< Луқа 13 >

1 Шу чағда, бир нәччә адәм униңға [валий] Пилатусниң бир қисим Галилийәликләрниң қенини төкүп, уларниң қанлирини улар қиливатқан [ибадәтханидики] қурбанлиқниң қанлири билән арилаштурғанлиғини мәлум қилди.
aderant autem quidam ipso in tempore nuntiantes illi de Galilaeis quorum sanguinem Pilatus miscuit cum sacrificiis eorum
2 У уларға җававән мундақ деди: — Уларниң бу азапларни тартқини үчүн бу Галилийәликләрни башқа Галилийәликләрдин гунайи еғир дәп қарамсиләр?
et respondens dixit illis putatis quod hii Galilaei prae omnibus Galilaeis peccatores fuerunt quia talia passi sunt
3 Мән силәргә ейтайки, ундақ әмәс! Бәлки силәр товва қилмисаңлар, һәммиңларму охшаш ақивәттә һалак болисиләр.
non dico vobis sed nisi paenitentiam habueritis omnes similiter peribitis
4 Силоам мәһәллисидики мунар өрүлүп чүшүп, он сәккиз кишини бесип өлтүрүп қойған, силәр уларни Йерусалимда туруватқан башқлардин қәбиһ, дәп қарамсиләр?
sicut illi decem et octo supra quos cecidit turris in Siloam et occidit eos putatis quia et ipsi debitores fuerunt praeter omnes homines habitantes in Hierusalem
5 Мән силәргә ейтайки, ундақ әмәс! Бәлки силәр товва қилмисаңлар, һәммиңларму охшаш ақивәттә һалак болисиләр.
non dico vobis sed si non paenitentiam egeritis omnes similiter peribitis
6 Андин у бу тәмсилни сөзләп бәрди: — Мәлум бир кишиниң үзүмзарлиғида тикилгән бир түп әнҗир дәриғи бар екән. У у дәрәқтин мевә издәп кәпту, лекин һеч мевә тапалмапту.
dicebat autem hanc similitudinem arborem fici habebat quidam plantatam in vinea sua et venit quaerens fructum in illa et non invenit
7 У бағвәнгә: «Қара, үч жилдин бери бу әнҗир дәриғидин мевә издәп келиватимән, бирақ бир талму мевә тапалмидим. Уни кесивәт! У немә дәп йәрни бекардин-бекар егиләп туриду?» дәпту.
dixit autem ad cultorem vineae ecce anni tres sunt ex quo venio quaerens fructum in ficulnea hac et non invenio succide ergo illam ut quid etiam terram occupat
8 Лекин бағвән: «Ғоҗайин, униңға йәнә бир жил тәгмигәйла. Бу вақит ичидә униң түвидики топиларни бошитип, оғутлап бақай.
at ille respondens dixit illi domine dimitte illam et hoc anno usque dum fodiam circa illam et mittam stercora
9 Әгәр келәр жили мевә бәрсә, яхши хоп! Бирақ бәрмисә, кесивәткәйла» дәпту бағвән.
et si quidem fecerit fructum sin autem in futurum succides eam
10 Бир шабат күни, у бир синагогта тәлим беривататти.
erat autem docens in synagoga eorum sabbatis
11 Мана шу йәрдә он сәккиз жилдин бери зәипләштүргүчи бир җин тәрипидин тутулуп, дөмчийип өрә туралмайдиған бир аял бар еди.
et ecce mulier quae habebat spiritum infirmitatis annis decem et octo et erat inclinata nec omnino poterat sursum respicere
12 Әйса уни көргәндә, йениға чақирип: — Ханим, сән бу зәиплигиңдин азат болдуң! — деди.
quam cum videret Iesus vocavit ad se et ait illi mulier dimissa es ab infirmitate tua
13 Андин у қолини униң учисиға қоювиди, аял дәрһал руслинип тик туруп, Худани улуқлиди.
et inposuit illi manus et confestim erecta est et glorificabat Deum
14 Бирақ синагогниң чоңи Әйсаниң шабат күни кесәл сақайтқинидин ғәзәплинип, көпчиликкә: — Адәмләр иш қилиш керәк болған алтә күн бар, шу күнләрдә келип сақайтилиңлар; лекин шабат күнидә ундақ қилмаңлар, — деди.
respondens autem archisynagogus indignans quia sabbato curasset Iesus dicebat turbae sex dies sunt in quibus oportet operari in his ergo venite et curamini et non in die sabbati
15 Шуңа Рәб униңға мундақ җавап бәрди: — Әй сахтипәзләр! Һәр бириңлар шабат күни топақ вә ешигиңларни оқурдин йешип, суғарғили башлимамсиләр?!
respondit autem ad illum Dominus et dixit hypocritae unusquisque vestrum sabbato non solvit bovem suum aut asinum a praesepio et ducit adaquare
16 Әнди Шәйтан мана он сәккиз жил боғуп кәлгән, Ибраһимниң бир қизи болған бу аял дәл шабат күнидә бу сиртмақтин бошитилса, бу шабат күниниң яришиқи болмамду?!
hanc autem filiam Abrahae quam alligavit Satanas ecce decem et octo annis non oportuit solvi a vinculo isto die sabbati
17 У мошу сөзни қилғанда, униңға қарши чиққанлар хиҗаләткә қалди; бирақ халайиқ униң қиливатқан һәммә әҗайип ишлиридин шатлинип яйриди.
et cum haec diceret erubescebant omnes adversarii eius et omnis populus gaudebat in universis quae gloriose fiebant ab eo
18 У сөзини [давамлаштуруп] мундақ деди: — Худаниң падишалиғи немигә охшайду? Мән уни немигә охшитай?
dicebat ergo cui simile est regnum Dei et cui simile esse existimabo illud
19 У гоя бир тал қича уруғиға охшайду; бириси уни елип өз беғида териған еди; у өсүп йоған дәрәқ болди; асмандики учар-қанатлар келип униң шахлирида угулиди.
simile est grano sinapis quod acceptum homo misit in hortum suum et crevit et factum est in arborem magnam et volucres caeli requieverunt in ramis eius
20 У йәнә: — Худаниң падишалиғини немигә охшитай? У худди ечитқуға охшайду; бир аял уни қолиға елип, үч җавур унниң арисиға йошуруп, таки пүтүн хемир болғичә сақлиди, — деди.
et iterum dixit cui simile aestimabo regnum Dei
simile est fermento quod acceptum mulier abscondit in farinae sata tria donec fermentaretur totum
22 [Әйса] Йерусалимға қарап сәпирини давамлаштуруп, бесип өткән һәр қайси шәһәр-йезиларда тәлим берип маңди.
et ibat per civitates et castella docens et iter faciens in Hierusalem
23 Бир киши униңдин: — И тәхсир, қутқузулидиғанларниң сани азму? — дәп сориди. Әйса көпчиликкә мундақ җавап бәрди:
ait autem illi quidam Domine si pauci sunt qui salvantur ipse autem dixit ad illos
24 — Силәр тар ишиктин киришкә күрәш қилиңлар. Чүнки мән силәргә шуни ейтайки, нурғун адәмләр кирәй дәп издәнсиму, амма кирәлмәйду.
contendite intrare per angustam portam quia multi dico vobis quaerunt intrare et non poterunt
25 Өйниң егиси орнидин туруп ишикни тақиғандин кейин, силәр ташқирида туруп ишикни қеқип: «Рәб, бизгә ачқин!» дәп ялвурғили турғиниңларда, у силәргә җававән: «Силәрниң нәлигиңларни билмәймән» — дәйду.
cum autem intraverit pater familias et cluserit ostium et incipietis foris stare et pulsare ostium dicentes Domine aperi nobis et respondens dicet vobis nescio vos unde sitis
26 Андин силәр: «Биз сениң алдиңда йегән, ичкән, сәнму бизниң кочилиримизда тәлим бәргән» десәңлар,
tunc incipietis dicere manducavimus coram te et bibimus et in plateis nostris docuisti
27 у йәнә җававән: «Силәрниң нәлигиңларни билмәймән, мәндин нери кетиңлар, әй қәбиһлик қилғучилар!» дәйду.
et dicet vobis nescio vos unde sitis discedite a me omnes operarii iniquitatis
28 Силәр Ибраһим, Исһақ, Яқуп вә барлиқ пәйғәмбәрләрниң Худаниң падишалиғи ичидә екәнлигини, өзүңларниң сиртқа ташливетилгиниңларни көргиниңларда, жиға-зерәлар көтирилиду, чишлар ғучурлайду.
ibi erit fletus et stridor dentium cum videritis Abraham et Isaac et Iacob et omnes prophetas in regno Dei vos autem expelli foras
29 У чағда, кишиләр мәшриқ билән мәғрибтин вә шимал билән җәнуптин келишип, Худаниң падишалиғида дәстиханда олтириду.
et venient ab oriente et occidente et aquilone et austro et accumbent in regno Dei
30 Шуниң билән мана, шу чағда алдида турғанлардин арқиға өтидиғанлар, арқида турғанлардин алдиға өтидиғанлар бар болиду.
et ecce sunt novissimi qui erunt primi et sunt primi qui erunt novissimi
31 Дәл шу вақитта бир нәччә Пәрисийләр Әйсаниң алдиға келип униңға: — Мошу йәрдин чиқип өзүңни нериға ал. Чүнки Һерод сени өлтүрмәкчи, — деди.
in ipsa die accesserunt quidam Pharisaeorum dicentes illi exi et vade hinc quia Herodes vult te occidere
32 У уларға: — Берип шу түлкигә ейтиңлар: Мана мән җинларни һайдиветип, бүгүн вә әтә шипа берәрмән вә үчинчи күни такамуллаштурулимән, дәңлар.
et ait illis ite dicite vulpi illi ecce eicio daemonia et sanitates perficio hodie et cras et tertia consummor
33 Һалбуки, бүгүн вә әтә вә өгүнлүккә меңип жүрүшүм керәктур; чүнки һеч пәйғәмбәрниң өлтүрүлүши Йерусалимдин башқа һеч қандақ җайда мүмкин болмас.
verumtamen oportet me hodie et cras et sequenti ambulare quia non capit prophetam perire extra Hierusalem
34 Әй Йерусалим, Йерусалим! Пәйғәмбәрләрни өлтүридиған вә саңа әвәтилгәнләрни чалма-кесәк қилидиған шәһәр! Мән қанчә қетимлап мекиян өз җүҗилирини қанат астиға алғандәк сениң балилириңни қойнумға алмақчи болдум, лекин силәр халимидиңлар.
Hierusalem Hierusalem quae occidis prophetas et lapidas eos qui mittuntur ad te quotiens volui congregare filios tuos quemadmodum avis nidum suum sub pinnis et noluisti
35 Мана өйүңлар ташлинип вәйранә болуп қалиду; вә мән силәргә шуни ейтип қояйки, силәр «Пәрвәрдигарниң нами билән кәлгүчигә мубарәк болғай!» демигичә, мени йәнә көрәлмәйсиләр.
ecce relinquitur vobis domus vestra dico autem vobis quia non videbitis me donec veniat cum dicetis benedictus qui venit in nomine Domini

< Луқа 13 >