< Луқа 18 >
1 Вә у уларға, бошашмай, һәрдайим дуа қилип туруш керәклиги тоғрисида бир тәмсил кәлтүрүп мундақ деди:
2 — «Мәлум шәһәрдә бир сотчи бар екән. У Худадинму қорқмайдикән, адәмләргиму пәрва қилмайдикән.
3 Шу шәһәрдә бир тул аял бар екән вә у дайим сотчиниң алдиға келип: «Әйипкардин һәққимни елип бәргин» дәп тәләп қилидикән.
4 У хелә вақитқичә уни рәт қипту; бирақ кейин көңлидә: Худадинму қорқмаймән, адәмләргиму пәрва қилмаймән,
5 лекин бу тул хотун мени аварә қилип кетиватиду, униң маңа чаплишивелип мени һалимдин кәткүзүвәтмәслиги үчүн һәрһалда униң дәвайини сорап қояй!» — дәп ойлапту».
6 Рәб: Қараңлар, адаләтсиз бу сотчиниң немә дегәнлиригә!
7 У шундақ қилған йәрдә, Худа Өзигә кечә-күндүз нида қиливатқан таллиған бәндилиригә қандақ қилар? Гәрчә Худа Өз бәндилиригә һәмдәрд болуш билән биргә [рәзилликкә] узунғичә сәвир-тақәт қилсиму, ахирида бәндилириниң дәрдигә йәтмәсму?
8 Мән силәргә ейтайки: У уларниң дәрдигә йетип наһайити тезла һәққини елип бериду! Лекин Инсаноғли кәлгәндә йәр йүзидә иман-ишәш тапаламду? — деди.
9 У өзлирини һәққаний дәп қарап, башқиларни көзигә илмайдиған бәзиләргә қаритип, мундақ бир тәмсилни ейтти:
10 — Икки адәм дуа қилғили ибадәтханиға берипту. Бири Пәрисий, йәнә бири баҗгир екән.
11 Пәрисий өрә туруп өз-өзигә мундақ дуа қипту: — «Әй Худа, мениң башқа адәмләрдәк булаңчи, адаләтсиз, зинахор вә һәтта бу баҗгирдәк болмиғиним үчүн саңа шүкүр!
12 Һәр һәптидә икки қетим роза тутимән вә тапқанлиримниң ондин бир үлүшини сәдиқә қилимән».
13 Бирақ һелиқи баҗгир жирақта туруп бешини көтирип асманға қарашқиму петиналмай мәйдисигә уруп туруп: «Әй Худа, мән мошу гунакарға рәһим қилғайсән!» — дәпту.
14 Мән силәргә шуни ейтайки, бу иккиләндин [Пәрисий] әмәс, бәлки [баҗгир] кәчүрүмгә еришип өйигә қайтипту. Чүнки һәр ким өзини үстүн тутса төвән қилинар, лекин кимки өзини төвән тутса үстүн көтириләр.
15 Әнди қолини тәккүзсун дәп, кишиләр кичик балилириниму униң алдиға елип келәтти. Лекин буни көргән мухлислар уларни әйиплиди.
16 Амма Әйса балиларни йениға чақирип: Кичик балиларни алдимға кәлгили қоюңлар, уларни тосушмаңлар. Чүнки Худаниң падишалиғи дәл мошундақлардин тәркиб тапқандур.
17 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки: Кимки Худаниң падишалиғини сәбий балидәк қобул қилмиса, униңға һәргиз кирәлмәйду, — деди.
18 Мәлум бир һөкүмдар Әйсадин: И яхши устаз, мәңгүлүк һаятқа варис болмақ үчүн немә ишни қилишим керәк, — дәп сориди. (aiōnios )
19 Лекин Әйса: Мени немә үчүн яхши дәйсән? Яхши болғучи пәқәт бирла, йәни Худадур.
20 Әмирләрни билисән: — «Зина қилма, қатиллиқ қилма, оғрилиқ қилма, ялған гувалиқ бәрмә, атаңни вә анаңни һөрмәт қил» — деди.
21 — Буларниң һәммисигә кичигимдин тартип әмәл қилип келиватимән, — деди у.
22 Әйса буни аңлап униңға: — Сәндә йәнә бир иш кәм. Пүткүл мал-мүлкиңни сетип, пулини йоқсулларға үләштүрүп бәргин вә шундақ қилсаң, әрштә ғәзнәң болиду; андин келип маңа әгәшкин! — деди.
23 Амма у бу гәпни аңлап толиму қайғуға чөмүп кәтти; чүнки у наһайити бай еди.
24 Толиму қайғуға чөмүп кәткәнлигини көргән Әйса: — Мал-дунияси көпләрниң Худаниң падишалиғиға кириши немидегән тәс-һә!
25 Төгиниң йиңниниң көзидин өтүши бай адәмниң Худаниң падишалиғиға киришидин асандур! — деди.
26 Буни аңлиғанлар: — Ундақ болса, ким ниҗатқа еришәлисун? — дейишти.
27 Амма у җававән: — Инсанларға мүмкин болмиған ишлар Худаға мүмкиндур — деди.
28 Әнди Петрус: — Мана, биз бар-йоқимизни ташлап саңа әгәштуқ!? — деди.
29 У уларға: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтайки, Худаниң падишалиғи үчүн өй-вақ я ата-аниси я қериндашлири я аяли я балилиридин ваз кәчкәнләрниң һәр бири
30 бу заманда буларға көп һәссиләп муйәссәр болиду вә келидиған замандиму мәңгүлүк һаятқа еришмәй қалмайду. — деди. (aiōn , aiōnios )
31 Андин у он иккәйләнни өз йениға елип уларға мундақ деди: — Мана, биз һазир Йерусалимға чиқиватимиз вә пәйғәмбәрләрниң Инсаноғли тоғрисида пүткәнлириниң һәммиси [шу йәрдә] әмәлгә ашурулиду.
32 Чүнки у ят әлләрниң қолиға тапшурулиду вә улар уни мәсқирә қилип, харлайду, униң үстигә түкүриду;
33 улар уни қамчилиғандин кейин өлтүрүветиду; вә у үчинчи күни қайта тирилиду, — деди.
34 Бирақ улар бу сөзләрдин һеч немини чүшәнмиди. Бу сөзниң мәнаси улардин йошурулған болуп, униң немә ейтқинини биләлмәй қалди.
35 Вә шундақ иш болдики, у Йерихо шәһиригә йеқинлашқанда, бир кор киши йолниң бойида олтирип тиләмчилик қиливататти.
36 У көпчиликниң өтүп кетиватқанлиғини аңлап: — Немә иш болғанду? — дәп сориди.
37 Хәқ униңға: — Насарәтлик Әйса бу йәрдин өтүп кетиватиду, — дәп хәвәр бәрди.
38 — И Давутниң оғли Әйса, маңа рәһим қилғайсән! — дәп вақирап кәтти у.
39 Вә Әйсаниң алдида меңиватқанлар уни: — Шүк олтар! дәп әйипләшти. Бирақ у: — И Давутниң оғли, маңа рәһим қилғайсән! — дәп техиму қаттиқ вақириди.
40 Әйса қедимини тохтитип, уни алдиға башлап келишни буйруди. Қариғу униңға йеқин кәлгәндә у униңдин:
41 — Сән мени немә қилип бәр, дәйсән? — дәп сориди. — И Рәббим, қайта көридиған болсамиди! — деди у.
42 Әйса униңға: — Көридиған болғин! Етиқатиң сени сақайтти, — деди.
43 Вә униң көзи шуан ечилди; у Әйсаға әгишип, йол бойи Худани улуқлап маңди. Вә барлиқ халайиқму буни көрүп Худаға мәдһийә оқуди.