< Луқа 2 >
1 Әнди шу күнләрдә, [Рим императори] Қәйсәр Авғустустин барлиқ хәлиқтин баҗ елиш үчүн уларниң ройхети тизимлансун дәп пәрман чүшти.
2 Тунҗи қетимлиқ бу нопус тизимлаш Кириниюс Сурийә өлкисини идарә қилип турған вақтида елип берилған еди.
3 Шуниң билән һәммә адәм нопусқа тизимлиниш үчүн өз жутлириға қайтиш керәк болди.
4 Йүсүпму Давут [падишаниң] җәмәтидин болғачқа, шундақла униң беваситә әвлади болғачқа, Галилийә өлкисидики Насарәт шәһиридин айрилип, Йәһудийә өлкисидики, Давутниң жути Бәйт-Ләһәм дегән шәһәргә кәтти.
5 Нопусқа тизимлиниш үчүн лайиқи, болғуси аяли Мәрйәмму биллә барди. Мәрйәм һамилдар болуп, қосиғи хеләла йоғинап қалған еди.
6 Вә шундақ болдики, улар Бәйт-Ләһәмдә турған вақтида Мәрйәмниң туғутиниң ай-күни тошуп қалди.
7 Бирақ сарайда уларға орун болмиғачқа, Мәрйәм шу йәрдә тунҗа оғлини туққанда уни закилап, еғилдики оқурға ятқузди.
8 Шу йәрниң әтрапидики бәзи падичилар далада туратти; улар кечичә түнәп, падисиға қарайтти.
9 Вә мана, Пәрвәрдигарниң бир пәриштиси уларниң алдида туратти; Пәрвәрдигарниң парлақ шәриви уларниң әтрапини йорутувәтти. Улар интайин бәк қорқуп кәтти.
10 Бирақ пәриштә уларға: — Қорқмаңлар! Чүнки мана, пүтүн хәлиққә хошаллиқ болидиған бир хуш хәвәрни силәргә елан қилимән.
11 Чүнки бүгүн Давутниң шәһиридә силәр үчүн бир Қутқузғучи туғулди. У — Рәб Мәсиһдур!
12 [Уни] тепишиңлар [үчүн] шу аламәт болидуки, бовақни закиланған һалда бир оқурда ятқан петидә таписиләр, — деди.
13 Бирдинла, пәриштиниң әтрапида зор бир топ самави қошундикиләр пәйда болуп, Худани мәдһийиләп:
14 «Әршиәлада Худаға шан-шәрәпләр болғай! Йәр йүзидә болса у сөйүнидиған бәндилиригә арам-хатирҗәмлик болсун!» дейишти.
15 Пәриштиләр улардин айрилип асманға чиқип кетивиди, падичилар бир-биригә: — Бәйт-Ләһәмгә йол елип, Пәрвәрдигар бизгә уқтурған, әмәлгә ашурған бу ишни көрүп келәйли, — дейишти.
16 Шуниң билән улар алдирап шәһәргә берип, Мәрйәм билән Йүсүпни вә оқурда ятқан бовақни издәп тапти.
17 Падичилар [бовақни] көргәндин кейин, өзлиригә униң һәққидә ейтилған сөзләрни кәң тарқитивәтти.
18 Буни аңлиғанларниң һәммиси падичиларниң дегәнлиригә интайин һәйран қелишти.
19 Мәрйәм болса бу ишларниң һәммисини көңлигә пүкүп, чоңқур ойлинип жүрәтти.
20 Падичилар көргән вә аңлиғанлириниң һәммиси үчүн Худани улуқлап, мәдһийә оқушқан пети қайтишти; барлиқ ишлар дәл уларға хәвәрләндүрүлгәндәк болуп чиққан еди.
21 Бовақни хәтнә қилиш вақти, йәни сәккизинчи күни тошқанда, униңға Әйса дәп исим қоюлди. Пәриштә бу исимни у техи анисиниң балиятқусида апиридә болмайла қойған еди.
22 Әнди Муса [пәйғәмбәргә] чүшүрүлгән қанун бойичә Йүсүп билән Мәрйәмниң паклиниш вақти тошқанда улар балини Пәрвәрдигарға атап тапшуруш үчүн Йерусалимға елип барди
23 (Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида: «Барлиқ тунҗа оғул Пәрвәрдигарға муқәддәс мәнсуп атилиши керәк» дәп йезилғинидәк)
24 вә шундақла Пәрвәрдигарниң Тәврат қанунида дейилгини бойичә, бир җүп пахтәк яки икки кәптәр балисини қурбанлиққа сунуш керәк еди.
25 Вә мана шу чағларда, Йерусалимда Симеон исимлиқ бир киши туратти. У һәм һәққаний вә ихласмән адәм болуп, «Исраилға Тәсәлли Бәргүчи»ни интизарлиқ билән күткән еди. Муқәддәс Роһ униң вуҗудиға яр еди.
26 У Муқәддәс Роһтин кәлгән вәһийдин өзиниң Пәрвәрдигарниң Мәсиһини көрмигичә өлүм көрмәйдиғанлиғини билгән еди.
27 У Муқәддәс Роһниң башлиши билән ибадәтханиниң [һойлилириға] кирди; ата-аниси Тәвратта бекитилгән адәтни беҗириш үчүн бовақ Әйсани көтирип киргәндә,
28 Симеон бовақни қучиғиға елип, Худаға тәшәккүр-мәдһийә оқуп мундақ деди: —
29 «Әнди, и Егәм, һазир сөзүң бойичә қулуңниң бу аләмдин хатирҗәмлик билән кетишигә йол қойғайсән;
30 Чүнки өз көзүм Сениң ниҗатиңни көрди,
31 Уни барлиқ хәлиқләр алдида һазирлиғансән;
32 У әлләргә вәһий болидиған нур, Вә хәлқиң Исраилниң шан-шәривидур!»
33 Балиниң ата-аниси бала һәққидә ейтилғанлириға интайин һәйран қелишти.
34 Симеон уларға бәхит тиләп, аписи Мәрйәмгә мундақ деди: — Мана! Бу бала Исраилдики нурғун кишиләрниң жиқилиши вә нурғун кишиләрниң көтирилиши үчүн тайинланди, шундақла кишиләр қарши чиқип һақарәтләйдиған, [Худаниң] бешарәтлик аламити болиду.
35 Шуниң билән нурғун кишиләрниң көңлидики ғәрәзлири ашкарилиниду — вә бир қиличму сениң көңлүңгә санҗилиду!
36 Шу йәрдә Ашир қәбилисидин болған Фануилниң қизи Анна исимлиқ хелә яшанған бир аял пәйғәмбәрму бар еди. У қиз вақтида әргә тәккәндин кейин униң билән йәттә жил биллә яшап,
37 андин сәксән төрт жил тул турған еди. У ибадәтхана һойлилиридин чиқмай, кечә-күндүз роза тутушлар вә дуалар билән Худаға ибадәт қилатти.
38 У дәл шу пәйттә йетип келип Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтти, һәмдә Йерусалимда ниҗат-һөрлүкни күтүватқан барлиқ халайиққа бала тоғрисида сөз қилди.
39 [Йүсүп] билән [Мәрйәм] Тәвратта бекитилгән барлиқ ишларни ада қилғандин кейин, Галилийәгә, өз шәһири Насарәткә қайтти.
40 Бала болса өсүп, дана-ақиланилик билән толуп, роһта күчләндүрүлди, Худаниң меһри-шәпқитиму униң үстидә еди.
41 Униң ата-аниси һәр жили «өтүп кетиш һейти»да Йерусалимға баратти.
42 Әйса он икки яшқа киргән жили, улар уни елип, һейтниң адити бойичә йәнә чиқип барди.
43 Һейт күнлирини өткүзгәндин кейин, улар өйигә қарап кетиватқанда, бала Әйса Йерусалимда қалди. Ата-анисиниң бу иштин хәвири йоқ еди,
44 бәлки уни сәпәрдаш-һәмраһлири билән биллә келиватиду, дәп ойлап, бир күн йол жүрди. Андин улар уни уруқ-туққанлари вә дост-бурадәрлири арисидин издәшкә башлиди;
45 издәп тапалмай, улар кәйнигә йенип Йерусалимға берип йәнә издиди.
46 Вә шундақ болдики, үчинчи күни улар уни ибадәтхана һойлисида Тәврат устазлириниң арисида олтирип, уларниң тәлимлирини аңлаватқан һәм улардин соал сораватқанниң үстидә тапти.
47 Униң сөзлирини аңлиғанларниң һәммиси униң чүшәнчисигә вә бәргән җаваплириға интайин һәйран қелишти.
48 Ата-аниси уни көрүп наһайити һәйрануһәс болушти, униң аниси униңға: — Вай балам! Немишкә бизгә шундақ муамилә қилдиң? Атаң иккимиз паракәндә болуп сени издәп кәлдуқ! — деди.
49 У уларға: — Немишкә мени издидиңлар? Әҗәба, мениң Атамниң ишлирида болушум керәклигимни билмәмтиңлар? — деди.
50 Лекин улар униң уларға ейтқинини чүшәнмиди.
51 Андин у улар билән Насарәткә қайтти вә уларниң гепигә изчил бойсунатти. Лекин аниси бу ишларниң һәммисини көңлигә пүкүп қойди.
52 Шундақ қилип, Әйса ақиланилик-даналиқта вә қамәттә йетилип, Худа вә кишиләр алдида барғансери сөйүлмәктә еди.