< Луқа 12 >
1 Шу чағларда, миңлиған кишиләр жиғилип, бир-бирини дәссивәткидәк қиста-қистаң болушуп кәткәндә, у авал мухлислириға сөз қилип мундақ деди: — Пәрисийләрниң ечитқусидин, йәни сахтипәзлигидин һошияр болуңлар.
その時、無數の人あつまりて、群衆ふみ合ふばかりなり。イエスまづ弟子たちに言ひ出で給ふ『なんぢら、パリサイ人のパンだねに心せよ、これ僞善なり。
2 Чүнки йошурулған һеч қандақ иш ашкариланмай қалмайду, вә һеч қандақ мәхпий иш аян болмай қалмайду.
蔽はれたるものに露れぬはなく、隱れたるものに知られぬはなし。
3 Шуңа силәрниң қараңғуда ейтқанлириңлар йоруқта аңлиниду; өйниң ичкиридә хупиянә пичирлашқанлириңларму өгүзләрдә җакалиниду.
この故に汝らが暗きにて言ふことは、明るきにて聞え、部屋の内にて耳によりて語りしことは、屋の上にて宣べらるべし。
4 Мән силәр достлиримға шуни ейтимәнки, тәнни өлтүрүп, башқа һеч иш қилалмайдиғанлардин қорқмаңлар.
我が友たる汝らに告ぐ。身を殺して後に何をも爲し得ぬ者どもを懼るな。
5 Лекин мән силәргә кимдин қорқушуңлар керәклигини көрситип қояй: Өлтүргәндин кейин, дозаққа ташлашқа һоқуқлуқ болғучидин қорқуңлар; бәрһәқ силәргә ейтай — Униңдин қорқуңлар! (Geenna )
懼るべきものを汝らに示さん。殺したる後ゲヘナに投げ入るる權威ある者を懼れよ。われ汝らに告ぐ、げに之を懼れよ。 (Geenna )
6 Бәш қушқач икки тийингә сетилидиғу? Лекин уларниң һеч бириму Худа тәрипидин унтулуп қалғини йоқ.
五 羽の雀は二錢にて賣るにあらずや、然るに其の一 羽だに神の前に忘れらるる事なし。
7 Лекин һәтта һәр бир тал чечиңларму саналғандур. Шундақ екән, қорқмаңлар; силәр нурғунлиған қушқачтин қиммәтликсиләр!
汝らの頭の髮までもみな數へらる。懼るな、汝らは多くの雀よりも優るるなり。
8 — Бирақ мән силәргә шуни ейтип қояйки, ким мени инсанларниң алдида етирап қилса, Инсаноғлиму уни Худаниң пәриштилири алдида етирап қилиду.
われ汝らに告ぐ、凡そ人の前に我を言ひあらはす者を、人の子もまた神の使たちの前にて言ひあらはさん。
9 Бирақ инсанларниң алдида мени тонумиған киши, Худаниң пәриштилири алдидиму тонулмайду.
されど人の前にて我を否む者は、神の使たちの前にて否まれん。
10 Инсаноғлиға қарши сөз қилған һәр қандақ киши кәчүрүмгә еришәләйду; лекин Муқәддәс Роһқа күпүрлүк қилғучи болса кәчүрүмгә еришәлмәйду.
凡そ言をもて人の子に逆ふ者は赦されん。されど聖 靈を瀆すものは赦されじ。
11 Лекин кишиләр силәрни синагогларға яки һөкүмдарлар вә әмәлдарларниң алдиға елип берип сораққа тартқанда, «[Әрзгә] қандақ җавап бәрсәм?» яки «Немә десәм болар?» дәп әндишә қилмаңлар.
人なんぢらを會堂、或は司、あるひは權威ある者の前に引きゆかん時、いかに何を答へ、または何を言はんと思ひ煩ふな。
12 Чүнки немә дейиш керәклигини шу вақти-саитидә Муқәддәс Роһ силәргә үгитиду.
聖 靈そのとき言ふべきことを教へ給はん』
13 Көпчилик арисидин бириси униңға: — Устаз, акамға [атимиздин] [қалған] мирасни мән билән тәң үлишишкә буйруғайла — деди.
群衆のうちの或 人いふ『師よ、わが兄弟に命じて、嗣業を我に分たしめ給へ』
14 Лекин у униңға җававән: — Бурадәр, ким мени силәрниң үстүңларға сотчи яки үләштүргүчи қилди? — деди.
之に言ひたまふ『人よ、誰が我を立てて汝らの裁判人また分配 者とせしぞ』
15 У көпчиликкә қарап: — Пәхәс болуп өзүңларни һәр хил тамахорлуқтин сақлаңлар. Чүнки инсанниң һаяти униң мал-мүлүклириниң көплүгигә бағлиқ әмәстур, деди.
かくて人々に言ひたまふ『愼みて凡ての慳貪をふせげ、人の生命は所有の豐なるには因らぬなり』
16 Андин у уларға мундақ бир тәмсилни ейтип бәрди: — «Бир байниң йери мол һосул берипту.
また譬を語りて言ひ給ふ『ある富める人、その畑 豐に實りたれば、
17 У көңлидә «Қандақ қилай? Чүнки бунчивала һосулни қойғидәк йерим йоқ» — дәп ойлапту.
心の中に議りて言ふ「われ如何にせん、我が作物を藏めおく處なし」
18 Андун у: — «Мундақ қилай: — Һазирқи амбарлиримни чувуветип, техиму чоңини ясап, барлиқ мәһсулатлирим вә башқа мал-мүлүклиримни шу йәргә жиғип сақлай!
遂に言ふ「われ斯く爲さん、わが倉を毀ち、更に大なるものを建てて、其處にわが穀物および善き物をことごとく藏めん。
19 Андин өз-өзүмгә: «Әй җеним, жиғип сақлиған, көп жил йәткидәк немәтлириң бар, раһәт ичидә йәп-ичип хуш болғин!» дәйдиған болимән» дәп ойлапту.
かくてわが靈魂に言はん、靈魂よ、多年を過すに足る多くの善き物を貯へたれば、安んぜよ、飮食せよ、樂しめよ」
20 Лекин Худа униңға: «Әй ахмақ, бүгүн кечила җениң сәндин тәләп қилип елиниду; ундақта бу топлиғиниң кимгә қалиду?» дәпту.
然るに神かれに「愚なる者よ、今宵なんぢの靈魂とらるべし、さらば汝の備へたる物は、誰がものとなるべきぞ」と言ひ給へり。
21 Худаниң алдида дөләтмән болмай, өзигә ғәзнә жиққанниң һали шундақ болар».
己のために財を貯へ、神に對して富まぬ者は斯くのごとし』
22 Андин у мухлислириға мундақ деди: — Шуниң үчүн мән силәргә шуни ейтип қояйки, турмошуңлар тоғрилиқ, немә йәрмиз яки немә кийәрмиз, дәп әндишә қилмаңлар.
また弟子たちに言ひ給ふ『この故にわれ汝らに告ぐ、何を食はんと生命のことを思ひ煩ひ、何を著んと體のことを思ひ煩ふな。
23 Чүнки һаятлиқ йемәкликтин, тән кийим-кечәктин әзиздур.
生命は糧にまさり、體は衣に勝るなり。
24 Қузғунларға қараңлар! Улар теримайду вә жиғмайду, уларниң амбар, искилатлириму йоқ. Лекин Худа уларниму озуқландуриду. Силәр қушлардин қанчилик әзиз-һә!
鴉を思ひ見よ、播かず、刈らず、納屋も倉もなし。然るに神は之を養ひたまふ、汝ら鳥に優るること幾許ぞや。
25 Араңларда қайсиңлар ғәм-қайғу билән өмрүңларни бирәр саат узарталайсиләр?
汝らの中たれか思ひ煩ひて、身の長 一尺を加へ得んや。
26 Әгәр шунчилик кичиккинә ишму қолуңлардин кәлмисә, немә үчүн қалған ишлар тоғрисида ғәм-әндишә қилисиләр?
されば最 小き事すら能はぬに、何ぞ他のことを思ひ煩ふか。
27 Нелупәрләрниң қандақ өсидиғанлиғиға қарап беқиңлар! Улар әмгәкму қилмайду, чақму егирмәйду; лекин силәргә шуни ейтайки, һәтта Сулайман толуқ шан-шәрәптә турғандиму униң кийиниши нилупәрләниң бир гүличилигиму йоқ еди.
百合を思ひ見よ、紡がず、織らざるなり。されど我なんぢらに告ぐ、榮華を極めたるソロモンだに、其の服裝この花の一つにも及かざりき。
28 Әй ишәши аҗизлар! Әнди Худа даладики бүгүн ечилса, әтиси қуруп очаққа селинидиған әшу гүл-гияларни шунчә безигән йәрдә, силәрни техиму кийиндүрмәсму?!
今日ありて、明日 爐に投げ入れらるる野の草をも、神は斯く裝ひ給へば、況て汝らをや、ああ信仰うすき者よ、
29 Шундақ екән, немә йәймиз, немә ичимиз дәп баш қатурмаңлар, һеч немидин әндишә қилмаңлар.
なんぢら何を食ひ何を飮まんと求むな、また心を動かすな。
30 Чүнки һәр қайси әлдикиләр мана шундақ һәммә нәрсиләргә интилиду. Бирақ Атаңлар силәрниң бу нәрсиләргә муһтаҗлиғиңларни билиду;
是みな世の異邦人の切に求むる所なれど、汝らの父は、此 等の物のなんぢらに必要なるを知り給へばなり。
31 шундақ екән, Униң падишалиғиға интилиңлар вә у чағда, буларниң һәммиси силәргә қошулуп несип болиду.
ただ父の御國を求めよ。さらば此 等の物は、なんぢらに加へらるべし。
32 Қорқмаңлар, и кичик пада! Чүнки Атаңлар падишалиқни силәргә ата қилишни хуш көрди.
懼るな、小き群よ、なんぢらに御國を賜ふことは、汝らの父の御意なり。
33 Мал-мүлкүңларни сетип, [кәмбәғәлләргә] хәйрхаһлиқ қилиңлар. Өзүңларға упримайдиған һәмян, әршләрдә һәргиз түгәп кәтмәйдиған бир ғәзнә һазирлаңлар; — шу йәрдә оғри йеқин кәлмәйду, күйә йәп йоқап кәтмәйду.
汝らの所有を賣りて施濟をなせ。己がために舊びぬ財布をつくり、盡きぬ財寶を天に貯へよ。かしこは盜人も近づかず、蟲も壞らぬなり、
34 Чүнки байлиғиңлар қәйәрдә болса, қәлбиңларму шу йәрдә болиду.
汝らの財寶のある所には、汝らの心もあるべし。
35 Силәр белиңларни чиң бағлап, чирақлириңларни яндуруп туруңлар;
なんぢら腰に帶し、燈火をともして居れ。
36 худди ғоҗайининиң той зияпитидин қайтип келишини күтүп турған чакарлардәк, һәрдайим тәйяр туруңлар. Шуниң билән ғоҗайин келип ишикни қаққанда, чакарлар дәрһал чиқип ишикни ачидиған болиду.
主人、婚筵より歸り來りて戸を叩かば、直ちに開くために待つ人のごとくなれ。
37 Ғоҗайин қайтип кәлгәндә, чакарлириниң ойғақ, тәйяр турғанлиғини көрсә, бу чакарларниң бәхитидур! Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин өзи белини бағлап, уларни дәстиханға олтарғузуп, уларниң алдиға келип шәхсән өзи уларни күтүвалиду!
主人の來るとき、目を覺しをるを見らるる僕どもは幸福なるかな。われ誠に汝らに告ぐ、主人 帶して其の僕どもを食事の席に就かせ、進みて給仕すべし。
38 Вә әгәр ғоҗайин иккинчи яки үчинчи җесәктә кәлсиму, чакарлириниң шундақ ойғақлиғини көрсә, бу уларниң бәхитидур!
主人、夜の半ごろ若くは夜の明くる頃に來るとも、かくの如くなるを見らるる僕どもは幸福なり。
39 Лекин шуни билип қоюңларки, әгәр өй егиси оғриниң кечидә қайси вақитта келидиғанлиғини билгән болса, у ойғақ туруп оғриниң өйгә тешип киришигә һәргиз йол қоймайтти!
なんぢら之を知れ、家主もし盜人いづれの時 來るかを知らば、その家を穿たすまじ。
40 Шуниң үчүн силәрму һәрдайим тәйяр туруңлар; чүнки Инсаноғли силәр ойлимиған вақит-сааттә қайтип келиду.
汝らも備へをれ。人の子は思はぬ時に來ればなり』
41 Петрус униңдин: — И Рәб, сән бу тәмсилни бизгила қаритип ейттиңму яки һәммәйләнгә қаритипму? — дәп сориди.
ペテロ言ふ『主よ、この譬を言ひ給ふは我らにか、また凡ての人にか』
42 Рәб мундақ деди: — Ғоҗайини өз өйидикиләргә мәсъул қилип, уларға тегишлик болған ашлиқни вақти-вақтида тәқсим қилип беришкә тайинлайдиған ишәшлик вә пәмлик ғоҗидар ким болиду?
主いひ給ふ『主人が時に及びて僕どもに定の糧を與へさする爲に、その僕どもの上に立つる忠實にして慧き支配人は誰なるか、
43 Ғоҗайин өйигә қайтқанда, чакириниң шундақ қиливатқининиң үстигә кәлсә, бу чакарниң бәхитидур!
主人のきたる時、かく爲し居るを見らるる僕は幸福なるかな。
44 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, ғоҗайин уни пүтүн егилигини башқурушқа қойиду.
われ實をもて汝らに告ぐ、主人すべての所有を彼に掌どらすべし。
45 Лекин мабада шу чакар көңлидә: «Ғоҗайиним һаял болуп қалиду» дәп, башқа чакарлар вә дедәкләрни бозәк қилишқа вә йәп-ичип, мәс болушқа башлиса,
若しその僕、心のうちに、主人の來るは遲しと思ひ、僕・婢女をたたき、飮食して醉ひ始めなば、
46 Шу чакарниң ғоҗайини күтүлмигән бир күни, ойлимиған бир вақитта қайтип келиду вә уни кесип икки парчә қилип, униң несивисини етиқатсизлар билән охшаш тәғдирдә бекитиду.
その僕の主人、おもはぬ日 知らぬ時に來りて、之を烈しく笞うち、その報を不 忠 者と同じうせん。
47 Әнди ғоҗайининиң ирадисини билип туруп, тәйярлинип турмиған вә ғоҗайининиң ирадиси бойичә қилмиған чакар болушиға таяқ йәйду.
主人の意を知りながら用意せず、又その意に從はぬ僕は、笞うたるること多からん。
48 Бирақ ғоҗайининиң ирадисини билмәй туруп, таяқ йейишкә тегишлик ишларни қилған чакар азрақ таяқ йәйду. Кимгә көп берилсә, униңдин тәләп қилинидиғини көп болиду. Чүнки адәмләр кимгә көп аманәт қойған болса, униңдин тәләп қилидиғиниму көп болиду.
されど知らずして打たるべき事をなす者は、笞うたるること少からん。多く與へらるる者は、多く求められん。多く人に托くれば、更に多くその人より請ひ求むべし。
49 Мән йәр йүзигә от ташлап туташтурушқа кәлдим вә бу отниң тутишишиға нәқәдәр тәқәззамән!
我は火を地に投ぜんとて來れり。此の火すでに燃えたらんには、我また何をか望まん。
50 Лекин мән алди билән бир чөмүлдүрүш билән чөмүлдүрүлүшүм керәк вә бу чүмүлдүрүлүшүм әмәлгә ашурулғичә интайин қийнилимән!
されど我には受くべきバプテスマあり。その成し遂げらるるまでは、思ひ逼ること如何ばかりぞや。
51 Силәр мени йәр йүзигә течлиқ елип кәлдимекин, дәп ойлап қалдиңларму? Яқ, мән шуни силәргә ейтайки, течлиқ әмәс, бөлүнүш елип кәлдим!
われ地に平和を與へんために來ると思ふか。われ汝らに告ぐ、然らず、反つて分爭なり。
52 Чүнки буниңдин кейин, бир өйдики бәш киши бөлүниду; үчи иккисигә қарси вә иккиси үчигә қарши бөлүниду.
今よりのち一家に五 人あらば、三人は二人に、二人は三人に分れ爭はん。
53 Ата оғлиға вә оғул атисиға, ана қизиға вә қиз анисиға, қейинана келинигә вә келин қейинанисиға қарши туриду.
父は子に、子は父に、母は娘に、娘は母に、姑姆は嫁に、嫁は姑姆に分れ爭はん』
54 Әйса йәнә топлашқан адәмләргә мундақ деди: — Силәр күнпетиш тәрәптин булутниң чиққинини көрсәңлар, дәрһал «ямғур яғиду» дәйсиләр, вә дәрвәқә шундақ болиду.
イエスまた群衆に言ひ給ふ『なんぢら雲の西より起るを見れば、直ちに言ふ「急雨きたらん」と、果して然り。
55 Җәнуп тәрәптин шамалниң чиққинини көрсәңлар, «Һава иссийду» дәйсиләр вә дәрвәқә шундақ болиду.
また南 風ふけば、汝 等いふ「強き暑あらん」と、果して然り。
56 Әй сахтипәзләр! Силәр йәр билән көкниң рәңгини пәриқ етәләйсиләр-ю, қандақсигә бу заманни пәриқ етәлмәйсиләр?!
僞善者よ、汝ら天 地の氣色を辨ふることを知りて、今の時を辨ふること能はぬは何ぞや。
57 Әнди немишкә қайси ишларниң дурус екәнлигигә өзүңлар һөкүм қилип бақмайсиләр?!
また何 故みづから正しき事を定めぬか。
58 Чүнки дәвагириң билән биргә сотчи алдиға барғиниңда, униң билән йолда кетиватқиниңда, униң билән яришип дост болушқа интилгин; болмиса, у сени сотчиға, сотчи болса гундипайға тапшуриду вә гундипай сени зинданға ташлайду.
なんぢ訴ふる者とともに司に往くとき、途にて和解せんことを力めよ。恐らくは訴ふる者なんぢを審判 人に引きゆき、審判 人なんぢを下役にわたし、下役なんぢを獄に投げ入れん。
59 Мән саңа шуни ейтип қояйки, [қәрзиңниң] әң ахирқи бир тийининиму қоймай төлимигичә, шу йәрдин һәргиз чиқалмайсән.
われ汝に告ぐ、一レプタも殘りなく償はずば、其處に出づること能はじ』