< Луқа 20 >
1 Вә шу күнләрдин бир күни у ибадәтханиниң һойлилирида хәлиққә тәлим берип хуш хәвәрни елан қиливатқанда, баш каһинлар вә Тәврат устазлири билән ақсақаллар униң алдиға келип униңдин:
2 — Бизгә ейтқин: Сән қиливатқан бу ишларни қайси һоқуққа асасән қиливатисән? Саңа бу һоқуқни ким бәргән? — дәп сориди.
3 У уларға җавап берип: — Мәнму силәрдин бир ишни сорай; силәр маңа ейтип бериңларчу,
4 — Йәһя жүргүзгән чөмүлдүрүш әрштинму, яки инсанлардинму? — дәп сориди.
5 Улар өз ара мулаһизә қилишип: — Әгәр «Әрштин кәлгән» десәк, у бизгә: «Ундақта, силәр немә үчүн [Йәһяға] ишәнмидиңлар?» дәйду.
6 Әгәр: «Инсанлардин кәлгән» десәк, бу барлиқ халайиқ бизни чалма-кесәк қилип өлтүриду. Чүнки улар Йәһяниң пәйғәмбәр екәнлигигә ишәндүрүлгән, — дейишти.
7 Вә улар: — [Униң] [һоқуқиниң] қәйәрдин кәлгәнлигини билмәймиз, — дәп җавап беришти.
8 Әйса уларға: — Ундақта, мәнму бу ишларни қайси һоқуққа асасән қиливатқанлиғимни ейтмаймән, — деди.
9 У халайиққа муну тәмсилни сөзләшкә башлиди: — «Бир киши бир үзүмзарлиқ бәрпа қилип, уни бағвәнләргә иҗаригә берип, өзи яқа жутқа берип у йәрдә узун вақит турупту.
10 Үзүмләрни жиғидиған мәзгил кәлгәндә бағвәнләрниң үзүмзарлиқтики мевидин униңға беришкә қуллиридин бирини улариниң йениға әвәтипту. Лекин бағвәнләр уни уруп-думбалап қуруқ қол яндуруветипту.
11 У йәнә башқа бир қулни әвәтипту. Лекин улар униму думбалап, харлап, йәнә қуруқ қол қайтуруветипту.
12 У йәнә үчинчисини әвәтипту; улар униму уруп яриландуруп, талаға һайдап чиқириветипту.
13 [Ахирда] үзүмзарлиқниң ғоҗайини: «Қандақ қилсам болар? Сөйүмлүк оғлумни әвәтәй; улар уни көрсә, һеч болмиғанда униң һөрмитини қилар?» дәпту.
14 Бирақ бағвәнләр униң оғлини көрүп бир-бири билән мәслиһәтлишип: «Бу болса мирасхор; келиңлар, уни җайливетәйли, андин мирас бизниңки болиду» дейишипту.
15 Шуниң билән улар уни үзүмзарлиқниң сиртиға ачиқип өлтүрүветипту. Әнди бундақ әһвалда үзүмзарлиқниң ғоҗайини уларни қандақ қилиду?
16 У келип у бағвәнләрни йоқитип үзүмзарлиқни башқиларға тапшуриду». Халайиқ буни аңлап: — Бундақ ишлар һәргиз болмисун! — дейишти.
17 Лекин у уларға көзлирини тикип мундақ деди: — Ундақ болса, муқәддәс язмиларда «Тамчилар ташливәткән таш болса, Буҗәк теши болуп тикләнди» дәп йезилған сөз зади немини көрситиду?
18 Бу «таш»қа жиқилған киши парә-парә болуп кетиду; лекин бу таш һәр кимниң үстигә чүшсә, уни кукум-талқан қиливетиду.
19 Баш каһинлар вә Тәврат устазлири униң бу тәмсили өзлиригә қаритип ейтқанлиғини билип шу һаман униңға қол селиш йолини издиди; лекин улар халайиқтин қорқушти.
20 Шуңа улар униң кәйнидин марап, уни [Рим] валийисиниң һөкүмранлиғида сораққа тартишқа тапшуруш үчүн бир нәччә адәмләрни сетивелип, соқунуп киришкә әвәтти. Улар сәмимий қияпәткә киривелип, униң сөзидин йочуқ издәп жүрәтти.
21 Улар униңға мундақ соал қойди: — Әй устаз, силини дурус сөз қилидиған вә дурус тәлим беридиған, һеч қандақ адәмниң йүз-хатирисини [қәтъий] қилмайдиған, бәлки Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватқан адәм дәп билимиз.
22 [Рим императори] Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?».
23 Амма у уларниң һейлисини көрүп йетип уларға: — Немишкә мени синимақчисиләр?
24 Маңа бир күмүч динар көрситиңлар. Буниң үстидики сүрәт вә нам-исим кимниң? — деди. Улар униңға: Қәйсәрниңки, — деди.
25 Вә у уларға: — Ундақ болса, Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар, — деди.
26 Улар халайиқниң алдида униң сөзлиридин уни тутувалғидәк һеч қандақ йочуқ тапалмиди. Улар униң бу җававиға һәйрануһәс болуп, зувани тутулди.
27 Вә «өлгәнләр тирилмәйду» дәп инкар қилидиған Садуқийларниң бәзилири униң алдиға келип соал қоюп мундақ деди:
28 — Устаз, Муса [пәйғәмбәр Тәвратта] бизгә: «Аяли бар, амма пәрзәнт көрмигән киши өлүп кәтсә, өлгүчиниң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши керәк» — дәп язған.
29 Әнди йәттә ака-ука бар еди. Чоңи өйләнгәндин кейин пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти.
30 Иккинчи қериндиши аялини әмригә елип, пәрзәнт көрмәй аләмдин өтти.
31 Андин үчинчиси уни алди; шундақ қилип, йәттиси уни әмригә елип пәрзәнт көрмәй өлди.
32 Һәммисидин кейин аялму өлди.
33 Әнди тирилиш күнидә бу аял уларниң қайсисиниңки болар? Чүнки йәттиси уни хотунлуққа алған-дә?!
34 Әйса уларға мундақ җавап бәрди: — Бу аләмниң пәрзәнтлири өйлиниду, ятлиқ болиду. (aiōn )
35 Лекин у аләмдин несивә болушқа, шундақла өлүкләрдин тирилишкә лайиқ саналғанлар өйләнмәйду, ятлиқ болмайду. (aiōn )
36 Чүнки улар йәнә өлмәйду, пәриштиләргә охшаш болиду; «өлүмдин тирилиштин туғулған пәрзәнтләр» болғачқа, улар Худаниң оғуллиридур.
37 Әнди өлгәнләрниң тирилдүрүлүшини һәтта Муса [пәйғәмбәр] өзиму аян қилған; чүнки [Тәвраттики] «тикәнлик» дегән вақиәниң хатирисидә у Пәрвәрдигарни: «Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худаси» дәп баян қилған.
38 У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур; чүнки униңға нисбәтән һәммәйлән тириктур!
39 Шуниң билән Тәврат устазлиридин бир қанчиси баһа берип: — Устаз, яхши ейттиң, — деди.
40 Чүнки улардин һеч ким йәнә униңдин соал сорашқа җүръәт қилалмиди.
41 Әнди у уларға соал қойди: — Кишиләр Мәсиһни қандақсигә Давутниң оғли дәйду?
42 Чүнки Давут өзи Зәбурда: Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, Мениң оң йенимда олтарғин!» — дегәнғу?
43
44 Амма Давут уни «Рәббим» дәп чақирған йәрдә, ундақта у қандақму униң оғли болиду?
45 Вә барлиқ халайиқ қулақ селип аңлаватқанда, у мухлислириға мундақ деди: —
46 — Тәврат устазлиридин һошияр болуңлар. Улар узун тонларни кийивалған һалда ғадийип жүрүшкә, базарларда кишиләрниң уларға болған саламлириға, синагогларда алдинқи орунларда, зияпәтләрдиму төрдә олтиришқа амрақ келиду.
47 Улар тул аялларниң барлиқ өй-бесатлирини йәвалиду вә көз-көз қилип ялғандин узундин-узун дуалар қилиду. Уларниң тартидиған җазаси техиму еғир болиду!