< Луқа 19 >
1 У Йерихо шәһиригә кирип униңдин өтүп кетивататти.
2 Мана шу йәрдә Закай исимлиқ бир киши бар еди. У «баш баҗгир» болуп, интайин бай еди.
3 У Әйсаниң қандақ адәм екәнлигини көрүшкә пурсәт издәвататти, лекин бойи пакар болғачқа, хәлиқниң толилиғидин уни көрәлмәйтти.
4 Шуңа у алди тәрәпкә жүгүрүп берип, уни көрүш үчүн бир түп үҗмә дәриғигә ямишип чиқти; чүнки Әйса у йол билән өтәтти.
5 Вә Әйса у йәргә кәлгәндә жуқуриға қарап уни көрүп униңға: — Закай, чапсан чүшкин! Чүнки мән бүгүн сениң өйүңдә қонушум керәк, — деди.
6 У алдирап чүшүп, хошаллиқ билән уни [өйидә] меһман қилди.
7 Бу ишни көргән халайиқниң һәммиси: У гунакар кишиниңкидә қонғили кирип кәтти! — дәп ғотулдишип кәтти.
8 Лекин Закай орнидин туруп Рәбгә: — И Рәббим, мана, мүлкүмниң йеримини йоқсулларға беримән; әгәр бирәвни ялғандин шикайәт қилип униңдин бир немә үндүрүвалған болсам биригә төртни қайтуримән, — деди.
9 Буниң билән Әйса униңға [қарап]: — Бүгүн ниҗат бу өйгә кирди. Чүнки бу киши һәм Ибраһимниң оғлидур!
10 Чүнки Инсаноғли езип кәткәнләрни издәп қутқузғили кәлди, — деди.
11 Халайиқ бу сөзләрни тиңшаватқанда у йәнә сөз қилип бир тәмсилни қошуп ейтти. Чүнки у Йерусалимға йеқинлашқан еди вә улар: «Худаниң падишалиғи дәрһал намайән болидиғу!?» — дәп ойлашқан еди.
12 Шуңа у мундақ деди: Бир ақсүнәк падишалиқ тәхтигә еришип келиш үчүн жирақ бир жутқа қарап йолға чиқипту.
13 [Авал] у өзиниң он қулини чақирип, уларға он тиллани үләштүрүп берип: «Мән қайтип кәлгичә [буниң билән] оқәт қилиңлар» — дәпту.
14 Бирақ өз жут пухралири униңға өч болғачқа, кәйнидин әлчиләрни әвәтип: «Бу кишиниң үстимизгә падиша болушини халимаймиз!» дәпту.
15 Вә у падишалиқ мәнсивигә еришип қайтип кәлгәндә шундақ болдики, һәр бириниң тиҗарәт билән қанчә пайда тапқинини билмәкчи болуп, пулини тапшурған һелиқи қуллирини өз алдиға чақиртипту.
16 Вә авалқиси келип: «И ғоҗам, сили бәргән тилла он тилла пайда қилди» дәпту.
17 «Ярайсән, әй яхши қул! Сән кичиккинә ишта ишәшлик чиққанлиғиң үчүн он шәһәргә һаким болғин» — дәпту ғоҗайин униңға.
18 Иккинчиси келип: «И ғоҗам, сили бәргән тилла бәш тилла пайда қилди» дәпту.
19 Ғоҗайин униңға һәм: «Сән һәм бәш шәһәргә һаким болғин» дәпту.
20 Лекин йәнә бириси келип: «И ғоҗам, мана сили бәргән тилла! Буни яғлиққа чигип бир җайда қоюп сақлидим.
21 Чүнки сили қаттиқ адәм екәнла, сили аманәт қилмиғанлиридин пайда үндүрүп, өзлири теримиғанлиридин һосул жиғила. Шуниң үчүн силидин қорқтум» дәпту.
22 Амма [ғоҗайини] униңға: «Әй әски қул, саңа өз ағзиңдин чиққан сөзлириң бойичә һөкүм қилай. Сән мениң аманәт қилмай үндүрүвалидиған, теримай туруп жиғивалидиған қаттиқ адәм екәнлигимни билип туруп,
23 немә үчүн мениң пулумни ғәзничиләргә аманәт қоймидиң? Мән қайтип кәлгәндә, уни өсүми билән алмасмидим?» — дәпту.
24 Андин у йенидикиләргә: «Униңдики тиллани елип он тилла тапқан қулға бериңлар!» дәп буйрупту.
25 Улар униңға: «И ғоҗа, униң он тилласи турса!» — дәптикән,
26 [һоҗайин йәнә мундақ дәпту]: «— Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, кимдә бар болса, униңға техиму көп берилиду; амма кимдә йоқ болса, һәтта униңда бар болғанлириму униңдин мәһрум қилиниду.
27 Әнди үстигә падиша болуп һөкүм сүрүшүмни халимиған дүшмәнлиримни болса, уларни кәлтүрүп, мениң алдимда қәтл қилиңлар».
28 У бу ишларни ейтқандин кейин, Йерусалимға чиқишқа алдиға қарап маңди.
29 Вә шундақ болдики, у Зәйтун теғиниң етигидики Бәйт-Фаги вә Бәйт-Ания йезилириға йеқин кәлгинидә, икки мухлисиға мунуларни тапилап алдин әвәтти:
30 — Силәр удулуңлардики йезиға бериңлар. У йәргә кирипла һеч адәм балиси минип бақмиған, бағлақлиқ бир тәхәйни көрисиләр. Уни йешип бу йәргә йетиләп келиңлар.
31 Әгәр бириси силәрдин: «Немишкә буни йешисиләр?» дәп сорап қалса, силәр униңға: «Рәбниң буниңға һаҗити чүшти» — дәңлар.
32 Шуниң билән әвәтилгәнләр беривиди, иш дәл у уларға ейтқандәк болди.
33 Улар тәхәйни йешиватқанда, униң егилири улардин: — Тәхәйни немишкә йешисиләр? — дәп сориди.
34 Улар: — Рәбниң униңға һаҗити чүшти, — деди.
35 Улар уни Әйсаниң алдиға йетиләп кәлди; вә йепинча-чапанлирини тәхәйниң үстигә селип, Әйсани йөләп үстигә миндүрди.
36 У кетип барғинида, хәлиқләр йепинча-чапанлирини йолға паяндаз қилип салди.
37 Вә у Зәйтун теғидин чүшүш йолиға йеқинлашқинида, пүткүл мухлислар җамаити шатлинип, өз көзи билән көргән қудрәтлик мөҗизиләр үчүн авазини көтирип: «Пәрвәрдигарниң намида кәлгән падиша мубарәктур! Асманларда тинич-енақлиқ тикләнгәй, әршиәлада шан-шәрәп аян болғай!» дәп товлишип Худаға мәдһийә оқушқа башлиди.
38
39 Лекин топниң ичидә бәзи Пәрисийләр униңға: — Әй устаз, мухлислириңға [мошу гәплири үчүн] тәнбиһ бәр! — дейишти.
40 Бирақ у уларға җававән: — Силәргә шуни ейтайки, булар җим турған болса, һәтта бу ташларму чуқан селишқан болатти, — деди.
41 Әнди у шәһәргә йеқинлишип уни көрүп, униң үчүн жиғлап мундақ деди:
42 — [И Йерусалим]! Сән бүгүн, бу күнүңдә, теч-аманлиғиң үчүн немә керәк болғинини билсәң еди! Кашки, бу ишлар һазир көзлириңдин йошурундур.
43 Чүнки шундақ күнләр бешиңға келидуки, дүшмәнлириң әтрапиңни қаша-истиһкам билән қоршап сени қамап төрт тәрәптин қистайду.
44 Улар сени вә [сепилиң]ниң ичиңдики балилириңни йәр билән йәксән қилип, һәтта ташни ташниң үстидиму қалдурмайду; чүнки [Худа]ниң сени йоқлиған пәйтини билип йәтмидиң.
45 Вә у ибадәтхана һойлилириға кирип, у йәрдә елим-сетим қиливатқанларни һайдап чиқирип,
46 уларға: — Муқәддәс язмиларда: «Мениң өйүм дуа-тилавәтхана болиду» дәп пүтүлгән болсиму, лекин силәр уни «булаңчиларниң угиси» қиливалдиңлар! — деди.
47 Шу вақитларда у һәр күни ибадәтханида тәлим берәтти. Баш каһинлар, Тәврат устазлири вә жут чоңлири уни йоқитишқа амал издиди.
48 Лекин улар қандақ қол селишни билмәйтти, чүнки барлиқ хәлиқ униң сөзини тиңшаш үчүн униңға қаттиқ йепишқан еди.