< Луқа 17 >
1 У мухлислириға мундақ деди: — Инсанни путлаштуридиған ишлар болмай қалмайду; лекин шу путлаштуруш васитичиси болған адәмниң һалиға вай!
2 Бундақ адәмниң бу кичик балилардин бирини [гунаға] путлаштурған болса, бойниға түгмән теши есилған һалда деңизға ташливетилгини әвзәл болатти.
3 Өзүңларға агаһ болуңлар! Әгәр қериндишиң гуна қилған болса, униңға тәнбиһ-несиһәт қилғин. У товва қилса уни әпу қилғин.
4 Мабада у бир күн ичидә саңа йәттә мәртивә гуна қилса вә йәттә мәртивә йениңға келип: Товва қилдим, десә, уни йәнила әпу қилғин.
5 Шуниң билән расуллар Рәбгә: Ишәш-етиқатимизни ашурғин, — дейишти.
6 Вә Рәб уларға мундақ деди: — Силәрдә қича уруғидәк зәрричә ишәш болса еди, силәр аву үҗмә дәриғигә: «Йилтизиңдин қомурулуп, деңизға көчүп тикил!» десәңлар, у сөзүңларни аңлап көчәтти.
7 Лекин араңлардин кимниң йәр һайдайдиған яки мал бақидиған бир қули болса вә у етизлиқтин қайтип кәлгәндә, униңға: «Тезрәк келип дәстиханда олтарғин», дәйдиғанлар барму?
8 У бәлки униңға: «Мениң тамиғимни тәйяр қил, мән йәп-ичип болғичә белиңни бағлап мени күткин, андин өзүң йәп-ичкин, демәсму?
9 Қул әмир қилинғинидәк қилғини үчүн ғоҗайин униңға рәхмәт ейтамду? Мениңчә, ейтмайду.
10 Шуниңға охшаш, силәрму өзүңларға әмир қилинғанниң һәммисини ада қилғиниңлардин кейин: Биз әрзимәс қуллармиз; биз пәқәт тегишлик бурҗимизни ада қилдуқ, халас», дәйдиған болисиләр.
11 Вә шундақ болдики, у Йерусалимға чиқип кетиватқанда, Самарийә билән Галилийәниң оттурисидин өтүп,
12 бир кәнткә киргинидә мохо кесилигә гириптар болған он адәм униңға учрап, жирақта тохтап,
13 авазлирини көтирип: Әй Әйса, устаз, бизгә рәһим қилғайсән, дәп өтүнди.
14 Уларни көргәндә у уларға: Берип өзүңларни каһинларға көрситиңлар, деди. Вә шундақ болдики, улар йолда кетиватқанда, [моходин] пакланди.
15 Улардин бирәйлән өзиниң сақайғинини көргәндә жуқури аваз билән Худани улуқлап, кәйнигә бурулуп, қайтти.
16 У келип Әйсаниң айиғиға жиқилип дүм йетип тәшәккүр ейтти. У Самарийәлик еди.
17 Әйса бу ишқа қарап: Пак қилинғанлар он киши әмәсмиди? Қалған тоққузәйлән қени?
18 Бу ят әллик мусапирдин башқа, Худаға һәмдусана оқуғили һеч ким қайтип кәлмәптиғу?! — деди.
19 Андин у һелиқи адәмгә: — «Орнуңдин тур, йолуңға маңғин! Етиқатиң сени сақайтти!» — деди.
20 [Бир күни] Пәрисийләр униңдин: «Худаниң падишалиғи қачан келиду?» дәп сориғанда у уларға җавап берип мундақ деди: — Худаниң падишалиғиниң келишини көз билән көргили болмас;
21 кишиләр: «Қараңлар, у мана бу йәрдә!» яки «У йәрдә!» дейәлмәйду. Чүнки мана, Худаниң падишалиғи араңлардидур.
22 Кейин у мухлислириға йәнә мундақ деди: — «Шундақ күнләр келидуки, силәр Инсаноғлиниң күнлиридин бирәр күнини болсиму көрүшкә тәшна болисиләр, лекин көрәлмәйсиләр.
23 Шу чағда кишиләр силәргә: «Мана у бу йәрдә!» вә яки «Мана у у йәрдә!» дәйду; силәр нә бармаңлар нә уларниң кәйнидин жүгүрмәңлар.
24 Чүнки гоя асманниң бир четидин чақмақ чеқип йәнә бир четигичә йорутидиғандәк, Инсаноғлиниң өз күнидә һәм шундақ болиду.
25 Лекин у авал көп азап-оқубәтләрни тартиши бу дәвирдикиләр тәрипидин чәткә қеқилиши муқәррәрдур.
26 Вә Нуһ [пәйғәмбәрниң] күнлиридә қандақ болған болса, Инсаноғлиниң күнлиридә һәм шундақ болиду.
27 Таки Нуһ кемигә кирип олтарған күнгичә, кишиләр йәп-ичип, өйлинип вә ятлиқ болуп келиватқан еди; андин топан келип һәммисини һалак қилди.
28 Һәм йәнә, Лутниң күнлиридә қандақ болған болса шундақ болиду — кишиләр йәп-ичип, сода-сетиқ қилип, териқчилиқ қилатти вә өйләрни салатти.
29 Лекин Лут Содом шәһиридин чиққан күни, асмандин от билән гуңгут йеғип, [бу шәһәрдикиләрниң] һәммисини һалак қилди.
30 Әнди Инсаноғли ашкарә болидиған күндә әнә шундақ болиду.
31 Шу күни, һәр ким өгүздә туруп, нәрсә-керәклири өйидә болсиму, алғили чүшмисун; вә шуниңға охшаш кимки етизлиқта болса [өйигә] һеч янмисун.
32 Лутниң аялини ядиңларға кәлтүрүңлар!
33 Кимки өз һаятини қутқузмақчи болса, униңдин мәһрум болиду, лекин өз һаятидин мәһрум болған киши униңға еришиду.
34 Силәргә шуни ейтайки, у кечидә икки адәм бир орунда ятиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду.
35 Икки аял ярғунчақ бешида туруп ун тартиватқан болиду; улардин бири елип кетилиду, йәнә бири қалдурулиду».
36
37 Вә улар униңға җававән: Әй Рәб, бу ишлар қәйәрдә йүз бериду? — дәп сориди. У уларға: Җәсәт қайси йәрдә болса, қузғунлар шу йәргә топлишиду!