< Луқа 11 >
1 Әнди шундақ болдики, у бир йәрдә дуа қиливататти; дуа аяқлашқанда, мухлислиридин бири униңдин: — И Рәб, Йәһя өз мухлислириға үгәткинидәк, сәнму бизгә дуа қилишни үгәтсәң, — деди.
2 У уларға мундақ деди: — Дуа қилғиниңларда, мундақ дәңлар: «И Ата, Сениң намиң муқәддәс дәп улуқланғай. Сениң падишалиғиң кәлгәй.
3 Һәр күнлүк ненимизни бизгә һәр күни бәргәйсән.
4 Бизгә қәриздар болған һәр кимни кәчүргинимиздәк, Сәнму гуналиримизни кәчүргәйсән. Бизни аздурулушларға учратқузмиғайсән».
5 У сөзини [давам қилип] уларға мундақ деди: — Силәрниң ичиңлардин бириңларниң бир дости болуп, йерим кечидә униң қешиға берип: Әй достум, маңа үч нан өтнә бәргин;
6 чүнки маңа сәпәрдин бир достум кәлди вә униң алдиға қойғидәк бир нәрсәм қалмапту, десә,
7 у өйиниң ичидә туруп: «Мени аварә қилмиғин, ишик тақақлиқ, балилар орунда йенимда ятиду. Саңа елип беришкә қопалмаймән», дейиши мүмкин.
8 Силәргә шуни ейтимәнки, гәрчә у униң дости болуш сүпити билән беришкә орнидин турмисиму, униң хиҗил болмай қайта-қайта ялвуруши билән у чоқум орнидин туруп, қанчә лазим болса униңға бериду.
9 Шуниң үчүн мән силәргә ейтайки, тиләңлар, силәргә ата қилиниду; издәңлар, таписиләр. Ишикни чекиңлар, ечилиду.
10 Чүнки һәр бир тилигүчи тилигинигә еришиду; издигүчи издигинини тапиду; ишикни чәккүчиләргә ишик ечилиду.
11 Араңларда ата болғучилар өз оғли нан тәләп қилса, униңға таш беридиғанлар барму?! Яки белиқ тәләп қилса, илан беридиғанлар барму?
12 Тухум тәләп қилса, чаян беридиғанлар барму?
13 Әнди силәр рәзил туруп өз пәрзәнтлириңларға яхши илтипатларни беришни билгән йәрдә, әрштики Ата Өзидин тилигәнләргә Муқәддәс Роһни техиму ата қилмасму?
14 Әнди у бир кишидин «адәмни гача қилғучи» җинни һайдивәткәндә, шундақ болдики, җин униңдин чиққанда, гача зуванға кәлди. Халайиқ буниңға интайин һәйран болушти.
15 Бирақ улардин бәзилири: «У җинларни җинларниң әмри болған Бәәлзәбулға тайинип һайдиветиду» — деди.
16 Вә башқа бәзиләр уни синаш мәхситидә униңдин бизгә асмандин бир мөҗизилик аламәт көрсәтсәң, дәп тәләп қилғили турди.
17 Лекин у уларниң немә ойлаватқанлиғини билип уларға мундақ деди: — Өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушқан һәр қандақ падишалиқ вәйран болиду; вә һәр қандақ аилә өз ичидин бөлүнүп өз ара соқушса заваллиққа йүз тутиду.
18 Шуниңға охшаш, әгәр Шәйтан өз-өзигә қарши чиққан болса, ундақта, униң падишалиғи қандақму пут тирәп туралисун? Чүнки силәр мени, «Җинларни Бәәлзәбулға тайинип һайдайдикән» дәйсиләр.
19 Әгәр мән җинларни Бәәлзибулға тайинип қоғлисам, силәрниң пәрзәнтлириңлар кимгә тайинип җинларни қоғлайду?! Шуңа улар силәр тоғрилиқ һөкүм чиқарсун!
20 Лекин мән Худаниң бармиғи билән җинларни қоғлисам, ундақта Худаниң падишалиғи үстүңларға чүшүп намайән болған болиду.
21 Толуқ қуралланған күчтүңгүр өз өйини қоғдап турғанда, униң мал-мүлки аман қалиду;
22 лекин униңдин күчтүңгүр бири униң үстигә һуҗум қилип уни йәңсә, униң таянған қураллирини тартивалиду вә мал-мүлүклирини олҗа қилип өзидикиләргә тәқсим қилип бериду.
23 Мән тәрәптә турмиғанлар маңа қарши турғучидур. Мән тәрәпкә [адәмләрни] жиғмиғучилар болса тозутувәткүчидур.
24 Напак роһ бирәвниң тенидин чиқириветилиши билән, у қурғақ җайларни чөргиләп жүрүп бирәр арамгаһни издәйду; бирақ тапалмиғандин кейин, «мән чиққан маканимға қайтай!» дәйду.
25 Шуниң билән қайтип келип, шу маканиниң пакиз тазиланғанлиғини вә рәтләнгәнлигини байқайду-дә,
26 берип өзидинму бәттәр йәттә роһни башлап келиду; улар кирип биллә туриду. Буниң билән һелиқи адәмниң кейинки һали бурунқидинму техиму яман болиду.
27 Вә шундақ болдики, у бу гәпләрни қиливатқанда, көпчилик арисида бир аял авазини көтирип: — Сени көтәргән қосақ вә емиткән әмчәк бәхитликтур! — деди.
28 Бирақ у җававән: — Бәлки Худаниң сөзини аңлап, Униңға итаәт қилидиғанлар бәхитликтур! — деди.
29 Шу чағда, топ-тап адәмләр униң әтрапиға олашқанда, у мундақ сөзләшкә башлиди: — Бу дәвир дәрвәқә рәзил бир дәвирдур; у мөҗизилик бир аламәтниң көристилишни истәп жүриду. Бирақ буниңға «Юнус пәйғәмбәрдә көрүлгән мөҗизилик аламәт»тин башқа һеч қандақ иккинчи бир аламәт көрситилмәйду.
30 Чүнки Юнус пәйғәмбәрниң өзи Нинәвә шәһиридикиләргә аламәт-карамәт болғиниға охшаш, Инсаноғлиму бу дәвиргә йәнә шундақ болиду.
31 Қиямәт күни «Җәнуптин кәлгән аял падиша»му бу дәвирдикиләр билән тәң тирилип, уларниң гуналирини бекитиду. Чүнки у Сулайманниң дана сөзлирини аңлаш үчүн йәр йүзиниң четидин кәлгән; вә мана, Сулаймандинму улуқ бириси мошу йәрдә туриду.
32 Қиямәт күни Нинәвәлигиләр бу дәвирдикиләр билән тәң қопуп, бу дәвирдикиләрниң гуналирини бекитиду. Чүнки Нинәвәликләр Юнус пәйғәмбәр җакалиған хәвәрни аңлап товва қилған; вә мана, Юнус пәйғәмбәрдинму улуқ бириси мошу йәрдә туриду!
33 Һеч ким чирақни йеқип қоюп, уни йошурун җайда қоймас, яки үстигә севәтни көмтүрүп қоймас, бәлки чирақданниң үстигә қойиду; буниң билән өйгә киргәнләр йоруқлуқни көриду.
34 Тәнниң чириғи көздур. Шуңа әгәр көзүң сап болса, пүтүн вуҗудуң йорутулиду. Лекин әгәр көзүң хунүк болса пүтүн вуҗудуң қараңғу болиду.
35 Шуниң үчүн һези болғинки, вуҗудуңдики «йоруқлуқ» қараңғулуқ болмисун!
36 Әнди әгәр барчә вуҗудуң йоруқ болса вә униң һеч йери қараңғу болмиса, вуҗудуң худди чирақ парлақ нури билән сени йорутқандәк тамамән айдиң болиду.
37 Әйса сөз қиливатқанда, бир Пәрисий уни өйигә ғизаға тәклип қилди. Шуниң билән у өйгә кирип, дәстиханда олтарди.
38 Лекин һелиқи Пәрисий униң тамақтин илгири қол жуймиғинини көрүп, интайин һәйран болди.
39 Лекин Рәб униңға: — Әнди силәр әй Пәрисийләр, чинә-қачиларниң тешинила жуюп пакизлиғиниңлар билән ичиңлар һәртүрлүк һерислик вә рәзилликкә толғандур.
40 Әй наданлар, тешини Яратқучи ичиниму яратқан әмәсму?!
41 Әнди өз ич-ичиңлардин хәйрхаһлиқ қилиңлар вә мана, һәммә нәрсә силәргә пакиз болиду.
42 Һалиңларға вай, әй Пәрисийләр! Чүнки силәр һәтта ялпуз билән сузапниң вә һәр хил дора-дәрманларниң ондин бирини өшрә қилип Худаға атайсиләр-ю, бирақ адаләт вә Худаниң муһәббитини һеч етиварға алмай кетиверисиләр. Дәрвәқә, авал мошу ишларни орундишиңлар керәк, андин шу ишларниму ада қилмай қоймаслиғиңлар керәк.
43 Һалиңларға вай, әй пәрисийләр! Чүнки силәр синагогларда алдинқи орунларда олтиришқа, базарларда кишиләрниң силәргә болған [һөрмәтлик] саламлириға амрақсиләр.
44 Силәргә вай! Чүнки силәр худди кишиләр кетиветип, үстигә дәссәп селипму сәзмәй өтүп кәткән гөрләргә охшайсиләр! — деди.
45 Тәврат әһлилиридин бири униңға: — Устаз, буларни ейтқиниң бизгиму һақарәт болди! — деди.
46 У униңға мундақ җавап бәрди: — Силәргиму вай, әй Тәврат әһлилири! Чүнки силәр көтирәлмигидәк еғир жүкләрни адәмләрниң зиммисигә артип қойсиләр-ю, амма өзүңлар бу жүкләрни көтиришкә бирму бармиғиңларни тәккүзмәйсиләр!
47 Силәргә вай! Чүнки пәйғәмбәрләрниң қәбирлирини ясап келиватисиләр, лекин ата-бовилириңлар уларни өлтүрди.
48 Шуниң билән силәр ата-бовилириңлар қилғанлириға рази болғанлиғиңларға гувалиқ берисиләр. Чүнки улар пәйғәмбәрләрни өлтүрди вә силәр уларниң қәбирлирини ясайсиләр.
49 Бу сәвәптинму Худаниң даналиғи дәйдуки: «Мән уларға пәйғәмбәрләр вә расулларни әвәтимән вә булардин бәзилирини улар өлтүриду вә бәзилирини зиянкәшлик билән қоғливетиду».
50 Шуниң билән дуния апиридә болғандин буянқи барлиқ пәйғәмбәрләрниң төкүлгән қан қәризлири, йәни Һабилниң төкүлгән қенидин тартип таки [ибадәтханидики] қурбангаһ билән муқәддәс җай арилиғида қәтл қилинған [каһин] Зәкәрияниң төкүлгән қениғичә барлиқ қан қәризләр үчүн мошу дәвирдикиләрдин һесап елиниду. Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, буларниң һәммиси мошу дәвирдин елинидиған болиду!
51
52 Һалиңларға вай, әй Тәврат әһлилири! Чүнки һекмәт ғәзнисиниң ачқучини елип туруп, өзүңлар униң ичигә кирмидиңлар вә кирәй дегәнләрниму киргүзмидиңлар.
53 У шу йәрдин чиққандин кейин, Тәврат устазлири билән Пәрисийләр униң билән қаттиқ қаршилишип, униңға көп ишларни музакирилишишкә қистиди
54 вә униң үстидин шикайәт қилишқа сөзидин бирәр әйип тепивелишқа пайлап жүрәтти.