< Луқа 21 >
1 У бешини көтирип қаривиди, байларниң өз сәдиқилирини [ибадәтханидики] сәдиқә сандуғиға ташлиғинини көрди.
2 У йәнә сандуққа икки тийинни ташлаватқан бир намрат тул аялниму көрди.
3 Шуниң билән у: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу намрат тул аялниң ташлиғини һәммәйләнниңкидин көптур.
4 Чүнки уларниң һәммиси өзлириниң ашқанлиридин сәдиқә қилип, Худаға атиған садиғиләргә қошуп ташлиди; лекин бу аял намратлиғиға қаримай, өзиниң тирикчилик қилидиғининиң һәммисини сәдиқә қилип ташлиди.
5 Вә бәзиләр ибадәтханиниң нәпис ташлар вә Худаға сунулған һәдийәләр билән қандақ безәлгәнлиги тоғрисида сөзлишивататти. У:
6 — Силәр көрүватқан бу барлиқ нәрсиләргә нисбәтән, шу күнләр келидуки, һәтта бир тал ташму таш үстидә қалдурулмай, һәммиси гумран қилиниду, — деди.
7 Улар униңдин: — Устаз, бу дегәнлириң қачан йүз бериду? Бу ишларниң йүз беридиғанлиғини аян қилидиған қандақ аламәт болиду? — дәп сориди.
8 У мундақ деди: — Аздурулуп кетиштин һези болуңлар. Чүнки тола кишиләр мениң намимни сетип: «Мана өзүм шудурмән!» вә «Әшу вақит йеқинлашти!» дәйду. Шуңа уларниң кәйнигә кирмәңлар.
9 Силәр уруш вә топилаңларниң хәвирини аңлиған вақтиңлардиму вәһимигә чүшмәңлар; чүнки бу ишларниң авал йүз бериши муқәррәр. Лекин булар, заман ахири йетип кәлди, дегәнлик әмәс.
10 Андин у йәнә мундақ деди: — Бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду.
11 Җай-җайларда шиддәтлик йәр тәврәшләр, ачарчилиқлар вә вабалар болиду, [йәр йүзидә] вәһшәтләр вә асманда һәйвәтлик аламәтләр көрүниду.
12 Бирақ бу һәр бир вақиәләр йүз бериштин илгири, кишиләр силәргә қол селип тутқун қилиду вә силәргә зиянкәшлик қилип, силәрни синагогларниң сорақлириға тапшуриду, зинданларға ташлайду; улар мениң намим түпәйлидин силәрни падиша вә һөкүмдарларниң алдиға елип бариду,
13 вә буниң билән [уларниң алдида] гувалиқ бериш пурситиңлар чиқиду.
14 Униң үчүн әрзгә қандақ җавап бериш тоғрисида алдин-ала һеч ойланмаслиққа қәлбиңларда қәтъий нийәт қилиңлар.
15 Чүнки мән силәргә барлиқ дүшмәнлириңлар рәддийә вә рәт қилалмиғидәк пасаһәтлик тил вә данишмәнлик ата қилимән.
16 Һәтта ата-ана, ака-ука, уруқ-туққан вә яр-бурадәрлириңларму силәргә хаинлиқ қилип тутуп бериду вә улар араңлардики бәзилириңларни өлтүриду.
17 Силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр.
18 Һалбуки, бешиңлардики бир тал чачму һалак болмайду!
19 Сәвир-чидамлиқ болғиниңларда, җениңларға егә болалайсиләр.
20 — Лекин Йерусалимниң [дүшмән] қошунлири тәрипидин қоршивелинғанлиғини көргиниңларда, униң вәйран болуш вақти йеқинлишип қапту, дәп билиңлар.
21 У чағда Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун, шәһәр ичидә туруватқанлар униңдин чиқип кәтсун, йезиларда туруватқанлар шәһәргә кирмисун.
22 Чүнки шу чағ «интиқам җазасини тартидиған күнләр»дур; шуниң билән [муқәддәс язмиларда] барлиқ пүтүлгәнләр әмәлгә ашурулиду.
23 Әнди шу күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитидиғанларниң һалиға вай! Чүнки бу зиминда еғир қисчилиқ болиду вә [әрштики] ғәзәп бу хәлиқниң бешиға чүшиду;
24 Улар қиличниң бисида жиқитилиду вә тутқун қилинип, барлиқ әлләргә елип кетилиду; «ят әлләрниң вақти» тошқичә, Йерусалим ят әлләрниң аяқ астида қалиду.
25 — Қуяш, ай, юлтузлардиму аламәтләр болиду; йәр йүзидики әлләр арисида деңиз-океанларниң гүлдүрлишидин вә долқунларниң давалғушлиридин паракәндичилик болиду.
26 Адәмләр қорқуп, йәр йүзигә келидиған апәтләрни вәһимә ичидә күтүп әс-һошини йоқитиду; чүнки асмандики күчләр ләрзигә келиду.
27 Андин кишиләр Инсаноғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп билән бир булут ичидә келиватқанлиғини көриду.
28 Лекин бу аламәтләр көрүнүшкә башлиғанда, қәддиңларни руслап бешиңларни көтириңлар, чүнки бу силәрни азат қилиштики ниҗат йеқинлашти, дегәнликтур.
29 У уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди: — Әнҗир дәриғи вә башқа барлиқ дәрәқләргә қараңлар.
30 Уларниң йеңидин бихланғанда уларға қарап, өзүңлар язниң йетип келишигә аз қалғанлиғини билисиләр.
31 Шуниңдәк, бая дейилгән аламәтләрниң йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, Худаниң падишалиғиниң йеқин қалғалнлиғини билиңлар.
32 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду.
33 Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду.
34 — Лекин өзүңларға агаһ болуңларки, көңүллириңлар әйш-ишрәт, мәйхорлуқ вә тирикчиликниң ғәм-әндишилири билән бихудлашмисун, шу күни үстүңларға туюқсиз чүшмисун.
35 Чүнки у гоя қапқантәк барлиқ йәр йүзидә һәр бир туруватқанларниң бешиға чүшиду.
36 Шуңа һәр қандақ вақитларда һошияр болуңлар, йүз бериш алдида туруватқан бу ишлардин өзүңларни қачуруп Инсаноғли алдида һазир болуп турушқа лайиқ һесаплиниш үчүн һәрдайим дуа қилиңлар, — деди.
37 Әнди у күндүзлири ибадәтханида тәлим берәтти, ахшамлири шәһәрдин чиқип, кечини Зәйтун теғи дәп аталған тағда өткүзәтти.
38 Вә барлиқ хәлиқ униң тәлимини аңлиғили таң сәһәрдә ибадәтханиға кирип, униң йениға келәтти.