを望みに望みたり。
16 Чүнки силәргә ейтайки, бу һейт зияпитиниң [әһмийити] Худаниң падишалиғида әмәлгә ашурулмиғичә, мән буниңдин қайта йемәймән, — деди.
われ汝らに告ぐ、神の國にて過越の成就するまでは、我 復これを食せざるべし』
17 Андин у бир җамни қолиға елип, тәшәккүр ейтти вә мухлислириға: — Буни елип араңларда тәқсим қилип [ичиңлар].
かくて酒杯を受け、かつ謝して言ひ給ふ『これを取りて互に分ち飮め。
18 Чүнки шуни ейтайки, мундин кейин Худаниң падишалиғи кәлмигичә, һәргиз үзүм шәрбитидин қәтъий ичмәймән, — деди.
われ汝らに告ぐ、神の國の來るまでは、われ今よりのち葡萄の果より成るものを飮まじ』
19 Андин у бир тал нанни қолиға елип, Худаға тәшәккүр ейтти вә уни уштуп, уларға үләштүрүп берип: — Бу мениң силәр үчүн пида болидиған тенимдур. Мени әсләп туруш үчүн буниңдин йәңлар, — деди.
またパンを取り謝してさき、弟子たちに與へて言ひ給ふ『これは汝らの爲に與ふる我が體なり。我が記念として之を行へ』
20 У шуниңдәк тамақтин кейинки җамни қолиға елип мундақ деди: — Бу җамдики шарап мениң силәр үчүн төкүлидиған қенимда болған йеңи әһдидур.
夕餐ののち酒杯をも然して言ひ給ふ『この酒杯は、汝らの爲に流す我が血によりて立つる新しき契約なり。
21 Лекин мана, мени тутуп бәргүчиниң қоли мениң билән бир дәстихандидур.
されど視よ、我を賣る者の手、われと共に食卓の上にあり、
22 Вә Инсаноғли дәрвәқә өзи тоғрисида бекитилгәндәк [аләмдин] кетиду; бирақ Инсаноғлиниң тутуп берилишигә васитичи болған адәмниң һалиға вай!
實に人の子は定められたる如く逝くなり。されど之を賣る者は禍害なるかな』
23 Андин мухлислар бир-биридин: — Аримизда зади ким мошундақ ишни қилиши мүмкин? — дәп муназиригә чүшүп кетишти.
弟子たち己らの中にて此の事をなす者は、誰ならんと互に問ひ始む。
24 Әнди уларниң арисида қайсимиз әң улуқ санилишимиз керәк дегән талаш-тартиш пәйда болди.
また彼らの間に、己らの中たれか大ならんとの爭論おこりたれば、
25 У уларға мундақ деди: — Әлләрдики падишалар қол астидики хәлиқ үстидин буйруқвазлиқ қилип идарә қилиду, уларниң үстидики һоқуқдарлири «хәлиқпәрвәр» дәп атилиду.
イエス言ひたまふ『異邦人の王はその民を宰どり、また民を支配する者は恩人と稱へらる。
26 Бирақ силәр шундақ болмаңлар; бәлки араңлардики әң мәртивилиги өзини әң кичигидәк һесаплисун вә йетәкчи болғанлар [һәммәйләнгә] хизмәткардәк болсун.
されど汝らは然あらざれ、汝 等のうち大なる者は若き者のごとく、頭たる者は事ふる者の如くなれ。
27 Ким мәртивилик, дәстиханда олтарғанму яки дәстихандики күткүчиму? Дәстиханда олтарғини әмәсму? Бирақ мән болсам араңларда хизмитиңларда болғучи күткүчидәктурмән.
食事の席に著く者と事ふる者とは、何れか大なる。食事の席に著く者ならずや、されど我は汝らの中にて事ふる者のごとし。
28 Силәр болсаңлар, бешимға синақлар кәлгәндә баштин-ахир мән билән биллә һәмраһ болғансиләр.
汝らは我が嘗試のうちに絶えず我とともに居りし者なれば、
29 Вә худди Атам маңа падишалиқ һоқуқи бекиткәндәк, мән силәргиму шундақ бекитимән.
わが父の我に任じ給へるごとく、我も亦なんぢらに國を任ず。
30 Шуниң билән силәр мениң падишалиғимда мән билән бир дәстиханда йәп-ичисиләр вә тәхтләрдә олтирип, Исраилниң он икки қәбилиси үстидин һөкүм чиқирисиләр.
これ汝らの我が國にて我が食卓に飮食し、かつ座位に坐してイスラエルの十二の族を審かん爲なり。
31 Рәб йәнә [Петрусқа]: — «Әй Симон, Симон! Мана, Шәйтан һәммиңларни худди буғдай тасқиғандәк тасқап синашни тилигән.
シモン、シモン、視よ、サタン汝らを麥のごとく篩はんとて請ひ得たり。
32 Лекин етиқатиң йоқимисун дәп саңа дуа қилдим. Әнди сән товва қилип түз йолға қайтқандин кейин, қериндашлириңни мустәһкәмлигин» — деди.
されど我なんぢの爲に、その信仰の失せぬやうに祈りたり、なんぢ立ち歸りてのち兄弟たちを堅うせよ』
33 — И Рәб, — деди Петрус, — Мән сән билән биллә зинданға ташлинип, биллә өлүмгә беришқа тәйярмән!
シモン言ふ『主よ、我は汝とともに獄にまでも、死にまでも往かんと覺悟せり』
34 У униңға: — И Петрус, саңа ейтайки, бүгүн ғораз чиллиғичә, сән «Уни тонумаймән» дәп мәндин үч қетим танисән, деди.
イエス言ひ給ふ『ペテロよ、我なんぢに告ぐ、今日なんぢ三度われを知らずと否むまでは、鷄 鳴かざるべし』
35 Андин, у улардин: — Силәрни һәмянсиз, хурҗунсиз вә кәшсиз [сәпәргә] әвәткинимдә силәрниң бирәр нәрсәңлар кам болуп қалғанму? — дәп сориди. Улар: — Яқ, деди.
かくて弟子たちに言ひ給ふ『財布・嚢・鞋をも持たせずして汝らを遣ししとき、缺けたる所ありしや』彼ら言ふ『無かりき』
36 Шуниң билән у уларға: — Лекин һазир һәр кимниң һәмяни болса, уни алсун; шундақ һәм хурҗуни болса, уни алсун вә бир кимниң қиличи болмиса, чапинини сетип бирдин қилич алсун.
イエス言ひ給ふ『されど今は財布ある者は之を取れ、嚢ある者も然すべし。また劍なき者は衣を賣りて劍を買へ。
37 Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, [муқәддәс язмиларда]: «У җинайәтчиләр қатарида санилиду» дәп пүтүлгән сөз мәндә чоқум әмәлгә ашурулиду. Чүнки мениң тоғрамдики барлиқ ишлар толуқ әмәлгә ашмай қалмайду — деди.
われ汝らに告ぐ「かれは愆人と共に數へられたり」と録されたるは、我が身に成し遂げらるべし。凡そ我に係る事は成し遂げらるればなり』
38 — И Рәб, қариғин, бу йәрдә икки қилич бар екән, деди улар. — Болди, йетиду! — деди у уларға.
弟子たち言ふ『主、見たまへ、茲に劍 二振あり』イエス言ひたまふ『足れり』
39 Андин у чиқип, адити бойичә Зәйтун теғиға йол алди; униң мухлислири униңға әгишип барди.
遂に出でて、常のごとくオリブ山に往き給へば、弟子たちも從ふ。
40 У йәргә йетип барғанда у уларға: — Аздурулмаслиғиңлар үчүн дуа қилиңлар, — деди.
其處に至りて彼らに言ひたまふ『誘惑に入らぬやうに祈れ』
41 Андин, улардин бир таш етимичә нерирақ берип, тизлинип туруп:
かくて自らは石の投げらるる程かれらより隔り、跪づきて祈り言ひたまふ、
42 — И Ата, халисаң, бу қәдәһни мәндин елип кәткәйсән. Лекин мениң әмәс, бәлки Сениң ирадәң ада қилинсун — дәп дуа қилди;
『父よ、御旨ならば、此の酒杯を我より取り去りたまへ、されど我が意にあらずして御意の成らんことを願ふ』
43 вә асмандин бир пәриштә униңға көрүнүп уни қувәтләндүрди.
時に天より御使あらはれて、イエスに力を添ふ。
44 У қаттиқ азапта толғинип техиму ихласлиқ билән дуа қиливәрди. Буниң билән униң тәрлири йәргә төкүлгән қан тамчилиридәк чүшүшкә башлиди.
イエス悲しみ迫り、いよいよ切に祈り給へば、汗は地上に落つる血の雫の如し。
45 Андин дуасини түгитип, орнидин туруп, мухлислириниң йениға кәлди. Уларниң ғәмгә чөкүп һалсизлинип үгдәп қалғанлиғини көрүвиди, уларға:
祈を了へ、起ちて弟子たちの許にきたり、その憂によりて眠れるを見て言ひたまふ、
46 — Ухлап қалғиниңлар немиси? Аздурулуштин сақлиниш үчүн қопуп дуа қилиңлар, — деди.
『なんぞ眠るか、起て、誘惑に入らぬやうに祈れ』
47 Униң сөзи техи аяқлашмастинла, бир топ адәмләр пәйда болди. Уларни башлап кәлгүчи он иккәйләндин бири болған Йәһуда дегән киши еди; у Әйсаға [салам берип] сөйгили қешиға барди.
なほ語りゐ給ふとき、視よ、群衆あらはれ、十二の一人なるユダ先だち來り、イエスに接吻せんとて近寄りたれば、
48 Әйса униңға: — Әй Йәһуда, бир сөйүш билән Инсаноғлини тутуп берәрсәнму? — деди.
イエス言ひ給ふ『ユダ、なんぢは接吻をもて人の子を賣るか』
49 Вә Әйсаниң әтрапидикиләр немә иш йүз беридиғанлиғини билип йетип: — И Рәб, қилич билән урайлиму? — деди.
御側に居る者ども事の及ばんとするを見て言ふ『主よ、われら劍をもて撃つべきか』
50 Вә улардин бири [қиличини көтирип], баш каһинниң чакириға уруп, оң қулиқини шиливәтти.
その中の一人、大 祭司の僕を撃ちて、右の耳を切り落せり。
51 Бирақ Әйса буниңға җававән: — Болди, тохта! — деди; у қолини узитип қулиқиға тәккүзүп, уни сақайтти.
イエス答へて言ひたまふ『之にてゆるせ』而して僕の耳に手をつけて醫し給ふ。
52 Әйса өзини тутқили кәлгән баш каһинлар, пасибан бәглири вә ақсақалларға қарап: — Бир қарақчини тутидиғандәк қилич-тоқмақларни көтирип кәпсиләрғу?
かくて己に向ひて來れる祭司長・宮守頭・長老らに言ひ給ふ『なんぢら強盜に向ふごとく、劍と棒とを持ちて出できたるか。
53 Муқәддәс ибадәтханида һәр күни силәр билән биллә едим, силәр қол салмидиңлар. Һазир бу силәргә тәвә болған вақит-сааттур вә қараңғулуқниң һөкүм сүрүшидур — деди.
我は日々なんぢらと共に宮に居りしに、我が上に手を伸べざりき。されど今は汝らの時、また暗黒の權威なり』
54 Улар Әйсани тутувелип, баш каһинниң өйигә елип келишти. Петрус жирақтин әгишип маңди.
遂に人々イエスを捕へて、大 祭司の家に曳きゆく。ペテロ遠く離れて從ふ。
55 Әнди улар һойлиниң оттурисида от йеқип чөрисидә [иссинип] олтарғанда, Петрус уларниң арисиға кирип олтарди.
人々、中庭のうちに火を焚きて、諸共に坐したれば、ペテロもその中に坐す。
56 Андин отниң нурида униң олтарғинини көргән бир дедәк униңға тикилип қарап туруп: — Бу адәмму Әйса билән биллә еди, — деди.
或 婢女ペテロの火の光を受けて坐し居るを見、これに目を注ぎて言ふ『この人も彼と偕にゐたり』
57 Лекин у тенип: — Әй хотун, уни тонумаймән! — деди.
ペテロ肯はずして言ふ『をんなよ、我は彼を知らず』
58 Андин узун өтмәй, йәнә бирәйлән уни көрүп: — Сәнму улардин екәнсән, — деди. Лекин Петрус: — Әй бурадәр, ундақ әмәсмән! — деди.
暫くして他の者ペテロを見て言ふ『なんぢも彼の黨與なり』ペテロ言ふ『人よ、然らず』
59 Андин бир саатчә өткәндә башқа бирәйлән: — Дәрһәқиқәт, бу һәм униң билән биллә еди; чүнки уму Галилийәликтур, — дәп чиң турувалди.
一 時ばかりして又ほかの男、言張りて言ふ『まさしく此の人も彼とともに在りき、是ガリラヤ人なり』
60 Лекин Петрус: — Һәй бурадәр, немә дәватқиниңни билмәймән! — деди. Вә униң сөзи аяқлашмастинла, ғораз чиллиди.
ペテロ言ふ『人よ、我なんぢの言ふことを知らず』なほ言ひ終へぬに、やがて鷄 鳴きぬ。
61 Әнди Рәб кәйнигә бурулуп, Петрусқа тикилип қарап қойди. Шуниң билән Петрус Рәбниң сөзини, йәни: «Бүгүн ғораз чиллаштин илгири сән мәндин үч қетим танисән» дегәнлигини ядиға кәлтүрди.
主、振反りてペテロに目をとめ給ふ。ここにペテロ、主の『今日にはとり鳴く前に、なんぢ三度われを否まん』と言ひ給ひし御言を憶ひいだし、
62 Вә у ташқириға чиқип қаттиқ жиғлап кәтти.
外に出でて甚く泣けり。
63 Әнди Әйсани тутуп туруватқанлар уни мәсқирә қилишқа вә савап-думбилашқа башлиди;
守る者どもイエスを嘲弄し、之を打ち、
64 униң көзлирини теңип униңдин: — Сени урған кимду? Қени, бешарәт бәргин! — дәп сорашти
その目を蔽ひ問ひて言ふ『預言せよ、汝を撃ちし者は誰なるか』
65 вә униңға буниңдин башқа йәнә нурғун һақарәтләрни яғдурди.
この他なほ多くのことを言ひて譏れり。
66 Таң атқанда, хәлиқ ақсақаллири, йәни баш каһинлар вә Тәврат устазлири жиғилишти. Улар уни өз кеңәшмисигә елип берип
夜明になりて、民の長老・祭司長・學者ら相 集り、イエスをその議會に曳き出して言ふ、
67 униңдин: — Ейтә, сән Мәсиһму? — дәп сорашти. У уларға җававән: — Силәргә ейтсамму, қәтъий ишәнмәйсиләр.
『なんぢ若しキリストならば、我らに言へ』イエス言ひ給ふ『われ言ふとも汝ら信ぜじ、
68 Силәрдин бирәр соал сорисам, һеч җавап бәрмәйсиләр.
又われ問ふとも汝ら答へじ。
69 Лекин бу вақиттин башлап Инсаноғли Һәммигә Қадирниң оң йенида олтириду, — деди.
されど人の子は今よりのち神の能力の右に坐せん』
70 — Ундақта, сән Худаниң Оғли екәнсән-дә? — дейишти улар. У: — Дегиниңлардәк мән шудурмән! — дәп җавап бәрди.
皆いふ『されば汝は神の子なるか』答へ給ふ『なんぢらの言ふごとく我はそれなり』
71 Шуниң билән улар: — Әнди башқа гувачилиқниң бизгә немә һаҗити? Чүнки өзимиз униң өз ағзидин чиққинини аңлидуқ! — дейишти.
彼ら言ふ『何ぞなほ他に證據を求めんや。我ら自らその口より聞けり』

< Луқа 22 >